17
Һарунниң һасисиниң чечәклиши
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: — «Сән Исраилларға сөз қилип, улардин ата җәмәти бойичә, һәр қәбилиниң әмридин бирдин он икки һаса алғин; сән уларниң һәр бириниң исмини өзиниң һасисиға йезип қойғин. Лавий қәбилисиниң һасисиға Һарунниң исмини язғин, чүнки һәр бир ата җәмәт қәбилә башлиғи үчүн бир һаса вәкил болиду. Сән бу һасиларни җамаәт чедиридики һөкүм-гувалиқ сандуғиниң алдиға, йәни Мән сениң билән көрүшидиған йәргә қойғин. «һөкүм-гувалиқ» — мошу йәрдә «һөкүм-гувалиқ» Худаниң Исраилға болған түп әмирлирини, шундақла униң Исраил билән болған әһдисини көрситиду; Худаниң муқәддәс маһийити вә характери шу әмирләрдә аян қилинғачқа, «һөкүм-гува» дәпму атилиду.
Оқурмәнләргә аянки, шу әмирләр әһдә сандуғи ичидә сақлақлиқ таш тахтайлар үстидә пүтүклүк еди. Шуңа бәзидә сандуқ «һөкүм-гувалиқ сандуғи», ибадәт чедири «һөкүм-гувалиқ чедири» дәп атилиду.
   Мис. 25:22 Вә шундақ болидуки, Мән таллиған кишиниң болса, униң һасиси бих сүриду; шундақ қилип Исраилларниң силәргә ғудурашқан гәплирини тохтитип Маңа аңланмайдиған қиливетимән».
Шуниң билән Муса Исраилларға шундақ сөз қилди; уларниң һәммә әмирлири униңға бирдин һасини, җәмий болуп он икки һасини бәрди; һәр бир ата җәмәткә бир һаса вәкил болди, Һарунниң һасисиму шуларниң ичидә еди. Муса һасиларни һөкүм-гувалиқ чедириға әкирип Пәрвәрдигарниң һозуриға қойди.
Вә шундақ болдики, Муса әтиси һөкүм-гувалиқ чедириға киривиди, мана, Лавий җәмәтигә вәкил болған Һарунниң һасиси бих сүрүп, ғунчилап, чечәкләп, бадам чүшкән еди. Муса һасиларниң һәммисини Пәрвәрдигарниң алдидин елип чиқип, Исраил хәлқигә көрсәтти; улар көргәндин кейин һәр ким өз һасилирини елип кетишти.
10 Пәрвәрдигар Мусаға: — Шу асийлиқ қилғучи балиларға бир агаһ бәлгүси болсун дәп Һарунниң һасисини һөкүм-гуваниң алдиға әкирип қойғин. Шундақ қилсаң сән уларниң ғудурашқан гәплирини тохтитип, Маңа аңланмайдиған қилисән; уларму шуниң билән өлүп кәтмәйду, — деди. «һөкүм-гува» — 17:4тики изаһатта көрситилгәндәк, мошу йәрдә «һөкүм-гува» Худаниң Исраилға болған түп әмирлирини көрситиду, шундақла уларни сақлайдиған әһдә сандуғини көрситиду.   Ибр. 9:4
11 Муса шундақ қилди; Пәрвәрдигар өзигә қандақ буйруған болса у шундақ қилди.
12 Исраиллар Мусаға сөз қилип: —
Биз нәпәстин қалай дәватимиз, биз түгәштуқ, биз һәммимиз түгәштуқ! 13 Пәрвәрдигарниң ибадәт чедириға йеқинлашқанлар өлмәй қалмайду, шундақ екән, биз һәммимиз мутләқ нәпәстин қелишимиз керәкму? — дейишти.
 
 

17:4 «һөкүм-гувалиқ» — мошу йәрдә «һөкүм-гувалиқ» Худаниң Исраилға болған түп әмирлирини, шундақла униң Исраил билән болған әһдисини көрситиду; Худаниң муқәддәс маһийити вә характери шу әмирләрдә аян қилинғачқа, «һөкүм-гува» дәпму атилиду. Оқурмәнләргә аянки, шу әмирләр әһдә сандуғи ичидә сақлақлиқ таш тахтайлар үстидә пүтүклүк еди. Шуңа бәзидә сандуқ «һөкүм-гувалиқ сандуғи», ибадәт чедири «һөкүм-гувалиқ чедири» дәп атилиду.

17:4 Мис. 25:22

17:10 «һөкүм-гува» — 17:4тики изаһатта көрситилгәндәк, мошу йәрдә «һөкүм-гува» Худаниң Исраилға болған түп әмирлирини көрситиду, шундақла уларни сақлайдиған әһдә сандуғини көрситиду.

17:10 Ибр. 9:4