46
Яқупниң пүтүн аилисини елип Мисирға меңиши
Шуниң билән Исраил барлиқ тәәллуқатини елип йолға чиқип, Бәәр-Шебаға кәлди. У шу йәрдә атиси Исһақниң Худасиға қурбанлиқларни сунди. Кечиси Худа аламәт көрүнүшләрдә Исраилға: — Яқуп, Яқуп! девиди, у җавап берип: — Мана мән! — деди. «Яқуп, Яқуп» — Худаниң адәмниң исмини икки қетим чақириши Худаниң униңға болған чоңқур меһир-муһәббитини вә өзигә толиму әзиз екәнлигини көрситиду.
У: — Атаңниң Тәңриси болған Худа Мәндурмән. Сән Мисирға бериштин қорқмиғин, чүнки Мән сени шу йәрдә улуқ бир қовм қилимән. Яр. 13:16; 16:10; 17:2; 22:17; 26:24; 28:13; 32:9; 35:11; 48:4. Мән сениң билән Мисирға биллә баримән вә Мән Өзүм җәзмән йәнә сени шу йәрдин яндуруп келимән. Йүсүп өз қоли билән сениң көзүңни жумдуриду, — деди. «Йүсүп өз қоли билән сениң көзүңни жумдуриду» — демәк, Йүсүп Яқуп сәкратқа чүшүп қалғанда униң йенида болиду. «Мән Өзүм җәзмән йәнә сени шу йәрдин яндуруп келимән» дегән жуқуриқи сөзләр шүбһисизки, Яқуп Қанаан зиминида дәпнә қилинипла қалмай, бәлки Қанаан зиминида ахирқи заманда тирилиду, дегән мәнини көрситиду.   Чөл. 20:15; Қан. 10:22; Йә. 24:4, 5, 6; Зәб. 104:23, 24; Йәш. 52:4; Һош. 11:1.
Андин Яқуп Бәәр-Шебадин йолға чиқти; Исраилниң оғуллири атиси Яқуп вә уларниң бала-җақилирини Пирәвн уни епкелиш үчүн әвәткән һарвуларға олтарғузуп, Рос. 7:15. 6-7 чарпайлири билән Қанаан зиминида тапқан тәәллуқатлирини елип маңди. Бу тәриқидә Яқуп билән барлиқ әвлатлири Мисирға кәлди; оғуллирини, оғул нәврилирини, қизлирини, қиз нәврилирини жиғип, нәсиллириниң һәммисини өзи билән биллә елип Мисирға кәлди.
Исраилниң оғуллири, йәни Яқупниң Мисирға кәлгән әвлатлири төвәндикичә: — Яқупниң тунҗа оғли Рубән; Мис. 1:2; 6:13; Чөл. 26:5; 1Тар. 4-8. Рубәнниң оғуллири Һанох, Паллу, Һәзрон билән Карми.
10 Шимеонниң оғуллири: — Йәмуәл, Ямин, Оһад, Яқин, Зоһар вә Ⱪананий аялдин болған Саул. «Саул» — яки «Шаул».   Мис. 6:15; 1Тар. 4:24.
11 Лавийниң оғуллири: — Гәршон, Коһат вә Мәрари. 1Тар. 5:27.
12 Йәһуданиң оғуллири: — Әр, Онан, Шәлаһ, Пәрәз вә Зәраһ. Амма Әр вә Онан Қанаанниң зиминида өлүп кәткән еди. Пәрәзниң оғуллири Һәзрон билән Һамуллар еди. Яр. 38:3, 4, 5; 1Тар. 2:5.
13 Иссакарниң оғуллири: — Тола, Пуаһ, Йоб вә Шимрон. «Пуаһ» — яки «Пуваһ». «Чөл.» 36:23ни көрүң. «Йоб» — яки «Яшуб».
14 Зәбулунниң оғуллири: — Сәрәд, Елон вә Җаһлийәл.
15 Булар Леяһниң Яқупқа Падан-Арамда туғуп бәргән оғул-әвлатлири еди; у йәнә қизи Динаһни туғуп бәрди. Буниң бу оғул-қиз пәрзәнтлири җәмий болуп оттуз үч җан еди.
16 Гадниң оғуллири: — Зифион, Һагги, Шуни, Әзбон, Ери, Ароди вә Арәли. 1Тар. 5:11.
17 Аширниң оғуллири: — Йимнаһ, Йишваһ, Йишви вә Берияһ. Уларниң сиңлиси Сераһ еди; Берияһниң оғуллири Һәбәр вә Малкиәл еди. 1Тар. 7:30.
18 Булар болса Лабан қизи Леяһқа дедәк болушқа бәргән Зилпаһниң Яқупқа туғуп бәргән оғуллири болуп, җәмий он алтә җан еди. Яр. 29:24.
19 Яқупниң аяли Раһиләниң оғуллири Йүсүп вә Бинямин.
20 Йүсүпкә Мисир зиминида төрәлгән оғуллири Манассәһ вә Әфраим; буларни Ондики каһин Потифираһниң қизи Асинат униңға туғуп бәрди. Яр. 41:50; 48:5.
21 Биняминниң оғуллири: — Белаһ, Бәкәр, Ашбәл, Гера, Нааман, Еһи, Рош, Муппим, Һуппим вә Ард. «Белаһ» — яки «Бела».   1Тар. 7:6; 8:1.
22 Булар Раһиләниң Яқупқа туғуп бәргән оғул-әвлатлири болуп, җәмий он төрт җан еди.
23 Данниң оғли: — Һушим.
24 Нафталиниң оғуллири: — Яһзиәл, Гуни, Йәзәр вә Шилләм. 1Тар. 7:13.
25 Булар Лабан қизи Раһиләгә дедәк болушқа бәргән Билһаһниң Яқупқа туғуп бәргән оғул-әвлатлири болуп, җәмий йәттә җан еди. Яр. 29:29.
26 Яқупниң келинлиридин башқа, Яқупниң пуштидин болған, униң билән биргә Мисирға кәлгәнләр җәмий атмиш алтә җан еди.
27 Йүсүпниң Мисирда туғулған оғуллири икки еди. Яқупниң җәмәтидин болуп, Мисирға кәлгәнләр җәмий йәтмиш җан еди. Қан. 10:22; Рос. 7:14.
 
Яқуп вә униң җәмәтиниң Мисирға йетип келиши
28 Яқуп Йүсүптин көрсәтмә елип, өзлирини Гошәнгә башлап беришқа Йәһудани Йүсүпниң қешиға әвәтти. Шундақ қилип улар Гошән жутиға келип чүшти. «Яқуп Йүсүптин көрсәтмә елип, өзлирини Гошәнгә башлап беришқа Йәһудани Йүсүпниң қешиға әвәтти» — яки «өзлири Гошәнгә бериштин авал Йәһудани Йүсүпкә уқтуруш үчүн әвәтти». 29 Йүсүп өзиниң вәзирлик һарвусини қатқузуп, атиси Исраилниң алдиға Гошәнгә чиқти. У өзини униң алдиға һазир қилип атисиға өзини етип бойниға бешини қоюп қучағлап, узундин узун жиғлиди. 30 Исраил Йүсүпкә: Мән сениң йүзүңни көрүп, тирик екәнлигиңни билдим; әнди өлсәмму арминим йоқ, — деди. «өлсәмму арминим йоқ» — ибраний тилида «өлсәм болиду».
31 Андин Йүсүп қериндашлири вә атисиниң өйдикилиригә мундақ деди: — Мән һазир чиқип Пирәвнгә хәвәр берип: «Қанаан зиминида олтарған қериндашлирим, шундақла атамниң өйидикиләр қешимға кәлди; 32 бу адәмләр падичилар болуп, мал беқиш билән шуғуллинип кәлгән, қой-калилири, шундақла барлиқ мал-мүлүклирини елип кәлди» дәп ейтай. 33 Шундақ болидуки, Пирәвн силәрни чақириду; шу чағда у силәрдин: «Немә оқитиңлар бар?» дәп сориса, 34 силәр җавап берип: — Кәминилири кичигимиздин тартип ата-бовилиримизға охшаш пада беқип кәлгәнмиз, — дәңлар. Шундақ десәңлар Гошән жутида олтирип қалисиләр; чүнки падичиларниң һәммиси мисирлиқлар арисида көзгә илинмайду. «чүшүнмә» — шу гепи билән Йүсүп: (1) өз аилисидикиләрниң Мисир иқтисадиға жүк болмайдиғанлиғини, өзлириниң җенини бақалайдиғанлиғини көрсәтмәкчи; (2) уларниң Гошән дегән чәт районда турушини бекитмәкчи.
Шундақ болғанда, Исраил хәлқи Мисирлиқлар билән анчә ассимилиятсийә болмайду, шундақла Мисирдин қечиш керәк болса, Гошән жути Қанаан зиминиға бир қәдәр йеқинрақ еди.
   Яр. 43:32; Мис. 8:22.
 
 

46:2 «Яқуп, Яқуп» — Худаниң адәмниң исмини икки қетим чақириши Худаниң униңға болған чоңқур меһир-муһәббитини вә өзигә толиму әзиз екәнлигини көрситиду.

46:3 Яр. 13:16; 16:10; 17:2; 22:17; 26:24; 28:13; 32:9; 35:11; 48:4.

46:4 «Йүсүп өз қоли билән сениң көзүңни жумдуриду» — демәк, Йүсүп Яқуп сәкратқа чүшүп қалғанда униң йенида болиду. «Мән Өзүм җәзмән йәнә сени шу йәрдин яндуруп келимән» дегән жуқуриқи сөзләр шүбһисизки, Яқуп Қанаан зиминида дәпнә қилинипла қалмай, бәлки Қанаан зиминида ахирқи заманда тирилиду, дегән мәнини көрситиду.

46:4 Чөл. 20:15; Қан. 10:22; Йә. 24:4, 5, 6; Зәб. 104:23, 24; Йәш. 52:4; Һош. 11:1.

46:5 Рос. 7:15.

46:8 Мис. 1:2; 6:13; Чөл. 26:5; 1Тар. 4-8.

46:10 «Саул» — яки «Шаул».

46:10 Мис. 6:15; 1Тар. 4:24.

46:11 1Тар. 5:27.

46:12 Яр. 38:3, 4, 5; 1Тар. 2:5.

46:13 «Пуаһ» — яки «Пуваһ». «Чөл.» 36:23ни көрүң. «Йоб» — яки «Яшуб».

46:16 1Тар. 5:11.

46:17 1Тар. 7:30.

46:18 Яр. 29:24.

46:20 Яр. 41:50; 48:5.

46:21 «Белаһ» — яки «Бела».

46:21 1Тар. 7:6; 8:1.

46:24 1Тар. 7:13.

46:25 Яр. 29:29.

46:27 Қан. 10:22; Рос. 7:14.

46:28 «Яқуп Йүсүптин көрсәтмә елип, өзлирини Гошәнгә башлап беришқа Йәһудани Йүсүпниң қешиға әвәтти» — яки «өзлири Гошәнгә бериштин авал Йәһудани Йүсүпкә уқтуруш үчүн әвәтти».

46:30 «өлсәмму арминим йоқ» — ибраний тилида «өлсәм болиду».

46:34 «чүшүнмә» — шу гепи билән Йүсүп: (1) өз аилисидикиләрниң Мисир иқтисадиға жүк болмайдиғанлиғини, өзлириниң җенини бақалайдиғанлиғини көрсәтмәкчи; (2) уларниң Гошән дегән чәт районда турушини бекитмәкчи. Шундақ болғанда, Исраил хәлқи Мисирлиқлар билән анчә ассимилиятсийә болмайду, шундақла Мисирдин қечиш керәк болса, Гошән жути Қанаан зиминиға бир қәдәр йеқинрақ еди.

46:34 Яр. 43:32; Мис. 8:22.