18
Лавийлар вә каһинларниң несивиси
Лавий каһинлар вә шуниңдәк барлиқ Лавийлар қәбилисиниң Исраилда һеч қандақ несивиси яки мираси болмайду; улар Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқлардин вә Пәрвәрдигарниң мирасидин йейишкә болиду, «Пәрвәрдигарниң мирасидин йейиш» — демәк, Пәрвәрдигарниң мираси болған зиминдики мәһсулатлардин йейиш.   Чөл. 18:20; Қан. 10:9; 1Кор. 9:13 Бирақ уларниң қериндашлири арисида һеч қандақ мираси болмайду; Пәрвәрдигар ейтқандәк, У Өзи уларниң мирасидур. Чөл. 18:20-32; Қан. 10:9; Әз. 44:28 Каһинларниң қурбанлиқ қилидиған хәлиқтин алидиған үлүши мундақ: — (мәйли кала яки қой болсун) қол, еңәк гөши вә үчәй-қерини каһинларға берилиду. Силәрниң ашлиғиңлардин, йеңи шарабиңлардин вә зәйтун мейиңлардин дәсләпки пишқан һосулни вә қойлириңлардин дәсләпки қирқилған жуңни униңға берисиләр; чүнки Пәрвәрдигар Худайиң уни вә униң әвлатлирини Өз намида хизмитидә дайим турушқа барлиқ қәбилилириңлар ичидин талливалған.
Әгәр Лавий болған бир адәм пүткүл Исраилдики һәр қандақ шәһәр-йезидин, йәни өзи маканлашқан җайдин чиқип, Пәрвәрдигар таллайдиған җайға кәлсә вә шу йәрдә Пәрвәрдигар алдида турғучи барлиқ қериндашлириға охшаш Пәрвәрдигар Худасиниң намида хизмәттә турған болса, ундақта (мәйли у атисидин қалған мирасини сетивәткән яки сетивәтмигән болсун) униң йәйдиған үлүши қериндашлириниңкидәк болуши керәк. «мәйли у атисидин қалған мирасини сетивәткән яки сетивәтмигән болсун,...» — Лавийларниң өз алдиға чоң зимини болмайтти, бәлки пәқәт бәзи шәһәрләрдә қору-җайлири вә әтрапида чәклик яйлақлирила болатти. «Чөл.» 35:1-8ни көрүң. Башқа нәччә хил тәрҗимилири учриши мүмкин.
 
Сеһир-җадугәрлик қилишқа болмайду, һәқиқий пәйғәмбәргә қулақ селиңлар
Сән Пәрвәрдигар Худайиң саңа беридиған зиминға киргән чағда, сән шу йәрдики әлләрниң жиркиничлик адәтлирини үгәнмәслигиң керәк. 10 Араңларда өз оғли яки қизини оттин өткүзидиған, палчилиқ, рәмчилик, әпсанийлик, җадугәрлик «...балилирини оттин өткүзүш» — бәлким «инсан қурбанлиғи»ни көрситиши мүмкин.   Лав. 18:21; 20:27; 1Сам. 28:7; Йәш. 8:19 11 яки дәмидичилик қилғучи яки җинкәш, сеһиргәр яки өлгәнләрдин йол сориғучи һеч қандақ киши болмисун; 12 чүнки бундақ ишларни қилидиған һәр қандақ киши Пәрвәрдигарға нәпрәтлик болиду; бу жиркиничлик ишлар түпәйлидин Пәрвәрдигар Худайиң шу әлләрни алдиңлардин һайдап чиқириду.
13 Сән Пәрвәрдигар Худайиң алдида әйипсиз мукәммәл болушуң керәк; 14 чүнки сән зиминдин һайдайдиған бу әлләр рәмчиләр вә палчиларға қулақ салиду; бирақ Пәрвәрдигар Худайиң сени ундақ қилишқа йол қоймайду.
 
Кәлгүсидики улуқ пәйғәмбәр
15 Пәрвәрдигар Худайиң силәр үчүн араңлардин, қериндашлириңлар арисидин маңа охшайдиған бир пәйғәмбәр турғузиду; силәр униңға қулақ селиңлар. Юһ. 1:46; Рос. 3:22; 7:37 16 Бу силәр Һорәб теғида жиғилған күндә Пәрвәрдигар Худайиңлардин: «Пәрвәрдигар Худайимниң авазини йәнә аңлимайли, бу дәһшәтлик отни көрмәйли, болмиса өлүп кетимиз» дәп тәләп қилғиниңларға пүтүнләй мас келиду. Мис. 20:19; Қан. 5:25; Ибр. 12:19 17 Шу чағда Пәрвәрдигар маңа: «Уларниң маңа дегән сөзи яхши болди. 18 Мән уларға қериндашлири арисидин саңа охшайдиған бир пәйғәмбәрни турғузимән, Мән Өз сөзлиримни униң ағзиға салимән вә у Мән униңға барлиқ тапилиғинимни уларға сөзләйду. Юһ. 4:25 19 Вә шундақ болидуки, у Мениң намимда дәйдиған сөзлиримгә қулақ салмайдиған һәр қандақ киши болса, Мән униңдин һесап алимән. « шу пәйғәмбәр Мениң намимда дәйдиған сөзлиримгә қулақ салмайдиған һәр қандақ киши болса, мән униңдин һесап алимән» — бу улуқ пәйғәмбәрниң салаһийити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
20 Амма Мениң намимда башбаштақлиқ қилип Мән униңға тапилимиған бирәр сөзни сөзлисә яки башқа илаһларниң намида сөз қилидиған пәйғәмбәр болса, шу пәйғәмбәр өлтүрүлсун. «башқа илаһларниң намида сөз қилидиған пәйғәмбәр ... өлтүрүлсун» — башқа бир хил тәрҗимиси: «башқа илаһларниң намида сөз қилидиған пәйғәмбәр ... өлиду» — демәк, өзлүгидин өлиду. Бизниңчә мошу йәрдә Худаниң көрсәткини шу пәйғәмбәрни өлтүрүш керәклиги болса керәк.   Қан. 13:6; Йәр. 14:14
21 Әгәр сән көңлүңдә: «Пәрвәрдигар қилмиған сөзни қандақ пәриқ етимиз» десәң, 22 бир пәйғәмбәр Пәрвәрдигарниң намида сөз қилған болса вә у бешарәт қилған иш тоғра чиқмиса яки әмәлгә ашурулмиса, ундақта бу сөз Пәрвәрдигардин чиқмиған; шу пәйғәмбәр башбаштақлиқ билән сөзлигән дәп, униңдин қорқма.
 
 

18:1 «Пәрвәрдигарниң мирасидин йейиш» — демәк, Пәрвәрдигарниң мираси болған зиминдики мәһсулатлардин йейиш.

18:1 Чөл. 18:20; Қан. 10:9; 1Кор. 9:13

18:2 Чөл. 18:20-32; Қан. 10:9; Әз. 44:28

18:8 «мәйли у атисидин қалған мирасини сетивәткән яки сетивәтмигән болсун,...» — Лавийларниң өз алдиға чоң зимини болмайтти, бәлки пәқәт бәзи шәһәрләрдә қору-җайлири вә әтрапида чәклик яйлақлирила болатти. «Чөл.» 35:1-8ни көрүң. Башқа нәччә хил тәрҗимилири учриши мүмкин.

18:10 «...балилирини оттин өткүзүш» — бәлким «инсан қурбанлиғи»ни көрситиши мүмкин.

18:10 Лав. 18:21; 20:27; 1Сам. 28:7; Йәш. 8:19

18:15 Юһ. 1:46; Рос. 3:22; 7:37

18:16 Мис. 20:19; Қан. 5:25; Ибр. 12:19

18:18 Юһ. 4:25

18:19 « шу пәйғәмбәр Мениң намимда дәйдиған сөзлиримгә қулақ салмайдиған һәр қандақ киши болса, мән униңдин һесап алимән» — бу улуқ пәйғәмбәрниң салаһийити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

18:20 «башқа илаһларниң намида сөз қилидиған пәйғәмбәр ... өлтүрүлсун» — башқа бир хил тәрҗимиси: «башқа илаһларниң намида сөз қилидиған пәйғәмбәр ... өлиду» — демәк, өзлүгидин өлиду. Бизниңчә мошу йәрдә Худаниң көрсәткини шу пәйғәмбәрни өлтүрүш керәклиги болса керәк.

18:20 Қан. 13:6; Йәр. 14:14