68
68-күй •••• Зор дәрд-әләм вә азаплардин кейинки ғәлибә
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Нилупәрләр» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған күй: —
 
Мени қутқузғайсән, и Худа!
Сулар җенимдин өтти;
Турғидәк җай йоқ чоңқур патқақлиққа чөкүп кәттим;
Суниң чоңқур йеригә чүшүп кәттим,
Кәлкүн мени ғәриқ қилди.
Пәрядлиримдин һалимдин кәттим;
Галлирим қуруп кәтти;
Худайимға тәлмүрүп, көзүмдин кетәй дәп қалдим;
Сәвәпсиз маңа өч болғанлар чачлиримдинму көптур;
Мени йоқатмақчи болғанлар,
Қара чаплап мән билән дүшмәнлишидиғанлар күчлүктур;
Шу чағда өзүм булимиған нәрсини қайтуримән. «Сәвәпсиз маңа өч болғанлар чачлиримдинму көптур; мени йоқатмақчи болғанлар, қара чаплап мән билән дүшмәнлишидиғанлар күчлүктур; шу чағда өзүм булимиған нәрсини қайтуримән» — толуқ бешарәттики бу сирлиқ сөз Мәсиһ кресткә миқланған вақитта әмәлгә ашурулди. «Шу чағда» Мәсиһ Иблис инсанлардин буливалған аманлиқни, инсанларниң Худа билән болған енақлиғини инсанларға ниҗатлиқ йолида қайтуруп елип бәрди. Бу күйдики бешарәтләрниң һәммиси Мәсиһ вә униң җәккән азаплирини вә азаплири арқилиқ қазанған ғәлибисини көрситиду.
И Худа, мениң наданлиғим өзүңгә аян;
Мениң қәбиһликлирим Сәндин йошурун әмәстур.
Мениң сәвәвимдин, и Рәб, самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар,
Өзүңгә умид бағлап күткәнләр йәргә қарап қалмиғай;
И Исраилниң Худаси, Өзүңни издигүчиләр мениң сәвәвимдин шәрмәндә болмиғай;
Чүнки Сени дәп мән рәсвачилиққа учридим;
Шәрмәндилик йүзүмгә чапланди.
Мән өз қериндашлиримға ят,
Анамниң балилириға яқа жутлуқ болдум.
10 Чүнки мени муқәддәс өйүңгә болған отлуқ муһәббәт чулғувалған еди;
Саңа һақарәт қилғанларниң һақарәтлириму мениң үстүмгә чүшти; «Мени муқәддәс өйүңгә болған отлуқ муһәббәт чулғувалған еди» — «Юһ.» 2:17ни көрүң.   Юһ. 2:17; Рим. 15:3
11 Мән жиғлидим, җеним роза тутти,
Буму маңа әйип дәп қаралди.
12 Мән бөзни кийимим қилип кийсәм,
Шуниң билән уларниң сөз-чөчикигә қалдим. «Мән бөзни кийимим қилип кийсәм..» — «бөз кийим»ни кийивелиш (һаза тутқандәк) өзи яки башқилар үчүн қаттиқ дуа қилишниң бир хил ипадиси.
13 Шәһәр қовуқида олтарғанларниң тәнә гепигә қалдим,
Мәйхорларниң нахшисиниң темиси болдум.
14 Бирақ мән шәпқитиңни көрсәткән вақтиңда дуайимни саңа нишанлидим, и Пәрвәрдигар;
И Худа, өзгәрмәс муһәббитиңниң зорлуғидин,
Ниҗатлиқ ишәшидә маңа җавап бәргәйсән; «Ниҗатлиқ ишәшидә маңа җавап бәргәйсән» — ибраний тилида «Ниҗатлиғиң ишәшидә маңа җавап бәргәйсән».
15 Мени патқақлиқтин қутқузувалғайсән,
Мени чөктүрмигәйсән;
Маңа өчмән болғанлардин,
Суниң чоңқур йеридин қутулдурғайсән;
16 Кәлкүн сулириға мени ғәриқ қилдурмиғайсән;
Деңиз тәглиригиму мени жутқузмиғайсән;
Теги йоқ һаңниң мени һап етип ағзини жумувелишиға йол қоймиғайсән!
17 Дуайимни иҗабәт қилғайсән, и Пәрвәрдигар,
Чүнки өзгәрмәс муһәббитиң яхшидур;
Мол рәһимдиллиғиң билән маңа йүзләнгәйсән;
18 Җамилиңни қулуңдин йошурмиғайсән;
Чүнки бешимға күн чүшти;
Тездин маңа җавап бәргәйсән.
19 Җенимға йеқинлашқайсән,
Униңға һәмҗәмәт-қутқузғучи болғайсән;
Дүшмәнлирим алдида мени һөрлүккә чиқарғайсән;
20 Өзүң мениң рәсвалиқта һәм һөрмәтсизликтә қалғинимни,
Қандақ һақарәтләнгинимни билисән;
Рәқиплиримниң һәммиси Өзүңгә аяндур.
21 Һақарәт қәлбимни парә қилди;
Мән қайғуға чөмүп кәттим;
Азғинә һесдашлиққа тәлмүргән болсамму, йоқ болди;
Тәсәлли бәргүчиләрниму издидим, лекин бирисиниму учриталмидим.
22 Бәрһәқ, улар озуғумға өт сүйи,
Уссузлуғумға сиркини бәрди. Мат. 27:34,48; Мар. 15:23; Юһ. 19:28,29
23 Уларниң дәстихини өзлиригә қилтақ,
Уларниң һалавити қапқан болғай. Рим. 11:9
24 Көзлири торлишип көрмәйдиған болуп кәткәй;
Бәл-путлирини титрәккә салғайсән; Йәш. 6:9; 29:10; 44:18; Рим. 11:10
25 Қәһриңни уларниң үстигә чүшүргәйсән,
Ғәзивиңниң отлири уларға туташқай;
26 Уларниң макани харабә болғай,
Чедирлири чөлдәрәп қалғай; Рос. 1:20
27 Чүнки улар Сән урғанға техиму зиянкәшлик қилмақта;
Сән зәхимләндүргәнләрниң азавиға гәп билән азап қошмақта.
28 Уларниң гунайиға гуна қошқайсән,
Һәққанийлиғиңниң несивисигә уларни ериштүрмигәйсән.
29 Улар һаятлиқ дәптиридин өчүрүлгәй;
Һәққанийларниң қатариға пүтүлмигәй.
30 Бирақ мән болсам бир езилгән дәрдмән;
Ниҗатлиғиң, и Худа, мени жуқуриға көтирип қутқузғай;
31 Мән мунаҗат оқуп Худаниң намини мәдһийиләймән;
Тәшәккүрләр билән уни улуқлаймән;
32 Бу болса Пәрвәрдигарни хурсән қилиш үчүн,
Өкүз тәқдим қилғандин әвзәлдур;
Мүңгүз-туяқлири сақ топақ бәргәндинму артуқтур.
33 Югаш мөминләр буни көрүп хошал болиду;
Худани издигәнләр —
Қәлбиңлар йеңилиниду.
34 Чүнки Пәрвәрдигар йоқсулларниң илтиҗасини аңлайду,
Өзигә тәвә әсир қилинғанларни у кәмситмәйду;
35 Асман-зимин Уни мәдһийилисун!
Деңиз-океанлар һәм уларда жүргүчи барлиқ җаниварлар Уни мәдһийилигәй!
36 Чүнки Худа Зионни қутқузиду;
Йәһуданиң шәһәрлирини қайта бена қилиду;
Улар әшу йәрдә олтирақлишип, егилик тикләйду.
37 Униң қуллириниң нәсиллири униңға мирас болиду,
Униң намини сөйгәнләр у йәрләрдә маканлишиду.
 
 

68:5 «Сәвәпсиз маңа өч болғанлар чачлиримдинму көптур; мени йоқатмақчи болғанлар, қара чаплап мән билән дүшмәнлишидиғанлар күчлүктур; шу чағда өзүм булимиған нәрсини қайтуримән» — толуқ бешарәттики бу сирлиқ сөз Мәсиһ кресткә миқланған вақитта әмәлгә ашурулди. «Шу чағда» Мәсиһ Иблис инсанлардин буливалған аманлиқни, инсанларниң Худа билән болған енақлиғини инсанларға ниҗатлиқ йолида қайтуруп елип бәрди. Бу күйдики бешарәтләрниң һәммиси Мәсиһ вә униң җәккән азаплирини вә азаплири арқилиқ қазанған ғәлибисини көрситиду.

68:10 «Мени муқәддәс өйүңгә болған отлуқ муһәббәт чулғувалған еди» — «Юһ.» 2:17ни көрүң.

68:10 Юһ. 2:17; Рим. 15:3

68:12 «Мән бөзни кийимим қилип кийсәм..» — «бөз кийим»ни кийивелиш (һаза тутқандәк) өзи яки башқилар үчүн қаттиқ дуа қилишниң бир хил ипадиси.

68:14 «Ниҗатлиқ ишәшидә маңа җавап бәргәйсән» — ибраний тилида «Ниҗатлиғиң ишәшидә маңа җавап бәргәйсән».

68:22 Мат. 27:34,48; Мар. 15:23; Юһ. 19:28,29

68:23 Рим. 11:9

68:24 Йәш. 6:9; 29:10; 44:18; Рим. 11:10

68:26 Рос. 1:20