21
Исһақниң дунияға келиши
1 Әнди Пәрвәрдигар вәдә қилғинидәк Сараһни йоқлиди; Пәрвәрдигар Сараһқа дегинидәк қилди.
□ ■ 2 Сараһ һамилдар болуп, Ибраһим қериғанда Худа униңға бекиткән вақитта бир оғул туғуп бәрди.
■ 3 Ибраһим өзигә төрәлгән оғли, йәни Сараһ униңға туғуп бәргән оғлиниң исмини Исһақ қойди.
□ 4 Андин Ибраһим Худа униңға буйруғинидәк өз оғли Исһақ туғулуп сәккизинчи күни хәтнә қилди.
■ 5 Оғли Исһақ туғулған чағда, Ибраһим йүз яшта еди.
6 Сараһ: «Худа мени күлдүрүвәтти; һәр ким бу ишни аңлиса, мән билән тәң күлүшиду», деди.
7 У йәнә: — Кимму Ибраһимға: «Сараһ бала емитидиған болиду!» дәп ейталайтти? Чүнки у қериғанда униңға бир оғул туғуп бәрдим! — деди.
Һәҗәр билән Исмаилниң қоғлиниши
8 Бала чоң болуп, әмчәктин айрилди. Исһақ әмчәктин айрилған күни Ибраһим чоң зияпәт өткүзүп бәрди.
9 Амма Сараһ мисирлиқ Һәҗәрниң Ибраһимға туғуп бәргән оғулниң
Исһақни мәсқирә қиливатқинини көрүп қалди.
10 Шуниң билән у Ибраһимға: — Бу дедәк билән оғлини һайдивәт! Чүнки бу дедәкниң оғли мениң оғлум Исһақ билән тәң варис болса болмайду!, — деди.
■ 11 Сараһниң бу сөзи Ибраһимға толиму еғир кәлди; чүнки
Исмаилму униң оғли-дә!
□ 12 Лекин Худа Ибраһимға: — Балаң вә дедигиң вәҗидин бу сөз саңа еғир кәлмисун, бәлки Сараһниң саңа дегәнлириниң һәммисигә қулақ салғин; чүнки Исһақтин болғини сениң нәслиң һесаплиниду.
■ 13 Лекин дедәкниң оғлидинму бир хәлиқ-милләт пәйда қилимән, чүнки уму сениң нәслиң, — деди.
■ 14 Әтиси таң сәһәрдә Ибраһим қопуп, нан билән бир тулум суни елип Һәҗәргә берип, өшнисигә йүдкүзүп, балини униңға тапшуруп, иккисини йолға селип қойди. Һәҗәр кетип, Бәәр-Шебаниң чөлидә кезип жүрди.
□ 15-16 Әнди тулумдики су түгәп кәткән еди; Һәҗәр балини бир чатқалниң түвигә ташлап қоюп, өз-өзигә: «Балиниң өлүп кетишигә қарап чидимаймән» дәп, бир оқ етимчә жираққа берип, удулида олтарди. У удулида олтирип, пәряд көтирип жиғлиди.
17 Худа оғулниң жиға авазини аңлиди; шуниң билән Худаниң Пәриштиси асмандин Һәҗәрни чақирип униңға: — Әй Һәҗәр, саңа немә болди? Қорқмиғин; чүнки Худа оғулниң
йиға авазини ятқан йеридин аңлиди.
18 Әнди қопуп, қолуң билән балини йөләп турғуз; чүнки Мән уни улуқ бир әл-милләт қилимән, — деди.
■ 19 Шуан Худа Һәҗәрниң көзлирини ачти, у бир қудуқни көрди. У берип тулумға су толдуруп, оғулға ичкүзди.
20 Худа у бала билән биллә болди; у өсүп чоң болди. У чөлдә яшап, мәргән болуп йетишти. 21 У Паран чөлидә турди; шу вақитларда аниси униңға Мисир зиминидин бир қизни хотунлуққа елип бәрди.
Ибраһимниң Абимәләк падиша билән келишим түзүши
22 У вақитларда шундақ болдики, Абимәләк вә униң ләшкәр беши Фикол келип Ибраһимға: — Қилған һәммә ишлириңда, Худа сениң билән биллидур.
23 Әнди сән дәл мошу йәрдә маңа, оғлумға вә нәврәмгә хиянәт қилмаслиққа Худаниң намида қәсәм қилип бәргәйсән; мән саңа көрситип кәлгән меһриванлиғимдәк, сәнму маңа вә сән һазир туруватқан жутқа меһриванлиқ қилғайсән, — деди.
■ 24 Ибраһим: Қәсәм қилип берәй, деди.
25 Андин Ибраһим Абимәләкниң чакарлири тартивалған бир қудуқ тоғрисида Абимәләкни әйиплиди. 26 Абимәләк: — Бу ишни қилған кишини билмәймән; сән бу ишни маңиму ейтмапсән; мән бу ишни пәқәт бүгүнла аңлишим, — деди.
27 Ибраһим қой-кала елип Абимәләккә тәқдим қилди; андин улар иккилиси әһдә қилишти. 28 Ибраһим йәнә падидин йәттә чиши қозини бир тәрәпкә айрип қойди. 29 Абимәләк Ибраһимдин: — Сән бир тәрәпкә айрип қойған бу йәттә чиши қозиниң немә мәнаси бар? — дәп соривиди, 30 у: — Мениң бу қудуқни колиғинимни етирап қилғиниңға гувалиқ сүпитидә бу йәттә чиши қозини қолумдин қобул қилғайсән, — дәп җавап бәрди.
31 Бу иккиси шу йәрдә қәсәм қилишқанлиғи үчүн, у шу җайни «Бәәр-Шеба» дәп атиди.
□ 32 Шу тәриқидә улар Бәәр-Шебада әһдә қилишти. Андин Абимәләк вә униң ләшкәр беши Фикол қозғилип, Филистийләрниң зиминиға йенип кәтти.
□ 33 Ибраһим Бәәр-Шебада бир түп жулғунни тикип, у йәрдә Әбәдий Тәңри болған Пәрвәрдигарниң намиға нида қилип ибадәт қилди.
□ ■ 34 Ибраһим Филистийләрниң зиминида узун вақитқичә туруп қалди.
□