22
Худаниң Ибраһимни синиши — Исһақни қурбанлиқ қилиш
1 Бу ишлардин кейин шундақ болдики, Худа Ибраһимни синап униңға: — Әй Ибраһим! деди. У: мана мән! — дәп җавап бәрди.
2 У: — Сән оғлуңни, йәни сән сөйидиған ялғуз оғлуң Исһақни елип, Мория жутиға берип, шу йәрдә, Мән саңа ейтидиған тағларниң бириниң үстидә уни көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә сунғин, — деди.
□ ■ 3 Әтиси Ибраһим сәһәр қопуп, ешигини тоқуп, жигитлиридин иккилән билән Исһақни биллә елип, көйдүрмә қурбанлиқ үчүн отун йерип, Худа униңға ейтқан йәргә қарап маңди. 4 Үчинчи күни Ибраһим бешини көтирип қарап, жирақтин у йәрни көрди.
5 Ибраһим жигитлиригә: — Силәр ешәк билән мошу йәрдә туруп туруңлар. Мән балам билән у йәргә берип, сәҗдә қилип, андин қешиңларға йенип келимиз, — деди.
6 Шуниң билән Ибраһим көйдүрмә қурбанлиққа керәклик отунни елип, оғли Исһаққа йүдкүзүп, өзи қолиға пичақ билән отни елип, иккиси биллә жүрүп кәтти. 7 Исһақ атиси Ибраһимға: — Әй ата! девиди, у униңға җавап берип: — Мана мән, оғлум, деди. У униңдин: — Мана от билән отунғу бар, амма көйдүрмә қурбанлиқ болидиған қоза қени? — дәп соривиди, 8 Ибраһим җавап берип: — Әй оғлум, Худа Өзи Өзигә көйдүрмә қурбанлиқ қозини тәминләйду, — деди. Андин иккиси биргә йолини давамлаштурди.
9 Ахирида улар Худа Ибраһимға ейтқан җайға йетип кәлди. Ибраһим у йәрдә қурбангаһ ясап, үстигә отунни тизип қойди. Андин у оғли Исһақни бағлап, уни қурбангаһдики отунниң үстидә ятқузди.
■ 10 Андин Ибраһим қолини узитип, оғлини боғузлиғили пичақни алди.
11 Шуан Пәрвәрдигарниң Пәриштиси асмандин уни чақирип униңға: — Ибраһим, Ибраһим! — дәп вақириди.
12 У униңға: — Сән балиға қолуңни тәккүзмигин, уни һеч немә қилмиғин; чүнки Мән сениң Худадин қорққанлиғиңни билдим; чүнки сениң оғлуңни, йәни ялғуз оғлуңни Мәндин айимидиң, — деди.
13 Ибраһим бешини көтирип қаривиди, мана, арқисида мүңгүзлири чатқалға чирмишип қалған бир қочқарни көрди. Ибраһим берип қочқарни елип, уни оғлиниң орнида көйдүрмә қурбанлиқ қилип сунди.
14 Шуниң билән Ибраһим шу җайға «Яһвәһ-Йирәһ» дәп ат қойди. Шуңа кишиләр: «Пәрвәрдигарниң теғида тәминлиниду» дегән бу сөз бүгүнгә қәдәр ейтилип келиватиду.
□ 15 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси асмандин Ибраһимни иккинчи қетим чақирип униңға: —
16 Сән өз оғлуңни, йәни ялғуз оғлуңни айимай бу ишни қилғиниң үчүн Мән Өзүм билән қәсәм қилимәнки, дәйду Пәрвәрдигар,
■ 17 — Мән сени зор бәрикәтләп, нәслиңни асмандики юлтузлардәк нурғун көпәйтип, деңиз саһилидики қумдәк ғолдитимән; нәслиң болса дүшмәнлириниң дәрвазилириға егә болиду.
□ ■ 18 Сән Мениң авазимға қулақ салғиниң үчүн йәр йүзидики барлиқ әл-жутлар нәслиңниң нами билән өзлири үчүн бәхит-бәрикәт тиләйду, — деди.
□ ■ 19 Андин Ибраһим жигитлириниң қешиға йенип барди. Улар һәммиси орнидин турушуп Бәәр-Шебаға йол алди. Ибраһим Бәәр-Шебада туруп қалди.
Наһорниң әвлатлири
20 Бу ишлардин кейин Ибраһимға: «Мана Милкаһму иниң Наһорға бир қанчә оғул туғуп берипту», дегән хәвәр йәтти. 21 Улар болса тунҗа оғли уз, униң иниси Буз вә Арамниң атиси болған Кәмуәл, 22 андин Кәсәд, Хазо, Пилдаш, Йидлаф вә Бетуәл дегән оғуллар еди. 23 (Бетуәлдин Ривкаһ төрәлди). Бу сәккизини Милкаһ Ибраһимниң иниси Наһорға туғуп бәрди. 24 Шуниңдәк униң кенизиги Рәумаһму Тебаһ, Гаһам, Тахаш вә Маакаһ дегәнләрни туғуп бәрди.