5
1 Шуниң билән Сулайман Пәрвәрдигарниң өйи үчүн қилидиған барлиқ қурулушлар тамам болғанда, у атиси Давут Худаға атап беғишлиған нәрсиләрни (йәни күмүч, алтун вә һәммә башқа буюмларни) елип келип, Пәрвәрдигарниң өйиниң ғәзнилиригә қойдурди.
Сулайман әһдә сандуғини ибадәтханиға елип кириду
1Пад. 8:1-66
2 Шу чағда Сулайман Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини «Давут шәһири»дин, йәни Зиондин йөткәп келиш үчүн Исраил ақсақаллирини, қәбилә бәглирини вә Исраил җәмәтлириниң бәглирини Йерусалимға жиғилишқа чақирди.
3 Буниң үчүн Исраилниң һәммә адәмлири Етаним ейида, йәни йәттинчи айда, бекитилгән һейтта падишаниң қешиға жиғилди
□ 4 Исраилниң һәммә ақсақаллири йетип кәлгәндә Лавийлар әһдә сандуғини көтирип
маңди.
5 Улар әһдә сандуғини, җамаәт чедири билән униң ичидики барлиқ муқәддәс буюмларни көтирип елип чиқти. Каһинлар болған Лавийлар мошуларни елип чиқти.
□ 6 Сулайман падиша вә барлиқ Исраил җамаити әһдә сандуғиниң алдида меңип, көплигидин санини елип болмайдиған сан-санақсиз қой билән калини қурбанлиқ қиливататти.
7 Каһинлар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини өз җайиға, ибадәтханиниң ички «каламхана»сиға, йәни әң муқәддәс җайға елип кирип керубларниң қанатлириниң астиға қойди.
□ 8 Керубларниң йейилип турған қанити әһдә сандуғиниң орни үстидә болғачқа, әһдә сандуғи билән уни көтирип туридиған балдақларни йепип туратти.
9 Бу балдақлар сандуқниң тутқучлиридин наһайити узун чиқип турғачқа, каламханиниң алдида туруп әһдә сандуғиниң йенидики икки балдақниң учлирини көргили болатти, бирақ өйниң сиртида уларни көргили болмайтти; бу балдақлар таки бүгүнгә қәдәр шу йәрдә турмақта.
□ 10 Әһдә сандуғиниң ичидә Муса пәйғәмбәр Һорәб теғида турғанда ичигә салған икки тахтайдин башқа һеч нәрсә йоқ еди (Исраиллар Мисир зиминидин чиққандин кейин Пәрвәрдигар улар билән Һорәбдә әһдә түзгән еди).
□ 11 Каһинлар муқәддәс җайдин чиқишти (шу йәрдә һазир болған барлиқ каһинлар, өз нөвитигә қаримай өзлирини Худаға атап пакизлиған еди;
□ 12 нәғмә-навачи барлиқ Лавийлар, җүмлидин Асаф, Һеман, Йәдутун вә уларниң оғуллири һәм қериндашлири чәкмән тонлирини кийишип, қурбангаһниң шәрқидә туруп чаң, тәмбур вә чилтарлар челишиватқан еди; улар билән биллә канай челиватқан йәнә бир йүз жигирмә каһин бар еди)
13 вә шундақ болдуки, канайчилар билән нәғмә-навачилар һәммиси бирдәк челип, бир аваз билән Пәрвәрдигарға тәшәккүр-һәмдусана ейтиватқанда, йәни канайлар, җаңлар вә һәр хил сазларни челип, жуқури аваз билән «Пәрвәрдигар меһривандур, өзгәрмәс муһәббити әбәдил-әбәтгичидур» дәп Пәрвәрдигарни мәдһийәләватқанда — шу һаман ибадәтхана, йәни Пәрвәрдигарниң өйи бир булут билән толдурулди;
14 каһинлар әшу булут түпәйлидин вәзипилирини өтүшкә туралмайтти, чүнки Пәрвәрдигарниң җуласи Худаниң өйини толдурған еди.