□131:1 «И Пәрвәрдигар, Давут үчүн у тартқан җәбир-җапаларни яд әткәйсән;....» — бу күй биринчидин, Давутниң Пәрвәрдигар үчүн ибадәтхана қурушқа ичкән қәсимини билдүриду һәм шу чағдики Худаниң Давутқа җавап берип қилған вәдисини («2Сам.» 7-бап) әслитиду; иккинчидин, Давутниң кейин Худаниң әһдә сандуғини Кириат-Йеарим (йәни Әфратаһ, өз жути болған Бәйт-Ләһәмгә йеқин) дегән җайдин әкилип, тәнтәнилик һалда Йерусалимға киргүзгәнлигиниму әслитиду. Бу күй бәлким Давутниң бир әвлади (Сулайман яки униңдин кейинки бириси) падиша болғанда қилған дуаси болуши мүмкин. «Давут ... тартқан барлиқ җәбир-җапалар» — мошу йәрдә бәлким Давутниң Худа үчүн муқәддәс бир өйни ясашқа болған әҗирини көрситиши мүмкин.
□131:6 «...биз униң хәвирини Әфратаһда аңлидуқ» — «униң хәвири» бәлким биринчидин Худаниң әһдә сандуғини көрситиду; иккинчидин бешарәтлик һалда Мәсиһниң Бәйт-Ләһәмдә туғулушини көрситиши мүмкин. «Уни орманлиқ етизлардин таптуқ» — яки «Уни Яарниң етизлиридин таптуқ». «Яар» «Кириат-Йеарим» болуши мүмкин («1Сам.» 7:1ни көрүң).
□131:10 «Қулуң Давут үчүн, Өзүң мәсиһ қилғиниңниң йүзини яндурмиғайсән» — бәлким Давутниң падиша болидиған әвлади үчүн қилған дуаси. Худаниң «мәсиһ қилғини» тоғрилиқ жуқуриқи 2-күй вә изаһатларни, шундақла «Тәбирләр»ниму көрүң.
■131:11 2Сам. 7:12; 1Пад. 8:25; 2Тар. 6:16; Луқа 1:69