□15:1 ««Һәқиқий үзүм тели» өзүмдурмән» — «һәқиқий үзүм тели» болғандин кейин, сахта яки пор-пүчәк үзүм телиму барму? Буниң тоғрисида «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
□15:2 «Бағвән мәндики мевә бәрмәйдиған һәр бир шахни кесип ташлайду» — башқа бир хил тәрҗимиси «Мәндики мевә бәрмәйдиған һәр бир шахни бағвән (бараңға) есп қойиду». Лекин 6-айәткә қариғанда тәрҗимимиз тоғра болса керәк. «Мевә бәргәнлирини болса техиму көп мевә бәрсун дәп, пак қилип путап туриду» — «путап туриду» грек тилида «тазилайду» яки «паклайду» билән ипадилиниду. 4-айәтни көрүң.
□15:3 «... силәр мән силәргә йәткүзгән сөзүм арқилиқ аллибурун пак болдуңлар» — «пак» мошу йәрдә йәнә «путалған» дегән мәнасиниму билдүрүши мүмкин. Бирақ муһим мәнаси «пак» екәнлигигә шүбһиси йоқтур (10:31ни көрүң).
■15:6 Әз. 15:2-8; Мат. 3:10; 7:19; Кол. 1:23.
■15:7 Йәр. 29:12; Мат. 7:7; 21:22; Мар. 11:24; Луқа 11:9; Юһ. 14:13; 16:24; Яқ. 1:5; 1Юһа. 3:22; 5:14.
□15:8 «Силәр мәндә изчил турсаңлар вә сөзлирим силәрдә изчил турса, немини тәләп қилсаңлар, силәргә шу иҗабәт болиду. Силәрниң көп меви беришиңлар, шундақла мениң мухлислирим екәнлигиңларни испатлишиңлар билән шан-шәрәп атамға кәлтүрүлиду» — 7-8-айәткә қариғанда, мухлислар Худаға чиқарған, уни хурсән қилидиған мевә үнүмлүк дуа-тилавәтләрни өз ичигә алиду.
■15:10 Юһ. 14:15, 21, 23; 1Юһа. 5:3.
■15:12 Лав. 19:18; Мат. 22:39; Юһ. 13:34; Әф. 5:2; 1Тес. 4:9; 1Пет. 4:8; 1Юһа. 3:23; 4:21.
■15:13 Рим. 5:7; Әф. 5:2; 1Юһа. 3:16.
□15:14 «Силәргә буйруған әмирлиримни ада қилсаңлар, мениң достлирим болисиләр» — 13-14-айәттә Худаниң муһәббитиниң улуқлуғи аян қилиниду. «Мәсиһниң достлири» униң әмирлирини ада қилғучилардур. Лекин Мәсиһ барлиқ кишиләр, җүмлидин өз әмирлирини ада қилмиғучилар, йәни дүшмәнлири үчүн җенини пида қилғандур.
■15:14 Мат. 12:50; 2Кор. 5:16; Гал. 5:6; 6:15; Кол. 3:11.
□15:15 «Әнди мундин кейин мән силәрни «қул» дәп атимаймән» — «қул» яки «чакар».
□15:16 «Силәр мени таллиғиниңлар йоқ, әксичә мән силәрни таллидим вә силәрни берип мевә бәрсун һәмдә мевилириңлар дайим сақлансун...» — «...берип мевә бәрсун» дегән ибарә бәлким, мухлислар Худаға чиқарған, уни хурсән қилидиған мевә болса, пүтүн дунияға берип хуш хәвәр арқилиқ башқиларни Худаниң йолиға кәлтүрүшни өз ичигә алиду, дәп көрсәтсә керәк.
■15:16 Мат. 28:19; Мар. 16:15; Юһ. 13:18; Әф. 1:4; Кол. 1:6.
□15:17 «Силәргә шуни әмир қилимәнки, бир-бириңларни сөйүңлар» — грек тилида «Силәргә шуларни әмир қилимәнки, бир-бириңларни сөйүңлар».
■15:18 1Юһа. 3:13.
□15:19 «Силәрму бу дуниядикиләрдин болған болсаңлар, бу дуниядикиләр силәрни өзимизниңки дәп, сөйгән болатти» — грек тилида «Силәрму бу дуниядин болған болса, бу дуния силәрни өзиниңки дәп сөйгән болатти».
■15:20 Мат. 10:24; 24:9; Луқа 6:40; Юһ. 13:16; 16:2.
□15:25 «Уларға тәвә болған Тәврат қануни» — һәҗвий, кинайилик сөз. 8:17 вә изаһатини көрүң. «Һеч қандақ сәвәпсизла мәндин нәпрәтләнди» — «Зәб.» 34:7, 19 вә 68:5.
■15:25 Зәб. 34:19; 68:5.
□15:26 «...Ярдәмчи, йәни Атиниң йенидин чиққучи Һәқиқәтниң Роһи кәлгәндә, У маңа гувалиқ бериду» — мошу айәттин Муқәддәс Роһниң шәхс екәнлиги көрүнүп туриду. Мәсиһ Уни «Атиниң йенидин» әвәтиду; мошу йәрдә Муқәддәс Роһ йәнә «Атиниң йенидин чиқиду» дейилиду. Грек тилида «чиқиду» дегән пеил «һазирқи заман» шәкилдә болғачқа, Муқәддәс Роһниң һәрдайим шу һәрикәтни қиливатқини көрситилиду.
■15:26 Луқа 24:49; Юһ. 14:26; 16:7; Рос. 5:32.