12
Худа таллайдиған җайда, муқәддәсханида ибадәт қилиш
1 Ата-бовилириңларниң Худаси болған Пәрвәрдигар силәрниң егилишиңларға беридиған зиминда турғанда, йәр йүзидики барлиқ күнлириңларда көңүл қоюп тутушуңлар керәк болған бәлгүлимиләр һәм һөкүмләр мана мунулардур: —
2 Силәр һайдап чиқарған әлләрниң егиз тағлар, дөңләр вә һәр бир йешил дәрәқ астидики өз илаһлириниң қуллуғида болған ибадәтгаһлирини тәлтөкүс йоқитишиңлар керәк;
■ 3 Уларниң қурбангаһлирини бузуңлар, бут түврүклирини чеқиңлар вә ашәраһлирини от билән көйдүрүветиңлар; илаһлириниң ойма мәбудлирини кесип ташлаңлар; уларниң исим-намлириниму шу йәрдин йоқитишиңлар керәк.
■ 4 Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң хизмитидә улардәк қилмаңлар,
5 бәлки Пәрвәрдигар Худайиңлар Өз намини тикләш үчүн барлиқ қәбилилириңларниң зиминлири арисидин таллиған, Өз туралғуси болған җайни издәңлар, шу йәргә келиңлар;
■ 6 шу йәргә силәр көйдүрмә вә енақлиқ қатарлиқ қурбанлиғиңларни, мәһсулатлириңлардин ондин бири болған өшриләрни, қолуңлардики көтәрмә һәдийәләрни, қәсәмгә бағлиқ һәдийәләрни, ихтиярий һәдийәләрни вә қой-кала падилириңларниң тунҗа балилирини әкилисиләр;
7 Силәр аиләңдикиләр билән қошулуп шу йәрдә Пәрвәрдигар Худайиңларниң алдида зияпәт қилиңлар, силәр Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрни бәрикәтлигән қол әмгигиңларниң мевисидин шатлинисиләр.
□ 8 Силәр биз бүгүн қилғинимиздәк, йәни һәр бириңлар өз билгиниңларчә қилғиниңлардәк қилмаслиғиңлар керәк;
9 Чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә беридиған арамлиқ һәм мирасқа техи йетип кәлмидиңлар.
10 Бирақ силәр Иордан дәриясидин өтүп, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мирас қилип беридиған зиминға олтирақлашқандин кейин, шундақла у силәрни әтрапиңлардики барлиқ дүшмәнлириңлардин қутқузуп арам бәргәндин кейин, силәр теч-аман турғанда,
11 шу чағда Пәрвәрдигар Худайиңлар Өз намини қойидиған бир җай болиду; силәр шу йәргә көйдүрмә вә енақлиқ қатарлиқ қурбанлиғиңларни, мәһсулатлириңлардин ондин бири болған өшриләрни, қолуңлардики көтәрмә һәдийәләрни вә Пәрвәрдигарға атап қәсәм қилған есил һәдийәләрни әкилисиләр;
■ 12 вә Пәрвәрдигар Худайиңлар алдида шатлинисиләр, йәни силәр, оғул-қизлириңлар, қул-дедәклириңлар вә силәр билән бир йәрдә туруватқан Лавийлар (чүнки уларниң араңларда һеч қандақ несивиси яки мираси йоқтур) һәммиңлар шатлинисиләр.
□ ■ 13 Сән көйдүрмә қурбанлиқлириңни удул кәлгән җайларда қилмаслиқ үчүн көңүл қойғин; 14 Пәқәт Пәрвәрдигар һәммә қәбилилириңниң зиминлири арисидин таллиған җайда көйдүрмә қурбанлиқлириңни қил вә шу җайда мениң саңа барлиқ тапилиғинимға әмәл қил.
15 Һалбуки, сән көңлүң тартқиничә Пәрвәрдигар Худайиң сени бәрикәтлигини бойичә шәһәр-йезилириңда һалал һайванларни союп (худди җәрән яки кейик гөшидин йегәнгә охшаш), гөш йесәң болиду; мәйли пак, мәйли напак кишиләр болсун уларниң гөшини йесә болиду.
□ 16 Силәр пәқәт уни қени билән қошуп йемәслигиңлар керәк; силәр қенини су төккәндәк йәргә төкүветишиңлар керәк.
■ 17 Сән ашлиқтин, йеңи шараптин, зәйтун мейидин ондин бири болған өшрилириңни яки кала-қой падилириңниң тунҗа балилирини, яки қәсәмгә бағлиқ һәдийәлириңни, ихтиярий һәдийәлириңни яки қолуңдики көтәрмә һәдийәлириңни шәһәр-йезилириңда йемәслигиң керәк;
□ 18 бәлки буларни Пәрвәрдигар Худайиң алдида, Пәрвәрдигар Худайиң таллайдиған җайда йейишиң керәк, йәни сән, оғлуң, қизиң, қул-дедигиң вә сән билән бир йәрдә туруватқан Лавийлар биргә йесәң болиду; вә сән Пәрвәрдигар Худайиң алдида әмгигиңниң барлиқ мевисидин шатлинисән.
□ 19 Өзүңгә һези болғинки, сән зиминда турған барлиқ күнлириңдә Лавийлардин ваз кәчмәслигиң керәк.
Қанни йемәслик керәк
20 Пәрвәрдигар Худайиң саңа вәдә қилғандәк чегаралириңни кеңәйткәндә, сән көңлүң тартип: «гөш йәймән» десәң, сән көңлүңниң тартқиничә гөш йесәң болиду.
■ 21 Әгәр Пәрвәрдигар Худайиңлар Өз намини қоюшқа таллайдиған җай сәндин бәк жирақ болса, сән Пәрвәрдигар саңа тәқдим қилған кала-қойлардин елип сойисән; мән саңа тапилиғандәк уларни сойисән вә шәһәр-йезилириң ичидә көңлүң тартқиничә боғузлап йәйсән.
□ 22 Җәрән яки кейик йегәндәк уларни йәйсән; мәйли пак мәйли напак кишиләр болсун униң гөшидин йесә болиду.
23 Пәқәт шуниңдин һези болғинки, уларниң қенини йемә; чүнки җан дегән қандидур; сән гөшни җан билән қошуп йемәслигиң керәк.
24 Сән қанни йемәслигиң керәк; бәлки уни суни йәргә төккәндәк йәргә төкүвәт.
25 Сән уни йемәслигиң керәк; шундақ қилсаң һалиң вә сәндин кейинки балилириңниң һали яхши болиду; чүнки сән Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилған болисән.
26 Бирақ сәндики Пәрвәрдигарға атиған вә қәсәмгә бағлиқ нәрсиләрни болса, сән уларни елип Пәрвәрдигар таллайдиған җайға апирисән; 27 сән шу йәрдә Пәрвәрдигар Худайиңниң қурбангаһи үстидә көйдүрмә қурбанлиқлириңни, гөш билән қенини сунғин; башқа қурбанлиқлириңниң қениниму Пәрвәрдигар Худайиңниң қурбангаһи үстидә қуйғин вә гөшини йегин.
28 Мән саңа тапилиған бу барлиқ сөзләргә қулақ селип көңүл бөлгин. Шундақ қилсаң, Пәрвәрдигар Худайиңларниң нәзиридә яхши вә дурус болғанни қилған болисән вә өз һалиң вә сәндин кейинки әвлатлириңниң һали яхши болиду.
Бутларниң жиркиничлиги
29 Пәрвәрдигар Худайиң сән баридиған йәрдики әлләрниң зиминини егилишиң үчүн уларни сениң алдиңда йоқитиду. Шу чағда, сән уларниң зиминини егиләп шу йәрдә турғиниңда, 30 Шу әлләр алдиңда йоқитилғандин кейин, уларниң изидин меңишқа езиқтурулмаслиғиң үчүн өзүңгә һези бол вә: — «Бу әлләр өз илаһлириниң ибадитини қандақ тутқан болғийди? Мәнму шундақ қилип бақайчу!» дәп уларниң илаһлирини һеч издимә. 31 Сән Пәрвәрдигар Худайиңниң хизмитидә болғиниңда қәтъий уларниң йоли бойичә иш тутмаслиғиң керәк; чүнки немә иш Пәрвәрдигарға жиркиничлик болса, немә иш Униңға нәпрәтлик болса, улар өз илаһлири үчүн шу ишларни қилған; улар һәтта өз оғуллирини вә қизлириниму илаһлириға атап отта көйдүрүп кәлгән.
Бутпәрәслик вә сахта пәйғәмбәрләр
32 Мән силәргә тапилиғанлиги әмәлләргә әмәл қилишқа көңүл бөлүңлар; униңға һеч немә қошмаңлар, униңдин һеч нәрсини чиқиривәтмәңлар.
■