13
Әйсаниң мухлислириниң путини жуюши
Өтүп кетиш һейтидин илгири, Әйса бу дуниядин айрилип, Атиниң йениға баридиған вақит-саатниң йетип кәлгәнлигини билди вә шуниң үчүн бу дуниядики өз адәмлиригә көрситип кәлгән меһир-муһәббитини ахирғичә толуқ көрситип турди. «Әйса... бу дуниядики өз адәмлиригә көрситип кәлгән меһир-муһәббитини ахирғичә толуқ көрситип турди» — бу муһәббәт бәлким төвәндики 1-20-айәтләрдә мухлислириниң путлирини жуюши, шундақла 13-18-бапларда хатириләнгәндәк уларға көрсәткән сәвир-тақәт, кәчүрүм, меһриванлиғини, андин ахирида улар үчүн өзини пида қилишиниң һәммисини өз ичигә алған болса керәк.   Мат. 26:2; Мар. 14:1; Луқа 22:1. Әнди кәчлик тамақ йейиливатқан еди; Иблис аллибурун Симонниң оғли Йәһуда Ишқарийотниң көңлигә Әйсаға сатқунлуқ қилиш вәсвәсисини салған еди. Луқа 22:3; Юһ. 13:2. Әйса Атиниң һәр ишни униң қолиға тапшурғинини, вә өзиниң Худаниң йенидин келип, Худаниң йениға қайтидиғанлиғини билгәчкә, Мат. 11:27; 28:18; Юһ. 3:35 дәстихандин туруп, тон-көйнигини йешип, бир лөңгә билән белини бағлиди. Андин җавурға су қуюп, мухлисларниң путлирини жуюшқа вә белигә бағлиған лөңгә билән сүртүп қурутушқа башлиди. Нөвәт Симон Петрусқа кәлгәндә, Петрус униңға:
— И Рәб, путумни сән жуйсаң қандақ болғини?! — деди. Мат. 3:14.
Әйса униңға:
— Немә қиливатқинимни һазир билмәйсән, лекин кейин билисән, — деди.
Петрус: — Сән мениң путумни жуйсаң һәргиз болмайду! — деди.
Әйса униңға җававән: — Сени юмисам, мениң билән тәң несивәң болмайду, — деди.
Симон Петрус:
— И Рәб, ундақта пәқәт путлиримнила әмәс, қоллиримниму, бешимниму жуйғайсән! — деди.
10 Әйса униңға:
— Бәдини жуюлуп, тамамән пакиз болған адәм пәқәт путлирини юсила қайта жуюнушиниң һаҗити болмайду. Силәр пакиз, лекин һәммиңлар әмәс, — деди «...бәдини жуюлуп, тамамән пакиз болған адәм пәқәт путлирини юсила қайта жуюнушиниң һаҗити болмайду» — мошу сирлиқ гәпниң мәнаси немә? Бизниңчә Қутқузғучимизниң «пут жуюш» дегән бу һәрикити өзини әң төвән дәриҗигә чүшүрүп крестлинишни қобул қилишиға бешарәт болиду. Шуңа, мухлислар буни қобул қилмиса болмайду. «Қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.   Юһ. 15:3. 11 (чүнки у өзини кимниң тутуп беридиғанлиғини биләтти; шуниң үчүн у «Һәммиңларла пакиз әмәс» дегән еди). Юһ. 6:64. 12 Шуниң билән у уларниң путлирини жуюп болғандин кейин, тон-көйнигини кийип, йәнә дәстиханға олтирип уларға мундақ деди:
— Силәргә немә қилғинимни уқтуңларму? 13 Силәр мени «Устаз» вә «Рәб» дәйсиләр вә раст ейтисиләр, мән шундақтурмән. Мат. 23:8,10; 1Кор. 8:6; 12:3; Фил. 2:11. 14 Әгәр мән Рәб вә устазиңлар туруқлуқ, путлириңларни жуйған екәнмән, силәрму бир-бириңларниң путлирини жуюшуңлар керәк. «Әгәр мән Рәб вә устазиңлар туруқлуқ, путлириңларни жуйған екәнмән, силәрму бир-бириңларниң путлирини жуюшуңлар керәк» — оқурмәнләр мухлисларниң Мәсиһни «устаз» андин «Рәб» дәйдиғанлиғини (13-айәт), лекин Мәсиһ болса өзини «Рәб» вә «устаз» дәйдиғанлиғини байқалайду (13-14-айәт) вә шундақла тәртипниң охшимаслиғиниң сәвәвини ойлалайду.   Гал. 6:1, 2. 15 Мән силәргә қилғандәк силәрниңму һәм шундақ қилишиңлар үчүн бу үлгини қалдурдум. 1Пет. 2:21; 1Юһа. 2:6. 16 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, қул ғоҗайинидин үстүн турмайду, әлчиму өзини әвәткүчидин үстүн турмайду. Мат. 10:24; Луқа 6:40; Юһ. 15:20. 17 Бу ишларни билгән екәнсиләр, шундақ қилсаңлар бәхитликсиләр!
 
Әйсаниң сатқунлуқ билән тутулушини алдин-ала ейтиши
Мат. 26:20-25; Мар. 14:17-21; Луқа 22:21-23
18 Мән буларни һәммиңларға қаритип ейтмидим. Мән таллиғанлиримни билимән, лекин муқәддәс язмиларда алдин пүтүлгән: «Мән билән һәмдәстихан болуп ненимни йегәнму маңа пут атти!» дегән бу сөз әмәлгә ашурулмай қалмайду. «Мән билән һәмдәстихан болуп ненимни йегәнму маңа пут атти!» — «Зәб.» 40:10ни көрүң.   Зәб. 40:10; Мат. 26:23; 1Юһа. 2:19. 19 Мән бу иш йүз бериштин авал уни силәргә ейтип қояйки, у ишлар йүз бәргәндә мениң «Бар Болғучи» екәнлигимгә ишинисиләр. «бу ишлар йүз бәргәндә мениң «Бар Болғучи» екәнлигимгә ишинисиләр» — яки «бу ишлар йүз бәргәндә мениң «У» (йәни, Мәсиһ) екәнлигимгә ишинисиләр».   Юһ. 14:29; 16:4. 20 Бәрһәқ, бәрһәқ, силәргә шуни ейтип қояйки, кимки мән әвәткән һәр қандақ бирисини қобул қилған болса, мени қобул қилған болиду; вә мени қобул қилғучилар мени Әвәткүчини қобул қилған болиду. Мат. 10:40; Луқа 10:16.
21 Әйса бу сөзләрни ейтқандин кейин, роһта қаттиқ пиған чекип, мундақ гувалиқ бәрди:
— Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, араңларда бирәйлән маңа сатқунлуқ қилиду! Мат. 26:21; Мар. 14:18; Луқа 22:21; Рос. 1:17; 1Юһа. 2:19.
22 Мухлислар кимни дәватқанлиғини биләлмәй, бир-биригә қарашти. 23 Әнди дәстиханда мухлислиридин бири Әйсаниң мәйдисигә йөлинип ятқан еди; у болса «Әйса сөйидиған мухлис» еди. «Әйса сөйидиған мухлис» — бәлким бу «баян»ниң муәллипи расул Юһанна. «Кириш сөз»имизни көрүң.   Юһ. 20:2; 21:7,20. 24 Симон Петрус униңдин Әйсаниң кимни дәватқинини сорап беқишини ишарәт қилди.
25 Шуниң билән у Әйсаниң мәйдисигә йөлинип туруп униңдин:
— И Рәб, у кимдур? — дәп сориди.
26 Әйса җавап берип:
— Бу бир чишләм нанни ашқа төгүрүп кимгә сунсам, шудур, — деди. Шуниң билән у бир чишләм нанни ашқа төгүрүп, Симонниң оғли Йәһуда Ишқарийотқа сунди. «бу бир чишләм нанни ашқа төгүрүп кимгә сунсам, шудур» — дәстиханда олтирип бирисигә бир чишләм нанни ашқа төгүргән һалда сунуш чоңқур муһәббитини билдүрүш һәрикити еди. 27 Йәһуда нанни еливиди, Шәйтан униң ичигә кирди.
— Қилидиғиниңни чапсан қил, — деди Әйса униңға.
28 (Әнди дәстиханда олтарғанларниң һеч қайсиси униң Йәһудаға бу сөзләрни немә үчүн дегинини билмиди. 29 Йәһуда уларниң ортақ һәмянини тутқини үчүн, бәзиләр Әйса униңға: «Бизгә керәклик һейтлиқ нәрсиләрни елип кәл» яки «Кәмбәғәлләргә бирәр нәрсә бәр» дәватса керәк, дәп ойлашти). Юһ. 12:6.
30 Йәһуда бу бир чишләм нанни елипла ташқириға чиқип кәтти (бу чағ кечә еди). «бу чағ кечә еди» — бу дегәнниң әсли мәнасидин башқа, көчмә мәнаси бардур. Жуқиридики 9:5, 11:9-10, 12:35-36дә Әйсаниң «күндүз» вә «қараңғулуқ» яки «кечә» тоғрилиқ сөзлирини көрүң.
 
Йеңи әмир
31 Йәһуда ташқириға чиқип кәткәндин кейин, Әйса мундақ деди:
— Әнди Инсаноғли улуқлинидиған вақит-саат йетип кәлди вә Худа у арқилиқ улуқлиниду. 32 Вә әгәр Худа униңда улуқланса, Худаму Өзидә уни улуқлайду, шундақла дәрһал уни улуқлайду. «әгәр Худа униңда улуқланса, Худаму өзидә уни улуқлайду, шундақла дәрһал уни улуқлайду» — бизниң қаришимизчә «өзидә» мошу йәрдә «Худа Өзидә» дегәнни көрситиду. Бәзи алимлар мошу йәрдә «өзидә» «Мәсиһниң өзидә» дегәнни билдүриду, дәп қарайду. «Худаму Өзидә уни улуқлайду» — яки (жуқуриқи изаһатта ейтилғандәк) «Худа уни (Инсаноғлиниң) өзидә улуқлайду». Бу муһим 31-32-айәтләр үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.   Юһ. 12:23; 17:1. 33 Балилирим, силәр билән биллә болидиған йәнә азғина вақтим қалди. Силәр мени издәйсиләр, лекин мениң Йәһудийларға: «Мән баридиған йәргә силәр баралмайсиләр» дәп ейтқинимдәк, буни силәргиму ейтимән. Юһ. 7:34; 8:21.
34 Силәргә йеңи бир әмир тапшуримәнки, «бир-бириңларни сөйүңлар». Силәрни сөйгинимдәк, силәрму бир-бириңларни сөйүңлар. Лав. 19:18; Мат. 22:39; Юһ. 15:12; Әф. 5:2; 1Тес. 4:9; 1Пет. 4:8; Юһ. 3:23, 4:21. 35 Араңларда бир-бириңларға меһир-муһәббитиңлар болса, һәммә адәм силәрниң мениң мухлислирим екәнлигиңларни билиду. 1Юһа. 2:5; 4:20.
 
Әйсаниң Петрусниң танидиғанлиғини алдин-ала ейтиши
Мат. 26:31-35; Мар. 14:27-31; Луқа 22:31-34
36 Симон Петрус униңдин:
— И Рәб, қәйәргә барисән? — дәп сориди.
Әйса җававән: — Мән кетидиған йәргә һазирчә әгишип баралмайсән, лекин кейин маңа әгишип барисән, — деди. «Мән кетидиған йәргә һазирчә әгишип баралмайсән, лекин кейин маңа әгишип барисән» — «кейин әгишип барисән» — Петрус җисманий тәрәптин (өлүмдин тирилип асманға көтирилиш йолида) Петрус Рәбгә әгишәлмиди, әлвәттә. Лекин Әйсаниң көздә тутқини роһий җәһәттики «Худаниң йолида пида болуш» еди. Шу тәрәптиму Петрус Әйсаға әгишишкә тәйяр болмиди. У авал Әйсадин тенип, андин қаттиқ товва қилиш җәряни арқилиқ, шундақла Муқәддәс Роһниң келиши билән у «кейин» тәйяр болиду. Мәсиһниң «кейин маңа әгишисән» дегини болса, Петрус қаттиқ тейилип кәткән вақтида униңға тәсәлли йәткүзидиған қиммәтлик вәдә болиду.   Юһ. 21:18; 2Пет. 1:14.
37 Петрус униңға:
— И Рәб, немә үчүн һазир сениң кәйниңдин әгишип баралмаймән? Сән үчүн җенимни пида қилай! — деди. Мат. 26:33; Мар. 14:29; Луқа 22:33.
38 Әйса җававән мундақ деди:
— Мән үчүн растинла җениңни пида қиламсән? Бәрһәқ, бәрһәқ, саңа ейтип қояйки, ғораз чиллиғичә, сән мәндин үч қетим танисән! «ғораз чиллиғичә, сән мәндин үч қетим танисән!» — грек тилида «сән мәндин үч қетим танмиғичә, ғораз чиллимайду».   Мат. 26:34; Мар. 14:30; Луқа 22:34.
 
 

13:1 «Әйса... бу дуниядики өз адәмлиригә көрситип кәлгән меһир-муһәббитини ахирғичә толуқ көрситип турди» — бу муһәббәт бәлким төвәндики 1-20-айәтләрдә мухлислириниң путлирини жуюши, шундақла 13-18-бапларда хатириләнгәндәк уларға көрсәткән сәвир-тақәт, кәчүрүм, меһриванлиғини, андин ахирида улар үчүн өзини пида қилишиниң һәммисини өз ичигә алған болса керәк.

13:1 Мат. 26:2; Мар. 14:1; Луқа 22:1.

13:2 Луқа 22:3; Юһ. 13:2.

13:3 Мат. 11:27; 28:18; Юһ. 3:35

13:6 Мат. 3:14.

13:10 «...бәдини жуюлуп, тамамән пакиз болған адәм пәқәт путлирини юсила қайта жуюнушиниң һаҗити болмайду» — мошу сирлиқ гәпниң мәнаси немә? Бизниңчә Қутқузғучимизниң «пут жуюш» дегән бу һәрикити өзини әң төвән дәриҗигә чүшүрүп крестлинишни қобул қилишиға бешарәт болиду. Шуңа, мухлислар буни қобул қилмиса болмайду. «Қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

13:10 Юһ. 15:3.

13:11 Юһ. 6:64.

13:13 Мат. 23:8,10; 1Кор. 8:6; 12:3; Фил. 2:11.

13:14 «Әгәр мән Рәб вә устазиңлар туруқлуқ, путлириңларни жуйған екәнмән, силәрму бир-бириңларниң путлирини жуюшуңлар керәк» — оқурмәнләр мухлисларниң Мәсиһни «устаз» андин «Рәб» дәйдиғанлиғини (13-айәт), лекин Мәсиһ болса өзини «Рәб» вә «устаз» дәйдиғанлиғини байқалайду (13-14-айәт) вә шундақла тәртипниң охшимаслиғиниң сәвәвини ойлалайду.

13:14 Гал. 6:1, 2.

13:15 1Пет. 2:21; 1Юһа. 2:6.

13:16 Мат. 10:24; Луқа 6:40; Юһ. 15:20.

13:18 «Мән билән һәмдәстихан болуп ненимни йегәнму маңа пут атти!» — «Зәб.» 40:10ни көрүң.

13:18 Зәб. 40:10; Мат. 26:23; 1Юһа. 2:19.

13:19 «бу ишлар йүз бәргәндә мениң «Бар Болғучи» екәнлигимгә ишинисиләр» — яки «бу ишлар йүз бәргәндә мениң «У» (йәни, Мәсиһ) екәнлигимгә ишинисиләр».

13:19 Юһ. 14:29; 16:4.

13:20 Мат. 10:40; Луқа 10:16.

13:21 Мат. 26:21; Мар. 14:18; Луқа 22:21; Рос. 1:17; 1Юһа. 2:19.

13:23 «Әйса сөйидиған мухлис» — бәлким бу «баян»ниң муәллипи расул Юһанна. «Кириш сөз»имизни көрүң.

13:23 Юһ. 20:2; 21:7,20.

13:26 «бу бир чишләм нанни ашқа төгүрүп кимгә сунсам, шудур» — дәстиханда олтирип бирисигә бир чишләм нанни ашқа төгүргән һалда сунуш чоңқур муһәббитини билдүрүш һәрикити еди.

13:29 Юһ. 12:6.

13:30 «бу чағ кечә еди» — бу дегәнниң әсли мәнасидин башқа, көчмә мәнаси бардур. Жуқиридики 9:5, 11:9-10, 12:35-36дә Әйсаниң «күндүз» вә «қараңғулуқ» яки «кечә» тоғрилиқ сөзлирини көрүң.

13:32 «әгәр Худа униңда улуқланса, Худаму өзидә уни улуқлайду, шундақла дәрһал уни улуқлайду» — бизниң қаришимизчә «өзидә» мошу йәрдә «Худа Өзидә» дегәнни көрситиду. Бәзи алимлар мошу йәрдә «өзидә» «Мәсиһниң өзидә» дегәнни билдүриду, дәп қарайду. «Худаму Өзидә уни улуқлайду» — яки (жуқуриқи изаһатта ейтилғандәк) «Худа уни (Инсаноғлиниң) өзидә улуқлайду». Бу муһим 31-32-айәтләр үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

13:32 Юһ. 12:23; 17:1.

13:33 Юһ. 7:34; 8:21.

13:34 Лав. 19:18; Мат. 22:39; Юһ. 15:12; Әф. 5:2; 1Тес. 4:9; 1Пет. 4:8; Юһ. 3:23, 4:21.

13:35 1Юһа. 2:5; 4:20.

13:36 «Мән кетидиған йәргә һазирчә әгишип баралмайсән, лекин кейин маңа әгишип барисән» — «кейин әгишип барисән» — Петрус җисманий тәрәптин (өлүмдин тирилип асманға көтирилиш йолида) Петрус Рәбгә әгишәлмиди, әлвәттә. Лекин Әйсаниң көздә тутқини роһий җәһәттики «Худаниң йолида пида болуш» еди. Шу тәрәптиму Петрус Әйсаға әгишишкә тәйяр болмиди. У авал Әйсадин тенип, андин қаттиқ товва қилиш җәряни арқилиқ, шундақла Муқәддәс Роһниң келиши билән у «кейин» тәйяр болиду. Мәсиһниң «кейин маңа әгишисән» дегини болса, Петрус қаттиқ тейилип кәткән вақтида униңға тәсәлли йәткүзидиған қиммәтлик вәдә болиду.

13:36 Юһ. 21:18; 2Пет. 1:14.

13:37 Мат. 26:33; Мар. 14:29; Луқа 22:33.

13:38 «ғораз чиллиғичә, сән мәндин үч қетим танисән!» — грек тилида «сән мәндин үч қетим танмиғичә, ғораз чиллимайду».

13:38 Мат. 26:34; Мар. 14:30; Луқа 22:34.