«Худаниң Оғли» — бу нам һәргизму Худа билән Әйса оттурисидики җисманий җәһәттики ата-балилиқ мунасивәтни әмәс, бәлки роһий җәһәттики мунасивәтни билдүриду.
□4:1 «... Әйса Роһниң йетәкчилигидә ... чөл-баяванға елип берилди» — «Роһ» мошу йәрдә Муқәддәс Роһни көрситиду.
□4:2 «У қириқ кечә-күндүз роза тутқандин кейин, униң қосиғи ечип кәткән еди» — оқурмәнләргә аян болсунки, муқәддәс язмиларда «роза тутуш» адәттә һеч қандақ озуқланмаслиқни көрситиду. Ундақ беваситә дейилмигән болса мошу розилар су ичмәсликни өз ичигә алмайду.
□4:3 «Аздурғучи униң йениға келип униңға... деди» — «аздурғучи» Шәйтанни көрситиду, әлвәттә. «Әгәр сән растинла Худаниң Оғли болсаң,...» — грек тилида бу -3- вә 6-айәтләрдики «әгәр» адәттә «әгәр (мундақ) болсаң (вә дәрвәқә шундақ болисән)» дегән мәнини пуритиду. «Худаниң Оғли» — бу нам һәргизму Худа билән Әйса оттурисидики җисманий җәһәттики ата-балилиқ мунасивәтни әмәс, бәлки роһий җәһәттики мунасивәтни билдүриду.
□4:4 «Инсан пәқәт нан биләнла әмәс, бәлки Худаниң ағзидин чиққан һәр бир сөз биләнму яшайду» — «Қан.» 8:3.
□4:6 «Худа Өз пәриштилиригә сениң һәққиңдә әмир қилиду»; вә «путуңниң ташқа урулуп кәтмәслиги үчүн, улар сени қоллирида көтирип жүриду» — «Зәб.» 90:11, 12. Шәйтанниң бу айәтни ишләткини тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
□4:7 «Пәрвәрдигар Худайиңни синиғучи болма!» — «Қан.» 6:16.
□4:10 «Пәрвәрдигар Худайиңғила ибадәт қил, пәқәт Униңла ибадәт-хизмитидә бол!» — «Қан.» 6:13.
□4:11 «Буниң билән Иблис уни ташлап кетип қалди, вә мана, пәриштиләр келип униң хизмитидә болди» — Рәб Әйса учриған синақлар үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
■4:12 Мар. 1:14; Луқа 4:14,16,31; Юһ. 4:43.
□4:13 «У... Нафтали районидики Галилийә деңизи бойидики Кәпәрнаһум шәһиригә келип орунлашти» — «Галилийә деңизи» ақар сулуқ йоған бир көл.
□4:15 «Иордан дәриясиниң нериқи тәрипидики «деңиз йоли» бойида...» — «деңиз йоли» «Галилийә деңизи»ниң ғәрбий йәрлирини көрситиду. ««Ят әлләрниң макани» болған Галилийәдә...» — Асурийә империйәси таҗавуз қилғандин кейин, Нафтали, Зәбулун вә башқа Исраил қәбилилириниң көп қисимлири сүргүн қилинди. Бир қисим кәмбәғәл, намрат, қабилийәтсиз кишиләр қалди. Асурийә падишаси башқа ят милләт-хәлиқләрни елип келип шу йәргә, болупму Галилийәгә олтирақлаштурди. Мошу кишиләр қепқалған намрат Исраиллар билән арилишип жүрүп, өз ара ассимилиятсийә қилинғачқа, Галилийә Йәһудийлар тәрипидин ««ят әлликләр» (Йәһудий әмәсләр)ниң макани Галилийә» дәп кәмситилип аталған.
□4:16 «Қараңғулуқта яшиған хәлиқ парлақ бир нурни көрди; йәни өлүм көләңгисиниң жутида олтарғучиларға, дәл уларниң үстигә нур чүшти» — Тәврат «Йәш.» 9:1-2. Бешарәттә мошу нур дәл шу кәмсилтилгән йәрдикиләргә чечилиду, дейлиду.
□4:19 «Мән силәрни адәм тутқучи белиқчи қилимән!» — «адәмни тутқучи» дегән ибаридә «тутуш» зиян йәткүзүш яки улардин пайдилиниш үчүн әмәс, бәлки уларни Шәйтанниң илкидин елип қутқузушни көрситиду.
□4:23 «Әйса... уларниң синагоглирида тәлим берип,...» — «синагоглар» Йәһудий хәлқиниң ибадәт қилиш, Тәвратни оқуш вә вәз-тәлим аңлашқа жиғилидиған аммивий өйлири яки заллири.
□4:24 «тутқақлиқ... кесилигә гириптар болғанлар» — грек тилида «ай урғанлар» дегән сөз билән ипадилиниду.