36
Шуниң билән Бәзаләл вә Оһолияблар, шуниңдәк Пәрвәрдигар муқәддәс чедир ясашниң һәр хил ишлириға керәк болған даналиқ-һекмәт вә әқил-парасәтни ата қилған маһир устиларниң һәр бири уларға қошулуп, шу ишни униң әмир қилғини бойичә әмәлгә ашуриду».
 
Хәлиқниң һәдийәлири
Шу вақитта Муса Бәзаләл вә Оһолиябни, шундақла Пәрвәрдигар даналиқ-һекмәт билән көңүллирини толдурған, көңли өзини шу ишни қилишқа қатнишишқа далаләт қилған барлиқ һүнәрвән-касипларни чақирип жиғди. Улар келип муқәддәс чедирни ясашқа, шундақла униң иш-хизмәтлиригә керәклик сәрәмҗанларни ясашқа Исраиллар елип кәлтүргән барлиқ «көтәрмә һәдийә»ләрни Мусадин тапшурувалди. Исраил хәлқи йәнила өз мәйли билән һәр күни әтигини Мусаға ихтиярий һәдийә кәлтүрүп туратти. Андин муқәддәс чедирниң ишлирини қиливатқан устиларниң һәммиси қолидики ишини қоюп қоюп келип, Мусаға: — Хәлиқниң елип кәлгини Пәрвәрдигар бизгә қилишқа буйруған ишни пүткүзүшкә еһтияҗ болғинидин көп ешип кәтти! — дейишти.
Андин Муса әмир қилип, пүткүл чедиргаһ бойичә: «Мана, әр болсун, аял болсун, һеч ким муқәддәс чедирни ясаш үчүн «көтәрмә һәдийә» сүпитидә йәнә һеч қандақ нәрсә тәйярлап кәлмисун!» дәп җакалатти. Буниң билән көпчилик һәдийәләр кәлтүрүштин тохтитилди. Чүнки улар тәйярлиған материяллар пүткүл қурулуш ишиға йетәтти, һәтта ешип қалатти.
 
Ибадәт чедириниң ясилиши
Муқәддәс чедирниң қурулуш ишини қиливатқан устиларниң һәр бири непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнгән он парчә йопуқ ясап, керубларниң сүритини йопуқларға чевәрлик билән лайиһиләп нәпис қилип кәштиләп чиқти. Һәр бир йопуқниң узунлуғи жигирмә сәккиз гәз, кәңлиги төрт гәз болуп, һәр бир йопуқ охшаш чоң-кичикликтә қилинди. Мис. 26:2 10  Бәзаләл йопуқларниң бәшини бир-биригә улиди, қалған бәш йопуқниму һәм бир-биригә улиди. 11 У улап чиқилған биринчи чоң парчиниң әң четидики қисминиң бир тәрипигә рәңги көк измиләрни қадиди, шуниңдәк улап чиқилған иккинчи чоң парчиниң әң четидикисиниң бир тәрипигиму шундақ қилди. Мис. 26:4 12 Биринчи чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә қадиди, иккинчи чоң парчиниң әң четидикисигиму әллик измә қадиди. Измиләр бир-биригә удулмуудул қилинди. Мис. 26:5,10 13 Муқәддәс чедир бир пүтүн болсун үчүн у алтундин әллик илғу ясап, икки парчә йопуқни шу илғулар билән бир-биригә туташтурди. Мис. 26:6
14 У муқәддәс чедирни йепиш үчүн өшкә тивитидин йопуқларни ясиди; йопуқтин он бир парчә ясиди. 15 Йопуқларниң һәр бириниң узунлуғи оттуз гәз, кәңлиги төрт гәз болуп, он бир йопуқниң һәммиси охшаш чоң-кичикликтә қилинди. 16 Йопуқларниң бәшини у улап бир қилип, қалған алтә йопуқниму улап бир қилди. 17 У биринчи улап чиқилған чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә, иккинчи улап чиқилған чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә қадиди. 18 У чедир бир пүтүн болсун үчүн һәм мистин әллик илғу ясап, икки чоң парчини улап қойди. Мис. 26:11
19 У буниңдин башқа чедирға қизил боялған қочқар терисидин йопуқ ясап япти, андин униң үстидинму делфин терисидин ясалған йәнә бир йопуқни қаплиди. Мис. 26:14
20 У муқәддәс чедирниң тик тахтайлирини акатсийә яғичидин ясап тиклиди. Мис. 26:15 21 Һәр бир тахтайниң узунлуғи он гәз, кәңлиги бир йерим гәз қилинди. Мис. 26:16 22 Һәр бир тахтайниң иккидин туруми бар еди, һәр икки тахтай шулар билән бир-биригә четилди; у чедирниң барлиқ тахтайлирини шундақ ясиди. Мис. 26:17
23 У чедирниң тахтайлирини шундақ ясиди; жигирмиси җәнуп тәрәпкә орнитилди; Мис. 26:18 24 у бу жигирмә тахтайниң тегигә күмүчтин қириқ тәглик ясиди; бир тахтайниң астидики икки туруми үчүн иккидин тәглик, йәнә бир тахтайниң икки туруми үчүн иккидин тәгликни ясиди. Мис. 26:19
25 Шуниңдәк у чедирниң удул тәрипигә, йәни шимал тәрипигә жигирмә тахтай ясиди, Мис. 26:20 26 шундақла буларниң қириқ тәглигини күмүчтин ясиди; бир тахтайниң тегигә иккидин тәглик, йәнә бир тахтайниң тегигә иккидин тәглик орунлаштурулди. Мис. 26:21 27 Чедирниң кәйни тәрипигә, йәни ғәрип тәрәпкә алтә тахтайни ясап орнатти. Мис. 26:22 28 У чедирниң кәйни тәрипидики икки булуңға икки тахтайни ясап орнатти. Мис. 26:23 29 Бу булуң тахтайлири астидин үстигичә икки қат қилип тахтайларни өз ара четиштурди, үсти бир һалқиға бекитилди. У һәр иккисини шундақ ясап, икки булуңға орнатти. Мис. 26:24 30 Шуңлашқиму у тәрипидә сәккиз тахтай болди, уларниң күмүчтин ясалған он алтә тәглиги бар еди; бир тахтайниң тегидә икки тәглик, йәнә бир тахтайниң тегидә икки тәглик бар еди. Мис. 26:25
31 Буниңдин башқа у акатсийә яғичидин балдақ ясиди; чедирниң бу тәрипидики тахтайларға бәш балдақни, Мис. 26:26 32 чедирниң у тәрипидики тахтайларға бәш балдақни, чедирниң арқа тәрипидики тахтайларға, йәни ғәрип тәрипидики тахтайларғиму бәш балдақни ясиди. Мис. 26:27 33 У тахтайларниң оттуридики оттура балдақни бу тәрәптин у тәрәпкә йәткүзүп ясиди. Мис. 26:28 34 У тахтайларни алтун билән қаплап, балдақлар өткүзүлидиған һалқиларни алтундин ясап, балдақларни алтун билән қаплиди. Мис. 26:29
35 У непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнгән бир пәрдә ясиди; уни керубларниң сүритини чевәрлик билән лайиһиләп нәпис қилип чүшүрүп, кәштиләп чиқарди. Мис. 26:31 36 Уни есишқа у акатсийә яғичидин төрт хада ясап, алтун билән қаплиди. Уларниң илмәклири алтундин ясалди; хадиларға у күмүчтин төрт тәгликни қуюп ясиди. Мис. 26:32
37 У чедирниң кириш еғизиға нәпис тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнгән бир пәрдә ясиди, уни кәштичигә кәштиләтти. Мис. 26:36 38 У йәнә бу пәрдиниң бәш хадисини илмәклири билән қошуп ясиди; уларниң башлирини вә балдақлирини алтун билән қаплиди; уларниң бәш тәглиги мистин ясалди. « бәш хадиниң башлирини вә балдақлирини алтун билән қаплиди» — 26:37-айәттики мошу хадиларни «алтун билән қаплиғин» дейилиду. Мошу айәттә қаплиниш көлүми даириси ениқ көрүниду — қариғанда, пүтүн хадилар әмәс, бәлки пәқәт «башлири» вә «четиқ»лири алтун билән қаплиниду.
«Балдақлар» — улар хадиларни өз ара четип туридиған таяқчилар болуп, хадиларни муқимлаштуруш вә пәрдиләрниму көтириш рольини ойнайду (38:17ни көрүң). «Балдақлар»ниң башқа тәрҗимилири: «һалқилар» яки «чәмбәрләр».
   Мис. 26:37
 
 

36:9 Мис. 26:2

36:11 Мис. 26:4

36:12 Мис. 26:5,10

36:13 Мис. 26:6

36:18 Мис. 26:11

36:19 Мис. 26:14

36:20 Мис. 26:15

36:21 Мис. 26:16

36:22 Мис. 26:17

36:23 Мис. 26:18

36:24 Мис. 26:19

36:25 Мис. 26:20

36:26 Мис. 26:21

36:27 Мис. 26:22

36:28 Мис. 26:23

36:29 Мис. 26:24

36:30 Мис. 26:25

36:31 Мис. 26:26

36:32 Мис. 26:27

36:33 Мис. 26:28

36:34 Мис. 26:29

36:35 Мис. 26:31

36:36 Мис. 26:32

36:37 Мис. 26:36

36:38 « бәш хадиниң башлирини вә балдақлирини алтун билән қаплиди» — 26:37-айәттики мошу хадиларни «алтун билән қаплиғин» дейилиду. Мошу айәттә қаплиниш көлүми даириси ениқ көрүниду — қариғанда, пүтүн хадилар әмәс, бәлки пәқәт «башлири» вә «четиқ»лири алтун билән қаплиниду. «Балдақлар» — улар хадиларни өз ара четип туридиған таяқчилар болуп, хадиларни муқимлаштуруш вә пәрдиләрниму көтириш рольини ойнайду (38:17ни көрүң). «Балдақлар»ниң башқа тәрҗимилири: «һалқилар» яки «чәмбәрләр».

36:38 Мис. 26:37