«гөзәл кийим» — ибраний тилида ибадәтханида ишләйдиған «қурбанлиқ қилғучи» каһинларниң мәхсус кийим-кечәклирини көрситиду. Демәк, Зиондикиләрниң һәммиси каһинлар болуп, уларниң Худаға йеқинлишип, мәхсус ибадәт қилиш һоқуқи бар болиду.
«Көрүңларки... Мениң қулум...» дегән сөзләр әң ахирқи «қул күйләнгән нахша»ниң башлинишидур. Мошу әң ахирқи «нахша» илгәрки нахшиларниң сирлирини йешип бериду. ■ Йәш. 11:2, 3; Әф. 1:20, 21: Фил. 2:9-11
□52:1 «— Ойған, ойған, и Зион, күчүңни кийивал, и Йерусалим, муқәддәс шәһәр, гөзәл кийим-кечәклириңни кийивал» — бу айәткә қариғанда Худаниң ғәзиви Зиондин өтти, меһри-шәпқәтлик күни кәлди. Бирақ қандақ сәвәптин мундақ болғанлиғини Худа пәйғәмбәргә техи аян қилмиған; төвәндә, 52:13-53:12дә сәвәви аян қилиниду. «гөзәл кийим» — ибраний тилида ибадәтханида ишләйдиған «қурбанлиқ қилғучи» каһинларниң мәхсус кийим-кечәклирини көрситиду. Демәк, Зиондикиләрниң һәммиси каһинлар болуп, уларниң Худаға йеқинлишип, мәхсус ибадәт қилиш һоқуқи бар болиду.
□52:2 «Топа-чаңдин чиқип өзүңни силкивәт; орнуңдин тур, олтиривал, и Йерусалим» — мошу айәтни 47-бап, 1-айәт билән селиштурсақ, Йерусалимниң әһвали Бабилниңкиниң әксичә болиду. Шу йәрдә «И Бабилниң пак қизи, келип топа-чаңға олтар; и калдийләрниң қизи, тәхтиң йоқ йәргә олтар!» дейилиду. Шу айәткә қариғанда Йерусалимниң олтарған орни бир тәхт болидиғанлиғи еһтималға йеқин.
□52:3 «пулсиз қайтуруп сетивелинисиләр» — «пулсиз» яки «пул билән әмәс» — демәк, мошу һөрлүкниң бир баһаси бар. Қандақ баһа техи аян қилинмиған; 52:13-53:12-айәтләргә кәлгәндила зор қиммәтлик баһа аян қилиниду.
□52:4 «Хәлқим дәсләптә Мисирға мусапир сүпитидә чүшкән екән, шундақла йеқинда Асурийә уларни әзгән йәрдә,...» — мүмкинчилиги барки, Мисирдики Исраилларға залим болған Пирәвн әслидә Асурийәлик еди (у «Һискос»лардин чиққан). Амма бизниңчә «Асурийәлик» мошу йәрдә Сәннахериб қатарлиқ Асурийә падишалирини көрситиду.
□52:5 «... (әмди һазир хәлқим пулсиз елип келингинидә, — дәйду Пәрвәрдигар) Мениң карим болмамдикән? Улар үстидин һөкүмранлиқ қилғучилар уларни зар қақшатқан, — дәйду Пәрвәрдигар, — шундақла намим болса күн бойи тохтавсиз һақарәтләнгән турса, Мениң карим болмамдикән?!» — 4- вә 5-айәтниң мәнасини бирләштүрүп ойлаш керәк. Яқупниң җәмәти Исраил әслидә Мисир падишасиниң тәкливи билән шу йәргә барған; кейинки дәвирдики Пирәвн Исраилға асийлиқ қилип уларни езишкә башлиған. Худа уларни карамәт мөҗизиләр билән қутқузған. «Йеқинда» (4-айәт) Асурийә Исраилға һуҗум қилған (бу иш Худаниң тәрбийә җазасини қисмән көрситиши үчүн болған), бирақ Худа йәнила уларни карамәт йол билән қутқузған. «Әнди һазир...» Исраиллар (Худаниң җазаси уларниң үстидә ада қилинғандин кейин) интайин адилсиз муамилигә муптила болса, Худа чоқум техиму карамәт ишларни көрситип уларни қутқузиду, демәкчи.
□52:8 «... Пәрвәрдигар Зионни елип қайтқанда...» — демәк, Пәрвәрдигар Зионни (Өз хәлқини) әслидики җайиға қайтуриду. Башқа икки хил тәрҗимиси: «Пәрвәрдигар Зионни әслигә кәлтүргинидә...», «Пәрвәрдигар Зионға қайтқанда...». Әмәлийәттә булар бир гәп — «Зәк.» 1:16ни көрүң.
□52:10 «Пәрвәрдигар әлләрниң һәммисиниң алдида Өз муқәддәс Билигини ечип аян қилған» — демәк, Худа карамәт иш қилишқа тәйяр туруш үчүн «йәңни түргән»! «Йәр-зиминниң барлиқ чәт-яқилири Худайимизниң ниҗат-қутулушини көриду» — мошу йәрдә «көрүш» бәлким көзи билән көрүшни һәм өз бешидин өткүзүшниму билдүриду.
□52:11 «муқәддәс қача-қучилар» — Худаниң ибадәтханисида ишлитилиду. Муса пәйғәмбәргә берилгән қанунға асасән бу қача-қучиларни пәқәт каһинлар вә уларниң һәмҗәмәттикилири (пак һаләттә болса) көтәрсә болиду; бирақ 1-айәткә қариғанда, Худаниң барлиқ хәлқиниң мошу имтиязи бар.
□52:13 «— Көрүңларки, Мениң қулум даналиқ билән иш көриду,..» — «Пәрвәрдигарниң қули» тоғрилиқ «қул күйләнгән нахша» дегән атақлиқ төрт шеир бар. Бу «нахшилар» 42:1-9-айәт, 49:1-13-айәт, 50:4-11-айәт һәм 52:13-53:12-айәткичә давам қилиду. «Көрүңларки... Мениң қулум...» дегән сөзләр әң ахирқи «қул күйләнгән нахша»ниң башлинишидур. Мошу әң ахирқи «нахша» илгәрки нахшиларниң сирлирини йешип бериду.
■52:13 Йәш. 11:2, 3; Әф. 1:20, 21: Фил. 2:9-11
□52:14 «Лекин нурғун кишиләр сени көрүп, интайин һәйран қелишиду» — «сени» шубһисизки «Пәрвәрдигарниң қули»ни көрситиду.
□52:15 «У шу йол билән нурғун әлләрниң үстигә қан чачиду» — Тәвратта, Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүшүрүлгән қанун бойичә, қурбанлиқ қилинған һайванниң қени арқилиқ, кишиләрниң гуналири «йепилатти» яки «жуйилатти». Гаһида, буни ипадиләш үчүн, каһинлар (ибадәтханида һайванларни қурбанлиқ қилғучи мәхсус хадимлар) қурбанлиқниң қенини кишиләрниң үстигә чачатти вә бу арқилиқ кишиләрниң гуналири жуйилатти. Биз тәрҗимидә чүшинишлик болсун үчүн «қан» дегән сөзни қоштуқ. Булар ибраний тилида бир сөз билән, йәни «чачиду» билән ипадилиниду. Әнди мошу йәрдә зади қандақ қурбанлиқниң қенини «чачиду»? Җавап кейинки айәтләрдә тепилиду.
■52:15 Мис. 24:6, 8; Рим. 15:21