□4:4 «у йол үстидә Самарийә өлкисидин өтүши керәк еди» — Йәһудийлар Самарийәликләргә өч болғачқа, улар Йәһудийәдин Галилийәгә маңғанда, Самарийәдин әмәс, дайим Иордан дәриясини бойлап маңатти. Шуңа «Самарийә өлкисидин өтүши керәк» дегән сөз мошу йәрдә Әйсаниң бу йол билән меңиши Худаниң ирадиси екәнлигини билгәнлигини аян қилиду.
■4:5 Яр. 33:19; 48:22; Йә. 24:32.
□4:6 «Яқупниң қудуғи» — грек тилида «Яқупниң булиқи». У йәр астидики булақ болғачқа, «қудуқ» еди. «Бу тәхминән алтинчи саат еди» — яки әтигәндә саат алтидә яки чүштин кейин алтинчи сааттә (5:4дики изаһатни көрүң).
□4:9 «...чүнки Йәһудийлар Самарийәликләр билән һеч қандақ барди-кәлди қилмайтти» — Йәһудийлар Самарийәликләрни капир дәп, һәтта уларниң чинә-қачилириниму ишләтмәйтти. Йәһудий хәлқи әнъәнилири бойичиму «Шу капирларға қәриздар болушқа қәтъий болмайду» дәп Самарийәликләрдин һеч немә сориматти. Униң үстигә Йәһудий әркәкләр сиртларда болғанда һеч қачан натонуш бир аял билән (һәтта бәзидә тонуш аяллар биләнму) сөзләшмәйтти. 27-айәтни көрүң.
■4:9 Луқа 9:52, 53; Юһ. 8:48.
□4:12 «Әҗәба, бу қудуқни бизгә мирас қалдурған атимиз Яқуптин улуқмусиз? Бу қудуқтин өзи, оғуллири вә мал-варанлириму су ичкән» — аялниң бу сөзиниң ички мәнаси бәлким «Қудуқ колап су тепиш асан әмәс. Пәқәт наһайити билимлик адәмләр шундақ қилалайду. Униң үстигә һәтта улуқ Яқуп өзиму мошу судин ичкән, униңдин яхши су тапалмиған. Сиз униңдин улуқсиз, Яқуп ичкән судин әвзәл сүйүң барму?!» дегәнлик болса керәк.
■4:14 Юһ. 3:16; 6:27, 35, 54; 7:38.
□4:15 «Тәхсир, маңа бу судин бәргәйсизки, мән йәнә уссимайдиған вә мошу йәргә су тартқили иккинчи кәлгүчи болмайдиған болай!» — Аялниң тәләппузи бәлким кинайиликрәк яки гуманлиқрақ болса керәк. Бизниңчә пәқәт Әйса аялниң өз әрлири тоғрилиқ бешарәтлик сөз қилғанда (18-айәт), андин аял униң һәқиқий Мәсиһ екәнлигини билип йетиду.
■4:19 Луқа 7:16; 24:19; Юһ. 6:14.
□4:20 «Ата-бовилиримиз бу тағда ибадәт қилип кәлгән» — «бу тағ» Гәризим теғидур. Самарийәликләр шу йәрдә өз ибадәтханисини қурған еди. «лекин силәр Йәһудийлар «Ибадәтни Йерусалимда қилиш керәк!» дәвалисиләрғу?» — демисәкму, аялниң бу сөзи әмәлий бир соалдур, йәни: — Немишкә шундақ? Бу тоғриму? — дегәндәк.
■4:20 Қан. 12:5,11; 1Пад. 9:3; 2Тар. 7:12.
□4:22 «ниҗат-қутқузулуш Йәһудийлар арқилиқ болиду» — чүнки (1) Худа һәқиқий сөз-каламини әслидә Йәһудий хәлқигә алаһидә тапшурған; (2) һәммидин муһими, Худаниң вәдилиригә асасән Мәсиһ Йәһудийлардин чиқиду.
■4:22 Яр. 12:3; 18:18; 22:18; 26:4; 2Пад. 17:29; Ибр. 7:14.
□4:23 «...роһ вә һәқиқәт билән ибадәт қилиду» — демәк, (1) Худаниң Муқәддәс Роһи арқилиқ; (2) һәр бир ибадәт қилғучи инсан өзиниң пүткүл роһи билән; (3) Худа инсанларға тапшурған һәқиқәт (Өз сөз-калами) бойичә; (4) һәр қандақ ялғанчилиқни ташлиған һалда ибадәт қилиштур.
□4:25 «Мәсиһниң, йәни «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дегән...» — «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» грек тилидики сөз болуп, «Мәсиһ», йәни «Мәсиһ қилинған (зат)» дегәнни билдүриду.
□4:35 «Силәр: «һосул йеғишқа йәнә төрт ай қалди» дәватмамсиләр?» — шу вақит бәлким онинчи яки онбиринчи ай еди. «Мана, силәргә ейтайки, бешиңларни көтирип етизларға қараңлар, зираәтләр сарғийип орушқа тәйяр болди!» — шүбһисизки, Әйса мошу йәрдә тәсвирләнгән «һосул» һазир шәһәрдин чиқип өзиниң йениға келиватқанларни, шундақла өзигә етиқат қилмақчи болғанларни көздә тутиду — «худди зираәтләр сарғийип орушқа тәйяр болғандәк, бу кишиләрму етиқат қилишқа тәйяр болди» дегәндәк.
□4:36 «ормичи иш һәққини алиду вә мәңгүлүк һаятқа топланған һосулни жиғиду» — «ормичи»лар Худаниң кишиләрни өз хуш хәвәригә ишәндүрүштики ахирқи вастиси болғанларни көрситиду. Хуш хәвәрни қобул қилғанлар мәңгүлүк һаятқа еришиду. Мошулар болса дәл Худа Өз Калами болған Әйса Мәсиһниң қурбанлиғидин күткән һосулдур (мәсилән, «Рим.» 8:29-30, «1Кор.» 3:5-9, «Ибр.» 2:10ни көрүң). «шуниң билән териғучи билән ормичи тәң шатлиниду» — «териғучи» Худаниң сөз-каламини кишиләргә биринчи болуп йәткүзгүчи болиду.
□4:38 «башқилар әмгәк қилди вә силәр уларниң әмгигиниң мевисини елишқа несип болдуңлар» — ким «әмгәк қилип» териған? Бизниңчә улар: (1) Тәврат дәвридики Худаниң муқәддәс бәндилири, болупму пәйғәмбәрләр; (2) пәйғәмбәрләрниң бешарәтлирини әтиварлап уларни Исраилларға (шундақла Самарийәликләргә) үгәткән, Худаға садиқ болған Тәврат устазлири; (3) Йәһя пәйғәмбәр вә мухлислири. Бу үч түркүм кишиләр хәлиққә Худаниң сөз-каламини қалдуруп, уларни Мәсиһниң келишигә, шундақла униңға етиқат қилишқа тәйярлиған еди. (4) Мәсиһниң өзи «териған». «Қошумчә сөз»имиздә йәнә буниң үстидә тохтилимиз.
■4:44 Мат. 13:57; Мар. 6:4; Луқа 4:24.
□4:45 «Галилийәликләр униң өтүп кетиш һейтида Йерусалимда қилған әмәллириниң һәммисини көргәчкә,...» — 2:23ни көрүң. «Галилийәликләр... уни қарши елишти» — мошу сөзләр -44-айәт билән көрүнүштә сәл зитрәк болғини билән, 48-айәттә Галилийәдикиләрниң әмәлий әһвали көрситилиду. Улар әмәлийәттә ахир берип (6-бапта) униң сөзлирини рәт қилип униңдин айрилип кетиду. Шуңа улар униң һәқиқий һөрмитини қилмиди.
□4:47 «... Өйүмгә чүшүп, сәкратта ятқан оғлумни сақайтип бәргәйла!» — Кәпәрнаһумдин Канаға баридиған йолниң 33 километри даванға чиқидиған йол.
□4:54 «Бу Әйсаниң Йәһудийәдин Галилийәгә кәлгәндин кейинки көрсәткән иккинчи мөҗизилик аламити еди» — оқурмәнләр шуни көрәләйдуки, бу Әйсаниң «яратқан иккинчи мөҗизиси» әмәс, бәлки пәқәт униң «Йәһудийәдин Галилийәгә кәлгәндин кейинки» яратқан аламити еди. «Аламәт» болса, Мәсиһниң салаһийитиниң бир тәрипини ениқ вә алаһидә һалда көрсәткән бир мөҗизидур.