16
Әйса өлүмдин тирилиду
Мат. 28:1-8; Луқа 24:1-12; Юһ. 20:1-10
Шабат күни өтүши биләнла, Магдаллиқ Мәрйәм, Яқупниң аниси Мәрйәм вә Саломилар берип Әйсаниң җәситигә сүрүш үчүн хушпурақлиқ буюмларни сетивалди. «Шабат күни өтүши биләнла» — шабат күни шәнбә күни кәчтә күн петиши билән башлинатти. «... Әйсаниң җәситигә сүрүш үчүн хушпурақлиқ буюмларни сетивалди» — яки «Әйсаниң җәситигә сүрүш үчүн хушпурақлиқ буюмларни сетивалған еди». Бу ишқа қариғанда, аяллар униң өлүмдин тирилидиғанлиғини һеч ойлап бақмиған еди!   Мат. 28:1; Луқа 24:1; Юһ. 20:1. Һәптиниң биринчи күни улар бәк балдур, таң сәһәрдә орнидин туруп, күн чиқиши билән қәбиргә барди. «һәптиниң биринчи күни» — йәни йәкшәнбә күни. Улар өз ара: «Бизгә қәбирниң ағзидики ташни ким домилитишип берәр?» дейишти. Лекин улар башлирини көтирип қаривиди, ташниң бир янға домилитиветилгинини көрди — әслидә у таш наһайити йоған еди. Улар қәбиргә киргәндә, оң тәрәптә олтарған, ақ тон кийгән, яш бир адәмни көрди, вә қаттиқ дәккә-дүккигә чүшти. Мат. 28:2; Юһ. 20:12.
Лекин у уларға:
— Дәккә-дүккигә чүшмәңлар. Силәр крестләнгүчи Насарәтлик Әйсани издәватисиләр. У тирилди, у бу йәрдә әмәс. Мана улар уни қойған җай! Мат. 28:5; Луқа 24:5. Лекин бериңлар, униң мухлислириға вә Петрусқа: «У Галилийәгә силәрдин авал баридикән; у силәргә ейтқинидәк, силәр уни шу йәрдә көридикәнсиләр» дәңлар, — деди. «..бериңлар, униң мухлислириға вә Петрусқа: «У Галилийәгә силәрдин авал баридикән; у силәргә ейтқинидәк, силәр уни шу йәрдә көридикәнсиләр» дәңлар» — Маркус беваситә демигини билән һәммимиз бу сөзлигүчи «яш адәм»ни пәриштә дәп билимиз (5-айәтни көрүң).   Мат. 26:32; 28:10; Мар. 14:28; Рос. 1:3; 13:31; 1Кор. 15:5.
Улар қәбирдин чиқипла бәдәр қачти. Уларни титрәк бесип һошини йоқитай дегән еди; бәк қорқуп кәткәчкә, һеч кимгә һеч немини ейтмиди. «һеч кимгә һеч немини ейтмиди» — мәнаси, бәлким мухлислиридин башқа һеч кимгә ейтмиди (мәсилән, «Мат.» 28:8, 10ни көрүң).   Мат. 28:8; Луқа 24:9; Юһ. 20:18.
 
Әйсаниң магдаллиқ Мәрйәмгә көрүнүши
Мат. 28:9-10; Юһ. 20:11-18; Луқа 24:13-35
Әйса һәптиниң биринчи күни таң сәһәрдә тирилгәндин кейин, авал Магдаллиқ Мәрйәмгә көрүнди. У әслидә униңдин йәттә җинни һайдивәткән еди. «Әйса һәптиниң биринчи күни таң сәһәрдә тирилгәндин кейин, авал магдаллиқ Мәрйәмгә көрүнди. У әслидә униңдин йәттә җинни һайдивәткән еди...» — 9-20-айәтләр икки қедимий көчүрмидин башқа, һәммә көчүрмиләрдин тепилиду. Биз уларниң «Маркус»ниң һәқиқий бир қисми екәнлигигә һеч гуманимиз йоқ; бирақ мошу йәрдә сәһипә чәклимисидин толуқ испат кәлтүрәлмәймиз. Инглизчә билидиған оқурмәнләрниң «Ден Бургон»ниң ««Маркус»ниң ахирқи он икки айәтлири» дегән китавини Интернеттин тапалайдиғанлиғиға ишинимиз.   Луқа 8:2; Юһ. 20:14,16. 10 Мәрйәм чиқип, матәм тутуп жиғлишип турған, бурун униң билән биллә болғанларға хәвәр бәрди. 11 Униң тирик екәнлигини вә Мәрйәмгә көрүнгәнлигини аңлиғанда, улар ишәнмиди.
 
Әйсаниң икки мухлисиға көрүнүши
12 Бу ишлардин кейин, у уларниң ичидики йезиға кетиватқан иккиләнгә башқа сияқта көрүнди. Луқа 24:13. 13 Буларму қалғанларниң йениға қайтип, уларға хәвәр қилған болсиму, лекин улар буларғиму ишәнмиди.
 
Әйсаниң он бир мухлисиға көрүнүши
Мат. 28:16-20; Луқа 24:36-49; Юһ. 20:19-23; Рос. 1:6-8
14 Андин он бирәйлән дәстиханда олтирип ғизалиниватқанда, у уларға көрүнди вә уларниң етиқатсизлиғи вә таш жүрәклиги үчүн уларни тәнбиһ берип әйиплиди; чүнки улар өзиниң тирилгинини көргәнләргә ишәнмигән еди. Луқа 24:36; Юһ. 20:19; 1Кор. 15:5.
15 У уларға мундақ деди:
— Пүткүл җаһанға берип, яритилғучиларниң һәр биригә хуш хәвәрни җакалаңлар. Мат. 28:19; Юһ. 15:16. 16 Етиқат қилип, чөмүлдүрүшни қобул қилғанлар қутқузулиду. Етиқат қилмиғанлар болса гунаға бекитилиду. Юһ. 3:18; 12:48.
17 Етиқат қилғанларниң излириға мошундақ мөҗизилик аламәтләр әгишип һәмраһ болиду: — улар Мениң намим билән җинларни һайдиветиду; улар йеңи тилларда сөзләйду, «йеңи тиллар» — демәк өзи үгәнмигән тиллар. «Рос.» 2:4-11ни, «1Кор.» 12-, 14-бапни вә мунасивәтлик изаһатларни көрүң.   Луқа 10:17; Рос. 2:4; 5:16; 8:7; 10:46; 16:18; 19:6,12. 18 улар иланларни қоллирида тутиду, һәр қандақ зәһәрлик нәрсини ичсиму, уларға зәрәр йәткүзмәйду; қоллирини бемарларға тәккүзүп қойса, кесәллири сақийип кетиду. «улар иланларни қоллирида тутиду...» — мәсилән, «Рос.» 28:3-6ни көрүң. «Етиқат қилғанларниң излириға мошундақ мөҗизилик аламәтләр әгишип һәмраһ болиду... , ... қоллирини бемарларға тәккүзүп қойса, кесәллири сақийип кетиду» — ениқки, етиқат қилғучилар үчүн «мөҗизилик аламәтләр» Мәсиһкә иман-ишәш кәлтүргәндин кейинла келиду («мошундақ мөҗизилик аламәтләр әгишип һәмраһ болиду» (17-айәт)). «Аламәтләрни көрсәм, андин ишинимән» дегүчиләр һәрдайим көп, әлвәттә.   Луқа 10:19; Рос. 28:5, 8.
 
Әйсаниң асманға көтирилиши
Луқа 24:50-53; Рос. 1:9-11
19 Шуңа Рәб уларға бу сөзләрни қилип болғандин кейин, асманға көтирилди, Худаниң оң йенида олтарди. «Шуңа Рәб уларға бу сөзләрни қилип болғандин кейин, асманға көтирилди, Худаниң оң йенида олтарди» — «шуңа» — Рәб вәдә қилған «мөҗизилик аламәтләр» пәқәт Муқәддәс Роһ арқилиқ болатти; у әршкә көтирилмигән болса, Муқәддәс Роһ келәлмәйтти. Шуңа (Өз сөз-каламини исшпатлайдиған мөҗизилик аламәтләрни мүмкин қилиш үчүн) у әршкә көтирилмисә болмайтти.   Луқа 24:50,51; Рос. 1:9. 20 Мухлислар чиқип, һәр йәргә берип хуш хәвәрни җакалап жүрди. Рәб улар билән тәң ишләп, сөз-каламиға һәмраһ болуп әгәшкән мөҗизилик аламәтләр билән униңға испат бәрди. «Рәб улар билән тәң ишләп...» — бәзи кона көчүрмиләрдә «Рәб Әйса улар билән тәң ишләп...» дейилиду.   Рос. 1:2; 14:3; 1Тим. 3:16; Ибр. 2:4.

16:1 «Шабат күни өтүши биләнла» — шабат күни шәнбә күни кәчтә күн петиши билән башлинатти. «... Әйсаниң җәситигә сүрүш үчүн хушпурақлиқ буюмларни сетивалди» — яки «Әйсаниң җәситигә сүрүш үчүн хушпурақлиқ буюмларни сетивалған еди». Бу ишқа қариғанда, аяллар униң өлүмдин тирилидиғанлиғини һеч ойлап бақмиған еди!

16:1 Мат. 28:1; Луқа 24:1; Юһ. 20:1.

16:2 «һәптиниң биринчи күни» — йәни йәкшәнбә күни.

16:5 Мат. 28:2; Юһ. 20:12.

16:6 Мат. 28:5; Луқа 24:5.

16:7 «..бериңлар, униң мухлислириға вә Петрусқа: «У Галилийәгә силәрдин авал баридикән; у силәргә ейтқинидәк, силәр уни шу йәрдә көридикәнсиләр» дәңлар» — Маркус беваситә демигини билән һәммимиз бу сөзлигүчи «яш адәм»ни пәриштә дәп билимиз (5-айәтни көрүң).

16:7 Мат. 26:32; 28:10; Мар. 14:28; Рос. 1:3; 13:31; 1Кор. 15:5.

16:8 «һеч кимгә һеч немини ейтмиди» — мәнаси, бәлким мухлислиридин башқа һеч кимгә ейтмиди (мәсилән, «Мат.» 28:8, 10ни көрүң).

16:8 Мат. 28:8; Луқа 24:9; Юһ. 20:18.

16:9 «Әйса һәптиниң биринчи күни таң сәһәрдә тирилгәндин кейин, авал магдаллиқ Мәрйәмгә көрүнди. У әслидә униңдин йәттә җинни һайдивәткән еди...» — 9-20-айәтләр икки қедимий көчүрмидин башқа, һәммә көчүрмиләрдин тепилиду. Биз уларниң «Маркус»ниң һәқиқий бир қисми екәнлигигә һеч гуманимиз йоқ; бирақ мошу йәрдә сәһипә чәклимисидин толуқ испат кәлтүрәлмәймиз. Инглизчә билидиған оқурмәнләрниң «Ден Бургон»ниң ««Маркус»ниң ахирқи он икки айәтлири» дегән китавини Интернеттин тапалайдиғанлиғиға ишинимиз.

16:9 Луқа 8:2; Юһ. 20:14,16.

16:12 Луқа 24:13.

16:14 Луқа 24:36; Юһ. 20:19; 1Кор. 15:5.

16:15 Мат. 28:19; Юһ. 15:16.

16:16 Юһ. 3:18; 12:48.

16:17 «йеңи тиллар» — демәк өзи үгәнмигән тиллар. «Рос.» 2:4-11ни, «1Кор.» 12-, 14-бапни вә мунасивәтлик изаһатларни көрүң.

16:17 Луқа 10:17; Рос. 2:4; 5:16; 8:7; 10:46; 16:18; 19:6,12.

16:18 «улар иланларни қоллирида тутиду...» — мәсилән, «Рос.» 28:3-6ни көрүң. «Етиқат қилғанларниң излириға мошундақ мөҗизилик аламәтләр әгишип һәмраһ болиду... , ... қоллирини бемарларға тәккүзүп қойса, кесәллири сақийип кетиду» — ениқки, етиқат қилғучилар үчүн «мөҗизилик аламәтләр» Мәсиһкә иман-ишәш кәлтүргәндин кейинла келиду («мошундақ мөҗизилик аламәтләр әгишип һәмраһ болиду» (17-айәт)). «Аламәтләрни көрсәм, андин ишинимән» дегүчиләр һәрдайим көп, әлвәттә.

16:18 Луқа 10:19; Рос. 28:5, 8.

16:19 «Шуңа Рәб уларға бу сөзләрни қилип болғандин кейин, асманға көтирилди, Худаниң оң йенида олтарди» — «шуңа» — Рәб вәдә қилған «мөҗизилик аламәтләр» пәқәт Муқәддәс Роһ арқилиқ болатти; у әршкә көтирилмигән болса, Муқәддәс Роһ келәлмәйтти. Шуңа (Өз сөз-каламини исшпатлайдиған мөҗизилик аламәтләрни мүмкин қилиш үчүн) у әршкә көтирилмисә болмайтти.

16:19 Луқа 24:50,51; Рос. 1:9.

16:20 «Рәб улар билән тәң ишләп...» — бәзи кона көчүрмиләрдә «Рәб Әйса улар билән тәң ишләп...» дейилиду.

16:20 Рос. 1:2; 14:3; 1Тим. 3:16; Ибр. 2:4.