■9:1 Мат. 10:1; Мар. 3:13; 6:7; Луқа 6:13.
□9:3 «хурҗун» — яки «тиләмчиниң халтиси».
■9:3 Мат. 10:9; Мар. 6:8; Луқа 22:35.
□9:4 «у жуттин кәткичә шу өйдә туруңлар» — яки «у жуттин кәткичә шу өйдә чиқип-кирип туруңлар». Кона заманларда пәйласоплар вә «тәлим бәргүчиләр» өйму-өй жүрүп тиләмчилик қилатти. Амма Мәсиһ мухлислири шундақ қилмаслиғи керәк еди. Йәнә 10:7 вә униңдики изаһатниму көрүң.
□9:5 «у шәһәрдин чиққиниңларда уларға агаһ-гува болсун үчүн айиғиңлардики топиниму қеқиветиңлар!» — «аяқдики топини қеқиветиш» дегән ишарәт «бизниң силәр билән мунасиветимиз йоқ» дегәнни билдүрүп, Худаниң сөзини рәт қилғанларға қаттиқ агаһландуруш еди.
■9:5 Мат. 10:14; Мар. 6:11; Луқа 10:11; Рос. 13:51; 18:6.
□9:7 «Һерод һаким» — мошу йәрдә «һаким» грек тилидики «тетрарқ»ни билдүриду. 3:1дики изаһатни көрүң.
■9:10 Мат. 14:13; Мар. 6:30,31,32.
■9:12 Мат. 14:15; Мар. 6:35; Юһ. 6:5.
■9:13 Мат. 14:16; Мар. 6:37; Юһ. 6:9.
□9:14 «әрләрниңла сани бәш миңчә» — бала-чақирили һесапланмиған.
□9:17 «севәт» — грек тилида «қол севәт» — демәк, бир адәм икки қоллап көтирәләйдиған севәтләр.
□9:20 «сән Худаниң Мәсиһидурсән» — «Мәсиһ» дегән сөз тоғрилиқ «Тәбирләр»имизни көрүң. «Худаниң Мәсиһи» демәк, Худа тайинлап әвәткән Мәсиһ.
■9:22 Мат. 16:21; 17:22; Мар. 8:31; 9:31; 10:33; Луқа 18:31; 24:7.
□9:23 «Кимдәким маңа әгишишни нийәт қилса, өзидин кечип, һәр күни өзиниң крестини көтирип маңа әгәшсун!» — «Мат.» 10:38ни, шундақла униңдики изаһатниму көрүң.
■9:23 Мат. 10:38; 16:24; Мар. 8:34; Луқа 14:27.
■9:24 Мат. 10:39; 16:25; Мар. 8:35; Луқа 17:33; Юһ. 12:25.
□9:26 «Инсаноғли өзиниң шан-шәриви ичидә... қайтип кәлгинидә...» — «Инсаноғли» Мәсиһниң өзи, әлвәттә. Бу ибарә тоғрилиқ «Мат.» 8:20дики изаһат вә «Тәбирләр»ни көрүң.
■9:26 Мат. 10:33; Мар. 8:38; Луқа 12:9; 2Тим. 2:12; 1Юһа. 2:23.
□9:31 «... униң билән Йерусалимда ада қилидиған «дуниядин өтүп кетиш»и тоғрисида сөһбәтләшти» — бу баянда «дуниядин өтүп кетиш» интайин әһмийәтлик сөз, грек тилида «ексодус» дегән билән ипадилиниду. Бу сөз Исраил хәлқиниң «Мисирдин чиқиш»ини билдүргән еди. Демәк, Муса пәйғәмбәр Исраил хәлқини Мисирниң қуллуғидин қутқузғандәк, Әйса Мәсиһ Худаниң хәлқини гунаниң вә Шәйтанниң қуллуғидин (өз қурбанлиғи арқилиқ) қутқузидиған болиду («1Кор.» 10:1-11, изаһатлири вә «қошумчә сөз»имизни көрүң).
□9:33 «Бирини саңа, бирини Мусаға, йәнә бирини Илясқа атап бу йәргә үч кәпә ясайли» — бу сөз вә пүтүн вақиә тоғрилиқ йәнә «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.
□9:35 «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлумдур...» — яки «Бу Мениң Оғлум, Мениң таллиғиним...».
■9:35 Қан. 18:19; Йәш. 42:1; Мат. 3:17; 17:5; Мар. 1:11; 9:7; Луқа 3:22; Рос. 3:22; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17.
□9:39 «мана, уни дайим бир роһ тутувелип, у өзичила вақирап-җақирап кетидиған болуп қалди» — «роһ» шүбһисизки яман роһ, җинни көрситиду.
□9:42 «җин уни жиқитип,...» — яки «җин уни житип...».
□9:45 «Буниң мәнаси улар чүшинип йәтмисун үчүн улардин йошурулған еди» — ким тәрипидин йошурулғанлиғи ейтилмайду. Шәйтан тәрипидинму, яки Худа тәрипидинму? Яки пәқәт өз галлиғи тәрипидинму? Бизниңчә Шәйтан бу ишни қилғучи еди; чүнки Мәсиһ өзиниң пүтүн дуния үчүн өлүп пида болушини мухлисларниң чүшинишини халайтти (44-айәттә).
■9:46 Мат. 18:1; Мар. 9:33; Луқа 22:24.
■9:48 Мат. 18:5; 23:11; Мар. 9:37; Луқа 10:16; 14:11; 18:14; Юһ. 13:20.
□9:51 «Вә шундақ болдики, униң асманға елип кетилидиған күнлириниң тошушиға аз қалғанда, у қәтъийлик билән йүзини Йерусалимға беришқа қаратти» — бу айәттә Мәсиһ Әйсаниң «Йерусалимға баридиған сәпәр»и башлиниду; сәпәрниң «ахирқи нуқта»си бәлким 19:48дә тепилиду.
■9:51 Мар. 16:19; Рос. 1:2; 1Тим. 3:16.
□9:53 «Бирақ у йүзини Йерусалимға қаратқанлиғи түпәйлидин йезидикиләр Әйсани қобул қилмиди» — Самарийәликләр адәттә адәмләрниң Йерусалимға берип шу йәрдә ибадәт қилишини өч көрәтти; чүнки улар: «Бизниң Самарийәмиздә һәқиқий ибадәтхана бардур» — дәйтти.
□9:54 «И Рәб, уларни көйдүрүп йоқитиш үчүн Илияс пәйғәмбәрдәк асмандин от йеғишини чиқиришимизни халамсән?» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «Илияс пәйғәмбәрдәк» дегән сөзләр тепилмайду.
□9:55 «Лекин у бурулуп уларни әйипләп: «Силәр қандақ роһтин болғанлиғиңларни билмәйдикәнсиләр» — деди» — бәзи кона көчүрмиләрдә пәқәт «Лекин у бурулуп уларни әйиплиди» дейилиду.
□9:59 «Рәб, авал берип атамни йәрликкә қойғили иҗазәт бәргәйсән» — бу адәмниң сөзидә үч имканийәт бар: (1) униң атиси өлгән еди, бирақ техи йәрликкә қоюлмиған; бизниңчә бу шәриқтә мүмкин әмәс, адәм өлгәндә дәрһал дәпнә қилиш керәк; (2) шу дәвирдә Йәһудийәдә турғанлар арисида, өлгүчиләрни өлүп бир жилдин кейин, йәнә бир дәпнә мурасимини өткүзидиған өрп-адәт бар еди (Уйғур хәлқи арисидики «жиллиқ нәзир»дәк). Бу киши техи бу мурасимни өткүзмигән; (3) униң атиси тирик. Ундақта мәнаси «атам өлүп уни йәрликкә қойғичә күтүп, андин саңа әгишәйчу!» дегәндәк.
□9:60 «Өлүкләр өз өлүклирини көмсун! Бирақ сән болсаң, берип Худаниң падишалиғини җакалиғин» — жуқуриқи изаһатни көрүң. Мәйли бу киши атисиниң «жиллиқ дәпнә»сини өткүзмәкчи болсун яки атиси техи тирик болсун, Рәбниң бу җававида «Бу сениң ишиң әмәс; сән өзүң «роһий тирик» адәм болсаңла дегинимдәк қил, роһий һаятни йәткүзидиған Худаниң падишалиғини җакала; сән ейтқан бу иш «роһий өлгәнләр»ниң иши, халас» дегән ички мәна ениқ көрүниду.
□9:62 «Ким қолида хошниң тутқучини тутуп туруп кәйнигә қариса, у Худаниң падишалиғиға лайиқ әмәсту» — адәм қош һайдиғандә, кәйнигә қариса түз һайдәлмәйду.
■9:62 Пәнд. 26:11; Фил. 3:14; Ибр. 6:5; 2Пет. 2:20.