30
1 Амма Раһилә өзиниң Яқупқа бала туғуп берәлмигинини көргәндә, һәдисиға һәсәт қилип Яқупқа: — Маңа бала бәргин; болмиса өлимән, — деди.
2 Шуниң билән Яқупниң Раһиләгә ғәзиви келип: — Мән балиятқуниң мевисини сәндин айиған Худаниң орнидиму?! — деди.
3 — Мана, дедигим Билһаһ бу йәрдә туриду; сән униң қешиға киргин, у мениң қучиғимға туғсун; мән у арқилиқ балилиқ болай, — деди Раһилә.
□ 4 Шуниң билән у дедиги Билһаһни униңға хотун қилип бәрди; Яқуп униң қешиға кирди. 5 Билһаһ һамилдар болуп, Яқупқа бир оғул туғуп бәрди.
6 Раһилә: — «Худа мән үчүн адаләт жүргүзүп пәрядимни аңлап, маңа бир оғул бәрди», дәп униң исмини Дан қойди.
□ 7 Раһиләниң дедиги Билһаһ йәнә һамилдар болуп, Яқупқа иккинчи оғлини туғуп бәрди.
8 Раһилә: — «Мән һәдәм билән бәслишип қаттиқ тутушуп, йәңдим» дәп униң исмини Нафтали қойди.
□ 9 Леяһ өзиниң туғуттин тохтап қалғанини көрүп, дедиги Зилпаһни Яқупқа хотун қилип бәрди.
10 Леяһниң дедиги Зилпаһ Яқупқа бир оғул туғуп бәрди.
11 Леяһ: — «Немидегән тәләйлик-һә!» дәп униң исмини Гад қойди.
□ 12 Леяһниң дедиги Зилпаһ Яқупқа иккинчи оғлини туғуп бәрди.
13 Леяһ: «Мән бәхитликтурмән! Чүнки хотун-қизлар мени бәхитлик дейишиду!» дәп униң исмини Ашир қойди.
□ 14 Буғдай ормиси күнлиридә Рубән чиқип етизлиққа барди вә етиздин бир қанчә муһәббәтгүлини терип, буларни аниси Леяһниң қешиға әкәлди. Әнди Раһилә Леяһқа: — Өтүнүп қалай, оғлуңниң муһәббәтгүлидин бир нәччини маңа бәргин! — деди.
□ 15 Леяһ униңға җававән: — Еримни тартивалғиниң йәтмәмду? Әнди оғлумниң муһәббәтгүлиниму тартивалмақчимусән? — деди. Раһилә җавап берип: — Ундақ болса у оғлуңниң муһәббәтгүллири үчүн бүгүн кечә сән билән ятсун, — деди.
16 Яқуп кәчқурун етиздин қайтип кәлгинидә, Леяһ униң алдиға чиқип: — Мениң қешимға киришиң керәк; чүнки мән оғлумниң муһәббәтгүллири билән сени иҗаригә алдим, — деди. Шундақ девиди, у бу кечә униң билән ятти.
17 Худа Леяһниң дуасини аңлиди; у һамилдар болуп, Яқупқа бәшинчи оғлини туғуп бәрди.
18 Шуниң билән Леяһ: «Дедигимни еримгә бәргинимгә Худа әнди маңа «иҗарә һәққим»ни ата қилди» дәп униң исмини Иссакар қойди.
□ 19 Леяһ йәнә һамилдар болуп, Яқупқа алтинчи оғлини туғуп бәрди.
20 Леяһ: — «Худа маңа яхши тойлуқ ата қилди; әнди ерим мениң билән биллә туридиған болди; чүнки мән униңға алтә оғул туғуп бәрдим» дәп униң исмини Зәбулун қойди.
□ 21 Шуниңдин кейин, у бир қиз туғуп, униң исмини Динаһ қойди.
□ 22 Амма Худа Раһиләни яд қилип, дуасини аңлап уни туғидиған қилди,
□ 23 У һамилдар болуп, бир оғул туғди. У: — «Худа мени номустин халас қилди», деди.
24 У: — «Пәрвәрдигар маңа йәнә бир бала бәрсә» дәп, униң исмини Йүсүп қойди.
□
Яқупниң бейиши
25 Раһилә Йүсүпни туққандин кейин Яқуп Лабанға: — Мени өз жутумға, өз вәтинимгә кәткили қойғин. 26 Мениң саңа ишләп еришкән иш һәққим болған аяллирим билән балилиримни маңа бәргин; мән кетәй; чүнки мениң саңа ишлигән җапалиқ хизмитим өзүңгә аян, — деди.
27 Лабан униңға җававән: Нәзириңдә илтипат тапқан болсам, өтүнүп қалай, йенимдин кәтмә. Чүнки мән Пәрвәрдигарниң сениң сәвәвиңдин маңа бәрикәт бәргинини тонуп йәттим, девиди, Яқуп йәнә: — 28 Маңа алидиған һәққиңни тохтатқин; мән саңа шуни берәй, деди.
29 Яқуп униңға җавап берип: — Мән саңа қандақ хизмәт қилип кәлгиним, мениң қолумда маллириңниң қандақ болғини өзүңгә аян. 30 Чүнки мән кәлмәстә мелиң аз еди; әнди наһайити зор бир топ болди. Мениң қедимим қәйәргә йәтсә, Пәрвәрдигар саңа бәрикәт ата қилди. Әнди мән қачан өз аиләм үчүн егилик тикләймән? — деди.
31 Шуниң билән Лабан: — Мән саңа немә берәй, девиди, Яқуп: — Сән маңа һеч немә бәрмигин; пәқәт мениң шу ишимға қошулсаңла, мән йәнә падаңни беқип, улардин хәвәр алимән.
32 Мән бүгүн пүткүл падаңни арилап, ала-чипар қойларни, қара-қоңур пахланларни, шундақла өшкиләрниң ичидинму ала-чипарлирини айрип чиқимән. Булар мениң иш һәққим болсун.
□ 33 Кейин, мениң һәққимни тәкшүрүп кәлгән вақтиңда, һәққаний болғиним көз алдиңда испатлиниду; өшкиләр арисида ала-чипар болмиғанлириниң һәммиси, пахланлар арисида қара-қоңур болмиғанлириниң һәммиси оғрилап келингән һесаплансун, — деди.
34 у вақитта Лабан: — Мақул, дегиниңдәк болсун, — деди.
35 Шу күни
Лабан тағил вә ала-чипар текиләрни, ала-чипар чиши өшкиләрни, шундақла аз-паз ақ чикими болған барлиқ өшкиләрни, барлиқ қара-қоңур қозиларни айрип, өз оғуллириниң қолиға тапшуруп,
36 өзи билән Яқупниң оттурисида үч күнлүк арилиқни қойди. Яқуп болса Лабанниң падилириниң қалғинини бақти.
□ 37 Лекин Яқуп терәк, бадам вә чинар дәрәқлиридин юмран чивиқларни елип, қовзиқини йоллуқ қилип шилип, ақ сизиқларни чиқарди. 38-39 Андин мал күйлигән вақитлирида су ичкили кәлгәндә, у мошу шилған чивиқларни падилар су ичидиған йәрләрдики улақларға малниң алдиға тикләп қоятти. Мал бу тағил чивиқларниң алдида җүпләшкәндин кейин улар тағил вә ала-чипар қозиларни туғди.
40 Андин Яқуп бу қозиларни Лабанниң падисидин айрип чиқарди; андин у Лабанниң падисиниң йүзлирини тағил вә қоңур қойлириға қаритип җүпләштүрди; шундақ қилип, у өз мелини Лабанниң мелиға қошмай бөләк қоюп, өзи үчүн айрим бадиларни қилди.
□ 41 Сағлам күчлүк мал җүпләшкинидә, Яқуп чивиқларни падиниң көз алдиға улақларда қоятти; маллар шу чивиқларниң йенида җүплишәтти.
42 Лекин җүплишиватқан мал аҗиз болса, у чивиқларни қоймайтти. Бу тәриқидә аҗизлири Лабанға, күчлүклири Яқупқа тәвә болди.
43 Шундақ қилип, бу киши наһайити бай болуп, маллири, дедәклири, қуллири, төгилири вә ешәклири хелә көп болди.