Мошу айәттики «Ашур» Асурийә әмәс, бәлким Синай чөлидики бир районни көрситиши мүмкин.
Бәзи тәрҗимиләрдә «Яқуп җимғур адәм» дейилгини билән ибраний тилидики бу сөз («там» яки «тамам») Тәвратта дайим «дурус», «камил» дегән мәнини билдүриду. 28 Исһақ Әсавниң овлап кәлгән гөшидин дайим йәп турғачқа, униңға амрақ еди. Лекин Ривкаһ Яқупқа амрақ еди.
(1) пүткүл аилисидикиләр үчүн егидарчилиқ мәсъулийити;
(2) башқа оғулларға қариғанда, атисидин мирасни бир һәссә көп елиш;
(3) атисиниң бәхит-бәрикәт тиләш хәйрлиқ дуасидин алаһидә бәһриман болуш;
(4) пүткүл аилисидикиләр үчүн каһинлиқ (дуа қилиш) вәзиписини өтәш.
Биз «тунҗилиқ һоқуқи» тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә йәнә тохтилимиз.
□25:3 «ашурийлар» — мошу «ашурийлар» болса кейинки «Ашурлар» яки «Асурийләр» әмәс. «Ашурлар» яки «асурийләр» болса шәмниң әвлатлиридин еди (10:22ни көрүң).
□25:6 «кичик хотунлири» — Һәҗәр вә Кәтураһлар еди. Ибраһимниң шундақ орунлаштуруши, шүбһисизки, кейинки вақитларда оғуллири арисида Худа вәдә қилған мирас (Пәләстин зимини) үстидә чиқиши мүмкин болған җедәлләрниң алдини елиш үчүн еди.
□25:7-8 «өз қовминиң қешиға берип қошулди» — 15:15 вә изаһатини көрүң.
□25:12 «төвәндикиләр .... Исмаилниң әвлатлири» — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң йәттинчи «толидот»и («тарихи»), йәни «Исмаилниң толидоти» («Исмаилниң әвлатлириниң тарихи») (25:12-18) башлиниду.
□25:18 «Исмаил өзиниң барлиқ қериндашлириниң удулида олтирақлашти» — бу баян Исмаил тоғрисидики илгәрки бешарәт (16:12)ниң әмәлгә ашурулушини көрситиду; униңдин бәлким Исмаил вә әвлатлириниң өз қериндашлири болған йәһудийлар вә башқилар билән қаршилишишиниң башланғанлиғини пуратқан болуши мүмкин. Мошу айәттики «Ашур» Асурийә әмәс, бәлким Синай чөлидики бир районни көрситиши мүмкин.
□25:19 «Ибраһимниң оғли Исһақниң нәслиниң баяни мундақтур» — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң сәккизинчи «толидот»и («тарихи», йәни «Исһақниң толидоти») («Исһақниң нәслиниң баяни») (25:19-35:26) башлиниду.
□25:24 «Әсав» — «түклүк».
□25:25 «Яқуп» — мәнаси «тапанға есилғучи» яки көчмә мәнидә «орун басар» яки «муһапизәтчи» дегәнлик еди. Кейин Әсав Яқупқа өч болуп қелип, униң исмини «орун егиливалғучи» дегән сәлбий мәнидә ишлитиду (27:36).
□25:27 «чүшәнмә» — умумән ейтқанда, Тәвратта овчилиқ қилиш сәлбий қарилиду. «Чедирларда туратти» Яқупни һорун адәм дегәнлик әмәс, бәлки аилисидики ишлар, болупму чарвичилиқ билән шуғуллиниватқинини көрситиду. Яқупниң тәҗрибилик қойчи екәнлиги 29:7дин көрүниду. Бәзи тәрҗимиләрдә «Яқуп җимғур адәм» дейилгини билән ибраний тилидики бу сөз («там» яки «тамам») Тәвратта дайим «дурус», «камил» дегән мәнини билдүриду.
□25:30 «Едом» — «қизил».
□25:31 «тунҗилиқ һоқуқи» — (яки «тунҗа оғуллуқ һоқуқ») — Бу һоқуқ төрт ишни өз ичигә алған болуши мүмкин: — (1) пүткүл аилисидикиләр үчүн егидарчилиқ мәсъулийити; (2) башқа оғулларға қариғанда, атисидин мирасни бир һәссә көп елиш; (3) атисиниң бәхит-бәрикәт тиләш хәйрлиқ дуасидин алаһидә бәһриман болуш; (4) пүткүл аилисидикиләр үчүн каһинлиқ (дуа қилиш) вәзиписини өтәш. Биз «тунҗилиқ һоқуқи» тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә йәнә тохтилимиз.
■25:32 Йәш. 22:13; 1Кор. 15:32.