□2:2 «пәриштиләр арқилиқ йәткүзүлгән сөз-калам» — Муса пәйғәмбәргә йәткүзүлгән Тәврат қанунини көрситиду.
■2:2 Яр. 19:17,26; Қан. 27:26; Рос. 7:53; Гал. 3:19.
■2:3 Мат. 4:17; Мар. 1:14; Ибр. 12:25.
■2:4 Мар. 16:20; Рос. 14:3; 19:11.
□2:7 «Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин азғинә төвән бекиткәнсән,...» — яки «Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин азрақ вақитла төвән бекиткәнсән,...». «уни қолуң ясиғанларни идарә қилишқа тиклидиң» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу сөзләр тепилмайду.
■2:8 Зәб. 8:9; Мат. 28:18; 1Кор. 15:27; Әф. 1:22.
■2:9 Зәб. 8:6; Рос. 2:33; Фил. 2:7, 8.
□2:10 «Худаға нисбәтән, нурғун оғулларни шан-шәрәпкә башлиғанда...» —Инҗилда «Худаниң оғул пәрзәнтлири» дайим әр һәм қиз-аял етиқатчиларни өз ичигә алиду. «Чүнки пүткүл мәвҗудатлар Өзи үчүнму һәм Өзи арқилиқму мәвҗут болуп туруватқан Худаға нисбәтән, нурғун оғулларни шан-шәрәпкә башлиғанда, уларниң ниҗатиниң йол башлиғучисини азап-оқубәтләр арқилиқ камаләткә йәткүзүшкә лайиқ кәлди» — бу муһим вә сирлиқ айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә йәнә тохтилимиз.
□2:11 «Чүнки пак-муқәддәс Қилғучи билән пак-муқәддәс қилинғанларниң һәммиси дәрвәқә охшаш Бирисидин кәлгәндур; шуниң билән У уларни «қериндаш» дейиштин номус қилмайду» — мошу айәттики «пак қилғучи» Әйса Мәсиһни, «пак қилинғанлар» У қутқузғанларни, «Бирисидин кәлгән» ХудаАтидин кәлгәнни көрситиду, әлвәттә. Әйса Мәсиһ Өзи қутқузғанларни «қериндашлирим» дәп атайду.
□2:12 «Намиңни қериндашлиримға җакалаймән, җамаәт ичидә сени нахшиларда күйләймән» — «Зәб.» 21:23 («Зәб.» 17:50, 39:10ниму көрүң).
■2:12 Зәб. 21:23; 17:50, 39:10
□2:13 «Мән саңа тайинимән» ... «Қараңлар, мана Мән бу йәрдә Худа Маңа ата қилған пәрзәнтләр билән биллә» — Тәврат, «Йәш.» 8:17-18. «У» — Мәсиһни көрситиду. У Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ иштин алдин-ала бешарәт бәргән.
□2:14 «... У өлүм арқилиқ өлүм һоқуқини тутқан Иблисниң күчини бекар қилип...» — «өлүм һоқуқини тутқан Иблис» — гәрчә Шәйтан инсанларни беваситә һалак қилалмисиму, бирақ инсанларни гуна қилишқа аздуруш арқилиқ мәңгүлүк өлүмгә елип бариду. Аздурушниң ақивити гуна, гунаниң ақивити болса мәңгүлүк өлүмдур.
■2:14 Йәш. 25:8; Һош. 13:14; Юһ. 1:14; 1Кор. 15:54; Фил. 2:7; 2Тим. 1:10.
□2:16 «Чүнки У дәрвәқә пәриштиләргә әмәс, бәлки Ибраһимниң әвлатлириға тутишиду» — Тәврат «Йәш.» 41:7-9ни көрүң. «Ибраһимниң әвлатлириға тутишиду» — грек тилида бу сөз (1) Мәсиһниң (Ибраһимға охшаш, етиқат қилған) инсанларни ярдәм қоли билән тутуп қутқузидиғанлиғи; (2) буларни қутқузуш үчүн Мәсиһниң улар билән зич мунасивәттә болуп, Өзиму «әт вә қандин болған бир тән»дә болушини көрситиду.