28
1 Шуниң билән Исһақ Яқупни чақирип, униңға бәхит-бәрикәт тиләп, униңға җекиләп: — Сән Ⱪананийларниң қизлиридин хотун алма; 2 бәлки қопуп, Падан-Арамға, анаңниң атиси Бетуәлниң өйигә берип, у йәрдин анаңниң акиси Лабанниң қизлиридин хотун алғин.■ Һош. 12:13. 3 Һәммигә Қадир Тәңри сени бәхит-бәрикәтләп, көпәйтип, сәндин көп хәлиқләрни чиқирип көпәйткәй, 4 Шундақла Ибраһимниң бәхит-бәрикитини саңа вә сениң билән нәслиңгә бәргәй; шундақ қилип сән һазир Мусапир болуп туруватқан йәрни, йәни әслидә Худа Ибраһимға бәргән зиминни егиләйсән! — деди.■ Яр. 12:7; 13:15; 15:18; 24:7; 26:3; Қан. 34:4; Рос. 7:5.
5 Шуниң билән Исһақ Яқупни йолға салди. У Падан-Арамға, арамий Бетуәлниң оғли, Яқуп билән Әсавниң аниси Ривкаһниң акиси Лабанниң қешиға қарап маңди.□ «арамий» — йәни «сурийәлик».
Әсавниң йәнә бир аял елиши
6-7 Әсав Исһақниң Яқупқа бәхит-бәрикәт тиләп, уни Падан-Арамға шу йәрдин хотун елишқа әвәткәнлигини, шундақла униңға бәхит-бәрикәт тиләп, униңа җекиләп: Сән Ⱪананийларниң қизлиридин хотун алмиғин, дегәнлирини уқуп, Яқупниңму өз ата-анисиға итаәт қилип, Падан-Арамға кәткинини көргинидә, 8 Әсав: — қанаанйларниң қизлири атам Исһақниң нәзиридә яман көрүнидикән, дәп билип йәтти. 9 У Исмаилниң қешиға берип, һазирқи хотунлириниң үстигә Ибраһимниң оғли Исмаилниң қизи, Небайотниң сиңлиси Маһалатни хотунлуққа алди.
Яқупниң Бәйт-Әлдә чүш көрүши
10 Яқуп болса Бәәр-Шебадин чиқип, Һаран тәрәпкә меңип, 11 бир йәргә йетип кәлгәндә, күн олтирип кәткәчкә шу йәрдә қонмақчи болди. У шу йәрдики ташлардин бирини елип, бешиға ястуқ қилип қоюп, ухлиғили ятти.□ «ташлардин бирини елип, бешиға ястуқ қилип қоюп,,...» — яки «ташлардин бирини елип, униң бешиға қоюп...». 12 У бир чүш көрди: — Мана, учи асманларға тақишидиған бир пәләмпәй йәрдә тикләклик туратти; Худаниң пәриштилири униңда чиқип-чүшүп турушатти.■ Юһ. 1:52. 13 Мана, Пәрвәрдигар униң үстидә туратти. У: — «Мән болсам атаң Ибраһимниң Худаси вә Исһақниң Худаси болған Пәрвәрдигардурмән; Мән сән ятқан бу зиминни сениң билән нәслиңгә беримән.■ Яр. 35:1, 3; 48:3; Қан. 12:20; 19:8. 14 Нәслиң болса йәрниң тописидәк көп болуп, сән мәғрип билән мәшриққә, шимал билән җәнупқа йейилисән; сән вә нәслиңниң вастиси билән йәр йүзидики барлиқ аилә-қәбилиләр бәхит-бәрикәт тапиду.■ Яр. 12:3; 18:18; 22:18; 26:4. 15 Мана, Мән сән билән биллидурмән, қәйәргә барсаң сени аман-есән сақлап, бу зиминға сени қайтуруп келимән; чүнки саңа ейтқан сөзүмни ада қилмай туруп, сени ташлимаймән» — деди.
16 Андин Яқуп ойғинип: — Бәрһәқ, Пәрвәрдигар бу йәрдидур, лекин мән уни билмәптимән, — деди. 17 У қорқуп кетип: Бу җай аламәт дәһшәтлик бир җай екән! Бу Худаниң өйи билән асманниң дәрвазисидин башқа һеч җай әмәстур, — деди.
18 Яқуп әтиси сәһәр қопуп, бешиниң астиға қойған ташни елип, хатирә түврүк сүпитидә тикләп, үстигә зәйтун мейи қуюп қойди.□ «Бәйт-Әл» — «Худаниң өйи». ■ Яр. 31:13; 35:14. 19 У җайниң исмини Бәйт-Әл дәп атиди; амма илгири у җайниң ети Луз еди.
20 Андин Яқуп қәсәм билән вәдә қилип: — Әгәр Худа мениң билән биллә болуп, бу сәпиримдә мени сақлап, йегили нан, кийгили кийим берип, 21 Мән атамниң өйигә аман-есән йенип барсам, ундақта Пәрвәрдигар мениң Худайим болиду; 22 Шуниңдәк мән хатирә түврүк сүпитидә тикләп қойған бу таш Худаниң өйи болиду; һәм шундақла сән маңа беридиған барлиқ нәрсиләрниң ондин бир үлүшини саңа тәқдим қилмай қалмаймән, — деди.
■28:4 Яр. 12:7; 13:15; 15:18; 24:7; 26:3; Қан. 34:4; Рос. 7:5.
□28:5 «арамий» — йәни «сурийәлик».
□28:11 «ташлардин бирини елип, бешиға ястуқ қилип қоюп,,...» — яки «ташлардин бирини елип, униң бешиға қоюп...».
■28:13 Яр. 35:1, 3; 48:3; Қан. 12:20; 19:8.
■28:14 Яр. 12:3; 18:18; 22:18; 26:4.
□28:18 «Бәйт-Әл» — «Худаниң өйи».