□23:1 «яйлиғимдики қойлар» — Йәһудий хәлқини көрситиду, әлвәттә.
□23:5 «Мән Давут үчүн бир «Һәққаний Шах»ни өстүрүп тикләймән; у падиша болуп даналиқ билән һөкүм сүрүп, зиминда адаләт вә һәққанийлиқ жүргүзиду» — Йәһоаһаз, Йәһоаким вә Йәһоакинниң өлүши яки сүргүн болуши билән Давутниң җәмәти «кесилгән бир дәрәқ»ниң көтигидәк болиду. Лекин Худа Мәсиһ («Һәққаний Шах») билән йәнила бу дәрәқни қайтидин көклитиду. «Йәш.» 11:1-6ни вә «Зәк.» 3:8 вә 6:12ни көрүң.
■23:5 Йәш. 4:2; 40:11; Йәр. 33:14,15; Дан. 9:24; Луқа 1:32,33
□23:6 «Униң күнлиридә Йәһуда қутқузулиду, Исраил аман-течлиқта туриду; у шу нами билән атилидуки — «Пәрвәрдигар Һәққанийлиғимиз»» — бу бешарәт: (1) Мәсиһниң Худалиқ тәбиитини; (2) кәлгүсидә Йәһуда (икки қәбилә)ниң вә Исраил (он қәбилә)ниң қайтидин бир болидиғанлиғини көрситиду. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.
□23:9 «бундақ болушум Пәрвәрдигар вә Униң пак-муқәддәс сөзлири түпәйлидиндур» — көз алдидики (төвәндә, 10-40-айәтләрдә ейтилған) гуналар, сахтилиқ вә шундақла хәлиқниң (униң Пәрвәрдигарниң һәқиқий сөзлирини уларға йәткүзүши түпәйлидин) өзини рәт қилғанлиғи Йәрәмияниң көңлини паракәндә вә сунуқ қилған.
□23:10 «зимин болса зинахорларға толған» — бу «зинахорлар»ниң ким екәнлиги төвәндики 11-айәттә аян қилиниду — йәни өз һоқуқини һарам йолда ишлитидиған каһинлар вә сахта пәйғәмбәрләр. Уларниң «зинахорлуғи» бәлким һәм җисманий җәһәттики зинахорлуқ вә Худаға вапасизлиқ қилип бутларға чоқунушниму көрситиду. Пәләстиндики бутпәрәслик һәрдайим бутханидики «паһишә аяллар» билән бағлиқ еди.
□23:12 «улар җазалинидиған жили» — ибраний тилида «уларни йоқлишим керәк болған жили» дәп ипадилиниду.
■23:12 Зәб. 34:6; 72:18; Йәр. 13:16
□23:14 «Йерусалимдики пәйғәмбәрләрдиму жиркиничлик бир ишни көрдум; улар зинахорлуқ қилиду, ялғанлиқта маңиду, рәзиллик қилғучиларниң қолини күчәйтидуки, нәтиҗидә һеч қайсиси рәзиллигидин янмайду...» — Самарийәдики пәйғәмбәрләрниң сахта бешарәт («Баалниң намида») бәргәнлиги һеч қандақ әҗәблинәрлик иш әмәс; Самарийә (Исраил, йәни «шималий падишалиқ») бутпәрәс падишалар астида балдурла Худаниң йолидин чиққан еди. Бирақ Йерусалим (Йәһуда)да Худа әвәткән һәқиқий пәйғәмбәрләр көп болғачқа, һәқиқәтни уларға нисбәтән хеләла убдан билиши керәк еди. «уларниң һәммиси Маңа Содомдәк, Йерусалимда туруватқанлар Маңа Гоморрадәк болди» — оқурмәнләргә мәлумки, Содом вә Гоморра икки интайин рәзил шәһәрләр болуп, Худа улар үстигә от яғдуруп вәйран қиливәткән еди («Яр.» 19-бапни көрүң).
□23:17 «Улар Пәрвәрдигарниң сөзини көзигә илмайдиғанларға: «Силәр аман-течлиқта турисиләр» дәйду вә...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Улар мени кәмситидиғанларға: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Силәр аман-течлиқта турисиләр» дәвериду вә...».
■23:17 Йәр. 6:14; 8:11; Әз. 13:10; Зәк. 10:2
■23:19 Йәр. 30:23, 24
□23:23 «Мән пәқәт бир йәрдила туридиған Худаму?» — ибраний тилида «Мән пәқәт йеқинда туридиған Худаму?».
■23:24 Зәб. 138:7-12; Ам. 9:2, 3
■23:27 Һак. 3:7; 8:33,34
■23:30 Қан. 18:20; Йәр. 14:14,15
□23:33 «Пәрвәрдигарниң саңа жүклигән сөзи немә?... Қайси жүк?!...» — оқурмәнләргә аян болидуки, ибраний тилида «жүк» вә «еғир бешарәт» дегәнләр охшаш бир сөз биләнла ипадилиниду. Пәрвәрдигарниң җавави «Силәр өзүңлар Маңа жүк!» дегән мәнидә. Хәлиқниң Йәрәмиядин «Пәрвәрдигарниң (саңа) жүклигән сөзи» тоғрилиқ сориши һәҗвий, кинайилик гәп еди — бу сөзниң тегидә: «Йәрәмия һәрдайим бизгә еғир сөзләр, шум хәвәрни йәткүзиду» дегән мәна бар еди. Уларниң қулақлири Пәрвәрдигарниң сөзигә һеч ечилмиған еди.
□23:36 «һәр бириңларниң өз сөзи өзигә жүк болиду» — Йәрәмияниң бу дегини бизниңчә мундақ: «Силәрниң ялған сөзлириңлар, җүмлидин сахта пәйғәмбәрләрниң сөзлири силәргә җаза епкелиду; пәйғәмбәрләрниң ялған сөзлирини силәр яхши дәп қобул қилип, шундақла бир-бириңларға қайтилап ейтисиләр; бу ялған бешарәтләр Худаниң һәқиқий «жүклигән сөзи» әмәс, бәлки бешиңларға Худаниң еғир җазаси болған «жүк» чүшүридиған сөздур.
□23:39 «Мән силәрни пүтүнләй унтуймән» — яки «силәрни жираққа елип кетимән...»