□109:1 «Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилғичә» — «тәхтипәр» падиша тәхткә олтарғанда пути туридиған җай.
□109:2 «Пәрвәрдигар қудритиңни көрситидиған шаһанә һасаңни Зиондин узитиду» — бу сөзниң мәнаси бәлким: Худа йәр йүзидә өз сәлтәнитини қурғанда, тиклигән падиша Мәсиһниң күч-қудрити һәм һоқуқи Йерусалимдин чиқип һәр йәргә йетип бариду.
□109:3 «Өз хәлқиң халис қурбанлиқ кәби пида болиду» — «халис қурбанлиқ», 54-күй, 6-айәттики изаһатни көрүң. «Муқәддәс һәйвитиңдә, шу яшлиқ дәвриңдикидәк, саңа һазирму шәбнәмләр сәһәрниң балиятқусидин йеңи чиққандәк чүшиду» — деханларға мәлум болғинидәк, шәбнәм адәттә пәқәт япйешил отяшлар вә дәрәқләрниң үстигә чүшиду. Қуруқ-қақшал болуп қалған дәрәқләргә чүшмәйду. Көчмә мәнаси, Мәсиһ мәңгүгә япйешил дәрәқтәк яш туривериду.
□109:4 «Сән әбәдил-әбәткичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән» — Мәлкизәдәк дегән адәм һәзрити Ибраһимға каһин (Худаға вәкил болуп қурбанлиқни қобул қилғучи) болған һәм Ибраһим алған олҗидин ондин бирини алған («Яр.» 14-бап). Демәк, у Ибраһимдин улуқ еди, шуңлашқа Ибраһимниң әвлатлиридин болған каһинлардинму улуқ еди. «Яр.» 14-бапта дейилгиничә, бу сирлиқ адәмниң ата-аниси йоқ еди. Инҗил «Ибранийларға», 8- һәм 10-бапни көрүң. «Мәлкизәдәк»ниң мәнаси: «Һәққанийлиқниң падишаси» «Аманлиқ падишаси». Ундақта бу йәрдә «Сән әбәдил-әбәткичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән» дәп бекитилиши аләмдә униң әң алий каһин дәп бекитилгәнлигини көрситиду.
■109:6 Вәһ. 14:14-20; 16:14-16; 20:8-10
□109:7 «У йолда ериқтин су ичиду; у шуңа кишиниң бешини йөлигүчи болиду» — бу сирлиқ гәп бәлким Мәсиһниң кичик пеил екәнлигини, һәмдә өзиниңму кичик пеил мөминләргә тәсәлли беридиғанлиғини көрситиду. «У шуңа кишиниң бешини йөлигүчи болиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Шуңа у (өз) бешини көтириду».