7
Инсанни немә напак қилиду?
Мат. 15:1-20
Бу чағда, Пәрисийләр вә Тәврат устазлиридин бәзилири Йерусалимдин келип униң алдиға жиғилди; Мат. 15:1. 2-5 шу Пәрисийләр вә Тәврат устазлири униң мухлислиридин бәзилириниң тамақни қолини жуймай, йәни «напак» һалда йәватқанлиғини көрүп, униңдин:
— Мухлислириң немишкә ата-бовилиримизниң әнъәнилиригә риайә қилмай, бәлки жуюлмиған қоллири билән тамақ йәйду? — дәп сорашти (чүнки Пәрисийләр вә пүтүн Йәһудийлар ата-бовилири тәрипидин қалдурулған әнъәнини чиң тутқачқа, авал қоллирини әстайидиллиқ билән юмиса, тамақ йемәйду. Шуниңдәк базардин қайтип кәлгәндиму, улар қол жуймай бир нәрсә йемәйду. Униңдин башқа, пиялә-қәдәһ, дас-чөгүн вә мис қачилар вә диванларни жуюш тоғрисида тапшурулған нурғунлиған әнъәниләрдиму чиң туриду). «әстайидиллиқ билән юмиса...» — башқа бир хил тәрҗимиси «беғишиғичә юмиса...» яки «мушт билән юмиса...».
У уларға җавап берип мундақ деди:
— Йәшая пәйғәмбәр силәр сахтипәзләр тоғраңларда алдин-ала топтоғра бешарәт бәргән! униң язмисида пүтүлгәндәк: —
«Мошу хәлиқ ағзида Мени һөрмәтлигини билән,
Бирақ қәлби Мәндин жирақ; Йәш. 29:13; Әз. 33:31.
Улар Маңа беһудә ибадәт қилиду.
Уларниң үгәткән тәлимлири пәқәт инсанлардин чиққан пәтиваларла, халас». «Мошу хәлиқ ағзида Мени һөрмәтлигини билән, бирақ қәлби Мәндин жирақ; улар Маңа беһудә ибадәт қилиду; уларниң үгәткән тәлимлири пәқәт инсанлардин чиққан пәтиваларла, халас» — «Йәш.» 29:13.   Мат. 15:9; Кол. 2:18,20; Тит. 1:14.
Чүнки силәр Худаниң әмрини ташлап қоюп, инсанларниң әнъәнисини чиң тутивалидикәнсиләр — дас-чөгүн, пиялә-қәдәһләрни жуюш вә шуниңға охшап кетидиған нурған башқа ишларни әнъәнә қилип жүрисиләр. «чүнки силәр Худаниң әмрини ташлап қоюп, инсанларниң әнъәнисини чиң тутивалидикәнсиләр — дас-чөгүн, пиялә-қәдәһләрни жуюш вә шуниңға охшап кетидиған нурған башқа ишларни әнъәнә қилип жүрисиләр» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «дас-чөгүн, пиялә-қәдәһләрни жуюш вә шуниңға охшап кетидиған нурған башқа ишларни әнъәнә қилип жүрисиләр» дегән сөзләр тепилмайду.
У уларға йәнә мундақ деди:
— Силәр өзлириңларниң әнъәнисини чиң тутимиз дәп Худаниң әмрини әпчиллик билән бир чәткә қайрип қойдуңлар! 10 Чүнки Муса пәйғәмбәр: «Ата-анаңни һөрмәт қил» вә «Атиси яки анисини һақарәтлигәнләр өлүмгә мәһкүм қилинсун» дәп әмир қилған. Мис. 20:12; 21:17; Лав. 20:9; Қан. 5:16; 27:16; Пәнд. 20:20; Әф. 6:2. 11 Лекин силәр: — Бириси «Атиси яки анисиға: — Мән силәргә ярдәм бәргидәк нәрсиләрни аллиқачан «қурбан қилип» Худаға ативәттим — десила, «Мән силәргә ярдәм бәргидәк нәрсиләрни аллиқачан «қурбан қилип» Худаға ативәттим» — «қурбан» мошу йәрдә беваситә ибариний тилидин елинған болуп, «сәдиқә қилинған» яки «Худаға атап қилинған» дегән мәнини билдүриду. 12 шу кишиниң ата-анисиниң һалидин хәвәр елишға болмайду, дәп үгитисиләр. 13 Шундақ қилип, силәр әвлатлириңларға тапшурған әнъәнәңләрни дәп Худаниң әмрини йоққа чиқиривәттиңлар, вә шуниңға охшаш көп ишларни қилисиләр. «Шундақ қилип, силәр әвлатлириңларға тапшурған әнъәнәңләрни дәп Худаниң әмрини йоққа чиқиривәттиңлар» — Мәсиһниң сөзигә қариғанда «Худаға атиған тәәллуқатлар» техи атиғучи кишиниң қолида турғанда, улардин пайдилинивәрсә болатти. Шу киши бәлким Тәврат устазлириниң қоллиши билән «дуниядин кәткинимдин кейин...» яки «мәлум бир мәзгилдин кейин...» «ибадәтханиға тапшуримән» дәп қәсәм қилған болса керәк. Йәһудийларниң тарихий хатирилиридә шуниңға охшаш көплигән мисаллар тепилиду.
Пәрийсиләр үгәткән шу һейлә-микир: «Мал-мүлкүңни Худаға аталған («қурбан қилған») қилған болсаң, ата-анаңдин хәвәр алмисаң болиду» әмәс, бәлки «(шундақ қилған болсаң) хәвәр елишиңға болмайду» дегәндәк. Улар шүбһисизки ахирида бу иштин мәлум бир пайда көриду, әлвәттә.
   Мат. 15:6; 1Тим. 4:3; 2Тим. 3:2.
 
Инсанни немә напак қилиду?
14 Андин халайиқни йәнә йениға чақирип, уларға:
— Һәммиңлар маңа қулақ селиңлар вә шуни чүшиниңларки, Мат. 15:10. 15 инсанниң сиртидин ичигә киридиған нәрсиләрниң һечқандиқи уни напак қилмайду, бәлки өз ичидин чиқидиған нәрсиләр болса, улар инсанни напак қилиду. Рос. 10:15; Рим. 14:17,20; Тит. 1:15. 16 Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун! — деди.
17 У халайиқтин айрилип өйгә киргәндә, мухлислири униңдин бу тәмсил һәққидә сориди. Мат. 15:15. 18 У уларға:
— Силәрму техичә чүшәнмәй жүрүватамсиләр?! Сирттин инсанниң ичигә киридиған һәр қандақ нәрсиниң уни напак қилалмайдиғанлиғини тонуп йәтмәйватмамсиләр? 19  Сирттин киргән нәрсә инсанниң қәлбигә әмәс, ашқазиниға кириду, андин у йәрдин тәрәт болуп ташлиниду, — деди (у бу гәпни дейиш билән, һәммә йемәкликләрни һалал қиливәтти).
20 У йәнә сөз қилип мундақ деди:
— Инсанниң ичидин чиқидиғинила, инсанни напак қилиду. 21-22 Чүнки шулар — яман нийәтләр, зинахорлуқ, җинсий бузуқлуқлар, қатиллиқ, оғрилиқ, ачкөзлүк, рәзилликләр, алдамчилиқ, шәһванийлиқ, һәсәтхорлуқ, тил-аһанәт, тәкәббурлуқ вә һамақәтликләр инсанниң ичидин, йәни униң қәлбидин чиқиду «һәсәтхорлуқ» — буниң башқа бир хил тәрҗимиси: «яман көз».   Яр. 6:5; 8:21; Пәнд. 6:14; Йәр. 17:9. 23  — бу рәзил ишларниң һәммиси инсанниң ичидин чиқип, өзини напак қилиду.
 
Ят әллик бир аялниң етиқати
Мат. 15:21-28
24 У орнидин туруп у йәрдин айрилип, Тур вә Зидон әтрапидики районларға барди вә бир өйгә кирди. Гәрчә у буни һеч ким билмисун дегән болсиму, лекин йошуруп қалалмиди. «у йәрдин айрилип, Тур вә Зидон әтрапидики районларға барди» — у йәр «чәт әлликләр» туруватқан район болуп, Мәсиһниң шу йәргә бериштики мәхсити, өз хәлқидин бир вақит айрилип арам елиштин ибарәт болса керәк.   Мат. 15:21. 25 Дәрвәқә, напак роһ чаплашқан кичик бир қизниң аниси униң тоғрисидики хәвәрни аңлиған һаман йетип келип, униң айиғиға жиқилди 26 (аял Юнанлиқ болуп, Сурийә өлкисидики Фәникий миллитидин еди). У униңдин қизидин җинни һайдиветишни өтүнди. «аял... Фәникий миллитидин еди» — яки «аял... Фәникилик еди» яки «аял... Фәникә районилиқ еди». У Йәһудий әмәс, әлвәттә. У әслидә бутпәрәс болуши мүмкин. 27 Лекин Әйса униңға:
— Алди билән балилар қосиғини тойғузсун; чүнки балиларниң ненини кичик иштларға ташлап бериш тоғра әмәс, — деди. «Алди билән балилар қосиғини тойғузсун; чүнки балиларниң ненини кичик иштларға ташлап бериш тоғра әмәс» — Мәсиһ Әйса бу йәрдә өзиниң дәсләпки вәзиписини Йәһудийларға хуш хәвәрни йәткүзүш, дәп тәкитләйду. «Кичик иштлар» бәлким һақарәтлик сөз болмай, өйдики арзулуқ пистилирини көрситиду. Мошу аялниң етиқати тоғрисида «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.
28 Лекин у буниңға җававән:
— Дурус, и Рәб, бирақ һәтта иштларму үстәл астида туруп балилардин чүшкән нан увақлирини йәйдиғу, — деди.
29 Әйса униңға:
— Сениң мошу сөзүң түпәйлидин йолуңға қайт, җин қизиңдин чиқип кәтти, — деди.
30 Аял өйигә қайтип кәлгәндә, мана қиз кариватта ятатти, җин униңдин чиқип кәткән еди.
 
Әйсаниң бир гас-гача адәмни сақайтиши
31 Әйса йәнә Тур вә Зидон шәһириниң әтрапидики районлардин чиқип, «Он шәһәр» райони оттурисидин өтүп, йәнә Галилийә деңизиға кәлди. Мат. 15:29. 32 Халайиқ униң алдиға тили еғир, гас бир адәмни елип келип, униң учисиға қолуңни тәккүзүп қойсаң, дәп өтүнүшти. Мат. 9:32; Луқа 11:14. 33 У у адәмни халайиқтин айрип бир чәткә тартип, бармақлирини униң қулақлириға тиқти, түкүрүп, бармиғини униң тилиға тәккүзди. «У... бармақлирини униң қулақлириға тиқти, түкүрүп, бармиғини униң тилиға тәккүзди» — тәрҗимимиз бойичә Мәсиһ бәлким өз бармиғи үстигә төкүргән болуши мүмкин, болмиса у йәргә төкүргән болса керәк. 34 Андин у асманға қарап уһ тартип хорсинғандин кейин, у адәмгә: «Әффата» (мәниси «ечил») деди. 35 У адәмниң қулақлири дәрһал ечилип, тилиму ечилип раван гәп қилишқа башлиди. «...тилиму ечилип раван гәп қилишқа башлиди» — грек тилида «...тилиниң таниси йешилип, раван гәп қилишқа башлиди»
36 Әйса уларға буни һеч кимгә ейтмаслиқни тапилиди. Лекин уларға һәр қанчә тапилиған болсиму, бу хәвәрни йәнила шунчә кәң тарқитивәтти. 37 Халайиқ бу ишқа мутләқ һәйран қелишип:
— У һәммә ишларни қалтис қилидикән! Һәтта гасларни аңлайдиған, гачиларни сөзләйдиған қилидикән, — дейишти. Яр. 1:31.
 
 

7:1 Мат. 15:1.

7:2-5 «әстайидиллиқ билән юмиса...» — башқа бир хил тәрҗимиси «беғишиғичә юмиса...» яки «мушт билән юмиса...».

7:6 Йәш. 29:13; Әз. 33:31.

7:7 «Мошу хәлиқ ағзида Мени һөрмәтлигини билән, бирақ қәлби Мәндин жирақ; улар Маңа беһудә ибадәт қилиду; уларниң үгәткән тәлимлири пәқәт инсанлардин чиққан пәтиваларла, халас» — «Йәш.» 29:13.

7:7 Мат. 15:9; Кол. 2:18,20; Тит. 1:14.

7:8 «чүнки силәр Худаниң әмрини ташлап қоюп, инсанларниң әнъәнисини чиң тутивалидикәнсиләр — дас-чөгүн, пиялә-қәдәһләрни жуюш вә шуниңға охшап кетидиған нурған башқа ишларни әнъәнә қилип жүрисиләр» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «дас-чөгүн, пиялә-қәдәһләрни жуюш вә шуниңға охшап кетидиған нурған башқа ишларни әнъәнә қилип жүрисиләр» дегән сөзләр тепилмайду.

7:10 Мис. 20:12; 21:17; Лав. 20:9; Қан. 5:16; 27:16; Пәнд. 20:20; Әф. 6:2.

7:11 «Мән силәргә ярдәм бәргидәк нәрсиләрни аллиқачан «қурбан қилип» Худаға ативәттим» — «қурбан» мошу йәрдә беваситә ибариний тилидин елинған болуп, «сәдиқә қилинған» яки «Худаға атап қилинған» дегән мәнини билдүриду.

7:13 «Шундақ қилип, силәр әвлатлириңларға тапшурған әнъәнәңләрни дәп Худаниң әмрини йоққа чиқиривәттиңлар» — Мәсиһниң сөзигә қариғанда «Худаға атиған тәәллуқатлар» техи атиғучи кишиниң қолида турғанда, улардин пайдилинивәрсә болатти. Шу киши бәлким Тәврат устазлириниң қоллиши билән «дуниядин кәткинимдин кейин...» яки «мәлум бир мәзгилдин кейин...» «ибадәтханиға тапшуримән» дәп қәсәм қилған болса керәк. Йәһудийларниң тарихий хатирилиридә шуниңға охшаш көплигән мисаллар тепилиду. Пәрийсиләр үгәткән шу һейлә-микир: «Мал-мүлкүңни Худаға аталған («қурбан қилған») қилған болсаң, ата-анаңдин хәвәр алмисаң болиду» әмәс, бәлки «(шундақ қилған болсаң) хәвәр елишиңға болмайду» дегәндәк. Улар шүбһисизки ахирида бу иштин мәлум бир пайда көриду, әлвәттә.

7:13 Мат. 15:6; 1Тим. 4:3; 2Тим. 3:2.

7:14 Мат. 15:10.

7:15 Рос. 10:15; Рим. 14:17,20; Тит. 1:15.

7:17 Мат. 15:15.

7:21-22 «һәсәтхорлуқ» — буниң башқа бир хил тәрҗимиси: «яман көз».

7:21-22 Яр. 6:5; 8:21; Пәнд. 6:14; Йәр. 17:9.

7:24 «у йәрдин айрилип, Тур вә Зидон әтрапидики районларға барди» — у йәр «чәт әлликләр» туруватқан район болуп, Мәсиһниң шу йәргә бериштики мәхсити, өз хәлқидин бир вақит айрилип арам елиштин ибарәт болса керәк.

7:24 Мат. 15:21.

7:26 «аял... Фәникий миллитидин еди» — яки «аял... Фәникилик еди» яки «аял... Фәникә районилиқ еди». У Йәһудий әмәс, әлвәттә. У әслидә бутпәрәс болуши мүмкин.

7:27 «Алди билән балилар қосиғини тойғузсун; чүнки балиларниң ненини кичик иштларға ташлап бериш тоғра әмәс» — Мәсиһ Әйса бу йәрдә өзиниң дәсләпки вәзиписини Йәһудийларға хуш хәвәрни йәткүзүш, дәп тәкитләйду. «Кичик иштлар» бәлким һақарәтлик сөз болмай, өйдики арзулуқ пистилирини көрситиду. Мошу аялниң етиқати тоғрисида «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.

7:31 Мат. 15:29.

7:32 Мат. 9:32; Луқа 11:14.

7:33 «У... бармақлирини униң қулақлириға тиқти, түкүрүп, бармиғини униң тилиға тәккүзди» — тәрҗимимиз бойичә Мәсиһ бәлким өз бармиғи үстигә төкүргән болуши мүмкин, болмиса у йәргә төкүргән болса керәк.

7:35 «...тилиму ечилип раван гәп қилишқа башлиди» — грек тилида «...тилиниң таниси йешилип, раван гәп қилишқа башлиди»

7:37 Яр. 1:31.