Мошу йәрдә башқа бир хил тәрҗимиси «Атамниң өйидә болушум керәклигим...». 50 Лекин улар униң уларға ейтқинини чүшәнмиди.■ Луқа 9:45; 18:34.
□2:1 «Қәйсәр Авғустус» — «Қәйсәр» Рим императорлириниң умумий унвани. «Қәйсәр Авғустус» болса Рим империйәси үстидин миладийәдин илгәрки 27-жилидин миладийә 14-жилиғичә сәлтәнәт қилди.
□2:2 «Тунҗи қетимлиқ бу нопус тизимлаш Кириниюс Сурийә өлкисини идарә қилип турған вақтида елип берилған еди» — башқа бир хил тәрҗимиси «Бу ройхәт Кириниюсниң Сурийә өлкисигә һөкүмранлиқ қилип турған вақтидики тунҗа қетимлиқ нопус тизимлаш еди».
□2:4 «Давут падишаниң җәмәтидин болғачқа, шундақла униң беваситә әвлади болғачқа...» — демәк, Йүсүпниң Давутниң тәхтигә варислиқ қилғидәк әвлатлиридин екәнлигини көрсәтсә керәк. «Давутниң жути Бәйт-Ләһәм дегән шәһәр» — «шәһәр» дейилгини билән Бәйт-Ләһәм интайин кичик бир жут еди; у Йерусалимдин он икки километр жирақлиқта.
■2:4 1Сам. 16; Мик. 5:1; Мат. 1:1; Юһ. 7:42.
□2:7 «Мәрйәм шу йәрдә тунҗа оғлини туққанда ...» — Әйса Мәсиһ қачан туғулди? «Қошумчә сөз»имиздә бу иш тоғрилиқ тохтилимиз.
□2:12 «бовақни закиланған һалда бир оқурда ятқан петидә таписиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бир оқурда ятқан, закиланған бир бовақни таписиләр».
□2:13 «самави қошундикиләр» — пәриштиләр.
□2:14 «Йәр йүзидә болса у сөйүнидиған бәндилиригә арам-хатирҗәмлик болсун!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Йәр йүзидә инсанларға аманлиқ, шапаәт болсун!»
■2:21 Яр. 17:12; Лав. 12:3; Мат. 1:21; Луқа 1:31; Юһ. 7:22.
□2:22 «Йүсүп билән Мәрйәмниң паклиниш вақти тошқанда...» — грек тилида «уларниң паклиниш вақти тошқанда...». Мәрйәмниң қириқи тошқанда, өзи вә мәлум әһвалда Йүсүп иккиси Тәврат қануни бойичә «паклиниш»и керәк болатти («Лав.» 12:2-4, «Мис.» 13:2ни көрүң.
□2:23 «Барлиқ тунҗа оғул» — грек тилида «барлиқ балиятқуни (тунҗи) ачқан бала». ««Барлиқ тунҗа оғул Пәрвәрдигарға муқәддәс мәнсуп атилиши керәк» дәп йезилғинидәк...» — бу муқәддәс қанундики әмирләр «Мис.» 22:29, 34:19, «Лав.» 12:1-8, «Чөл.» 3:44-47ни көрүң.
■2:23 Мис. 13:2,12; Чөл. 3:13; 8:16,17.
□2:24 «Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунида дейилгини бойичә, бир җүп пахтәк яки икки кәптәр балисини қурбанлиққа сунуш керәк» — Тәврат қануни бойичә, аялниң туғуттин кейин тазилиниши үчүн (намрат болса) мошундақ кәптәр қурбанлиғини (Йерусалимдики) ибадәтханиға апирип, союп сунуш үчүн мәсъул каһинға тапшуруши керәк еди.
□2:25 «Исраилға Тәсәлли Бәргүчи» — Мәсиһни көрситиду.
□2:29 «Әнди, и Егәм, һазир сөзүң бойичә қулуңниң бу аләмдин хатирҗәмлик билән кетишигә йол қойғайсән..» — Симеон өзиниң өмүрвайәт тәқәзза болғинини (йәни Худа Өз сөзидә туруп, әвәткән Мәсиһини) көргәндин кейин дуниядин кетишкә рази болиду.
■2:30 Зәб. 97:2-3; Йәш. 52:10.
□2:31 «Уни барлиқ хәлиқләр алдида һазирлиғансән...» — «У» — Худаниң ниҗати, йәни Мәсиһ.
□2:32 «ят әлләр» — мошу йәрдә Йәһудий әмәсләрни көрситиду. Шу чағда ят әлләрниң һәммиси дегидәк һәқиқий Худани тонумай, бутларға чоқунған, әлвәттә.
■2:32 Йәш. 42:6; 49:6; Рос. 13:47.
■2:34 Йәш. 8:14; Рим. 9:32; 1Пет. 2:8.
□2:35 «... вә бир қиличму сениң көңлүңгә санҗилиду!» — грек тилида «қилич» мошу йәрдә йоған, икки бислиқ бир хил қилични көрситиду. Мәрйәмниң көңлигә санҗиған ишлар оғлиниң Исраил тәрипидин рәт қилинип, азап-оқубәт тартқузулуп өлтүрүлгинидин болған дәрд-әләмни көрситиду.
□2:36 «Ашир қәбилисидин болған Фануилниң қизи Анна исимлиқ хелә яшанған бир аял пәйғәмбәр...» — грек тилида «Анна» ибраний тилида «Һаннаһ» дейилгән.
□2:37 «андин сәксән төрт жил тул турған еди...» — яки «у тул қалған еди. У сәксән төрт яшқа киргән болуп,...».
□2:38 «ниҗат-һөрлүкни күтүватқан барлиқ халайиқ» — мошу йәрдә «ниҗат-һөрлүк» Худаниң бәдәл төләп, гуналардин халас қилған роһий азатлиғини көрситиду.
□2:40 «бала болса өсүп, дана-ақиланилик билән толуп, роһта күчләндүрүлди» — «роһ» мошу йәрдә Әйсаниң өз (инсаний) роһини көрситиду.
■2:41 Мис. 23:15,17; Лав. 23:5; Қан. 16:1.
□2:46 «үчинчи күни улар уни ибадәтхана һойлисида Тәврат устазлириниң арисида .. тапти» — «үчинчи күни» грек тилида «үч күндин кейин». Буниң мәнаси бәлким Йерусалимдин айрилип өйгә қарап меңишқа бир күн, Йерусалимға қайтишқа бир күн, андин Йерусалимда туруп издәшкә бир күн кәткән еди, дегәндәк болуши мүмкин.
■2:47 Мат. 7:28; Мар. 1:22; Луқа 4:22,32; Юһ. 7:15.
□2:49 «Әҗәба, мениң Атамниң ишлирида болушум керәклигимни билмәмтиңлар?» — Йәһудийларниң әнъәниси вә көзқариши бойичә, бала он икки яшқа киргәндә: (1) толуқ Тәврат қануниға әмәл қилишқа мәсъулийити болиду; (2) атисиниң иш-хизмитигә шерик болиду. Мошу йәрдә башқа бир хил тәрҗимиси «Атамниң өйидә болушум керәклигим...».