□11:2 «Бирақ улар хәлқимни чақиривиди, улар дәрһал һозурумдин чиқип кәтти...» — «улар» — бутпәрәсләрни яки Исраил Мисирдин чиққанда учриған «Моаб»дикиләрни вә яки Қанаанға киргәндин кейин учрашқан Қанаандикиләрни көрситиши мүмкин. Айәт үстидики икки башқа көзқараш ипадиләйдиған башқа икки тәрҗимиси бар: (1) «Улар (пәйғәмбәрләр) уларни чақирғансери, улар (Исраил) өзлирини улардин (пәйғәмбәрләрдин) нери қилди»; (2) «Мән (Худа) уларни чақирғансери, улар өзлирини һозурумдин нери қилди». Ахирқи тәрҗимә миладийәдин илгириги 3-әсирдики «Септуагинт» (LXX) грек тәрҗимисигә әгишиду.
□11:5 «Улар Мисирға қайтидиған болмамду? Асурийәлик дәрвәқә уларниң падишаси болидиған әмәсму?» — Исраил Мисир вә Асурийәдин ярдәм издәп уларниң йениға «чиқти». Әнди бу айәттә тилға елинған уларниң «чиқиш»и яки «қайтиш»и (1- вә 2-айәтни көрүң) болса қачқун мусапир сүпитидә (Мисирға) яки әсир сүпитидә (Асурийәгә) болиду.
□11:8 «Қандақму сени Адмаһ шәһиридәк қилимән?! Сени қандақму Зәбоим шәһиридәк бир тәрәп қилимән?!» — «Адмаһ» вә «Зәбоим» дегән шәһәрләр еғир гуналири түпәйлидин Содом вә Гоморра билән тәң асмандин яққан от-гүнгүрт тәрипидин пүтүнләй һалак болди.
□11:9 «... Мән дәрғәзәп билән кәлмәймән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... Мән шәһәргә (җазалашқа) кирмәймән.
□11:11 «Улар Мисирдин қуштәк, Асурийә зиминидин пахтәктәк титригән һалда чиқип келиду; шуниң билән уларни өз өйлиригә маканлаштуримән» — Исраил (Әфраим)дикиләрдин бәзиләр авал Йәһудадин панаһ тапқан, андин кейин Йәһуда билән тәң Бабил империйәсигә сүргүн болған. Андин улар билән тәң Қанаанға (Пәләстингә) қайтип кәлгән — аҗизлиқта, «титригән һалда» қайтип кәлгән («2Тар.» 9:1-3, «Әзра» 1-2-бап).