□11:1 «Етиқат болса үмүт қилған ишларниң реаллиқтики ипадиси» — яки «етиқат болса үмүт қилған ишларниң мутләқ хатирҗәмлиги». Демисәкму, Инҗилда «үмүт» дайим дегидәк мүҗмәл бир арзу әмәс, бәлки Худаниң вәдилиригә чиң бағланған иштур.
□11:2 «Чүнки бурунқи мөтивәрлиримиз қедимдә мана шу етиқат билән Худадин кәлгән яхши гувалиқни алған» — «бурунқи мөтивәрлиримиз» дегәнлик грек тилида «ақсақаллиримиз». Демәк, ибранийларниң ата-бовилири арисида етиқат тәрипидә үлгиләр вә йол башлиғучи болғанлар.
□11:3 «Биз етиқат арқилиқ каинатниң Худаниң сөз-калами билән орнитилғанлиғини ... чүшинәләймиз» — яки «биз етиқат арқилиқ дәвир-заманларниң Худаниң сөз-калами билән орнитилғанлиғини ... чүшинәләймиз».
■11:3 Яр. 1:1; Зәб. 32:6; Юһ. 1:10; Рим. 4:17; Әф. 3:9; Кол. 1:16.
□11:7 «Етиқати болғачқа, Нуһ .. . аилисидикиләрни қутқузуш үчүн йоған бир кемә ясиди» — «йоған кемә» грек тилида «сандуқ» дегән сөз билән ипадилиниду. Чүнки кемә сандуқ шәклидә еди («Яр.» 6-7-бапни көрүң).
□11:11 «Етиқати болғачқа Сараһ гәрчә яшинип қалған, туғут йешидин өткән болсиму, һамилдар болуш иқтидариға егә болди; чүнки у вәдә қилған Худани ишәшлик дәп қарайтти» — бәзи тәрҗимилиридә бу җүмлидә көздә тутулған етиқат егиси Сараһ әмәс, бәлки Ибраһим дәп қарилиду. Бир нәччә сәвәпләрдин (җүмлидин бала туғушта күч, йәни һамилдар болуш иқтидари керәк болғини әр киши әмәс, бәлки аял киши болғанлиғидин!), көрситилгән етиқатчини Сараһ дәп қараймиз. У Худаниң сөзидин гуманланғандин кейин, әйипләнгән болуп андин чиң етиқатта турған болуши мүмкин («Яр.» 18:1-15ни көрүң).
■11:11 Яр. 17:19; 21:2; Луқа 1:36.
■11:12 Яр. 15:5; 22:17; Рим. 4:18.
■11:13 Яр. 23:4; 47:9; Юһ. 8:53.
■11:16 Мис. 3:6; Мат. 22:32; Рос. 7:32.
■11:17-18 Яр. 22:10; Яр. 21:12; Рим. 9:7; Гал. 3:29.
□11:21 «Етиқати болғачқа, Яқуп аләмдин өтүш алдида Йүсүпниң икки оғлиниң һәр бири үчүн хәйрлик дуа қилип, һасисиға тайинип туруп Худаға сәҗдә қилди» — «Яр.» 47:31 (грек тилидики «Сәптуагинт» (LXX) дегән тәрҗимиси)ни көрүң.
□11:22 «Етиқати болғачқа, Йүсүп сәкратқа чүшүп қалғанда, бәни Исраилниң Мисирдин чиқип кетидиғанлиғини тилға алди һәмдә өзиниң устиханлири тоғрилиқму әмир қилди» — Йүсүпниң әмри болса «Силәр Мисирдин чиққиниңларда мениң устиханлиримни елип кетиңлар» дегәнлик еди. «Яр.» 50:24 вә «Мис.» 18:19ни көрүң.
□11:23 «Етиқати болғачқа, Муса туғулғанда, униң ата-аниси уни үч ай йошурди; чүнки улар Мусаниң йеқимлиқ бир бала екәнлигини көрди, падишаниң пәрманидинму қорқмиди» — «йеқимлиқ бир бала» бу сөз чоқум Мусаниң бир алаһидилигини, униң Худаға яқидиғанлиғини көрсәтсә керәк («Рос.» 7:20ниму көрүң).
□11:26 «У (Муса) Мәсиһкә қаритилған һақарәткә учрашни Мисирниң ғәзнисидики байлиқларға егә болуштинму әвзәл билди...» — «Мәсиһкә қаритилған һақарәт» дегән сөз бәлким Мәсиһниң һәрдайим (һәтта дунияға келишидин илгири) Өз хәлқи билән бир екәнлигини көрситиду. Бу әҗайип ибарә тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
□11:28 «Етиқати болғачқа, у «тунҗа оғлиниң җенини алғучи» пәриштиниң Исраилларға тәгмәслиги үчүн тунҗа «өтүп кетиш» һейтини өткүзүп, шуниңға мунасивәтлик қанни буйрулғини бойичә сепип-сүркиди» — бу вақиәләрни чүшиниш үчүн «Мис.» 12-бапқа қаралсун.
□11:30 «Етиқати болғачқа, хәлиқ йәттә күн Йерихо шәһириниң сепилини айланғандин кейин сепил өрүлди» — Йерихо шәһири Исраиллар Мисирдики қуллуқтин қутулуп, Худа беришкә вәдә қилған Қанаан зиминида җәң қилмайла егилигән тунҗа шәһәр. «Йәшуа» 6-бапни көрүң.
■11:31 Йә. 2:1; 6:23; Яқ. 2:25.
■11:32 Һак. 4:6; 6:11; 11:1; 12:7; 13:24; 1Сам. 17:45; 1Сам. 12:2.
□11:33 «Улар етиқати билән әлләрниң үстидин ғалип кәлди, адаләт жүргүзди...» — «адаләт жүргүзди» бәлким Давуттәк адиллиқ билән жут сорашлирини, яки Аюптәк башқиларниң дәрдигә йетишни (мәсилән, «Аюп» 29:12-17, 31-бапни көрүң) көрситиду. «улар етиқати билән ... Худа вәдә қилғанларға еришти, ширларниң ағзилирини етип қойди...» — бир қетим Даниял пәйғәмбәр шир угисиға ташланған, бирақ у Худаға болған етиқати вәҗидин ширлардин қутулуп қалған. «Дан.» 6-бапни көрүң.
■11:33 Һак. 14:6; 1Сам. 17:34; Дан. 6:23.
□11:34 «дәһшәтлик отниң ялқунини өчүрди,...» — мәсилән, «Дан.» 3-бапни көрүң.
■11:34 1Сам. 20:1; 1Пад. 19:3; 2Пад. 6:16; Аюп 42:10; Зәб. 65:12; Йәш. 38:21; Йо. 3:10
■11:35 1Пад. 17:23; 2Пад. 4:36; Рос. 22:25.
□11:36 «Йәнә бәзиләр синилип хар-мәсқириләргә учрап қамчиланди, бәзиләр һәтта кишәнлинип зинданға ташланди» — Тәвратта мошундақ мисаллар нурғун. 35-айәттә көрситилгән азаплар вә ушбу бабта бәзи башқа ишлар «Макаббийлар» дегән тарихий китап (1-, 2- вә 4-том)да хатирилиниду. Бу китап Тәвратниң бир қисми болмисиму, тарихшунаслар тәрипидин асасән ишәшлик дәп қарилиду.
□11:37 «...һәрә билән һәрилинип парчиланди...» — Йәһудий хәлқиниң бәзи тарихлири бойичә Манассәһ падиша Йәшая пәйғәмбәрни шундақ қилған. Тәврат өзидә мошу тарих хатириләнмигән.
■11:37 1Пад. 21:13; 2Пад. 1:8; Мат. 3:4.
□11:39 «Буларниң һәммиси етиқати билән Худаниң өз гувайи билән тәрипләнгән болсиму, Худаниң вәдә қилғиниға әйни бойичә еришкини йоқ» — «еришкини йоқ» дегәнлик йәр йүзидә тирик вақтида еришмигән, демәкчи. Тирилгәндә пүтүнләй башқичә болиду, әлвәттә!
□11:40 «Әндиликтә Худа бизләр үчүн техиму әвзәл бир нишан-мәхсәтни бекиткән болуп, улар бизсиз камаләткә йәткүзүлмәйду» — демәк, улар бизни күтүши керәк, йеңи әһдидин бәһримән болған етиқатчи бизләр билән тәң камаләткә йәткүзүлиду.