Демисәкму, Мәсиһ бу сөзләрни Өзи дунияға келишидин 1000 жилчә бурун Өз Роһи арқилиқ Зәбурда Давут пәйғәмбәрниң ағзидин бешарәт сүпитидә алдин-ала ейтиду. ■ Зәб. 39:8, 9
Демәк, бу bашқа-башқа көзқарашлар арисидики пәрқләр анчә чоң әмәс. 10 Худаниң бу ирадиси бойичә Әйса Мәсиһниң тениниң бир йолила қурбан қилиниши арқилиқ биз гунадин паклинип, Худаға аталдуқ.□ «Әйса Мәсиһниң тениниң бир йолила қурбан қилиниши арқилиқ биз гунадин паклинип, Худаға аталдуқ» — «гунадин паклинип, Худаға аталдуқ» грек тилида бирла сөз билән ипадилиниду: «муқәддәсләштүрүлдуқ» яки «пак-муқәддәс қилиндуқ». Инҗил бойичә «муқәддәс» дегән сөзниң икки мәзмуни бар: (1) гунадин пакланған; (2) Худаға алаһидә аталған. ■ Ибр. 9:12.
Грек тилида 19-25-айәтләр бирла җүмлә билән ипадилиниду.
■10:4 Лав. 16:14; Чөл. 19:4; Ибр. 9:13.
□10:5 «Шуниң үчүн, У дунияға кәлгәндә мундақ дегән: —» — «У» — Мәсиһни көрситиду.
■10:5 Зәб. 39:7; Йәш. 1:11; Йәр. 6:20; Ам. 5:21.
□10:7 «....Шуңа җавап бәрдимки — «Мана Мән кәлдим! — қанун дәстуруңда Мән тоғрилиқ пүтүлгәндәк — И Худа, ирадәңни әмәлгә ашуруш үчүн кәлдим»» — (5-7-айәт) «Зәб.» 39:7-10 (кона грек «Септуагинт» (LXX) тәрҗимисидин). Бу айәтләрдә Тәвраттики төрт хил асасий қурбанлиқ (инақлиқ яки тәшәккүр қурбанлиқлири (рәһмәт қурбанлиқлири), ашлиқ һәдийәлири, көйдүрмә вә гунани тилигүчи қурбанлиқлар) тилға елиниду. Демисәкму, Мәсиһ бу сөзләрни Өзи дунияға келишидин 1000 жилчә бурун Өз Роһи арқилиқ Зәбурда Давут пәйғәмбәрниң ағзидин бешарәт сүпитидә алдин-ала ейтиду.
■10:7 Зәб. 39:8, 9
□10:9 «Демәк, Худа кейинкисини күчкә егә қилиш үчүн, алдинқисини әмәлдин қалдуриду» — «алдинқиси» бәлким (1) жуқурида тилға елинған кона әһдигә мунасивәтлик қурбанлиқларни яки (2) кона әһдиниң өзини көрситиду; «кейинкиси» (яки «иккинчиси») болса (3) Әйса Мәсиһниң бирдин-бир қурбанлиғи яки (4) 9-айәттә көрситилгән «Худаниң ирадисини әмәлгә ашуруш»ни көрситиду. Бизниңчә (1) вә (4) алди-кәйни айәтләргә мувапиқтур. Йеңи әһдиниң түп мәхсити вә ахирқи нәтиҗиси «Худаниң ирадисигә әмәл қилиш»дин ибарәттур. Бу ирадә Мәсиһниң бизни гунадин қутқузидиған қурбанлиқ өлүмини өз ичигә алиду, әлвәттә. Демәк, бу bашқа-башқа көзқарашлар арисидики пәрқләр анчә чоң әмәс.
□10:10 «Әйса Мәсиһниң тениниң бир йолила қурбан қилиниши арқилиқ биз гунадин паклинип, Худаға аталдуқ» — «гунадин паклинип, Худаға аталдуқ» грек тилида бирла сөз билән ипадилиниду: «муқәддәсләштүрүлдуқ» яки «пак-муқәддәс қилиндуқ». Инҗил бойичә «муқәддәс» дегән сөзниң икки мәзмуни бар: (1) гунадин пакланған; (2) Худаға алаһидә аталған.
□10:12 «Бирақ, бу каһин болса гуналар үчүн бирла қетимлиқ мәңгү инавәтлик бир қурбанлиқни сунғандин кейин, Худаниң оң йенида олтарди» — оқурмәнләргә аян болидуки, кона әһдә дәвридә каһинларниң хизмитиниң айиғи йоқ еди, шуниң билән дайим «туратти» (өрә туратти, ибадәт чедирида орундуқ йоқ еди). Лекин Әйса биз үчүн өзини бирла қурбанлиқ сунғандин кейин «олтарди».
■10:12 Зәб. 109:1; Рос. 2:34; 1Кор. 15:25; Әф. 1:20; Кол. 3:1; Ибр. 1:13.
□10:13 «У шу йәрдә «дүшмәнлири Өз айиғи астида тәхтипәр қилинғичә» күтиду» — 2:13 вә «Зәб.» 109ни көрүң.
■10:16 Йәр. 31:31-34; Рим. 11:27; Ибр. 8:8.
□10:17 «...Уларниң гуналири вә итаәтсизлигирини мәңгүгә есимдин чиқириветимән» — (16-17-айәт) «Йәр.» 31:31-34.
■10:19 Юһ. 10:9; 14:6; Рим. 5:2; Әф. 2:13; 3:12.
□10:21 «шундақла Худаниң аилисини башқуридиған бизниң улуқ каһинимиз болғанлиғи билән, ...» — «Худаниң аилиси» етиқатчи җамаәтни көрситиду.
□10:22 «диллиримиз виҗдандики булғунушлардин сепилиш билән пакланған» — мошу сөзләр йеңи әһдә астидики етиқатчиларниң әһвали билән кона әһдә астидикиләрниң әһвалиниң селиштурмисини көздә тутиду — кона әһдә астидикиләр каһин тәрипидин қурбанлиқ қанлири сепилиши арқилиқ «гуналири йепилған» яки «кафарәт қилинған». Әнди йеңи әһдә астидикиләрниң диллири Әйсаниң қурбанлиқ қени сепилиш билән, виҗданида һеч қандақ булғинишлар қалмайду. «бәдинимиз сап су билән жуюлғандәк тазиланған һалда етиқатниң толуқ җәзм-хатирҗәмлиги вә сәмимий қәлб билән Худаға йеқинлишайли!» — мошу ибариләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
□10:25 «болупму шу күниниң йеқинлашқанлиғини байқиғиниңларда, техиму шундақ қилайли» — «шу күн» Мәсиһниң бу дунияға қайтип келидиған күнини көрситиду, әлвәттә. Инҗилни язғучиларниң нәзиридә пәқәт бир күн, йәни «шу күн»ла көздә тутулиду. Грек тилида 19-25-айәтләр бирла җүмлә билән ипадилиниду.
■10:26 Чөл. 15:30; Мат. 12:31; Ибр. 6:4; 2Пет. 2:20; 1Юһа. 5:16.
□10:27 «бәлки бизгә қалидиғини пәқәт сорақ, шундақла Худа билән қаршилишидиғанларни йәп түгитишкә тәйяр туридиған ялқунлуқ отни қорқунуч ичидә күтүшла, халас» — бу муһим айәт үстидә йәнә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
■10:28 Чөл. 35:30; Қан. 17:6; 19:15; Мат. 18:16; 2Кор. 13:1.
□10:30 «Интиқам Мениңкидур, кишиниң қилмишлирини өз бешиға өзүм яндуримән, дәйду Пәрвәрдигар» ... «Пәрвәрдигар Өз хәлқини сораққа тартиду»» — бу сөзләр «Қан.» 32:35 вә 36дин елинған.
■10:30 Қан. 32:35, 36; Рим. 12:19.
□10:32 «Әнди силәр йорутулуштин кейин, азап-оқубәтлик, қаттиқ күрәшләргә бәрдашлиқ бәргән әшу бурунқи күнләрни есиңларда тутуңлар» — мошу азап-оқубәт чекиши етиқатта чиң түрғанлиғи түпәйлидин, әлвәттә.
□10:34 «чүнки силәр һәм мәһбусларниң дәрдигә ортақ болдуңлар» — бу мәһбуслар етиқат үчүн зинданда ятқан. «һәм мал-мүлкүңлар буланғандиму,... хошаллиқ билән бу ишни қобул қилдиңлар» — «мал-мүлкүңлар буланғанда» — мошу ишниң тарихий тәпсилатлири тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизниму көрүң.
□10:37 «Пәқәт азғинә вақиттин кейинла»... Кәлгүчи дәрвәқә йетип келиду, У кечикмәйду» — «Йәш.» 26:20, «Һаб.» 2:3.
■10:37 Һаб. 2:2-3; Һаг. 2:7; 1Пет. 1:6; 5:10.
□10:38 «Бирақ һәққаний болғучи етиқат билән яшайду» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «Мениң һәққаний адимим етиқат билән яшайду» дейилиду. «Бирақ һәққаний болғучи етиқат билән яшайду; лекин у кәйнигә чекинсә, җеним униңдин сөйүнмәйду»» — «Һаб.» 2:4.
■10:38 Һаб. 2:4; Рим. 1:17; Гал. 3:11.
□10:39 «... Биз болсақ кәйнигә чекинип һалак болидиғанлардин әмәс, бәлки етиқат билән өз җенимизни егилигәнләрдиндурмиз» — мошу айәттә «җан» җисманий тәрәп әмәс, бәлки роһий тәрәптики һаятни көрситиду.