8
Иккинчи апәт — пақа апити
Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Пирәвнниң алдиға берип униңға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Маңа ибадәт қилишқа Өз қовмимни қоюп бәр. Лекин уларни қоюп беришни рәт қилсаң, мана, Мән дөлитиңниң һәммә йерини пақилар билән бастуруп уримән. Дәрияда топ-топ пақилар пәйда болуп, дәриядин чиқип ордаңға, һоҗраңға, орун-көрпәңгә, әмәлдарлириңниң өйлиригә киривалиду, шуниңдәк хәлқиңниң учисиға, тонур вә тәңнилириңгә ямишип чиқивалиду. «ордаңға» — яки «өйүңгә». Пақилар өзүңниң үстибешиға, хәлқиңниң үстибешиға вә һәммә әмәлдарлириңниң үстибешиға ямишип чиқивалиду» — дегин, — деди. Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән Һарунға: Пақиларниң Мисир зимининиң үстигә чиқиши үчүн қолуңни узитип, һасаңни еқинлар, өстәңләр вә көлләрниң үстигә шилтиғин, дегин — деди. Шуниң билән Һарун қолини Мисирниң сулири үстигә узатти; шундақ қиливиди, пақилар чиқип Мисир зиминини қаплиди. Лекин җадугәрләрму өз җадулири билән охшаш ишни қилип, Мисир зимини үстигә пақиларни пәйда қилди. Пирәвн Муса билән Һарунни чақиртип: — Пақиларни мәндин вә хәлқимдин нери қилиш үчүн Пәрвәрдигардин өтүнүңлар. Шундақ болса, мән хәлқиңни Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилсун дәп қоюп беримән, деди.
Муса Пирәвнгә: — Бопту, мән иззитиңни қилай, пәқәт дәриядики пақиларла қелип, башқилири өзүңдин вә өйлириңдин айрилсун дәп, сән, әмәлдарлириң вә хәлқиң үчүн мениң дуа қилидиған вақтимни бекиткин, деди. «мән иззитиңни қилай» — ибраний тилида «мәндин иззәткә муйәссәр болғин».
10 У җавап берип: — Әтә болсун, деди.
Муса униңға: — Худайимиз Пәрвәрдигарға охшаш һеч бириниң йоқлуғини билишиң үчүн сениң дегиниңдәк болсун. 11 Пақилар сәндин, өйлириңдин, әмәлдарлириң вә хәлқиңдин чиқип кетиду; пәқәт дәриядила қалиду, деди.
12 Шуниң билән Муса вә Һарун Пирәвнниң алдидин чиқип кәтти. Андин Муса Пирәвнниң үстигә әвәтилгән пақилар тоғрисида Пәрвәрдигарға нида қилди.
13 Пәрвәрдигар Мусаниң тилигинидәк қилди. Буниң билән өйләрдики, һойлилардики вә етизлардики пақилар өлди.
14 Хәлиқ уларни жиғип дога-дога қилди, пүткүл жут-зимин сесиқчилиққа толди. 15 Лекин Пирәвн апәттин халас болғинини көргәндә, көңлини қаттиқ қилип, Пәрвәрдигар ейтқинидәк уларға қулақ салмиди. Мис. 7:14
 
Үчинчи апәт — паша апити
16 Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән Һарунға: — Һасаңни узитип, йәрниң тописини урғин. Буниң билән у пашиға айлинип, пүткүл Мисир зиминини қаплайду, дегин, — деди. «пашиға» — башқа хил тәрҗимиси: «питларға». Башқа хил һашарәтләрниму көрситиши мүмкин.
17 Улар шундақ қилди; Һарун қолини узитип һасиси билән йәрниң тописини урувиди, адәмләр вә һайванларниң үстибешини паша басти; пүткүл Мисир зиминидики топа-чаңлар пашиға айланди. Зәб. 104:31 18 Җадугәрләрму өз җадулири билән шундақ қилип паша пәйда қилишқа урунған болсиму, пәйда қилалмиди. Пашилар болса һәм адәмләрниң һәм һайванларниң үстибешини қаплап кәтти. 19 Андин җадугәрләр Пирәвнгә: — Бу иш Худаниң бармиғиниң қилғини! — дейишти. Лекин Пирәвн көңлини қаттиқ қилип, Пәрвәрдигар ейтқинидәк уларға қулақ салмиди.
 
Төртинчи апәт — көкүйүнләр апити
20 Пәрвәрдигар Мусаға: — Әтә сәһәр қопуп Пирәвнниң алдиға берип турғин — (шу вақитта у су бойиға чиқиду) униңға: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Маңа ибадәт қилиши үчүн Өз қовмимни қоюп бәр!
21 Чүнки әгәр қовмимни қоюп бәрмисәң, мана Мән сениң вә әмәлдарлириң, хәлқиң үстигә, өйлириңгә көкүйүнләрни әвәтимән; шуниң билән мисирлиқларниң өйлири вә һәтта улар туруватқан тупрақму көкүйүнләр билән толиду. «көкүйүнләр» — буларниң қайси һашарәт екәнлиги һазир бизгә намәлум. «Зәб.» 77:45дә бу һашарәтләр адәмләрни чақидиғанлиғи ейтилиду, шуңа бу һашарәт көкүйүн яки шуниңға охшап кетидиған бир хил чивин болса керәк.
22 Лекин шу күнидә Өз қовмим туруватқан Гошән жутини башқичә қилимән; шундақ болидуки, у йәрдә көкүйүнләр тепилмайду. Шуниң билән сән Мән Пәрвәрдигарниң бу зиминда болғанлиғимни билисән. «...сән Мән Пәрвәрдигарниң бу зиминда болғанлиғимни билисән» —Яки «...сән Мән Пәрвәрдигарниң йәр йүзидә мәвҗут екәнлигимни билисән».
23 Шундақ қилип Мән Өз қовмимни сениң хәлқиңдин пәриқләндүримән; бу мөҗизилик аламәт әтә йүз бериду», дәп ейтқин, деди.
 
24 Пәрвәрдигар дегинини қилди. Пирәвнниң өйлиригә, әмәлдарлириниң өйлиригә көкүйүнләр топ-топ болуп кирди; пүткүл Мисир зимининиң һәммә йери көкүйүнләр тәрипидин харап болушқа башлиди. Зәб. 77:45; 104:31 25 Пирәвн Муса билән Һарунни чақиртип келип уларға: Берип мошу зиминда Худайиңларға қурбанлиқ өткүзүңлар, — деди. 26 Лекин Муса җавап берип: — Бундақ қилиш бизгә таза мувапиқ болмайду; чүнки биз Пәрвәрдигар Худайимизға сунмақчи болған қурбанлиқ мал мисирлиқларға нисбәтән жиркиничликтур. Әнди әгәр биз мисирлиқларниң көз алдида яман көрүнгән нәрсини қурбанлиқ қилсақ улар бизни чалма-кесәк қиливәтмәмду? «Худайимизға сунмақчи болған қурбанлиқ мал мисирлиқларға нисбәтән жиркиничликтур» — мисирлиқларға нисбәтән «жиркиничлик болғини» қойлардин ибарәт еди. Улар қойларни, шундақла қойчиларниму жиркиничлиқ дәп қариған; лекин пайдини көзләп Мисирдики бәзи йәрләрдә қой беқилатти («Яр.» 46:34ни көрүң).
Мошу айәтниң башқа бир хил чүшәндүрүлүши бойичә, мисирлиқлар бәзи малларға (мәсилән, калиларниң бәзи хиллириға) чоқунатти. Әгәр Исраиллар улар чоқунған бир хил мални қурбанлиқ қилса, улар ғәзәплинәтти, әлвәттә.
   Яр. 43:32; 46:34 27 Биз үч күнлүк йолни бесип, чөлдә Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә буйруғинидәк униңға қурбанлиқ сунушимиз керәк, деди.
28 Пирәвн: — Силәрни Пәрвәрдигар Худайиңларға чөлдә қурбанлиқ өткүзүшкә барғили қойимән; пәқәт бәк жирақ кетип қалмаңлар, мениң үчүн дуа қилиңлар, деди. 29 Муса җавап берип: — Мана, мән сениң алдиңдин чиқип Пәрвәрдигарға илтиҗа қилимән вә көкүйүнләр сән Пирәвндин, әмәлдарлириңдин вә хәлқиңдин әтә чиқип кетиду; лекин Пирәвн йәнә һейлә ишлитип, хәлиқни Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилишқа бериштин тосқучи болмисун, деди.
30 Муса Пирәвнниң алдидин чиқип, Пәрвәрдигарға шундақ илтиҗа қилди. 31 Пәрвәрдигар Муса тилигинидәк қилди; у көкүйүнләрни Пирәвн, әмәлдарлири вә хәлқидин чиқиривәтти; һәтта бир тал көкүйүнму қалмиди.
32 Лекин Пирәвн бу қетимму көңлини қаттиқ қилип, қовмни қоюп бәрмиди. Мис. 8:11
 
 

8:3 «ордаңға» — яки «өйүңгә».

8:9 «мән иззитиңни қилай» — ибраний тилида «мәндин иззәткә муйәссәр болғин».

8:15 Мис. 7:14

8:16 «пашиға» — башқа хил тәрҗимиси: «питларға». Башқа хил һашарәтләрниму көрситиши мүмкин.

8:17 Зәб. 104:31

8:21 «көкүйүнләр» — буларниң қайси һашарәт екәнлиги һазир бизгә намәлум. «Зәб.» 77:45дә бу һашарәтләр адәмләрни чақидиғанлиғи ейтилиду, шуңа бу һашарәт көкүйүн яки шуниңға охшап кетидиған бир хил чивин болса керәк.

8:22 «...сән Мән Пәрвәрдигарниң бу зиминда болғанлиғимни билисән» —Яки «...сән Мән Пәрвәрдигарниң йәр йүзидә мәвҗут екәнлигимни билисән».

8:24 Зәб. 77:45; 104:31

8:26 «Худайимизға сунмақчи болған қурбанлиқ мал мисирлиқларға нисбәтән жиркиничликтур» — мисирлиқларға нисбәтән «жиркиничлик болғини» қойлардин ибарәт еди. Улар қойларни, шундақла қойчиларниму жиркиничлиқ дәп қариған; лекин пайдини көзләп Мисирдики бәзи йәрләрдә қой беқилатти («Яр.» 46:34ни көрүң). Мошу айәтниң башқа бир хил чүшәндүрүлүши бойичә, мисирлиқлар бәзи малларға (мәсилән, калиларниң бәзи хиллириға) чоқунатти. Әгәр Исраиллар улар чоқунған бир хил мални қурбанлиқ қилса, улар ғәзәплинәтти, әлвәттә.

8:26 Яр. 43:32; 46:34

8:32 Мис. 8:11