Яқупниң бу улуқ бешарәтлири тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тәпсилийрәк тохтилимиз. ■ Яр. 35:22; 1Тар. 5:1.
«У ширдәк овниң йенида чөкүп созулуп ятса, яки чиши ширдәк йетивалса,...» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: «У ширдәк яки чиши ширдәк Марашқа йетивалса,...». ■ Чөл. 24:9; Мик. 5:7.
Башқа бир хил тәрҗимиси: «(Йәни Исраилниң Қорам Тешидин, униң Падичисидиндур)».
■49:3 Яр. 29:32; Қан. 21:17; Зәб. 77:51.
□49:4 «У мениң көрпәмниң үстигә чиқти!» — Рубәнниң атисиниң тоқили Билһаһ билән биллә ятқинини көрситиду (35:22). Яқупниң бу улуқ бешарәтлири тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тәпсилийрәк тохтилимиз.
□49:5 «Уларниң қиличлири зораванлиқниң қураллиридур!» — 34:25-31ни көрүң.
□49:7 «тарқитиветимән,... чечиветимән» — Яқуп пәйғәмбәр болғачқа униң мошу сөзлири Худаниң сөзигә баравәр болиду. Бу сөзни Худа Өзи Яқупниң ағзи арқилиқ ейтқан болса керәк.
□49:8 «Сени болса қериндашлириң тәрипләр» — оқурмәнләрниң есидә барки, «Йәһуда» дегәнниң мәнаси «тәрипләш» яки «мәдһийә»дур (29:35ни көрүң).
□49:9 «сән ов тутупла чиқтиң» — бу сөз, шүбһисизки, Йәһуданиң кәлгүсидә толуқ ғәлибә қилидиғанлиғини көрситиду. «Ширдәк чөкүп созулуп ятса яки чиши ширдәк йетивалса» дегән сөзләргә «овниң йенида» дегән сөзләрни қошуп киргүздуқ; чүнки бизниңчә бу җүмлә алдинқи җүмлә билән зич бағлинишлиқ. Демәк, Йәһуда ғәлибә қилипла қалмай, бәлки ғәлибиниң мевилиридин бемалал һозурлинишқа муйәссәр болиду. Йәһуда Мәсиһниң әҗдати болғачқа, мошу сөзләр Мәсиһниң өзи тоғрисида техиму инавәтлик болуши керәк. «У ширдәк овниң йенида чөкүп созулуп ятса, яки чиши ширдәк йетивалса,...» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: «У ширдәк яки чиши ширдәк Марашқа йетивалса,...».
□49:10 «Йәһуданиң пуштидин» — ибраний тилида «Йәһуданиң путлири арисидин» — демәк, униң нәслидин, пуштидин. «қанун чиқарғучи» — яки «идарә қилғучиниң тутқан тайиғи». «шу һоқуқ Егиси» — ибраний тилида «Шилоһ» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу улуқ бешарәт тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
□49:11 «шарапта» — ибраний тилида «үзүм қенида». «ешәк балисини сортлуқ үзүм телиға бағлап қояр, ... либасини шарапта жуюп, Тонини үзүм шәрбитидә жуяр» — демәк, Йәһуда қәбилиси шунчә бай болидуки, тәхәйни әң есил үзүм телиға бағлайду, тәхәйниң уни тартип жулуветишидин яки уни йәп кетишидин қорқмайду вә халиса кейимини жуйғанда суниң орнида шарап ишлитиду.
□49:12 «қизирип кетәр» — яки «нурлинар».
□49:15 «арамгаһ» — бәлким Худа өзигә вәдә қилған мирас зимининиң яхши бир қисмини көрсәтсә керәк.
□49:16 «Дан» — бу намниң мәнаси «һөкүм» яки «һөкүм чиқарғучи» яки «сотчи».
□49:19 «Гад» — ибраний тилида «Гад»ниң мәнаси «қошун» яки «һуҗум».
□49:20 «Аширниң тамиғида зәйтун мейи мол болар» — яки «Аширниң йеридин мол ашлиқ чиқар».
□49:22 «дәрәқниң шехи» — ибраний тилида мошу йәрдә «мевилик дәрәқниң балиси» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Бу икки җүмлә ичидики «мевилик» дегән сөз «Әфраим» дегән сөз билән ипадилиниду; оқурмәнләрниң есидә барки «Әфраим» дегәнниң мәнаси «икки һәссә мевилик». «униң шахчилири» — ибраний тилида «униң қизлири».
□49:24 «Исраилниң қорам теши, йәни униң падичиси униңдин чиқар!» — демәк, «Исраилниң Қорам Теши», «униң һәқиқий Падичиси», йәни Қутқузғучи-Мәсиһ Худаниң Өзидин чиқису. Башқа бир хил тәрҗимиси: «(Йәни Исраилниң Қорам Тешидин, униң Падичисидиндур)».
□49:25 «Һәммигә Қадир» —Худаниң бир намидур.
□49:26 «Улар мәңгүлүк тағ-едирларниң чәтлиригичә йетәр» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Улар мәңгүлүк тағларниң бәрикәтлиридин зиядә болди». «өз қериндашлиридин айрим турғучиниң...» — яки «өз қериндашлири арисидин әмир болғучиниң...»
■49:31 Яр. 25:9; 35:29; Рос. 7:16.