20
Өлүмгә лайиқ гуналар
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Сән Исраилларға сөз қилип мундақ дегин: — Әгәр Исраилларниң бири вә яки Исраил зиминида туруватқан мусапирларниң бири Моләк бутиға нәслиниң бирини беғишлиса, униңға өлүм җазаси берилиши керәк; зиминдикиләр уни чалма-кесәк қилсун.
■ 3 Вә Мән Өз йүзүмни бу кишигә қарши қилимән, чүнки өзи өз әвлатлириниң бирини Моләк бутиға беғишлап муқәддәс җайимни паскина қилип, Мениң намимни булғиғини үчүн уни өз хәлқидин үзүп ташлаймән.
4 Әгәр зиминда туруватқанлар өз нәслидин бирини Моләккә беғишлиғанда шу кишигә көзлирини жумуп, униң билән кари болмиса, шундақла уни өлтүрмисә,
5 Мән Өзүм йүзүмни у киши билән униң аилисигә қарши қилимән, уни вә униңға әгишип бузуқчилиқ қилғучилар, йәни Моләкниң кәйнидин жүрүп бузуқчилиқ қилғучиларниң һәммисини өз хәлқидин үзүп ташлаймән.
□ 6 Җинкәшләр билән сеһиргәрләргә тайинип, уларниң кәйнигә кирип бузуқчилиқ қилип жүргүчиләр болса, Мән йүзүмни шу кишиләргә қарши қилип, уни өз хәлқидин үзүп ташлаймән.
■ 7 Шуңа өзүңларни пак қилип муқәддәс болуңлар, чүнки Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
■ 8 Қанун-бәлгүлимилиримни тутуп, уларға әмәл қилиңлар; Мән болсам силәрни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигардурмән.
9 Әгәр бирким өз атиси яки анисини қарғиса, уларға өлүм җазаси берилмисә болмайду; чүнки у өз ата-анисини қарғиғини үчүн өз қени өз бешиға чүшкән болиду.
■ 10 Әгәр бирким башқисиниң аяли билән зина қилса, йәни өз хошнисиниң аяли билән зина қилса, зина қилған әр билән аял иккиси өлүм җазасини тартмиса болмайду.
■ 11 Әгәр бириси атисиниң аяли билән ятса, өз атисиниң әвритигә тәккән болиду; улар иккиси өлүм җазасини тартмиса болмайду; уларниң қени өз бешиға чүшкән болиду.
□ ■ 12 Бириси өз келини билән ятса, иккиси ипласлиқ қилғини үчүн өлүм җазасини тартмиса болмайду; уларниң қени өз бешиға чүшкән болиду.
■ 13 Бириси аял киши билән ятқандәк әр киши билән ятса иккиси жиркиничлик иш қилған болиду; уларға өлүм җазаси берилмисә болмайду. Өз қени өз бешиға чүшкән болиду.
■ 14 Әгәр бириси қизи билән анисини қошуп хотунлуққа алса пәсәндилик қилған болиду. Әр билән икки аял отта көйдүрүлсун. Шуниң билән араңларда һеч пәсәндилик иш болмайду.
□ ■ 15 Бириси бир һайван билән мунасивәт өткүзсә, у өлүм җазасини тартсун, һайванниму өлтурүңлар.
■ 16 Әгәр аял киши бир һайванниң қешиға берип мунасивәт қилдурса, аял билән һайванниң иккисини өлтүрүңлар; өз қени өз бешиға чүшкән болиду.
17 Бириси ача-сиңлисини, йәни атисидин яки анисидин болған қизни елип, әвритигә тәгсә вә бу қизму униң әвритигә тәгсә уятлиқ иш болиду; шуниң үчүн әр-аял иккиси өз хәлқиниң көз алдидин үзүп ташлансун; у өз һәдә яки сиңлисиниң әвритигә тәккәчкә, өз қәбиһлиги өз бешиға чүшкән болиду.
■ 18 Бириси адәт көргән ағриқ вақтида бир аял билән биргә йетип, униң әвритигә тәгсә, ундақта у униң қан мәнбәсигә тәккән, аялму қан мәнбәсини ечип бәргән болуп, иккиси өз хәлқидин үзүп ташлиниду.
■ 19 Сән өз анаңниң ача-сиңлиси вә атаңниң ача-сиңлисиниң әвритигә тәгмә; чүнки кимки шундақ қилса йеқин туққининиң әвритигә тәккән болиду; улар иккилисиниң өз қәбиһлиги өз бешиға чүшкән болиду.
■ 20 Бириси тағисиниң аяли билән ятса тағисиниң әвритигә тәккән болиду; иккилиси өз гунайини өз бешиға алиду; улар пәрзәнтсиз өлиду.
■ 21 Бириси ака-инисиниң аялини алса паскина бир иш болиду. У өз биртуққан ака-инисиниң әвритигә тәккән болиду; улар иккилиси пәрзәнтсиз қалиду.
□ ■
Паклиқ, муқәддәслик, итаәтмәнлик
22 Силәр Мениң барлиқ қанун бәлгүлимилирим билән барлиқ һөкүмлиримни тутуп, буниңға мувапиқ әмәл қилиңлар; болмиса, Мән силәрни елип берип турғузидиған зимин силәрни қусуп чиқириветиду.
■ 23 Силәр Мән алдиңлардин һайдиветидиған әлләрниң рәсим-қаидилири бойичә маңсаңлар болмайду; чүнки улар бу жиркиничлик ишларниң һәммисини қилип кәлди, вә шуниң үчүн улар Маңа жиркиничлик болди.
■ 24 Шуниң үчүн Мән силәргә: «Силәр уларниң зиминини мирас қилип алисиләр; Мән шу сүт билән һәсәл ақидиған зиминни силәргә беримән», дәп ейтқан едим; силәрни башқа хәлиқләрдин айрим қилған Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
■ 25 Шуңа силәр пак вә напак чарпайларни пәриқ етип, пак вә напак учар-қанатларни тонуп, Мән силәр үчүн айрип, напак қилип бекитип бәргән җаниварларниң ичидин һәр қандиқи, чарпай яки учар-қанат болсун яки йәрдә өмилигүчи җанивар болсун, уларниң һеч бири билән өзүңларни напак қилмаңлар.
■ 26 Силәр Маңа хас пак-муқәддәс болушуңлар керәк; чүнки Мән Пәрвәрдигар пак-муқәддәстурмән, силәрни Маңа хас болсун дәп барлиқ әлләрдин айрим қилғанмән.
Җинкәш-җадугәрләрдин агаһ болуш тоғрилиқ
27 Җинкәш яки сеһиргәр болған һәр қандақ әр яки хотун кишигә өлүм җазаси берилмисә болмайду; хәлиқ уларни чалма-кесәк қилсун; уларниң қени өз бешиға чүшкән болиду.
■