40
40-күй •••• Ағриқниң дуаси
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: —
Ғериб-аҗизларға ғәмхорлуқ қилған киши нәқәдәр бәхитлик-һә!
Еғир күнләрдә Пәрвәрдигар униңға панаһ болиду. □ «Ғериб-аҗизларға — ибраний тилида: Ғериб-аҗизларға
3 Пәрвәрдигар уни қоғдап, уни аман сақлайду;
У зиминда туруп бәхитияр яшайду;
Сән уни дүшмәнлириниң ихтияриға чүшүрмәйсән!
4 Орун тутуп зәиплишип ятқинида, Пәрвәрдигар униңға дәрман болиду;
Сән униң ятқан орун-көрпилирини раслап түзәштүрүп турисән.□ «Сән униң ятқан орун-көрпилирини раслап түзәштүрүп турисән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән уни ятқан орнидин турғузуп әслигә кәлтүрисән».
5 Мән илтиҗа қилип: — «И Пәрвәрдигар, маңа меһриванлиқ көрсәткәйсән,
Җенимға шипалиқ бәргәйсән;
Чүнки мән алдиңда гуна қилдим» — дедим. □ «Чүнки мән алдиңда гуна қилдим» — ибраний тилида: «Чүнки мән алдиңда гунакар болдум» дегән тәрҗимиси болиду.
6 Дүшмәнлирим мән тоғрилиқ: —
«У қачанму өлүп, нами-нәсли қуруп кетәр?» — дәп маңа яманлиқ тиләйду.
7 Бириси мени көргили кәлгән болса,
У алдамчи сөзләрни қилиду;
Улар кәйнимдин көңлидә шумлуқ топлап,
Андин сиртларға чиқип шу ишларни тарқитип по атиду;
8 Маңа өч болғанларниң һәммиси маңа қарита өз ара кусурлишиду,
Улар маңа зиянкәшлик қәстидә болиду.
9 Улар: «Униң бешиға җин-шәйтандин бир кесәл чаплашти;
Әнди у орун тутуп йетип қалди;
У қайтидин туралмайду» — дейишиду.
10 Һәтта сирдишим дәп ишәнгән қәдинас достум,
Мән билән һәмдәстихан болуп тузумни йегәнму маңа пут атти.□ «Мән билән һәмдәстихан болуп тузумни йегән...» — ибраний тилида «Мән билән һәмдәстихан болуп ненимни йегән...». ■ Юһ. 13:18
11 Бирақ Сән Пәрвәрдигар, маңа рәһим қилғайсән;
Дүшмәнлиримдин интиқам елишқа,
Мени турғузғайсән;
12 Дүшминимниң үстүмдин ғәлибә қилип шатланмиғинидин,
Сени мәндин сөйүниду, дәп билимән.
13 Бирақ маңа кәлсәк, дурус болғанлиғимдин, сән мени йөләйсән;
Сән мени мәңгү Өз һозуруңда қәд көтириткүзүп турғузисән.
14 Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтурулғай!
Амин! Амин!
□40:1-2 «Ғериб-аҗизларға — ибраний тилида: Ғериб-аҗизларға
□40:4 «Сән униң ятқан орун-көрпилирини раслап түзәштүрүп турисән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән уни ятқан орнидин турғузуп әслигә кәлтүрисән».
□40:5 «Чүнки мән алдиңда гуна қилдим» — ибраний тилида: «Чүнки мән алдиңда гунакар болдум» дегән тәрҗимиси болиду.
□40:10 «Мән билән һәмдәстихан болуп тузумни йегән...» — ибраний тилида «Мән билән һәмдәстихан болуп ненимни йегән...».