□10:3 «Ишик бақар униңға ишикни ечип бериду вә қойлар униң авазини аңлап тонуйду...» — «ишик бақар» бәлким Чөмүлдүргүчи Йәһяни көрситиши мүмкин. Бу айәт һәм 4-айәткә мунасивәтлик, «Мик.» 2:13 вә изаһатни көрүң.
□10:4 «У қойлириниң һәммисини сиртқа чиқирип болуп, уларниң алдида маңиду, қойларму униң кәйнидин әгишип меңишиду; чүнки улар униң авазини тонуйду» — демисәкму, Оттура Шәриқтики қойчилар дәл шундақ йол билән қойларни бақиду. Қойчи барлиқ қойларға исим қоюп уларни бу исим билән чақириду. У дайим «қойлирини башлайду», улар униң авази билән әгишип маңиду. Адәттә қойчиниң қойларни «һайдаш»ниң һеч һаҗити йоқ.
□10:7 «қойларниң ишиги өзүмдурмән» — Оттура Шәриқтә падичилар кечидә қойларни қоғдаш үчүн қотанниң ағзида тоғрисиға йетип ухлайду. Шуниң билән улар өзлирини «қойларниң ишиги» дәйду. Ундақ қойчилар һәр күни «өз қойлири үчүн җенини пида қилиду».
□10:8 «Мәндин илгири кәлгәнләрниң һәммиси оғри вә қарақчидур, лекин қойлар уларға қулақ салмиди» — бу йәрдә Әйсаниң көздә тутқини Тәвраттики пәйғәмбәрләр әмәс, бәлки өзлирини «Исраилни баққучилар» дәп ативалғанлар — йәни Пәрисийләр, баш каһинлар, Тәврат устазлири, Йәһудий ақсақаллири, шундақла өзидин илгири пәйда болған «сахта Мәсиһләр» (мәсилән, «Рос.» 5:36-37)дин ибарәт. Исраилға баққучи болуш керәк болғанлар әксичә падидин пайда-мәнпәәт алидиғанларға айландурулған («Йәр.» 23-бап, «Әз.» 34-бапни көрүң).
□10:10 «Оғри болса пәқәт оғрилаш, өлтүрүш вә бузуш үчүнла келиду» — «өлтүрүш» грек тилида «боғузлаш».
□10:11 «Яхши падичи қойлар үчүн өз җенини пида қилиду» — «яхши падичи» болғандин кейин башқа хил падичилар боламду? Бу тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
■10:11 Йәш. 40:11; Әз. 34:11, 12, 15, 22, 23; Мик. 1:14; Ибр. 13:20; 1Пет. 5:4.
□10:12 «бөрә келип қойларни титип тирипирән қиливетиду» — яки «бөрә келип қойларни тутувелип тирипирән қиливетиду».
■10:14-15 2Тим. 2:19; Мат. 11:27; Луқа 10:22; Юһ. 6:46; 7:29.
□10:16 «Бу қотандин болмиған башқа қойлиримму бар. Уларниму елип башлишим керәк ... шуниң билән бир пада болиду, шундақла уларниң бир падичиси болиду» — һеч қандақ шүбһә йоқки, мошу йәрдә «бу қотандин болмиған»лар Мәсиһкә етиқат қилидиған Йәһудий әмәсләрни көрситиду.
■10:21 Мис. 4:11; Зәб. 93:9; 145:8.
□10:22 «Қайта беғишлаш һейти» — (ибадәтханини) «қайта беғишлаш һейти» болса миладийәдин илгири 164-жили «Йәһуда Маккабус» ибадәтханини Юнандикиләрниң бутпәрәслигидин қайтурувелип, уни қайтидин Худаниң йолиға атап беғишлиғанлиғини тәбрикләйдиған һейт. Бу һейт Йәһудийлар арисида һазирғичә «Ханнукаһ» дәп атилиду.
■10:23 1Пад. 6:3; Рос. 3:11; 5:12.
□10:24 «Бизни қачанғичә тит-тит қилип тутуқлуқта қалдурмақчисән?» — грек тилида «җенимизни қачанғичә тит-тит қилип тутуқлуқта қалдурмақчисән?».
□10:30 «Мән вә Ата әслидинла бирдурмиз» — «Қан» 32:39ни көрүң. Мошу йәрдә Мәсиһниң «бир» дегини, жуқурида тилға елинған ишлирида өзиниң Худаата билән биргә бир болғанлиғини тәкитләйду.
■10:30 Йәш. 54:5; Юһ. 5:19; 14:9; 17:5.
□10:34 «Силәргә тәвә муқәддәс қанун» — 8:17 вә изаһатини көрүң. «Мән ейттим, силәр илаһларсиләр» — бу сөзләр «Зәб.» 81:6дә тепилиду. Толуқ ейтсақ «Мән ейттим: — Силәр илаһлар екәнсиләр; һәммиңлар Һәммидин Алий Болғучиниң оғуллирисиләр» дегән болуп, бу сөз әслидә сот мәҗлисигә қатнашқан «илаһлар»ға, йәни Худаниң хәлқигә сорақчи болған яки өз хәлқи арисида һәр қандақ һоқуқ-мәсъулийити бар адәмләргә ейтилған еди. Улар мошу ишта, һәммини сорақ қилғучи Худаға охшап кәткәчкә, «илаһлар» дейилиду. 35-36-айәт вә изаһатини көрүң. «Зәб.» 82:1дики изаһатниму көрүң.
□10:36 «Немә үчүн Ата Өзигә хас-муқәддәс қилип паний дунияға әвәткән зат «Мән Худаниң Оғлимән» десә, у тоғрилиқ «күпүрлүк қилдиң!» дәйсиләр?» — бу 36-айәт бойичә, Худа «Зәбур»да «Худаниң сөз-калами йәткүзүлгәнләр»ни «илаһлар» дәп атиған йәрдә, Худаниң Сөз-Каламиниң Өзи дунияға кәлгәндә, «Худаниң Оғлимән» десә, бу қандақму күпүрлүк болиду?