26
Әйсани өлтүрүш сүйқәсти
Мар. 14:1-2; Луқа 22:1-2; Юһ. 11:45-53
Әйса бу сөзләрни қилип болғандин кейин, мухлислириға:
— Силәргә мәлумки, икки күндин кейин «өтүп кетиш һейти» болиду, шу чағда Инсаноғли крестлиниш үчүн тутуп берилиду, — деди. «шу чағда Инсаноғли крестлиниш үчүн тутуп берилиду» — «крестләш» — крест (чапрас яғач)кә миқлаш арқилиқ өлүм җазаси бериштин ибарәт. Демисиму бу адәмни қаттиқ харлайдиған, интайин дәһшәтлик, Рим империйәси бойичә әң азаплиқ өлүм җазаси еди.   Мар. 14:1; Луқа 22:1; Юһ. 13:1
Баш каһинлар вә ақсақаллар Қаяфа исимлиқ баш каһинниң сарийида җәм болушти. Зәб. 2:2; Юһ. 11:47; Рос. 4:27. Улар Әйсани қандақ қилип һейлә-нәйрәң билән тутуп өлтүрүш тоғрисида мәслиһәт қилишти. Бирақ улар:
— Бу иш һейт-айәм күнлири қилинмисун. Болмиса, хәлиқ арисида малиманчилиқ чиқиши мүмкин, — дейишти.
 
Худагуй аялниң Әйсаға әтир чечиши
Мар. 14:3-9; Юһ. 12:1-8
Әнди Әйса Бәйт-Ания йезисида, «Симон мохо»ниң өйидә болғинида, «Әйса Бәйт-Ания йезисида, «Симон мохо»ниң өйидә болғинида...» — «Симон мохо» яки ««Мохо кесили» дейилидиған Симон». Бу Симон бәлким илгири мохо кесилигә гириптар болған еди. Бизниңчә бу иш билән «Юһ.» 12:1-11да хатириләнгән вақиә бир иштур. бир аял униң йениға кирди. У ақ қаштеши шешидә наһайити қиммәтлик әтирни елип кәлгән болуп, Әйса дәстиханда олтарғанда, әтирни униң бешиға қуйди. Мар. 14:3; Луқа 7:37; Юһ. 11:2; 12:3. Лекин мухлислар буни көрүп хапа болушуп:
— Зади немишкә бундақ исрапчилиқ қилиниду? Чүнки бу әтирни көп пулға сетип, пулини кәмбәғәлләргә сәдиқә қилса болаттиғу! — дейишти.
10 Лекин Әйса уларниң көңлидикини билип уларға:
— Бу аялниң көңлини немә дәп ағритисиләр? Чүнки у мән үчүн яхши бир ишни қилди. 11 Чүнки кәмбәғәлләр дайим силәрниң араңларда болиду, лекин мениң араңларда болушум силәргә дайим несип боливәрмәйду! Қан. 15:11; Мар. 14:7; Юһ. 12:8. 12 Бу аялниң бу әтирни бәдинимгә қуюши мениң дәпнә қилинишимға тәйяр болушум үчүн болди. 13 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу хуш хәвәр пүткүл дунияниң қәйеридә җакаланса, бу аял әслинип, униң қилған бу иши тәриплиниду, — деди.
 
Йәһуда Әйсаға сатқунлуқ қилишқа вәдә қилиду
14 Бу иштин кейин, он иккиләндин Йәһуда Ишқарийот исимлиқ бири баш каһинларниң алдиға берип: «Йәһуда Ишқарийот исимлиқ бири баш каһинларниң алдиға берип...» — шу чағда икки «баш каһин» бар еди — «Аннас» вә униң күйоғли «Қаяфа».   Мар. 14:10; Луқа 22:4.
15 — Уни тутуп бәрсәм, маңа немә берисиләр? — деди. Улар униң алдиға оттуз күмүч тәңгә қойди. Зәк. 11:12. 16 Йәһуда шуниңдин етиварән уни тутуп беришкә мувапиқ пурсәт издәшкә башлиди.
 
«Өтүп кетиш һейти»ниң кәчлик тамиғи
Мар. 14:21-22; Луқа 22:7-14, 21-23; Юһ. 13:21-30
17 Петир нан һейтиниң биринчи күни, мухлислар Әйсаниң йениға келип:
— Өтүп кетиш һейтиниң тамиғини йейишиң үчүн қәйәрдә тәйярлишимизни халайсән? — дәп сориди. «Петир нан һейтиниң биринчи күни...» — «петир нан һейти» йәттә күн болиду, биринчи күни «өтүп кетиш һейти»му тәң болиду. Бу күни, Йәһудийлар қой союп, өйлиридә қой гөши, петир нан йәйду («Мис.» 12-бап, «Лав.» 23:4-8, «Чөл.» 28:16-25ни көрүң). «Өтүп кетиш һейтиниң тамиғини йейишиң үчүн қәйәрдә тәйярлишимизни халайсән?» — «өтүп кетиш һейтиниң тамиғи»ниң муһим қисми «өтүп кетиш қурбанлиқ қозиси» еди («Мис.» 12:3-11, «Лав.» 23:5, «Чөл.» 28:16, «Қан.» 16:1-7ни көрүң).   Мис. 12:17; Мар. 14:12; Луқа 22:7.
18 У уларға:
— Шәһәргә кирип паланчиниң өйигә берип униңға: «Устаз: — Вақит-саитим йеқинлишип қалди, өтүп кетиш һейтини мухлислирим билән бирликтә сениң өйүңдә өткүзәй — дәйду» дәп ейтиңлар, — деди.
19 Мухлислар Әйсаниң тапилиғинидәк өтүп кетиш һейтиниң тамиғини шу йәрдә тәйярлиди. 20 Кәчқурун, у он иккилән билән дәстиханда олтарди. Мар. 14:17; Луқа 22:14; Юһ. 13:21. 21 Улар ғизалиниватқанда у:
— Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, араңлардики бирәйлән маңа сатқунлуқ қилиду, — деди. Рос. 1:17.
22  Буни аңлап улар интайин қайғуға чөмүп, бир-бирләп униңдин:
— Я Рәб, мән әмәстимән? — дәп сорашқа башлиди.
23 У җававән: — Қолидики нанни мән билән тәң таваққа төгүргән киши, маңа сатқунлуқ қилғучи шу болиду. Зәб. 40:10; Луқа 22:21; Юһ. 13:18. 24 Инсаноғли дәрвәқә муқәддәс язмиларда өзи тоғрисида пүтүлгинидәк өлүмгә кетиду; бирақ Инсаноғлиниң тутуп берилишигә васитичи болған адәмниң һалиға вай! У адәм туғулмиған болса яхши болатти! — деди.
25 Униңға сатқунлуқ қилидиған Йәһуда:
— Устаз, мән әмәстимән? — дәп сориди. У униңға:
— Өзүң дедиң җуму, — деди. «Устаз, мән әмәстимән?» — «устаз» — Ибраний тилида «рабби» дейилиду. «Өзүң дедиң җуму» — мәнаси, «дәл сән» болиду.
Йәһуда бу сөзни аңлиғандин кейин дәрһал чиқип баш каһинларниң йениға барған болса керәк. «Маркус», «Луқа», «Юһанна»дики ««өтүп кетиш» һейтиниң кәчлик тамиғи» тоғрисидики баянларни көрүң.
 
«Рәбниң зияпити»
Мар. 14:22-26; Луқа 22:15-20; 1Кор. 11:23-25
26 Улар ғизалиниватқанда, Әйса бир нанни қолиға елип Худаға тәшәккүр-һәмдусана ейтқандин кейин, уни уштуп, мухлислириға үләштүрүп бәрди вә:
—Елиңлар, йәңлар, бу мениң теним, — деди. «Әйса бир нанни қолиға елип Худаға тәшәккүр-һәмдусана ейтқандин кейин...» — яки «Әйса бир нанни қолиға елип, уни бәрикәтлигәндин кейин,...».   Мар. 14:22; Луқа 22:19; 1Кор. 11:23.
27 Андин, қолиға җамни елип Худаға тәшәккүр-һәмдусана ейтип, уни мухлислириға тутуп:
 
— Һәммәйлән буниңдин ичиңлар. 28 Бу мениң нурғун адәмләрниң гуналириниң кәчүрүм қилиниши үчүн төкүлидиған, йеңи әһдини түзидиған қенимдур. «Бу мениң нурғун адәмләрниң гуналириниң кәчүрүм қилиниши үчүн төкүлидиған, йеңи әһдини түзидиған қенимдур» — «йеңи әһдә» яки «Худаниң әһдиси» яки «мәңгүлүк әһдә». Тәврат, «Йәр.» 31:31-34, «Әз.» 36:25-27, «Луқа» 22:20ни, «Ибр.» 13:20 вә «Тәбирләр»ни көрүң.   Мис. 24:8. 29 Лекин мән шуни силәргә ейтайки, Атамниң падишалиғида силәр билән бирликтә йеңидин шараптин ичмигичә, үзүм телиниң шәрбитини һәргиз ичмәймән, — деди.
30 Улар мәдһийә күйини ейтқандин кейин талаға чиқип, Зәйтун теғиға қарап кетишти. Мар. 14:26; Луқа 22:39; Юһ. 18:1.
 
Мухлисларниң Әйсадин ваз кечиши
Мар. 14:27-31; Луқа 22:31-34; Юһ. 13:36-38
31 Андин Әйса уларға:
— Бүгүн кечә силәр һәммиңлар мениң түпәйлимдин тандурулуп путлишисиләр, чүнки муқәддәс язмиларда: —
«Мән падичини уруветимән,
Падидики қойлар патипарақ болуп тарқитиветилиду» дәп пүтүлгән. «Мән падичини уруветимән, падидики қойлар патипарақ болуп тарқитиветилиду» — «Зәк.» 13:7. Мошу бешарәттә сөзлигүчи Худаниң Өзи, әлвәттә.   Зәк. 13:7; Юһ. 16:32. 32 Лекин мән тирилгәндин кейин Галилийәгә силәрдин бурун баримән, — деди. Мар. 14:28; 16:7.
 
33 Петрус униңға җававән:
— Һәммәйлән сениң түпәйлиңдин тандурулуп путлашсиму, мән һәргиз путлашмаймән, деди. Луқа 22:33.
34 Әйса униңға: — Мән саңа бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бүгүн кечә ғораз чиллаштин бурун, сән мәндин үч қетим танисән, — деди. Юһ. 13:38.
35 Петрус униңға:
— Сән билән биллә өлүшүм керәк болсиму, сәндин һәргиз танмаймән, — деди. Қалған мухлисларниң һәммисиму шундақ дейишти.
 
Әйсаниң Гетсиманә бағчисидики дуа-тилавити
Мар. 14:32-42; Луқа 22:39-46
36 Андин Әйса улар билән биллә Гетсиманә дегән йәргә кәлди. У мухлисларға: «Мән у яққа берип дуа-тилавәт қилип кәлгичә, мошу җайда олтирип туруңлар» деди. Мар. 14:32; Луқа 22:39; Юһ. 18:1. 37 У Петрусни, шундақла Зәбәдийниң икки оғлини биргә елип маңди вә қаттиқ азаплинип, көңли толиму пәришан болушқа башлиди. «Зәбәдийниң икки оғли» — Яқуп вә Юһанна. 38 У уларға:
— Җеним өлидиғандәк бәкму азапланмақта. Силәр бу йәрдә қелип, мән билән бирликтә ойғақ туруңлар, — девиди, Юһ. 12:27. 39 Вә сәл нерирақ берип, өзини йәргә етип дүм йетип дуа қилип:
— И Атам, мүмкин болса, бу қәдәһ мәндин өтүп кәтсун! Лекин бу иш мән халиғандәк әмәс, сән халиғандәк болсун, — деди. «И Атам, мүмкин болса, бу қәдәһ мәндин өтүп кәтсун! Лекин бу иш мән халиғандәк әмәс, сән халиғандәк болсун» — «бу қәдәһ» униң алдидики азап-оқубәтләрни көрситиду. Тәвратниң көп йәрлиридә «қәдәһ» дәл шу мәнидә ишлитилиду (мәсилән «Зәб.» 74:9, «Йәш.» 51:17, 22, «Йәр.» 25:15дә).   Мат. 20:22,23; Луқа 22:41; Юһ. 6:38.
40 У мухлисларниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң ухлап қалғанлиғини көрүп, Петрусқа:
— Мән билән биллә бирәр саатму ойғақ туралмидиңларму?! 41 Езиқтурулуштин сақлиниш үчүн, ойғақ туруп дуа қилиңлар. Роһ пидакар болсиму, лекин кишиниң әтлири аҗиздур, — деди. «Роһ пидакар болсиму, лекин кишиниң әтлири аҗиздур» — «кишиниң әтлири» грек тилида «әт». Инҗилда «әт» яки «әт-тән» дайим дегидәк адәмниң өз тени тәрипидин аздурулидиған, гунакар тәбиитини көрситиду. «Римлиқларға»дики «кириш сөз»имизни көрүң.   Гал. 5:17.
42 У иккинчи қетим берип, йәнә дуа қилип:
— И Атам, әгәр мән бу қәдәһни ичмисәм у мәндин кәтмисә, ундақта сениң ирадәң ада қилинсун, — деди. 43 У уларниң йениға қайтип кәлгинидә, йәнә ухлап қалғанлиғини көрди, чүнки уларниң көзлири уйқиға илинған еди.
44 Шуниң билән у улардин айрилип үчинчи қетим берип, йәнә шу сөзләр билән дуа қилди.
45 Андин у мухлисларниң йениға келип уларға:
— Силәр техичә ухлаватамсиләр, техичә дәм еливатамсиләр? Мана, вақит-саити йеқинлашти; Инсаноғли гунакарларниң қолиға тапшурулиду. «Силәр техичә ухлаватамсиләр, техичә дәм еливатамсиләр?» — яки болмиса: «Әнди ухлаверисиләр, дәм еливерисиләр!» (кинайилик гәп) яки пәқәт: «Әнди ухлаңлар, дәм елиңлар!». 46 Қопуңлар, кетәйли; мана, маңа сатқунлуқ қилидиған киши йеқин кәлди! — деди.
 
Әйсаниң тутқун қилиниши
Мар. 14:43-50; Луқа 22:47-53; Юһ. 18:3-12
47 Униң сөзи техи түгимәйла, он иккиләндин бири болған Йәһуда кәлди; униң йенида баш каһинлар вә хәлиқ ақсақаллири тәрипидин әвәтилгән, қилич-тоқмақларни көтәргән зор бир топ адәм бар еди. Мар. 14:43; Луқа 22:47; Юһ. 18:3. 48 Униңға сатқунлуқ қилғучи улар билән аллибурун ишарәтни бекитип: «Мән кимни сөйсәм, у дәл шудур. Силәр уни тутуңлар» дәп келишкән еди. 49 У удул Әйсаниң алдиға берип:
— Салам, устаз! — дәп уни сөйүп кәтти. «Салам, устаз!» — «Устаз» ибраний тилида «рабби» дейилиду.
50 Әйса униңға:
— Ағинәм, немә дәп кәлдиң? — деди. Шуниң билән, һелиқи адәмләр йопурулуп келип, Әйсаға қол селип, уни тутқун қилди. «ағинәм, немә дәп кәлдиң?» — яки «Ағинәм, қилидиғиниңни қил». 51 Вә мана, Әйсаниң йенидикиләрдин бирәйлән қиличини суғуруп, баш каһинниң чакириға урувиди, униң қулиқини шилип чүшүрүвәтти. 52 Әйса униңға:
— Қиличиңни қиниға сал, қилич көтәргәнләр қилич астида һалак болиду. 53 Яки мени Атисиға нида қилалмайдиған болди, дәп ойлап қалдиңму?! Шундақ қилсамла У маңа шуан он икки қисимдин артуқ пәриштә маңдурмамду? «он икки қисимдин артуқ пәриштә» — мошу йәрдә «қисим» дегән сөз адәттә грек тилида бәлким алтә миңчә әскәрни көрситиши мүмкин. 54 Бирақ мән ундақ қилсам, муқәддәс язмилардики бу ишлар муқәррәр болиду дегән бешарәтләр қандақму әмәлгә ашурулсун? — деди. Зәб. 21:7; 39:7-9; 68:1-5,11; Луқа 24:25.
55 Шу пәйттә Әйса топлашқан адәмләргә қарап:
— Бир қарақчини тутидиғандәк қилич-тоқмақларни көтирип мени тутқили кәпсиләрғу? Мән һәр күни ибадәтхана һойлилирида силәр билән биллә олтирип тәлим берәттим, лекин силәр у чағда мени тутмидиңлар. 56 Лекин бу пүтүн ишларниң йүз бериши пәйғәмбәрләрниң муқәддәс язмилирида алдин-ала ейтқанлириниң әмәлгә ашурулуши үчүн болди, — деди.
Бу чағда, мухлисларниң һәммиси уни ташлап қечип кетишти. Аюп 19:13; Зәб. 87:9، 19; Зәк. 13:7.
 
Алий кеңәшмидә сотлиниш
Мар. 14:53-65; Луқа 22:54-55, 63-71; Юһ. 18:13-14, 19-24
57 Әнди Әйсани тутқун қилғанлар уни баш каһин Қаяфаниң алдиға елип беришти. Тәврат устазлири билән ақсақалларму у йәрдә җәм болушқан еди. Мар. 14:53; Луқа 22:54; Юһ. 18:12. 58 Петрус униңға таки баш каһинниң сарийиниң һойлисиғичә жирақтин әгишип келип, ишниң ақиветини көрүш үчүн ичкиригә кирип, қаравулларниң арисида олтарди. 59 Баш каһинлар, ақсақаллар вә пүтүн алий кеңәшмә әзалири Әйсани өлүм җазасиға мәһкүм қилиш үчүн, ялған гува-испат издәйтти. «Алий кеңәшмә» — йәнә сорақ мәҗлиси, «Санһедрин» дейилиду.   Мар. 14:55; Рос. 6:13. 60 Нурғун ялған гувачилар оттуриға чиққан болсиму, улар булардин һеч қандақ испатқа еришәлмиди. Ахирда, икки ялған гувачи оттуриға чиқип:
61 — Бу адәм: «Мән Худаниң ибадәтханисини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайта қуруп чиқалаймән» дегән, деди. «Бу адәм: «Мән Худаниң ибадәтханисини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайта қуруп чиқалаймән» дегән» — «Юһ.» 2:19-20ни көрүң. Мәсиһниң толуқ ейтқини бу гувачиниң дегинидәк әмәс.   Юһ. 2:19.
62 Баш каһин орнидин туруп, униңға:
— Қени, җавап бәрмәмсән? Булар сениң үстүңдин зади қандақ гувалиқларни бериватиду? — деди. Мар. 14:60. 63 Лекин Әйса сүкүт қилип туривәрди.
Баш каһин униңға:
Мәңгү һаят болғучи Худа билән сениң қәсәм қилишиңни буйруймәнки, бизгә ейт, Худаниң Оғли Мәсиһ сәнму?» — деди. Йәш. 53:7; Мат. 27:12,14.
64 Әйса мундақ җавап қайтурди:
— Шундақ, сениң дегиниңдәк. Лекин шуниму силәргә ейтайки, буниңдин кейин силәр Инсаноғлиниң Қадир Болғучиниң оң йенида олтиридиғинини вә көктики булутлар үстидә келидиғинини көрисиләр. «Шундақ, сениң дегиниңдәк» — Мәсиһниң җававиниң грек тилида «Шундақ, лекин әһвал дәл сениң ойлиғиниңдәк әмәс» дегән пуриғи чиқиду. «кейин силәр Инсаноғлиниң Қадир Болғучиниң оң йенида олтиридиғинини вә көктики булутлар үстидә келидиғинини көрисиләр» — Тәврат, «Дан.» 7:13ни көрүң.   Зәб. 109:1; Дан. 7:13; Мат. 16:27; 24:30; Мар. 14:62; Луқа 22:69; Рос. 1:11; Рим. 14:10; 1Тес. 4:16; Вәһ. 1:7.
65 Шуниң билән баш каһин тонлирини житип ташлап:
— У күпүрлүк қилди! Әнди башқа һәр қандақ гувачиниң немә һаҗити? Мана, өзүңлар бу күпүрлүкни аңлидиңлар! «Шуниң билән баш каһин тонлирини житип ташлап...» — баш каһин Әйсани «күпүрлүк қилди» дәп қарап, өзиниң буниңға болған чөчүши вә ғәзивини ипадиләш үчүн кийимлирини житқан. Әйсаниң өзиниң Мәсиһ екәнлигини етирап қилиши, униң Худаға хас һоқуқ вә шөһрәт мәндидур, дегәнлигидур.
Йәнә шуни ейтимизки, баш каһинниң тонлирини житишниң өзи Тәврат қануниға хилап еди («Лав.» 10:6, 21:10).
66 Буниңға немә дәйсиләр? — деди.
— У өлүм җазасиға лайиқтур! — дәп җавап қайтурушти улар. Лав. 24:16.
67 Буниң билән улар униң йүзигә түкүрүп, униңға мушт атқили турди. Бәзилири уни качатлап: Йәш. 50:6.
68 — Әй Мәсиһ, пәйғәмбәрчилик қилмамсән, ейтип баққина, сени ким урди? — дейишти. Аюп 16:10; Луқа 22:64; Юһ. 19:3.
 
Петрусниң Әйсадин тениши
Мар. 14:66-72; Луқа 22:56-62; Юһ. 18:15-18, 25-27
69 Әнди Петрус сарайниң ташқириқи һойлисида олтиратти. Бир дедәк униң йениға келип:
— Сән Галилийәлик Әйса билән биргә едиңғу, — деди. Мар. 14:66; Луқа 22:55; Юһ. 18:16,25.
70 Лекин у һәммәйләнниң алдида инкар қилип: — Сениң немә дәватқанлиғиңни чүшәнмидим! — деди.
71 Андин у даланға чиққанда, уни көргән йәнә бир дедәк у йәрдә турғанларға:
— Бу адәмму Насарәтлик Әйса билән биргә еди, — деди.
72 У йәнә инкар қилип: —
Мән у адәмни тонумаймән! — дәп қәсәм ичти.
73 Бир аздин кейин, у йәрдә турғанлар Петрусниң йениға келип униңға:
— Шүбһисизки, сән уларниң бири екәнсән, чүнки тәләппузуң сени паш қилиду, — дейишти. «Шүбһисизки, сән уларниң бири екәнсән, чүнки тәләппузуң сени паш қилиду» — «тәләппузуң сени паш қилиду» — Петрус Галилийә тәләппузи билән сөзләйтти.
74  Петрус қаттиқ қарғашлар билән қәсәм қилип:
— У адәмни зади тонумаймән! — дейишигила ғораз чиллиди. 75 Петрус Әйсаниң: «Ғораз чиллаштин бурун, сән мәндин үч қетим танисән!» дегән сөзини есигә алди. У ташқириға чиқип, қаттиқ жиға-зерә көтәрди. Мат. 26:34; Мар. 14:30; Луқа 22:61; Юһ. 13:38
 
 

26:2 «шу чағда Инсаноғли крестлиниш үчүн тутуп берилиду» — «крестләш» — крест (чапрас яғач)кә миқлаш арқилиқ өлүм җазаси бериштин ибарәт. Демисиму бу адәмни қаттиқ харлайдиған, интайин дәһшәтлик, Рим империйәси бойичә әң азаплиқ өлүм җазаси еди.

26:2 Мар. 14:1; Луқа 22:1; Юһ. 13:1

26:3 Зәб. 2:2; Юһ. 11:47; Рос. 4:27.

26:6 «Әйса Бәйт-Ания йезисида, «Симон мохо»ниң өйидә болғинида...» — «Симон мохо» яки ««Мохо кесили» дейилидиған Симон». Бу Симон бәлким илгири мохо кесилигә гириптар болған еди. Бизниңчә бу иш билән «Юһ.» 12:1-11да хатириләнгән вақиә бир иштур.

26:7 Мар. 14:3; Луқа 7:37; Юһ. 11:2; 12:3.

26:11 Қан. 15:11; Мар. 14:7; Юһ. 12:8.

26:14 «Йәһуда Ишқарийот исимлиқ бири баш каһинларниң алдиға берип...» — шу чағда икки «баш каһин» бар еди — «Аннас» вә униң күйоғли «Қаяфа».

26:14 Мар. 14:10; Луқа 22:4.

26:15 Зәк. 11:12.

26:17 «Петир нан һейтиниң биринчи күни...» — «петир нан һейти» йәттә күн болиду, биринчи күни «өтүп кетиш һейти»му тәң болиду. Бу күни, Йәһудийлар қой союп, өйлиридә қой гөши, петир нан йәйду («Мис.» 12-бап, «Лав.» 23:4-8, «Чөл.» 28:16-25ни көрүң). «Өтүп кетиш һейтиниң тамиғини йейишиң үчүн қәйәрдә тәйярлишимизни халайсән?» — «өтүп кетиш һейтиниң тамиғи»ниң муһим қисми «өтүп кетиш қурбанлиқ қозиси» еди («Мис.» 12:3-11, «Лав.» 23:5, «Чөл.» 28:16, «Қан.» 16:1-7ни көрүң).

26:17 Мис. 12:17; Мар. 14:12; Луқа 22:7.

26:20 Мар. 14:17; Луқа 22:14; Юһ. 13:21.

26:21 Рос. 1:17.

26:23 Зәб. 40:10; Луқа 22:21; Юһ. 13:18.

26:25 «Устаз, мән әмәстимән?» — «устаз» — Ибраний тилида «рабби» дейилиду. «Өзүң дедиң җуму» — мәнаси, «дәл сән» болиду. Йәһуда бу сөзни аңлиғандин кейин дәрһал чиқип баш каһинларниң йениға барған болса керәк. «Маркус», «Луқа», «Юһанна»дики ««өтүп кетиш» һейтиниң кәчлик тамиғи» тоғрисидики баянларни көрүң.

26:26 «Әйса бир нанни қолиға елип Худаға тәшәккүр-һәмдусана ейтқандин кейин...» — яки «Әйса бир нанни қолиға елип, уни бәрикәтлигәндин кейин,...».

26:26 Мар. 14:22; Луқа 22:19; 1Кор. 11:23.

26:28 «Бу мениң нурғун адәмләрниң гуналириниң кәчүрүм қилиниши үчүн төкүлидиған, йеңи әһдини түзидиған қенимдур» — «йеңи әһдә» яки «Худаниң әһдиси» яки «мәңгүлүк әһдә». Тәврат, «Йәр.» 31:31-34, «Әз.» 36:25-27, «Луқа» 22:20ни, «Ибр.» 13:20 вә «Тәбирләр»ни көрүң.

26:28 Мис. 24:8.

26:30 Мар. 14:26; Луқа 22:39; Юһ. 18:1.

26:31 «Мән падичини уруветимән, падидики қойлар патипарақ болуп тарқитиветилиду» — «Зәк.» 13:7. Мошу бешарәттә сөзлигүчи Худаниң Өзи, әлвәттә.

26:31 Зәк. 13:7; Юһ. 16:32.

26:32 Мар. 14:28; 16:7.

26:33 Луқа 22:33.

26:34 Юһ. 13:38.

26:36 Мар. 14:32; Луқа 22:39; Юһ. 18:1.

26:37 «Зәбәдийниң икки оғли» — Яқуп вә Юһанна.

26:38 Юһ. 12:27.

26:39 «И Атам, мүмкин болса, бу қәдәһ мәндин өтүп кәтсун! Лекин бу иш мән халиғандәк әмәс, сән халиғандәк болсун» — «бу қәдәһ» униң алдидики азап-оқубәтләрни көрситиду. Тәвратниң көп йәрлиридә «қәдәһ» дәл шу мәнидә ишлитилиду (мәсилән «Зәб.» 74:9, «Йәш.» 51:17, 22, «Йәр.» 25:15дә).

26:39 Мат. 20:22,23; Луқа 22:41; Юһ. 6:38.

26:41 «Роһ пидакар болсиму, лекин кишиниң әтлири аҗиздур» — «кишиниң әтлири» грек тилида «әт». Инҗилда «әт» яки «әт-тән» дайим дегидәк адәмниң өз тени тәрипидин аздурулидиған, гунакар тәбиитини көрситиду. «Римлиқларға»дики «кириш сөз»имизни көрүң.

26:41 Гал. 5:17.

26:45 «Силәр техичә ухлаватамсиләр, техичә дәм еливатамсиләр?» — яки болмиса: «Әнди ухлаверисиләр, дәм еливерисиләр!» (кинайилик гәп) яки пәқәт: «Әнди ухлаңлар, дәм елиңлар!».

26:47 Мар. 14:43; Луқа 22:47; Юһ. 18:3.

26:49 «Салам, устаз!» — «Устаз» ибраний тилида «рабби» дейилиду.

26:50 «ағинәм, немә дәп кәлдиң?» — яки «Ағинәм, қилидиғиниңни қил».

26:53 «он икки қисимдин артуқ пәриштә» — мошу йәрдә «қисим» дегән сөз адәттә грек тилида бәлким алтә миңчә әскәрни көрситиши мүмкин.

26:54 Зәб. 21:7; 39:7-9; 68:1-5,11; Луқа 24:25.

26:56 Аюп 19:13; Зәб. 87:9، 19; Зәк. 13:7.

26:57 Мар. 14:53; Луқа 22:54; Юһ. 18:12.

26:59 «Алий кеңәшмә» — йәнә сорақ мәҗлиси, «Санһедрин» дейилиду.

26:59 Мар. 14:55; Рос. 6:13.

26:61 «Бу адәм: «Мән Худаниң ибадәтханисини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайта қуруп чиқалаймән» дегән» — «Юһ.» 2:19-20ни көрүң. Мәсиһниң толуқ ейтқини бу гувачиниң дегинидәк әмәс.

26:61 Юһ. 2:19.

26:62 Мар. 14:60.

26:63 Йәш. 53:7; Мат. 27:12,14.

26:64 «Шундақ, сениң дегиниңдәк» — Мәсиһниң җававиниң грек тилида «Шундақ, лекин әһвал дәл сениң ойлиғиниңдәк әмәс» дегән пуриғи чиқиду. «кейин силәр Инсаноғлиниң Қадир Болғучиниң оң йенида олтиридиғинини вә көктики булутлар үстидә келидиғинини көрисиләр» — Тәврат, «Дан.» 7:13ни көрүң.

26:64 Зәб. 109:1; Дан. 7:13; Мат. 16:27; 24:30; Мар. 14:62; Луқа 22:69; Рос. 1:11; Рим. 14:10; 1Тес. 4:16; Вәһ. 1:7.

26:65 «Шуниң билән баш каһин тонлирини житип ташлап...» — баш каһин Әйсани «күпүрлүк қилди» дәп қарап, өзиниң буниңға болған чөчүши вә ғәзивини ипадиләш үчүн кийимлирини житқан. Әйсаниң өзиниң Мәсиһ екәнлигини етирап қилиши, униң Худаға хас һоқуқ вә шөһрәт мәндидур, дегәнлигидур. Йәнә шуни ейтимизки, баш каһинниң тонлирини житишниң өзи Тәврат қануниға хилап еди («Лав.» 10:6, 21:10).

26:66 Лав. 24:16.

26:67 Йәш. 50:6.

26:68 Аюп 16:10; Луқа 22:64; Юһ. 19:3.

26:69 Мар. 14:66; Луқа 22:55; Юһ. 18:16,25.

26:73 «Шүбһисизки, сән уларниң бири екәнсән, чүнки тәләппузуң сени паш қилиду» — «тәләппузуң сени паш қилиду» — Петрус Галилийә тәләппузи билән сөзләйтти.

26:75 Мат. 26:34; Мар. 14:30; Луқа 22:61; Юһ. 13:38