«Худаға йүзлинип яшаш» — буниң бәлким үч мәнаси бар болуши мүмкин; (1) Худаниң шан-шәриви үчүн яшаш; (2) Худаға пүтүнләй тайинип яшаш (шундақ қилғанда өлүм болмайду); (3) Худаниң йетәкчилиги астида яшаш. Расул бәлким ишәнгүчиләрниң яшаватқан йеңи һаятиму өзиниң шәхсий нийәтлири үчүн әмәс, бәлки «Худаға йүзлинип яшаватқан» болуши керәк, демәкчи болиду («Рим.» 6:10-11-айәтниму көрүң). ■ Рим. 7:4; 14:7; 2Кор. 5:15; 1Тес. 5:10; Ибр. 9:14; 1Пет. 4:2. 20 Мән Мәсиһ билән биллә крестләнгәнмән, лекин мана, яшаватимән! Лекин яшаватқини мән әмәс, бәлки мәндә туруватқан Мәсиһдур. Вә мениң һазир әтлиримдә яшаватқан һаят болса, мени сөйгән вә мән үчүн Өзини пида қилған Худаниң Оғлиниң иман-етиқатидиндур. □ «мениң һазир әтлиримдә яшаватқан һаят болса, ... Худаниң Оғлиниң иман-етиқатидиндур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «мениң һазир әтлиримдә яшаватқан һаят болса... Худаниң Оғлиға болған етиқат билән». Өзимизниң тәрҗимимиз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. ■ Гал. 1:4; Әф. 5:2; Тит. 2:14. 21 Мән Худаниң меһри-шәпқитини бекар қиливәтмәймән; чүнки һәққанийлиқ Тәврат қануни арқилиқ келидиған болса, Мәсиһниң өлүши бекардин-бекар болуп қалатти.□ «Мән Худаниң меһри-шәпқитини бекар қиливәтмәймән; чүнки һәққанийлиқ Тәврат қануни арқилиқ келидиған болса, Мәсиһниң өлүши бекардин-бекар болуп қалатти» — әгәр адәмләр тиришип-тирмишип Тәврат қануниға әмәл қилалиған яки қилалайдиған болса, шундақла өзини һәққаний адәм дәп испатлиса, немишкә Әйса Мәсиһ Өзини қурбанлиқ қилди? Ундақ болғанда инсанлар гуналиридин қутулуш үчүн Худаниң меһри-шәпқитигә муһтаҗ болмиған болатти; йәни, Мәсиһниң адәмни гуналиридин қутқузуп ниҗат йолини ечиш үчүн болған өлүши бекар болатти (Мәсиһниң өлүши әсли мүмкин болмайдиған иш еди; бу тарихта әң карамәт, аләмшумул әҗайип вақиә еди; чүнки У Өзи ««Һаят Өзүмдүрмән», «Тирилиш Өзүмдүрмән» дегән еди; «Һаят» Болғучи қандақму өлсун?). ■ Ибр. 7:11.
□2:1 «Йәнә буниңдин он төрт жил кейин..» — йәни бәлким у Мәсиһгә етиқат қилғандин 14 жил кейин. «мән Барнабас билән Йерусалимға чиқтим; Титусниму һәмраһ қилип бардим» — бизниңчә, бу «Рос.» 15:2дә тилға елинған сәпәр еди. Бәзи алимлар у зиярәтни «Рос.» 11:30 вә 12:25дә тилға елинған сәпәрни көрситиду, дәп қарайду.
□2:2 «мән бекар чапмиғинимни яки бекар чапмайватқинимни җәзмләштүрүш үчүн Йерусалимдикиләрниң алдида ... әлләр арисида җакалайдиған хуш хәвәрни баян қилдим» — «бекар чапмиғиним» вә «бекар чепиватқиним» дегән мәнаси немә болатти? Павлус өзиниң хуш хәвәрни җакалаш хизмитини «мениң чепишим» яки «жүгүрүшүм» дәп тәсвирләйду. У мошу йәрдә башқа расуллар билән көрүшүштики мәхсити униң йәткүзгән «хуш хәвәр»ниң тоғра екәнлигини җәзмләштүрүш, шундақла уларниму униң хизмити тоғрилиқ хатирҗәм қилиш үчүн еди.
□2:3 «Нәтиҗидә, һәтта маңа һәмраһ болған Титус Юнанлиқ болсиму, хәтнини қобул қилишқа мәҗбурланмиди» — «Юнанлиқ» яки «грек» — Йәни Йәһуди әмәс, шуниңдәк хәтнә қилинған киши әмәс.
□2:4 «шу чағдики «хәтнә мәсилиси» болса, ... ялғанчилиқ қилған сахта қериндашлар түпәйлидин болған еди» — бизниңчә «хәтнә мәсилиси» (грек тилида «бу иш») жуқуриқи 3-айәттә «маңа һәмраһ болған Титус Юнанлиқ болсиму, хәтнини қобул қилишқа мәҗбурланмиди» дейилгән иш билән бағлиқ. Демәк, әйни чағда бәзи «ялғанчилиқ қилған сахта қериндашлар» «шу ят әллик адәм хәтнә қобул қилмиса болмайду» дегән пикирни оттуриға қойған болса керәк.
□2:6 «лекин абройлуқ һесапланған адәмләр...» — Павлус бу сәл кинайиликрәк көрүнгән гәпни ишлитиши билән башқа расулларға яки җамаәтниң ақсақаллириға һөрмәтсизлик қилмақчи әмәс, бәлки Галатиялиқларға (шундақла, бизләргә!) инсанларни Худадин жуқури қоймаслиқ керәк, дәп көрсәтмәкчи. «мошу абройлуқ әрбаблар дәп саналғанларниң мәндики хуш хәвәргә қошқини йоқ еди» — грек тилида: «маңа һеч нәрсә қошмиди».
■2:6 Қан. 10:17; 2Тар. 19:7; Аюп 34:19; Рос. 10:34; Рим. 2:11; Әф. 6:9; Кол. 3:25; 1Пет. 1:17.
□2:7 «дәл әксичә, хуш хәвәрни хәтнә қилинғанларға йәткүзүш вәзиписи Петрусқа тапшурулғандәк, хәтнисизләргә йәткүзүш вәзиписи маңа тапшурулған дәп тонуп йетип...» — мошу айәтләрдики «хәтнә қилинғанлар» Йәһудийларни, «хәтнисизләр» Йәһудий әмәсләрни көрситиду, әлвәттә.
■2:8 Рос. 9:15; 13:2; 22:21; Гал. 1:16; Әф. 3:8.
□2:10 «Уларниң бизгә пәқәт кәмбәғәлләрни унтумаңлар дегән бирла тәливи бар еди» — мүмкинчилиги барки, расулларниң Павлусқа «кәмбәғәлләр» тоғрилиқ болған тәливи өзлири арисидики, Йерусалим җамаитидики кәмбәғәлләрни тәкитләп көрсәтмәкчи.
■2:10 Рос. 11:30; 24:17; Рим. 15:25; 1Кор. 16:1; 2Кор. 8:1; 9:1.
□2:12 «Чүнки Яқупниң йенидин бәзи адәмләр келиштин илгири у ят әлликләр билән һәмдәстихан болған еди» — «Яқупниң йенидин бәзи адәмләр» Йерусалимдин кәлгән Йәһудий қериндашлар еди. «бирақ улар кәлгәндә, хәтниликләрдин қорқуп шу қериндашлардин өзини тартти» — «хәтниликләрдин қорқуп..»: — мүмкинчилиги барки, мошу кишиләр: «Йәһудий әмәсләрму хәтнә қилиниши керәк» дәп ойлиған. Умумән ейтқанда «кона әһдә» бойичә, Йәһудийларниң әслидә Йәһудий әмәсләрниң йемәкликлирини йейишигә, улар билән һәмдәстихан болушқа болмайтти.
□2:15 «Биз иккимиз туғулушимиздинла Йәһудиймиз, «гунакар дәп қаралған ят әлликләр»дин әмәсмиз...» — Павлусниң мошу «гунакар дәп қаралған ят әлликләр» дегән сөзлири билән Петрусқа Йәһудийларниң әнъәнивий көзқаришини яки позитисйисини әслитиду. Йәһудийлар өзлириму гунакарлар, әлвәттә!
□2:16 «лекин инсанниң һәққаний қилинишини Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән әмәс, бәлки Әйса Мәсиһниң етиқат-садақәтлиги билән болиду, дәп билимиз» — «Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән» дегән ибарә грек тилида интайин қисқартилип: «қанундики әмәлләр билән...» яки «қанунға қаритилған әмәлләр билән» яки «қанундин чиққан әмәлләр» дәп ипадилиниду. Бу ибарә «Рим.» 3:20, 28, «Гал.» 3:2, 5, 10диму тепилиду. Инсанниң барлиқ «Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири» өзиниң гунаға патқан бир гунакар екәнлигини испатлайду, халас. «инсанниң һәққаний қилиниши ...бәлки Әйса Мәсиһниң етиқат-садақәтлиги билән...» — яки «инсанниң һәққаний қилиниши ... бәлки Әйса Мәсиһгә етиқат қилиш билән...». «Мәсиһгә бағланған етиқат билән һәққаний қилинишимиз үчүн бизму Мәсиһ Әйсаға етиқат қилдуқ» — «бизму» — Павлус Петрусқа сөз қиливатиду, мошу сөзи билән улар иккилисиниң Йәһудийлар екәнлигини көздә тутиду.
■2:16 Рос. 13:38; Рим. 3:20,28; 8:3; Гал. 3:11; Ибр. 7:18.
□2:17 «Амма Мәсиһтә һәққаний қилинишқа издәнгинимиздә, бизму «гунакар» дәп испатланған болсақму, Мәсиһ әнди гунаниң хизмитидә болғучиму?! Яқ, һәргиз!» — «бизму «гунакар» дәп испатланған болсақму» — һәр адәм хуш хәвәргә ишәнсә, Худаниң ниҗатини қобул қилиши үчүн авал өзиниң гунакар екәнлигини тонуп йетиши, шундақла барлиқ гуналирини иқрар қилиши керәк, әлвәттә. Бу җәһәттә Йәһудийлар вә Йәһудий әмәсләр арисида һеч қандақ пәриқ йоқ.
□2:18 «Амма мән әслидә ғулатқан нәрсиләрни қайтидин қурсам, өзүмни Тәврат қануниға хилаплиқ қилғучи дәп испатлап көрсәткән болимән» — «ғулатқан нәрсиләр» тоғрилиқ: — бу әсли Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилгәнликни көрситиду. Әгәр бириси өз реаллиғиға асасән: «Мениң Тәврат қануниға әмәл қилалишим қәтъий мүмкин әмәс екән» дәп шу тиришишни ташлап, Мәсиһкә етиқат қилиш йоли билән һәққанийлиққа еришсиму, лекин андин йәнә қайтидин тиришип, һәққаний болуш үчүн Тәврат қануниға әмәл қилишқа қайтидин интилсә, бәрибир өзиниң гунакарлиғини испатлап қоятти. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.
□2:19 «... Чүнки мән Тәврат қануни билән Тәврат қануниға нисбәтән өлдүм; нәтиҗидә, мән Худаға йүзлинип яшаватимән» — бу интайин муһим икки айәт (19-20) тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз. «Худаға йүзлинип яшаш» — буниң бәлким үч мәнаси бар болуши мүмкин; (1) Худаниң шан-шәриви үчүн яшаш; (2) Худаға пүтүнләй тайинип яшаш (шундақ қилғанда өлүм болмайду); (3) Худаниң йетәкчилиги астида яшаш. Расул бәлким ишәнгүчиләрниң яшаватқан йеңи һаятиму өзиниң шәхсий нийәтлири үчүн әмәс, бәлки «Худаға йүзлинип яшаватқан» болуши керәк, демәкчи болиду («Рим.» 6:10-11-айәтниму көрүң).
■2:19 Рим. 7:4; 14:7; 2Кор. 5:15; 1Тес. 5:10; Ибр. 9:14; 1Пет. 4:2.
□2:20 «мениң һазир әтлиримдә яшаватқан һаят болса, ... Худаниң Оғлиниң иман-етиқатидиндур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «мениң һазир әтлиримдә яшаватқан һаят болса... Худаниң Оғлиға болған етиқат билән». Өзимизниң тәрҗимимиз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
■2:20 Гал. 1:4; Әф. 5:2; Тит. 2:14.
□2:21 «Мән Худаниң меһри-шәпқитини бекар қиливәтмәймән; чүнки һәққанийлиқ Тәврат қануни арқилиқ келидиған болса, Мәсиһниң өлүши бекардин-бекар болуп қалатти» — әгәр адәмләр тиришип-тирмишип Тәврат қануниға әмәл қилалиған яки қилалайдиған болса, шундақла өзини һәққаний адәм дәп испатлиса, немишкә Әйса Мәсиһ Өзини қурбанлиқ қилди? Ундақ болғанда инсанлар гуналиридин қутулуш үчүн Худаниң меһри-шәпқитигә муһтаҗ болмиған болатти; йәни, Мәсиһниң адәмни гуналиридин қутқузуп ниҗат йолини ечиш үчүн болған өлүши бекар болатти (Мәсиһниң өлүши әсли мүмкин болмайдиған иш еди; бу тарихта әң карамәт, аләмшумул әҗайип вақиә еди; чүнки У Өзи ««Һаят Өзүмдүрмән», «Тирилиш Өзүмдүрмән» дегән еди; «Һаят» Болғучи қандақму өлсун?).