□21:1-2 «Изаһат» — Давут пәйғәмбәр һаятида нурғун азап-оқубәтләрни тартқан болсиму, лекин у бу күйдә ейтилған шунчивала еғир азап-оқубәтләрни тартқан әмәс. Шуңа шүбһисизки, Давут өзидин кейинки бирисиниң тартидиған азаплирини көрсәткән болса керәк. Оқурмәнләр бу азапларниң кимгә қаритилғанлиғи тоғрилиқ өзлири хуласигә кәлсун. ««айҗәләт-хашшаһар» (таң сәһәрдә кәлгән мәдәт)» — бәзи алимлар: «Таң сәһәрдики чиши җәрән» дәп тәрҗимә қилиду. Бу бәлким күйниң темисиниң һәм униң аһаңиниң нами болса керәк.
■21:1-2 Мат. 27:46; Мар. 15:34
□21:3 «Кечидиму мән шундақ пәряд қилиштин арам алалмаймән» — яки «кечидиму мән пәряд қилсам, бирақ арам тапмаймән»
■21:6 Зәб. 24:2-3; 30:1-3; Йәш. 49:23; Рим. 9:33
□21:7 «мән болсам адәм әмәс, бир қурутмән» — ибраний тилида «қурут» «коккус иликус» (қизил қурут) дегән қурутни көрситиду. Бу хил қурутниң чишиси тухумлиғанда өзини дәрәққә чаплаштуруп, салған тухумлирини өз бәдини билән қоғдайду. Шундақ қилип у өлгичә чаплашқан йәрдин мидирлимай туриду. Өлүши билән униңдин қип-қизил бир суюқлуқ чиқип, һәммә әтрапини қизил қилиду. Адәмләр бу қизил суюқлуқни бояқ үчүн ишлитиду. Бу ишлар Мәсиһ Әйсаниң кресткә миқлинишиға бешарәт болмамду?
□21:13 «Башанниң күчлүк буқилири мени оривалди» — Пәләстинниң Башан районидики буқилар йоған, күчлүк еди. Бу йәрдә яман адәмләр һәм уларниң кәйнидә турған яман җин-роһларни көрсәтсә керәк.
■21:17 Мат. 27:35; Мар. 15:24; Луқа 23:33; Юһ. 19:23,37; 20:25
□21:19 «Көңлигимгә еришиш үчүн чәк ташлишиватиду» — яки «Чапинимға еришиш үчүн чәк ташлишиватиду».
□21:21 «Мениң ялғуз җеним» — яки «Мениң кичик җеним» яки «Мениң қиммәтлик җеним». Сөзлигүчи еғир ялғузлуқ һес қиливатқан болса керәк.
□21:22 «...илтиҗалиримни иҗабәт қилип явайи калиларниң мүңгүзлиридин қутқузғансән!» — «явайи кала» һазир нәсли қуруған. Улар әсли интайин күчлүк, адәттики калидин икки һәссә чоң еди. Мошу йәрдә «явайи калилар» әшәддий рәзил адәмләргә яки җин-шәйтанларға символ болиду.
□21:24 «Яқупниң барлиқ нәсиллири» — Исраил хәлқи, әлвәттә. «Исраилниң әвлатлири» — Худа Яқупниң исмини «Исраил»ға өзгәрткән, шуниң билән у «Исраил қовминиң әҗдати» болған.
□21:26 «Чоң җамаәт ичидә маңа оқулған мәдһийиләр Өзүңдиндур» — башқа икки хил тәрҗимиси «Чоң җамаәттә мениң мәдһийилиримниң темиси Сәндин чиққандур...» яки «Чоң җамаәттә мениң Саңа мәдһийиләрни оқушқа муйәссәр болғанлиғим Сәндин чиққандур...».
■21:26 Зәб. 17:50; 34:18; 51:11; 110:1
□21:27 «Аҗиз мөминләр қосиғи тойғичә тамақлиниду» — «тамақлиниду» дегән бу сөз мошу йәрдә һейт қурбанлиқлиридин яки «тәшәккүр қурбанлиқлири» («рәхмәт қурбалиқлири»)дин тамақлинишни көрситиши мүмкин.
■21:27 Қан. 4:29; Зәб. 68:33; 149:4; Йәш. 25:6; Зәф. 2:2; Юһ. 11:26
■21:28 Зәб. 2:8; 71:10-11; 85:9
□21:30 «Җаһандики байларму ...» — ибраний тилида «Җаһандики семизләрму...» — көчмә мәнаси «байлар» болуши мүмкин. «тупраққа кирәй дәп қалғанларму, һәтта өз җенини сақлалмайдиғанларму Униңға сәҗдә қилиду» — демәк, һәм байлар һәм мискинләр (күйдә бешарәт берилгән ишлар түпәйлидин) Худаға ибадәт қилиду.
■21:31 Йәш. 53:8,10; Йәш. 8:18; Зәб. 88:30; Мат. 1:1; Юһ 12:24; Рим. 5:18, 19; 1Пет. 2:9
■21:32 Зәб. 51:11; 101:19; Луқа 24:46, 47; Рим. 3:22-25