33
Яқупниң Әсав билән учришиши
1 Яқуп бешини көтирип қаривиди, мана Әсав төрт йүз киши билән келивататти. Шуниң билән у балилирини айрип, Леяһ, Раһилә вә икки дедәккә тапшурди; 2 у икки дедәк вә уларниң балилирини һәмминиң алдида маңдурди, андин Леяһ билән униң балилирини, әң ахирида Раһилә билән Йүсүпни маңдурди. 3 Өзи болса уларниң алдиға өтүп маңди, у акисиниң алдиға йетип барғичә йәттә қетим йәргә баш уруп тазим қилди. 4 Әсав униң алдиға жүгүрүп келип, уни қучағлап, бойниға бешини қоюп, уни сөйди; һәр иккиси жиғлишип кәтти. 5 Андин Әсав бешини көтирип қарап, аяллар вә балиларни көрүп: — Бу сән билән биллә кәлгәнләр кимләр? — дәп сориди.
Яқуп: — Булар Худа шапаәт қилип кәминилиригә бәргән балилардур, — деди.
6 Андин икки дедәк вә уларниң балилири алдиға берип, униңға тазим қилди; 7 Андин Леяһму униң балилири билән алдиға берип, тазим қилди, ахирида Йүсүп билән Раһилә алдиға берип, тазим қилди.
8 Әсав: — Маңа йолда учриған әшу топлириңда немә мәхситиң бар? — девиди, Яқуп җавап берип: — Бу ғоҗамниң алдида илтипат тепишим үчүндур, деди.
9 Лекин Әсав: — Әй қериндишим, мәндә йетип ашқидәк бар. Сениң өз нәрсилириң өзүңгә қалсун, деди.
10 Амма Яқуп: — Ундақ қилмиғин; әгәр мән нәзәрлиридә илтипат тапқан болсам, соғитимни қолумдин қобул қилғайла; чүнки силиниң мени хошаллиқ билән қобул қилғанлирини көрүп, дидарлирини көргинимдә Худаниң дидарини көргәндәк болдум! 11 Әнди саңа кәлтүрүлгән, Худадин көргән бу бәрикәтлиримни қобул қилғайла; чүнки Худа маңа шапаәт көрсәтти, һәммә нәрсилирим бар болди, — дәп униңдин қайта-қайта өтүнүвиди, у қобул қилди.
12 Андин Әсав: — Әнди биз қозғилип сәпиримизни давамлаштурайли, мән сениң алдиңда маңай, деди.
13 У униңға җававән: — Ғоҗам көрдилә, балилар кичик, қешимда емидиған қоза вә мозайлар бар; әгәр мән буларни бир күнла алдиртип қоғлап маңдурсам, пүткүл пада өлүп кетиду. 14 Шуңа өтүнимәнки, ғоҗам кәминилиридин алдида маңғач турсун; мән алдимдики мал-чарвиларниң меңишиға, шундақла балиларниң меңишиға қарап аста меңип, ғоҗамниң қешиға Сеирға удул барай, деди.
15 У вақитта Әсав: — Ундақ болса, мән өзүм билән кәлгән кишиләрдин бир нәччини қешиңда қоюп кетәй, деди. Лекин у җавап берип: — Буниң немә һаҗити? Пәқәт ғоҗамниң нәзиридә илтипат тапсамла шу купайә, деди.
16 Әсав у күни йолға чиқип Сеирға йенип кәтти. 17 Яқуп сәпәр қилип, Суккот дегән җайға кәлгәндә, у йәргә бир өй селип, маллириға лапасларни ясиди. Шуңа бу йәр «Суккот» дәп аталди.□ «Суккот» — мәнаси «кәпиләр» яки «лапаслар».
18 Шу тәриқидә Яқуп Падан-Арамдин қайтип, Қанаан зиминидики Шәкәм шәһиригә аман-есән кәлди. У шәһәрниң алдида чедир тикти.■ Йә. 24:32; Рос. 7:16. 19 Андин у чедир тиккән йәрниң бир қисимини Шәкәмниң атиси болған Һаморниң оғуллиридин бир йүз қәситигә сетивелип,□ «қәситә» — пул бирлиги болуп, қиммити бизгә намәлум. 20 Шу йәрдә бир қурбангаһ селип, намини «Әл-Әлоһә-Исраил» дәп атиди. □ «Әл-Әлоһә-Исраил» — мәнаси ««Әл» Исраилниң Тәңрисидур» (ибраний тилида «Әл» болса «илаһ», «Худа» дегәнни билдүриду).