3
Қоли қуруп кәткән бемарниң сақайтилиши
Мат. 12:9-14; Луқа 6:6-11
У йәнә синагогқа кирди. Шу йәрдә бир қоли йигиләп кәткән бир адәм бар еди. Мат. 12:9; Луқа 6:6. Пәрисийләр Әйсаниң үстидин әрз қилайли дәп шабат күнидә кесәл сақайтидиған-сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрәтти. «Пәрисийләр Әйсаниң үстидин әрз қилайли дәп шабат күнидә кесәл сақайтидиған-сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрәтти» — уларниң қилмақчи болған әрзи болса «У шабат күнидә кесәлни сақайтса, «ишлигән» яки «хизмәт қилған»ға баравәр болиду, шуңа (уларниң чүшинишичә) «Тәврат қануниға хилаплиқ қилған»» болиду. Әйса қоли йигиләп кәткән адәмгә:
— Орнуңдин туруп, оттуриға чиққин! — деди.
Андин, синагогдикиләрдин:
— Тәврат қануниға уйғун болғини шабат күни яхшилиқ қилишму, яки яманлиқ қилишму? Җанни қутқузушму яки һалак қилишму? — дәп сориди. Лекин улар зуван сүрүшмиди.
У ғәзәп билән әтрапиға нәзәр селип уларға көз жүгүртүп, уларниң таш жүрәклигидин қайғурди. Андин у кесәлгә:
— Қолуңни узат, — деди. У қолини узитивиди, қоли әслигә кәлтүрүлди. «қоли әслигә кәлтүрүлди» — кәлтүрүлди» дегән пеилниң «мәҗһул шәкли» бизгә бу ишни Худа Өзи қилған, дегәнни уқтуриду. Әнди улар бу мөҗизини «шабат күнидә яратқанлиғи» үчүн зади кимни әйиплимәкчи?   1Пад. 13:6.
Әнди Пәрисийләр дәрһал сиртқа чиқип, уни қандақ йоқитиш тоғрисида Һерод падишаниң тәрәпдарлири билән мәслиһәт қилишқа башлиди. «Һерод падишаниң тәрәпдарлири» — Һерод падиша вә униң тәрәпдарлири тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң. Лекин бизгә әң һәйран қаларлиғи бәлким шуки, Рәббимиз тәлим беришкә башлиғанда, бир-биригә күшәндә болған ««Һерод тәрәпдарлири» вә Пәрисийләр һәмкарлишип, Әйсани йоқитишқа мәслиһәтлишиду («Мат.» 22:16ниму көрүң). Мана қараңғулуққа тәвә болған кишиләр һаман биринчи болуп нур билән дүшмәнлишиду («Юһ.» 1:5, 3:19).   Мат. 12:14; Юһ. 10:39; 11:53.
 
Деңиз бойидики топ-топ адәмләр
7-8 Андин Әйса мухлислири билән биллә у йәрдин айрилип деңиз бойиға кәтти; Галилийә өлкисидин чоң бир топ адәмләр униңға әгишип барди; шундақла униң қилған әмәллирини аңлиған һаман, пүтүн Йәһудийә өлкисидин, Йерусалим шәһиридин, Идумия өлкисидин, Иордан дәриясиниң қарши тәрипидин, Тур вә Зидон шәһәрлириниң әтрапидики җайлардин зор бир топ адәмләрму униң йениға келишти. «Идумия өлкиси» — «Идумия» Тәвратта «Едом» дейилиду.   Мат. 4:25; Луқа 6:17. У адәмләрниң көплигидин өзини қистап қоймисун дәп мухлислириға кичик бир кеминиң униңға йеқин турушини тапилиди. 10 Чүнки у нурғун бемарларни сақайтқини түпәйлидин һәр қандақ ваба-кесәлликләргә гириптар болғанларниң һәммиси униңға қолумни бир тәккүзүвалсам дәп қистишип келишкән еди. 11 Напак роһлар чаплишивалғанлар қачанла уни көрсә, униң алдиға жиқилип: «Сән Худаниң Оғлисән!» дәп вақиришатти. 12 Лекин у напак роһларға өзиниң ким екәнлигини ашкарилимаслиққа қаттиқ тәнбиһ берип агаһландуратти.
 
Әйсаниң он икки расулни таллиши
Мат. 10:1-4; Луқа 6:12-16
13 У таққа чиқип, өзи халиған кишиләрни йениға чақирди; улар униң йениға келишти. Мат. 10:1; Мар. 6:7; Луқа 6:13; 9:1. 14 У улардин он иккисини өзи билән биллә болушқа, сөз-каламни җакалашқа, 15 кесәлләрни сақайтиш вә җинларни һайдаш һоқуқиға егә болушқа таллап бекитти. «У улардин он иккисини өзи билән биллә болушқа... җинларни һайдаш һоқуқиға егә болушқа таллап бекитти » — (14-15-айәт) бәзи кона көчүрмиләрдә 14-15-айәттә «У улардин он иккисини «расуллар» дәп атап, өзи билән биллә болушқа, сөз-каламни җакалашқа вә җинларни һайдаш һоқуқиға егә болушқа таллап бекитти» дейилиду. 16 У бекиткән он икки киши: Симон (у униңға Петрус дәп исим қойған), 17 Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң иниси Юһанна, (у уларни «Бинни-Рәгаз», йәни «Гүлдүрмама оғуллири» дәпму атиған), «Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң иниси...» — яки «Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң акиси...». «у уларни «Бинни-Рәгаз», йәни «Гүлдүрмама оғуллири» дәпму атиған» — мошу йәрдә биз бу исимни ибраний тилидики аһаңи бойичә алдуқ. «Рәгаз» ибраний тилида адәттә «ғәзәп, қәһр»ни билдүриду. Қариғанда улар иккилиси әслидә интайин териккәк еди! Грек тилида тәләппуз «Боанәргәс» дәп оқулиду. 18 Андрияс, Филип, Бартоломай, Матта, Томас, Алфайниң оғли Яқуп, Тадай, милләтпәрвәр дәп аталған Симон «милләтпәрвәр дәп аталған Симон» — яки «Қанаанлиқ Симон». Йәһудий «милләтпәрвәрлири» яки «милләтчилири» вәтинини Рим империйәсидин азат қилиш үчүн зораванлиқ йоли билән күрәш қилғучилар еди. 19 вә униңға сатқунлуқ қилған Йәһуда Ишқарийотлардин ибарәт.
 
Әйса Шәйтандин күчлүктур
Мат. 12:22-32; Луқа 11:14-23; 12:10
20 У өйгә қайтип кәлгәндин кейин, у йәргә йәнә шунчә нурғун адәмләр топландики, уларниң һәтта ғизаланғидәкму вақти чиқмиди. Мар. 6:31. 21  Әйсаниң аилисидикиләр буни аңлап, уни тутуп келишкә беришти. Чүнки улар уни «Әқлини йоқитипту» дегән еди.
22 Йерусалимдин чүшкән Тәврат устазлири болса: «Униңда Бәәлзибуб бар», вә «У пәқәт җинларниң әмригә тайинип җинларни қоғливетидикән», дейишәтти. «униңда бәәлзибуб бар» — «бәәлзибуб» яки «бәәлзибул» болса җинларниң әмри болған Шәйтанниң башқа бир исмидур.   Мат. 9:34; 12:24; Луқа 11:15; Юһ. 8:48.
23 Шуниң үчүн у Тәврат устазлирини йениға чақирип, уларға тәмсилләрни ишлитип мундақ деди:
— Шәйтан Шәйтанни қандақму қоғлисун? Мат. 12:25. 24 Әгәр падишалиқ өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушқан болса шу падишалиқ пут тирәп туралмайду; 25 шуниңдәк әгәр бир аилә өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушса шу аилә пут тирәп туралмайду. 26 Әгәр Шәйтан өз-өзигә қарши чиқип бөлүнсә, у пут тирәп туралмай, йоқалмай қалмайду.
27 Һеч ким күчтүңгүр бирисиниң өйигә кирип, униң мал-мүлкини булап кетәлмәйду — пәқәт у шу күчтүңгүрни авал бағлалиса андин өйини булаң-талаң қилалайду. «Һеч ким күчтүңгүр бирисиниң өйигә кирип, униң мал-мүлкини булап кетәлмәйду — пәқәт у шу күчтүңгүрни авал бағлалиса андин өйини булаң-талаң қилалайду» — бу тәмсилдики «күчтүңгүр адәм» Шәйтанни көрситиду, әлвәттә. Униң өйини булаң-талаң қилғучи Әйсадин башқа һеч ким болмайду.   Мат. 12:29; Кол. 2:15.
28 Шуни силәргә бәрһәқ ейтип қояйки, инсан балилири өткүзгән түрлүк гуналириниң һәммисини, шундақла улар қилған күпүрлүклириниң һәммисини кәчүрүшкә болиду. «улар қилған күпүрлүклириниң һәммиси...» — грек тилида «улар күпүрлүк билән қилған күпүрлүклириниң һәммиси» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу ибарә уларниң күпүрлүклири бәлким интайин еғир болуши мүмкин дегәнни билдүриду.   1Сам. 2:25; Мат. 12:31; Луқа 12:10; 1Юһа. 5:16. 29 Бирақ кимдиким Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилса, әбәдил-әбәткичә һеч кәчүрүлмәйду, бәлки мәңгүлүк бир гунаниң һөкүми астида туриду. «Муқәддәс Роһқа қарши күпүрлүк қилиш» — яки «Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилиш» дегән гуна тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.   1Юһа. 5:16.
30  Әйсаниң бу сөзи уларниң «Yниңға напак rоһ чаплишипту» дегини үчүн ейтилған еди.
 
Әйсаниң аниси вә инилири
Мат. 12:46-50; Луқа 8:19-21
31 Шу вақитта униң аниси билән инилири кәлди. Улар сиртида туруп, уни чақиришқа адәм киргүзди. Мат. 12:46; Луқа 8:19. 32 Бир топ халайиқ униң әтрапида олтиратти. Улар:
— Мана, аниңиз, инилириңиз сизни издәп сиртта туриду, — дейишти. «Мана, аниңиз, инилириңиз сизни издәп сиртта туриду» — бәзи кона көчүрмиләрдә «вә сиңиллириңиз» дәп қошуп оқулиду. Һеч болмиғанда грек тилида «ака-иниләр» дегән сөз бир қериндаш «ача-сиңиллар»ни өз ичигә алатти.
33 Әйса уларға җававән:
— Ким мениң анам, ким мениң инилирим? — деди. 34 Андин, у өпчүрисидә олтарғанларға қарап мундақ деди:
Мана булар мениң анам вә инилирим! 35 Чүнки кимки Худаниң ирадисини ада қилса, шу мениң ака-иним, ача-сиңлим вә анамдур. Юһ. 15:14; 2Кор. 5:16,17.
 
 

3:1 Мат. 12:9; Луқа 6:6.

3:2 «Пәрисийләр Әйсаниң үстидин әрз қилайли дәп шабат күнидә кесәл сақайтидиған-сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрәтти» — уларниң қилмақчи болған әрзи болса «У шабат күнидә кесәлни сақайтса, «ишлигән» яки «хизмәт қилған»ға баравәр болиду, шуңа (уларниң чүшинишичә) «Тәврат қануниға хилаплиқ қилған»» болиду.

3:5 «қоли әслигә кәлтүрүлди» — кәлтүрүлди» дегән пеилниң «мәҗһул шәкли» бизгә бу ишни Худа Өзи қилған, дегәнни уқтуриду. Әнди улар бу мөҗизини «шабат күнидә яратқанлиғи» үчүн зади кимни әйиплимәкчи?

3:5 1Пад. 13:6.

3:6 «Һерод падишаниң тәрәпдарлири» — Һерод падиша вә униң тәрәпдарлири тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң. Лекин бизгә әң һәйран қаларлиғи бәлким шуки, Рәббимиз тәлим беришкә башлиғанда, бир-биригә күшәндә болған ««Һерод тәрәпдарлири» вә Пәрисийләр һәмкарлишип, Әйсани йоқитишқа мәслиһәтлишиду («Мат.» 22:16ниму көрүң). Мана қараңғулуққа тәвә болған кишиләр һаман биринчи болуп нур билән дүшмәнлишиду («Юһ.» 1:5, 3:19).

3:6 Мат. 12:14; Юһ. 10:39; 11:53.

3:7-8 «Идумия өлкиси» — «Идумия» Тәвратта «Едом» дейилиду.

3:7-8 Мат. 4:25; Луқа 6:17.

3:13 Мат. 10:1; Мар. 6:7; Луқа 6:13; 9:1.

3:15 «У улардин он иккисини өзи билән биллә болушқа... җинларни һайдаш һоқуқиға егә болушқа таллап бекитти » — (14-15-айәт) бәзи кона көчүрмиләрдә 14-15-айәттә «У улардин он иккисини «расуллар» дәп атап, өзи билән биллә болушқа, сөз-каламни җакалашқа вә җинларни һайдаш һоқуқиға егә болушқа таллап бекитти» дейилиду.

3:17 «Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң иниси...» — яки «Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң акиси...». «у уларни «Бинни-Рәгаз», йәни «Гүлдүрмама оғуллири» дәпму атиған» — мошу йәрдә биз бу исимни ибраний тилидики аһаңи бойичә алдуқ. «Рәгаз» ибраний тилида адәттә «ғәзәп, қәһр»ни билдүриду. Қариғанда улар иккилиси әслидә интайин териккәк еди! Грек тилида тәләппуз «Боанәргәс» дәп оқулиду.

3:18 «милләтпәрвәр дәп аталған Симон» — яки «Қанаанлиқ Симон». Йәһудий «милләтпәрвәрлири» яки «милләтчилири» вәтинини Рим империйәсидин азат қилиш үчүн зораванлиқ йоли билән күрәш қилғучилар еди.

3:20 Мар. 6:31.

3:22 «униңда бәәлзибуб бар» — «бәәлзибуб» яки «бәәлзибул» болса җинларниң әмри болған Шәйтанниң башқа бир исмидур.

3:22 Мат. 9:34; 12:24; Луқа 11:15; Юһ. 8:48.

3:23 Мат. 12:25.

3:27 «Һеч ким күчтүңгүр бирисиниң өйигә кирип, униң мал-мүлкини булап кетәлмәйду — пәқәт у шу күчтүңгүрни авал бағлалиса андин өйини булаң-талаң қилалайду» — бу тәмсилдики «күчтүңгүр адәм» Шәйтанни көрситиду, әлвәттә. Униң өйини булаң-талаң қилғучи Әйсадин башқа һеч ким болмайду.

3:27 Мат. 12:29; Кол. 2:15.

3:28 «улар қилған күпүрлүклириниң һәммиси...» — грек тилида «улар күпүрлүк билән қилған күпүрлүклириниң һәммиси» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу ибарә уларниң күпүрлүклири бәлким интайин еғир болуши мүмкин дегәнни билдүриду.

3:28 1Сам. 2:25; Мат. 12:31; Луқа 12:10; 1Юһа. 5:16.

3:29 «Муқәддәс Роһқа қарши күпүрлүк қилиш» — яки «Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилиш» дегән гуна тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

3:29 1Юһа. 5:16.

3:31 Мат. 12:46; Луқа 8:19.

3:32 «Мана, аниңиз, инилириңиз сизни издәп сиртта туриду» — бәзи кона көчүрмиләрдә «вә сиңиллириңиз» дәп қошуп оқулиду. Һеч болмиғанда грек тилида «ака-иниләр» дегән сөз бир қериндаш «ача-сиңиллар»ни өз ичигә алатти.

3:35 Юһ. 15:14; 2Кор. 5:16,17.