□7:4 «буниң билән у Калдийләрниң зиминини ташлап,..» — «Калдийиликләрниң зимини» «Уз» дегән жутни көрситиду («Яр.» 11:31, 12:1ни көрүң).
■7:6 Яр. 15:13-14,16; Мис. 12:40; Гал. 3:17.
□7:7 «...бирақ уларни қуллуққа салған әлни җазалаймән... вә униңдин кейин, нәсиллириң у йәрдин чиқип, бу йәрдә Мениң ибадәт-хизмитимдә болиду» — «Яр.» 15:13-14.
□7:8 «Кейин Худа Ибраһим билән бәлгүси хәтнә болған әһдини түзгән..» — «Яр.» 17:10-14. «он икки «қәбилә атиси»» — Исраил хәлқининг он икки қәбилисиниң әҗдатлирини көрситиду.
■7:8 Яр. 21:2; 25:24; 29:32; 30:5; 35:23.
□7:9 «кейин, «қәбилә атилири» иниси Йүсүпкә һәсәт қилип, уни Мисирға қуллуққа сетивәтти. Лекин Худа униң билән биллә болуп, ...» — шу вақитта «қәбилә атилири» (Йүсүптин башқа) онәйлән еди. Мошу вақиәни «Яр.» 37-баптин көрүң.
□7:12 «Яқуп әнди Мисирда ашлиқ барлиғини аңлиған болуп, ... ата-бовилиримизни у йәргә биринчи қетим әвәтти» — «биринчи қетим әвәтти» — биринчи қетим улар укиси Йүсүпни тоналмиди (он нәччә жил өткән еди). «Яр.» 42-бапни көрүң.
□7:13 «Иккинчи қетим барғанда, Йүсүп акилириға өзини ашкарилиди» — «Яр.» 43-45-бапни көрүң.
□7:14 «Андин Йүсүп атиси Яқупниң алдиға хәвәр йәткүзүп,... Мисирға өзигә чақирди» — «Яр.» 46-бапни көрүң.
□7:16 «уларниң җәсәтлири кейин ... Шәкәмдики бир йәрликкә қоюлди» — «Яр.» 49:29-32ни көрүң. Истипан мошу йәрдә бу ишларниң тәпсилатлирини бәк қисқартиветиду.
■7:16 Яр. 23:16; 50:13; Мис. 13:19; Йә. 24:32.
□7:17 «Худа Ибраһимға әсли қилған вәдиниң вақти йеқинлашқанда...» — «Худа қилған вәдә» болса Худаниң «Сениң нәсиллириң у йәрдин чиқип, бу йәрдә Мениң ибадәт-хизмитимдә болиду» дегән вәдиси (7-айәтни көрүң).
□7:20 «Муса...Худаниң алдида алаһидә йеқимлиқ бала...» — Мусаниң роһий җәһәттики бәзибир алаһидилигини көрситиду («Мис» 2:2).
■7:20 Мис. 2:2; 6:19; Чөл. 26:59; 1Тар. 23:13; Ибр. 11:23.
□7:21 «Кейин у сиртқа қоюп қоюлғанда...» — мошу йәрдики «сиртқа қоюп қоюш» дегән ибарә 19-айәттә: (һаят қалдурмаслиғи үчүн) «ташливетиш» дәп тәрҗимә қилиниду. Амма Мусаниң ата-анисниң боваққа (Мусаға) болған барлиқ муамилиси, җүмлидин «сиртқа қоюш»и иман-ишәш билән болди. «Ибр.» 11:23ни , «Мис.» 2-бапни көрүң. «Пирәвнниң қизи уни судин елип...» — «Мис.» 2-бапни көрүң.
□7:23 «өз қериндашлири болған Исраилларниң һалиға йетиш...» — грек тилида «өз қериндашлири болған Исраилларни йоқлаш...».
■7:27 Мат. 21:23; Рос. 7:35; 4:7.
□7:29 «Муса бу сөзни аңлап қорқуп, Мисирдин қечип Мидиян зиминиға берип,..» — униң қорқидиғанлиғиниң сәвәви Мисирлиқниң өлтүрүлгәнлигиниң ашкариланғанлиғи болуши керәк. Лекин ахирда униң Мисирни ташлап кетиши қорқунучтин әмәс, бәлки имандин еди ( йәнә «Мис.» 2-бапни, «Ибр.» 11:27ни көрүң).
■7:32 Мис. 3:6; Мат. 22:32; Ибр. 11:16.
■7:33 Мис. 3:5, 7, 8, 10; Йә. 5:15.
□7:36 «...шу Муса хәлиққә йетәкчилик қилип, уларни Мисирдин чиқарди һәмдә Мисир зиминида, Қизил деңизниң бойида вә қириқ жилни өткүзгән чөлдә карамәтләрни вә мөҗизилик аламәтләрни көрсәтти» — бу ишлар «Мисирдин чиқиш» һәм «Чөл-баявандики сәпәр»дики улуқ темадур.
■7:36 Мис. 7; 8; 9; 10; 11; 13; 14; 16:1; Қан. 1:3.
□7:37 «Худа қериндашлириңлар арисидин маңа охшаш бир пәйғәмбәрни тикләйду» — «Қан.» 18:15.
■7:37 Қан. 18:15,18; Юһ. 1:46; Рос. 3:22; Мат. 17:5.
□7:40 «шуңа улар Һарунға...» — Һарун Мусаниң акиси. «шуңа халайиқ Һарунға: — «Бизгә йол башлайдиған илаһларни ясап бәргин! Чүнки бизни Мисир зиминидин елип чиққан һелиқи Мусаниң немә болуп кәткәнлигини биләлмидуқ» деди» — бу вақиә Муса пәйғәмбәр Синай теғидин техи чүшмигән вақитта болған еди («Мис.» 32-бап).
□7:43 «... Бәрһәқ, силәр чоқунуш үчүн ясиған мәбудлар, йәни «Молоқ»ниң чедири һәм бутуң болған «Рәмфан»ниң юлтуз бәлгүсини көтирип маңдиңлар; әнди Мән силәрни әсир қилип Бабилдин жираққа сүргүн қилдуримән» — «Ам.» 5:25-27.
□7:44 ««һөкүм-гувалиқ» чедири» — йәни «ибадәт чедири»; «Мис.» 16:34 вә изаһатини көрүң. «у дәл Мусаға сөз-калам Йәткүзгүчиниң буйруғинидәк, көрситилгән өрнәк бойичә ясалған еди» — «сөз-калам Йәткүзгүчи» — Худаниң Өзи, әлвәттә.
□7:45 «кейин Йәшуаниң йетәкчилигидә...» —Йәни Йәшуа пәйғәмбәрниң йетәкчилигидә.
□7:46 «Яқупниң Худаси үчүн бир муқим макан селишқа иҗазәт сориған» — грек тилида «Яқупниң Худаси үчүн бир муқим макан тепишқа иҗазәт сориған» («2Сам.» 7-бапни көрүң).
■7:46 1Сам. 16:1; 2Сам. 7:2; 1Тар. 17:1; Зәб. 88:20-22; 131:5; Рос. 13:22.
□7:47 «Бирақ кейин, Худа үчүн ибадәтхана салған Давут әмәс, әмәлийәттә Сулайман болди» — «1Пад.» 5-6-бапни көрүң.
■7:49 2Тар. 6:33; Йәш. 66:1, 2; Мат. 5:34; 23:22.
□7:50 «Асманлар мениң тәхтим, зимин болса аяқлиримға тәхтипәрдур, әнди Маңа қандақ өй-имарәт ясимақчисиләр? Маңа қандақ йәр арамгаһ болалайду? Буларниң һәммисини Мениң қолум яратқан әмәсмиди?» — «Йәш.» 66:1-2.
□7:52 «шундақ қилип улар «Һәққаний Болғучи»ниң келидиғанлиғини алдин җакалиғучиларни өлтүрүшкән. Әнди у өзи һазир кәлгәндә, силәр униңға сатқунлуқ қилғучи вә қатил болуп чиқтиңлар,...» — «Һәққаний Болғучи» Әйсани көрситиду.
■7:53 Мис. 19:3; 24:3; Юһ. 7:19; Гал. 3:19; Ибр. 2:2.
□7:58 «Уни әрз қилған гувачилар уни чалма-кесәк қилиштин авал чапанлирини Саул исимлиқ бир яшниң пути алдида қоюп қоюшти» — Тәврат қануни бойичә бириси өлүмгә мәһкүм болса униңға әрз қилған гувачилар биринчи болуп таш етиши керәк еди («Қан.» 17:7).
■7:60 Мат. 5:44; Луқа 23:34; 1Кор. 4:12.