Бу интайин қизиқ иш. Мүмкинчилиги барки, (1) Әйсаниң «өтүп кетиш»и — Мухлисларға Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң Исраилларни Мисирдин қутқузуш үчүн «Уларниң (Исраилларниң) йенидин өтүп кетиш»ини әсләтмәкчи, яки (2) у уларниң өзлигидин өзини кемигә чиқип һәмраһ болушқа тәклип қилишини халайтти. 49 Лекин улар униң деңизниң үстидә меңип келиватқанлиғини көрүп, уни алвасти охшайду, дәп ойлап чуқан селишти. 50 Чүнки уларниң һәммиси уни көрүп сарасимигә чүшти.
□6:3 «у һелиқи яғаччи әмәсму, Мәрйәмниң оғли...» — Йәһудийлар арисида адәмләр атисиниң исми билән тонулуши керәк еди. Ялғуз анисиниң исмини тилға елишниң өзи бир хил һақарәт еди.
■6:4 Мат. 13:57; Луқа 4:24; Юһ. 4:44.
□6:7 «напак роһлар» — җинларни көрситиду.
■6:7 Мат. 10:1; Луқа 6:13; 9:1.
□6:8 «хурҗун» — яки «тиләмчиниң халтиси».
□6:9 «Әйса уларға: — Сәпәрдә йениңларға һасидин башқа нәрсә еливалмаңлар, нә хурҗун нә нан еливалмаңлар, бәлваққа пулму салмаңлар, путуңларға кәшләрни кийиңлар, бирақ икки йәктәк кийивалмаңлар, — дәп тапилиди» — (9-10-айәт) қизиқарлиқ йери шуки, «Матта» вә «Луқа»да хатириләнгән баянлар бойичә Рәббимиз уларға һаса еливелиш вә кәш кийишниму мәнъий қилған. Пикримиз техи муқимлашмиғини билән ойлаймизки, «Матта» билән «Луқа» вә «Маркус»та бәлким икки айрим вақит-әһвал көрситилиду.
□6:10 «кимниң өйгә қобул қилинип кирсәңлар, у жуттин кәткичә шу өйдила туруңлар» — бу әмирдә чоң даналиқ бар. Икки сәвәптин ейтилған болуши мүмкин: — (1) кона заманларда көп диний вәз ейтқучилар өйму-өй йоқлап пул тиләйтти; лекин Әйсаниң мухлислири һеч тиләмчилик қилмаслиғи керәк; (2) улар өйму-өй көчүп жүрсә, хәлиқтә һәртүрлүк һәсәт-гуман пәйда болушиму мүмкин — «Немишкә улар бизниң өйдә қонмайду?» яки «Немишкә улар бизниң өйдин көчүп кетиду?» дегәндәк.
□6:11 «у йәрдин кәткиниңларда, уларға агаһ-гува болсун үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар!» — «аяқдики топини қеқиветиш» дегән бу ишарәт «бизниң силәр билән мунасиветимиз йоқ», дегәнни билдүрүп, Худаниң сөзини рәт қилғанларға қаттиқ агаһландуруш еди.
■6:11 Мат. 10:14,15; Луқа 9:5; 10:12; Рос. 13:51; 18:6
□6:13 «улар ... Нурғун бемарларни зәйтун мейи билән мәсиһ қилип сақайтти» — «мәсиһ қилиш» мошу йәрдә адәмниң бешиға зәйтун мейини сүрүшни көрситиду. «Тәбирләр»ни көрүң.
□6:14 «Униң нами мәшһур болғачқа, Һерод падиша униң һәққидә аңлап...» — «Һерод»лар тоғрилиқ «Тәбирләр»ни көрүң. «...униң һәққидә аңлап: «Бу адәм ... Чөмүлдүргүчи Йәһядур...» дәйтти» — башқа бир хил тәрҗимиси: «..униң һәққидә аңлап қалди. Бәзиләр: «Бу адәм ... Чөмүлдүргүчи Йәһядур...» — дейишәтти».
□6:17-18 «Чүнки у шу аял билән никаһланған еди; Йәһя Һеродқа тәнбиһ берип: «Акаңниң аялини тартивелишиң Тәврат қануниға хилап» дәп қайта-қайта дегән еди» — Һерод өгәй акиси Филипниң аяли Һеродийәни Филиптин тартивелип андин уни аҗришишқа қайил қилип, Һеродийә билән өзи той қилған еди. Йәһяни тутуш «Һеродийәниң вәҗидин» — бәлким униң беваситә тәливидин болған болушиму мүмкин. «Акаңниң аялини тартивелишиң Тәврат қануниға хилап» — Тәвраттики «Лав.» 16:18, 20:21дә, бирисиниң ака яки укиси һаят әһвалда, бириниң аялини йәнә бири өз әмригә елишқа болмайду, дәп бәлгүләнгән.
■6:17-18 Мат. 14:3; Луқа 3:19; 9:9; Лав. 18:16; 20:21.
□6:20 «Һерод Йәһяни диянәтлик вә муқәддәс адәм дәп билип...» — оқурмәнләргә аянки, Тәврат вә Инҗилда «муқәддәс» дегәнниң мәнаси «улуқ» әмәс, бәлки «пак», «Худаға аталған»дур. «у униң сөзлирини аңлиған чағлирида алақзадә болуп кетәтти» — бәзи кона көчүрмиләрдә буниң орнида: «у униң сөзлирини аңлап немә қилишни биләлмәй қалатти» яки «у униң сөзлирини аңлап көп ишларни қилатти» дейилиду.
□6:22 «Һеродийәниң қизи» — бурунқи еридин болған қизи. Бәзи кона көчүрмиләрдә: «... униң қизи Һеродийә» дейилиду. Ундақ тәрҗимә тоғра болса, Һеродийәниң қизиниң исминиң өзиниң исми билән охшаш болуши әҗайип иш әмәс, әлвәттә.
■6:23 Һак. 11:30.
□6:27 «...падиша дәрһал бир җаллат әвәтип...» — яки «...падиша дәрһал бир қаравул әвәтип...».
■6:32 Мат. 14:13; Луқа 9:10; Юһ. 6:1.
■6:34 Йәр. 23:1; Әз. 34:2; Мат. 9:36; 14:4; Луқа 9:11.
■6:35 Мат. 14:15; Луқа 9:12; Юһ. 6:5.
□6:37 «икки йүз күмүч динар» — бир күмүч динар (грек тилида «динариус») бир ишчиниң бир күнлүк иш һәққи еди («Мат.» 20:2ни көрүң).
■6:38 Мат. 14:17; Луқа 9:13; Юһ. 6:9.
□6:40 «халайиқ йүздин, әлликтин сәп-сәп болуп олтиришти» — грек тилида «Халайиқ йүздин, әлликтин сәп-сәп болуп йетишти».
□6:43 «Мухлислар ...теривалди» — грек тилида «Улар ... теривалди». «Улар»ниң мухлислар екәнлиги «Мат.» 16:9-10дә испатлиниду. «он икки севәт» — грек тилида «он икки қол севәт» — демәк, бир адәм икки қоллап көтирәләйдиған севәтләр.
□6:45 «Бәйт-Саида йезисиға өтүп...» — яки «Бәйт-Саида йезисидин өтүп...».
□6:48 «Кечә төртинчи җесәк вақтида, у деңизниң үстидә меңип...» — бир кечә төрт җесәккә бөлүнәтти; шуңа бу вақит таң атай дегән вақит еди. «у ... уларниң йенидин өтүп кетидиғандәк қилатти» — яки «у ... уларниң йенидин өтүп кәтмәкчи болди». Бу интайин қизиқ иш. Мүмкинчилиги барки, (1) Әйсаниң «өтүп кетиш»и — Мухлисларға Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң Исраилларни Мисирдин қутқузуш үчүн «Уларниң (Исраилларниң) йенидин өтүп кетиш»ини әсләтмәкчи, яки (2) у уларниң өзлигидин өзини кемигә чиқип һәмраһ болушқа тәклип қилишини халайтти.