9
Кона әһдә дәвридики ибадәт
Биринчи әһдидә мунасивәтлик ибадәт бәлгүлимилири вә йәр йүзигә тәвә болған бир муқәддәс ибадәт җайи бар еди. Буниңға бир ибадәт чедири тикилгән еди; униң муқәддәс җай дәп аталған биринчи бөлүмидә чирақдан, ширә һәм ширә үстидә рәтләнгән нанлар болатти. Мис. 26:1; 36:1; Лав. 24:5. Униң иккинчи, йәни ички пәрдисиниң кәйнидә әң муқәддәс җай дәп аталған йәнә бир чедир бөлүми бар еди. «әң муқәддәс җай дәп аталған йәнә бир чедир бөлүми» — «муқәддәс җай» грек тилида «муқәддәсләрниң муқәддиси». Шу йәргә тәвә болған алтун хушбуйгаһ вә пүтүнләй алтун билән қапланған әһдә сандуғи бар еди. Сандуқниң ичидә алтундин ясалған, манна селинған комзәк, Һарунниң бих сүргән һасиси вә икки әһдә таш тахтиси бар еди. «алтундин ясалған, манна селинған комзәк» — «манна» Худа чөл-баяванда Исраилларға бәргән «асмандики нан» — «Мис.» 31:16кә қаралсун. «Һарунниң бих сүргән һасиси» — Худа Һарунни йетәкчи қилип таллиғанлиғини көрситиш үчүн, униң һасисини бихлатқан еди («Чөл.» 16-17-бапни көрүң. «икки әһдә таш тахтиси» — буларниң үстигә «он пәрман» яки «он пәрһиз» йезалған еди («Мис.» 31:18 вә 34:28ни көрүң.   Мис. 25:10; 34:29; Чөл. 17:25; 1Пад. 8:9; 2Тар. 5:10. Сандуқ үстидики «кафарәт тәхти»ниң үстигә шан-шәрәплик «керуб»лар орнитилған болуп, қанатлири билән уни йепип туратти. Әнди булар тоғрилиқ тәпсилий тохтилишниң һазир вақти әмәс. «кафарәт тәхти» — яки «рәһимгаһ» яки «рәһим көрситидиған тәхт». «Мис.» 25:22-34ни көрүң. ««кафарәт тәхти»ниң үстигә шан-шәрәплик «керуб»лар орнитилған болуп, қанатлири билән уни йепип туратти» — бу ишлар тоғрисида «Мис.» 25:10-22, 37:6-9ни көрүң. «әнди булар тоғрилиқ тәпсилий тохтилишниң һазир вақти әмәс» — бу нәрсиләрниң һәммиси Әйса Мәсиһ вә у елип барған ниҗаттин «бешарәт беридиған көләңгә» еди. Бу айәттики сөзләргә вә 8:5кә қариғанда, шуниңға ишәшимиз камилки, һәтта бу кона ибадәт чедириниң кичиккинә тәпсилатлириму «бешарәтлик көләңгә» яки «символ» еди. «Манна» униң бир мисалидур. «Юһ.» 6:30-35дә Әйсаниң Өзи тоғрилиқ ейтқан сөзлирини көрүң («Рим.» 14:4, «Кол.» 2:16-17ниму көрүң). Худа буйруса бу улуқ вә қизиқ нуқтини тәпсилий тәһлил қилидиған китапчини кейин чиқармақчимиз.   Мис. 25:22.
Бу нәрсиләр мана шундақ орунлаштурулғандин кейинла, каһинлар чедирниң биринчи бөлүмигә (йәни «муқәддәс җай»ға) һәрдайим кирип, ибадәт хизмитини қилиду. Чөл. 28:3. Бирақ, «әң муқәддәс җай» дәп аталған иккинчи бөлүмгә пәқәт баш каһин жилда бир қетимла кириду. Каһин у йәргә өз гуналири вә хәлиқниң наданлиқтин өткүзгән гуналири үчүн аталған қурбанлиқ қенини алмай кирмәйду. Мис. 30:10; Лав. 16:2,34; Ибр. 9:25. Бу ишлар арқилиқ Муқәддәс Роһ шуни көрситип бәрмәктики, бу биринчи ибадәт чедиридики түзүм инавәтлик болуп турсила, әң муқәддәс җайға баридиған йол йәнила ечилмайду. «бу биринчи ибадәт чедиридики түзүм инавәтлик болуп турсила» — «биринчи ибадәт чедири» дегән сөз чедирниң өзини, шундақла у вәкиллик қилған ибадәт хизмәтлири (униңда сунулған һәдийә вә қурбанлиқлар қатарлиқлар)ни көрситиду.   Юһ. 14:6. Мана булар рәсимдәк һазирқи заманни рошәнләштүридиған бир хил образ, халас. Буниңдин шуни көрүвелишқа болидуки, бу чедирда сунулидиған һәдийә вә қурбанлиқлар ибадәт қилғучини виҗданида пак-камил қилалмайду. 10 Улар пәқәт йемәк-ичмәкләр вә бойини суға селишниң түрлүк рәсмийәтлиригә бағлиқ болуп, қанун-түзүм түзүтүлүш вақти кәлгичилик күчкә егә қилинған, инсанларниң әтлиригила бағлиқ болған бәлгүлимә-низамлардур. Лав. 11:2; Чөл. 19:7-22.
11 Лекин Мәсиһ болса кәлгүсидики карамәт яхши ишларни елип барғучи баш каһин болуп, адәм қоли билән ясалмиған, бу дунияға мәнсуп болмиған, техиму улуқ вә техиму мукәммәл ибадәт чедириға кирди; Ибр. 3:1; 4:14; 6:20; 8:1. 12 өшкә яки мозайларниң қурбанлиқ қенини әмәс, бәлки Өзиниң қурбанлиқ қени арқилиқ У (Өзила мәңгүлүк һөрлүк-ниҗатни егилигән болуп) бир йолила мәңгүгә әң муқәддәс җайға кирди. «Өзиниң қурбанлиқ қени арқилиқ У (Өзила мәңгүлүк һөрлүк-ниҗатни егилигән болуп) бир йолила мәңгүгә әң муқәддәс җайға кирди» — «мәңгүлүк һөрлүк-ниҗат» болса гуналардин болған азатлиқ-ниҗатни көрситиду. Мәсиһниң егилигини Өзи үчүн әмәс, барлиқ инсанлар (етиқат қилған болса) үчүн, әлвәттә.   Рос. 20:28; Әф. 1:7; Кол. 1:14; Ибр. 10:10; 1Пет. 1:19; Вәһ. 1:5; 5:9 13  Кона әһдә дәвридә өшкә вә буқиларниң қени һәм инәкниң күллири напак болғанларниң үстигә сепилсә, уларни әт җәһәтидин тазилап пак қилған йәрдә, Лав. 16:14; Чөл. 19:4; Ибр. 10:4. 14 ундақта, мәңгүлүк Роһ арқилиқ өзини ғубарсиз қурбанлиқ сүпитидә Худаға атиған Мәсиһниң қени виҗданиңларни өлүк ишлардин пак қилип, бизни мәңгү һаят Худаға ибадәт қилишқа техиму йетәклимәмду?! «ундақта, мәңгүлүк Роһ арқилиқ өзини ғубарсиз қурбанлиқ сүпитидә Худаға атиған Мәсиһ...» — «мәңгүлүк Роһ» Муқәддәс Роһ, Худаниң мәңгүлүк Роһи.   Луқа 1:74; Рим. 6:13; Гал. 1:4; 2:20; Әф. 5:2; Тит. 2:14; 1Пет. 4:2; 1Юһа. 1:7; Вәһ. 1:5.
15 Шуниң үчүн у йеңи әһдиниң васитичисидур. Буниң билән (инсанларниң авалқи әһдә астида садир қилған итаәтсизликлири үчүн азатлиқ бәдили сүпитидә шундақ бир өлүм болған екән) Худа тәрипидин чақирилғанлар вәдә қилинған мәңгүлүк мирасқа еришәләйду. «инсанларниң авалқи әһдә астида садир қилған итаәтсизликлири үчүн азатлиқ бәдили сүпитидә шундақ бир өлүм болған екән» — «шундақ бир өлүм» — Мәсиһниң өлүми, әлвәттә.   Рим. 5:6; 1Пет. 3:18.
16 Әгәр вәсийәт қалдурулса, вәсийәт қалдурғучиниң өлүши тәстиқланғичә, вәсийәт күчкә егә болмайду. 17 Чүнки вәсийәт пәқәт өлүмдин кейин күчкә егә болиду. Вәсийәт қалдурғучи һаятла болса, вәсийитиниң һеч қандақ күчи болмайду. «16-17-айәт» — яки «Чүнки әһдә түзүлсә, әһдә түзүлгүчи қурбанлиқ өлүши керәк. Әһдә қурбанлиқи қилиғучи өлсә, әһдә күчкә егә болиду; қурбанлиқ техи һаятла болса, әһдә һечқандақ күчкә егә болмайду».   Гал. 3:15. 18 Шуниңға охшаш, дәсләпки әһдиму қан еқитилғандила, андин күчкә егә болған. 19 Чүнки Муса Тәврат қануни бойичә һәр бир әмрини пүтүн хәлиққә уқтурғандин кейин, мозай вә өшкиләрниң суға арилаштурулған қенини қизил жуң жипта бағланған зофа билән қанун дәстуриға вә пүтүн хәлиққә сепип, уларға: 20 «Мана, бу Худа силәрниң әмәл қилишиңларға әмир қилған әһдиниң қенидур» — деди. «Мана, бу Худа силәрниң әмәл қилишиңларға әмир қилған әһдиниң қенидур» — демәк, әһдә бу қан арқилиқ күчкә егә қилинған. «Мис.» 24:5-8ни көрүң.   Мис. 24:8; Мат. 26:28. 21 У йәнә охшаш йолда ибадәт чедириға вә чедирдики ибадәткә мунасивәтлик пүткүл сайманларниң үстигә қан сәпти. 22 Дәрвәқә, Тәврат қануни бойичә һәммә нәрсә дегидәк қан билән паклиниду; қурбанлиқ қени төкүлмигичә, гуналар кәчүрүм қилинмайду.
23 Хош, әрштикигә тәқлид қилип ясалған бу буюмлар мошундақ қурбанлиқлар билән паклиниши керәк еди. Бирақ әрштики нәрсиләрниң өзи булардин есил қурбанлиқлар билән паклиниши керәк. 24 Чүнки Мәсиһ әрштики һәқиқий ибадәт җайиға тәқлид қилинған, адәм қоли билән ясалған муқәддәс җайға әмәс, бәлки Худаниң һозурида бизгә вәкиллик қилип һазир болуш үчүн әршниң өзигә кирип болди. «адәм қоли билән ясалған муқәддәс җайға әмәс» — «муқәддәс җай» грек тилида «муқәддәс җайлар» дейилиду — «муқәддәс җай» андин «әң муқәддәс җай» демәкчи.
25  Йәр йүзидики баш каһинниң жилмужил өз қенини әмәс, бәлки қурбанлиқларниң қенини елип, әң муқәддәс җайға қайта-қайта кирип турғинидәк, у қурбанлиқ сүпитидә өзини қайта-қайта аташ үчүн киргини йоқ. Мис. 30:10; Лав. 16:2,34; Ибр. 9:7. 26 Әгәр шундақ қилишниң зөрүрийити болған болса, дуния апиридә болғандин бери Униң қайта-қайта азап чекишигә тоғра келәтти. Лекин У мана заманларниң ахирида гунани йоқ қилиш үчүн, бир йолила Өзини қурбан қилишқа оттуриға чиқти. 27 Һәммә адәмниң бир қетим өлүши вә өлгәндин кейин сораққа тартилиши бекитилгәнгә охшаш, 28 Мәсиһму нурғун кишиләрниң гуналирини Өз үстигә елиш үчүн бирла қетим қурбанлиқ сүпитидә сунулғандин кейин, Өзини тәлпүнүп күткәнләргә гунани йоқ қилған һалда ниҗат кәлтүрүшкә иккинчи қетим ашкарә болиду. «Мәсиһ... Өзини тәлпүнүп күткәнләргә гунани йоқ қилған һалда ниҗат кәлтүрүшкә иккинчи қетим ашкарә болиду» — «гунани йоқ қилған һалда» грек тилида «гуна йоқ һалда». Бизниңчә «гуна йоқ һалда» дегән ибарә Мәсиһниң Өзиниң гунасиз екәнлигини көрситиш үчүн дейилгән әмәс (чүнки Униң гунасизлиғи ениқ), бәлки Униң гунаниң өзини бир тәрәп қилиш ишини түгигәнлигини көрситиду, дәп қараймиз.
«Гуна йоқ һалда ниҗат кәлтүрүшкә иккинчи қетим ашкарә болиду» дегәнлик тоғрисидики йәнә бир чүшәнчиси: «(Мәсиһниң иккинчи қетимки келиши) инсанларниң гуналириниң бәдилигә қурбан болуш үчүн әмәс, бәлки ниҗат кәлтүрүшкә иккинчи қетим ашкарә болиду» дегәндәк.
   Рим. 5:6, 8; 1Пет. 3:18.
 
 

9:2 Мис. 26:1; 36:1; Лав. 24:5.

9:3 «әң муқәддәс җай дәп аталған йәнә бир чедир бөлүми» — «муқәддәс җай» грек тилида «муқәддәсләрниң муқәддиси».

9:4 «алтундин ясалған, манна селинған комзәк» — «манна» Худа чөл-баяванда Исраилларға бәргән «асмандики нан» — «Мис.» 31:16кә қаралсун. «Һарунниң бих сүргән һасиси» — Худа Һарунни йетәкчи қилип таллиғанлиғини көрситиш үчүн, униң һасисини бихлатқан еди («Чөл.» 16-17-бапни көрүң. «икки әһдә таш тахтиси» — буларниң үстигә «он пәрман» яки «он пәрһиз» йезалған еди («Мис.» 31:18 вә 34:28ни көрүң.

9:4 Мис. 25:10; 34:29; Чөл. 17:25; 1Пад. 8:9; 2Тар. 5:10.

9:5 «кафарәт тәхти» — яки «рәһимгаһ» яки «рәһим көрситидиған тәхт». «Мис.» 25:22-34ни көрүң. ««кафарәт тәхти»ниң үстигә шан-шәрәплик «керуб»лар орнитилған болуп, қанатлири билән уни йепип туратти» — бу ишлар тоғрисида «Мис.» 25:10-22, 37:6-9ни көрүң. «әнди булар тоғрилиқ тәпсилий тохтилишниң һазир вақти әмәс» — бу нәрсиләрниң һәммиси Әйса Мәсиһ вә у елип барған ниҗаттин «бешарәт беридиған көләңгә» еди. Бу айәттики сөзләргә вә 8:5кә қариғанда, шуниңға ишәшимиз камилки, һәтта бу кона ибадәт чедириниң кичиккинә тәпсилатлириму «бешарәтлик көләңгә» яки «символ» еди. «Манна» униң бир мисалидур. «Юһ.» 6:30-35дә Әйсаниң Өзи тоғрилиқ ейтқан сөзлирини көрүң («Рим.» 14:4, «Кол.» 2:16-17ниму көрүң). Худа буйруса бу улуқ вә қизиқ нуқтини тәпсилий тәһлил қилидиған китапчини кейин чиқармақчимиз.

9:5 Мис. 25:22.

9:6 Чөл. 28:3.

9:7 Мис. 30:10; Лав. 16:2,34; Ибр. 9:25.

9:8 «бу биринчи ибадәт чедиридики түзүм инавәтлик болуп турсила» — «биринчи ибадәт чедири» дегән сөз чедирниң өзини, шундақла у вәкиллик қилған ибадәт хизмәтлири (униңда сунулған һәдийә вә қурбанлиқлар қатарлиқлар)ни көрситиду.

9:8 Юһ. 14:6.

9:10 Лав. 11:2; Чөл. 19:7-22.

9:11 Ибр. 3:1; 4:14; 6:20; 8:1.

9:12 «Өзиниң қурбанлиқ қени арқилиқ У (Өзила мәңгүлүк һөрлүк-ниҗатни егилигән болуп) бир йолила мәңгүгә әң муқәддәс җайға кирди» — «мәңгүлүк һөрлүк-ниҗат» болса гуналардин болған азатлиқ-ниҗатни көрситиду. Мәсиһниң егилигини Өзи үчүн әмәс, барлиқ инсанлар (етиқат қилған болса) үчүн, әлвәттә.

9:12 Рос. 20:28; Әф. 1:7; Кол. 1:14; Ибр. 10:10; 1Пет. 1:19; Вәһ. 1:5; 5:9

9:13 Лав. 16:14; Чөл. 19:4; Ибр. 10:4.

9:14 «ундақта, мәңгүлүк Роһ арқилиқ өзини ғубарсиз қурбанлиқ сүпитидә Худаға атиған Мәсиһ...» — «мәңгүлүк Роһ» Муқәддәс Роһ, Худаниң мәңгүлүк Роһи.

9:14 Луқа 1:74; Рим. 6:13; Гал. 1:4; 2:20; Әф. 5:2; Тит. 2:14; 1Пет. 4:2; 1Юһа. 1:7; Вәһ. 1:5.

9:15 «инсанларниң авалқи әһдә астида садир қилған итаәтсизликлири үчүн азатлиқ бәдили сүпитидә шундақ бир өлүм болған екән» — «шундақ бир өлүм» — Мәсиһниң өлүми, әлвәттә.

9:15 Рим. 5:6; 1Пет. 3:18.

9:17 «16-17-айәт» — яки «Чүнки әһдә түзүлсә, әһдә түзүлгүчи қурбанлиқ өлүши керәк. Әһдә қурбанлиқи қилиғучи өлсә, әһдә күчкә егә болиду; қурбанлиқ техи һаятла болса, әһдә һечқандақ күчкә егә болмайду».

9:17 Гал. 3:15.

9:20 «Мана, бу Худа силәрниң әмәл қилишиңларға әмир қилған әһдиниң қенидур» — демәк, әһдә бу қан арқилиқ күчкә егә қилинған. «Мис.» 24:5-8ни көрүң.

9:20 Мис. 24:8; Мат. 26:28.

9:24 «адәм қоли билән ясалған муқәддәс җайға әмәс» — «муқәддәс җай» грек тилида «муқәддәс җайлар» дейилиду — «муқәддәс җай» андин «әң муқәддәс җай» демәкчи.

9:25 Мис. 30:10; Лав. 16:2,34; Ибр. 9:7.

9:28 «Мәсиһ... Өзини тәлпүнүп күткәнләргә гунани йоқ қилған һалда ниҗат кәлтүрүшкә иккинчи қетим ашкарә болиду» — «гунани йоқ қилған һалда» грек тилида «гуна йоқ һалда». Бизниңчә «гуна йоқ һалда» дегән ибарә Мәсиһниң Өзиниң гунасиз екәнлигини көрситиш үчүн дейилгән әмәс (чүнки Униң гунасизлиғи ениқ), бәлки Униң гунаниң өзини бир тәрәп қилиш ишини түгигәнлигини көрситиду, дәп қараймиз. «Гуна йоқ һалда ниҗат кәлтүрүшкә иккинчи қетим ашкарә болиду» дегәнлик тоғрисидики йәнә бир чүшәнчиси: «(Мәсиһниң иккинчи қетимки келиши) инсанларниң гуналириниң бәдилигә қурбан болуш үчүн әмәс, бәлки ниҗат кәлтүрүшкә иккинчи қетим ашкарә болиду» дегәндәк.

9:28 Рим. 5:6, 8; 1Пет. 3:18.