29
Яқупниң Лабанниң өйигә бериши
Андин Яқуп сәпирини давамлаштуруп, мәшриқтики қовмларниң зиминиға йетип кәлди. У қаривиди, мана, яйлақта бир қудуқ туратти, униң йенида үч топ қой падиси туратти; чүнки хәлиқ бу қудуқтин падиларни суғиратти. Қудуқниң ағзиға йоған бир таш қоюқлуқ еди. Қачаники падиларниң һәммиси у йәргә жиғилса, падичилар бирликтә қудуқниң ағзидики ташни жумилитиветип, қойларни суғирип, андин ташни йәнә қудуқниң ағзиға өз орниға қоюп қоятти. Яқуп падичилардин: Әй бурадәрләр, силәр қәйәрлик? — дәп сориди. Улар: — Биз һаранлиқмиз, деди.
У улардин: — Силәр Наһорниң оғли Лабанни тонумсиләр? — дәп сориди. Улар: — Тонуймиз, деди.
У улардин: — У саламәтму, дәп соривиди, улар җавап берип: — У саламәт туруватиду. Мана әнә униң қизи Раһилә қойлири билән келиватиду, деди.
У: — Мана, күн техи егиз турса, һазир техи малниң жиғилидиған вақти болмиди; немишкә қойларни суғирип, андин йәнә берип отлатмайсиләр? — деди.
Улар җавап берип: — Яқ, мундақ қилалмаймиз. Авал падиларниң һәммиси жиғилип, падичилар ташни қудуқниң ағзидин жумилитивәткәндин кейин, андин қойларни суғиримиз, деди. «падичилар» — ибраний тилида «улар». Шу падичилар бир түркүм һоқуқлуқ падичилар болса керәк. Яки болмиса улар ейтқан ишлар шу йәрдә бир өрп-адәт болуп қалған болса керәк.
У улар билән гәплишип турғинида, Раһилә атисиниң қойлири билән йетип кәлди; чүнки у қой баққучи еди. 10 Шундақ болдики, Яқуп анисиниң акиси Лабанниң қизи Раһилә билән анисиниң акиси Лабанниң қойлирини көргәндә, у қопуп берип, қудуқниң ағзидин ташни жумилитиветип, анисиниң акиси Лабанниң қойлирини суғарди. 11-12 Андин Яқуп Раһиләни сөйүп, жуқури аваз билән жиғлап ташлиди вә Раһиләгә: — Мән сениң атаңниң туққини, Ривкаһниң оғли болимән, девиди, у жүгүрүп берип атисиға хәвәр бәрди.
13 Шундақ болдики, Лабан өз сиңлисиниң оғли Яқупниң хәвирини аңлиғанда, униң алдиға жүгүрүп берип, уни қучағлап сөйүп, өйигә башлап кәлди. Андин Яқуп Лабанға кәчүрмишлириниң һәммисини дәп бәрди. «кәчүрмишлириниң һәммисини» — ибраний тилида «бу ишларниң һәммисини». Демәк, тәрҗимимиздәк «йүз бәргән һәммә ишларни», яки у баятин Раһиләгә ейтқан ишларни (туққанчилиқ мунасивәтлирини) көрсәтсә керәк.
14 Лабан униңға: — Сән дәрвәқә мениң сүйәк билән гөшүмдурсән! — деди. Буниң билән у униң қешида бир айчә туруп қалди.
 
Яқупниң алдинип қелиши
15 Андин Лабан Яқупқа: — Сән мениң туққиним болғач, маңа бекарға хизмәт қиламсән? Ейтқина, һәққиңгә немә алисән? — деди.
16 Лабанниң икки қизи бар еди; чоңиниң ети Леяһ, кичигиниң ети Раһилә еди. 17 Леяһниң көзлири йеқимлиқ еди; амма Раһиләниң болса тәқи-турқи келишкән, һөсни-җамали чирайлиқ қиз еди. «Леяһниң көзлири йеқимлиқ» — ибраний тилида «Леяһниң көзлири мулайим» (яки «юмшақ»). Буниң башқа хил тәрҗимилири болса: (1) тиниқ; (2) аҗиз (яхши көрмәйдиған); (3) нурсиз. 18 Яқупниң көңли Раһиләгә чүшкән болуп Лабанға: — Мән сениң кичик қизиң Раһилә үчүн саңа йәттә жил хизмәт қилай, деди. Һош. 12:13.
19 Лабан җавап берип: — Уни башқа кишигә бәргинимдин саңа бәргиним яхши. Әнди мениңкидә турғин, деди.
20 Яқуп Раһиләни елиш үчүн йәттә жил хизмәт қилди. Амма у уни интайин яхши көргәчкә, бу жиллар униңға пәқәт бир нәччә күндәкла билинди. 21 Вақит тошқанда Яқуп Лабанға: — Мана мениң күнлирим тошти. Әнди аялимни маңа бәргин, мән униң қешиға кирәй, деди. 22 Лабан шу йәрдики һәммә кишиләрни жиғип, зияпәт қилип бәрди. 23 Лекин шундақ болдики, кәч киргәндә, у чоң қизи Леяһни Яқупниң йениға елип кәлди; Яқуп униң қешиға кирип биллә болди. 24 Лабан өз дедиги Зилпаһни қизи Леяһға дедәк қилип бәрди.
25 Әтиси шундақ болдики, мана алдида Леяһ туратти! У Лабанға: — Бу зади маңа немә қилғиниң? Әҗәба, мән Раһилә үчүн саңа хизмәт қилмидимму? Мени немишкә шундақ алдидиң?! — деди.
26 Лабан: Бизниң жутимизда кичигини чоңидин илгири ятлиқ қилидиған рәсим-қаидә йоқ. 27 Әнди сән чоңиниң йәттә күнлүк той мурасимини өткүзүп болғин; андин йәнә иккинчисиниму саңа берәйли; у сениң маңа йәнә йәттә жил қилидиған хизмитиңниң һәққи болиду, — деди.
28 Яқуп мақул болуп, Леяһниң йәттә күнлүк той мурасимини өткүзүп болғанда, Лабан қизи Раһиләниму униңға хотунлуққа бәрди. 29 Лабан дедиги Билһаһни қизи Раһиләгә дедәк қилип бәрди. 30 Бу тәриқидә Яқуп Раһиләниңму қешиға кирди; у Раһиләни Леяһдин зиядә яхши көрди. Андин кейин у йәнә йәттә жил Лабанға хизмәт қилди.
 
Яқупниң пәрзәнтлири
31 Амма Пәрвәрдигар Леяһниң әтиварланмиғанлиғини көргәндә, униңға туғушни несип қилди. Лекин Раһилә туғмас еди. «униңға туғушни несип қилди» — ибраний тилида «у униң балиятқусини ачти». 32 Леяһ һамилдар болуп бир оғул туғуп: — «Пәрвәрдигар харланғинимни көрди; әнди ерим мени яхши көриду» дәп униң исмини «Рубән» қойди. «Рубән» — «қара, бир оғул бала!» дегән мәнидә.
33 У йәнә һамилдар болуп, бир оғул туғуп: — «Пәрвәрдигар әтиварланмиғанлиғини аңлап, буни һәм маңа бәрди» дәп, униң исмини Шимеон қойди. «Шимеон» — «аңлаш» яки «аңлиған» дегән мәнидә.
34 У йәнә һамилдар болуп, бир оғул туғуп: — «Әнди бу қетим ерим маңа бағлиниду; чүнки мән униңға үч оғул туғуп бәрдим» дәп униң исмини Лавий қойди. «Лавий» — «бағланған» яки «уланған» дегән мәнидә.
35 У йәнә һамилдар болуп, бир оғул туғуп: — «Әнди бу қетим мән Пәрвәрдигарға һәмдусана оқуй!» дәп униң исмини Йәһуда қойди. Андин у туғуттин тохтап қалди. «Йәһуда» — «һәмд» яки «мәдһийә» дегән мәнидә. Леяһниң сөзи интайин әһмийәтлик болуп, бу униң ихласмәнлиги вә етиқатини испатлайду. Йәһуда туғулғичә униң барлиқ арзу-тиләклири ери Яқупниң муһәббитигә еришиштин ибарәт еди. Лекин һазир еришмигән болсиму ағринмиди, бәлки Худаға мәдһийә оқуп, униңдин тәсәлли алди.
 
 

29:8 «падичилар» — ибраний тилида «улар». Шу падичилар бир түркүм һоқуқлуқ падичилар болса керәк. Яки болмиса улар ейтқан ишлар шу йәрдә бир өрп-адәт болуп қалған болса керәк.

29:13 «кәчүрмишлириниң һәммисини» — ибраний тилида «бу ишларниң һәммисини». Демәк, тәрҗимимиздәк «йүз бәргән һәммә ишларни», яки у баятин Раһиләгә ейтқан ишларни (туққанчилиқ мунасивәтлирини) көрсәтсә керәк.

29:17 «Леяһниң көзлири йеқимлиқ» — ибраний тилида «Леяһниң көзлири мулайим» (яки «юмшақ»). Буниң башқа хил тәрҗимилири болса: (1) тиниқ; (2) аҗиз (яхши көрмәйдиған); (3) нурсиз.

29:18 Һош. 12:13.

29:31 «униңға туғушни несип қилди» — ибраний тилида «у униң балиятқусини ачти».

29:32 «Рубән» — «қара, бир оғул бала!» дегән мәнидә.

29:33 «Шимеон» — «аңлаш» яки «аңлиған» дегән мәнидә.

29:34 «Лавий» — «бағланған» яки «уланған» дегән мәнидә.

29:35 «Йәһуда» — «һәмд» яки «мәдһийә» дегән мәнидә. Леяһниң сөзи интайин әһмийәтлик болуп, бу униң ихласмәнлиги вә етиқатини испатлайду. Йәһуда туғулғичә униң барлиқ арзу-тиләклири ери Яқупниң муһәббитигә еришиштин ибарәт еди. Лекин һазир еришмигән болсиму ағринмиди, бәлки Худаға мәдһийә оқуп, униңдин тәсәлли алди.