9
Пәрвәрдигар Сулайманға вәдә һәм агаһ бериду
2Тар. 7:11-22
Сулайман Пәрвәрдигарниң өйи, падиша ордиси вә шундақла қурушни арзу қилған башқа қурулушларни көңлидикидәк пүткүзүп болғанда, 2Тар. 7:11 Пәрвәрдигар Сулайманға Гибеонда көрүнгәндәк әнди иккинчи қетим униңға көрүнди. 1Пад. 3:5
Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: — «Сән Мениң алдимда қилған дуа вә илтиҗайиңни аңлидим; Мениң намим униңда әбәткичә аян қилиниши үчүн, сән ясиған бу өйни Өзүмгә муқәддәс қилдим. Мениң көзлирим вә көңлүм шу йәрдә һемишә болиду. Қан. 12:11; 1Пад. 8:29 Сән болсаң, атаң Давутниң алдимда маңғинидәк, сәнму саңа буйруғинимниң һәммисигә мувапиқ әмәл қилиш үчүн, бәлгүлимилирим вә һөкүмлиримни тутуп, пак көңүл вә дуруслуқ билән алдимда маңсаң, Мән әнди атаң Давутқа: «Исраилниң тәхтидә саңа әвладиңдин олтиришқа бир зат кам болмайду» дәп вәдә қилғинимдәк, Мән падишалиқ тәхтиңни Исраилниң үстидә әбәткичә мәһкәм қилимән. 2Сам. 7:12, 16; 1Пад. 6:12; 2:4; 1Тар. 22:10; Зәб. 88:29-30; 131:12 Лекин өзүң я оғуллириң Маңа әгишиштин ваз кечип Мән алдиңларда қойған әмирлирим билән бәлгүлимилиримни тутмай, бәлки башқа илаһларниң қуллуғиға кирип уларға сәҗдә қилсаңлар, 2Сам. 7:14; Зәб. 88:31-33 шу чағда Мән Исраилни уларға тәқдим қилған зиминидин үзүп чиқиримән; вә Өз намимни көрситишкә Өзүмгә муқәддәс қилған бу өйни нәзиримдин ташлаймән вә Исраил һәммә хәлиқләр арисида сөз-чөчәк вә тапа-тәниниң объекти болиду; Қан. 28:37; Йәр. 7:15 Бу өй гәрчә һазир көркәм көрүнсиму, шу заманда униңдин өткәнләрниң һәммиси зор һәйран қелишип үшқиртип: «Пәрвәрдигар бу зиминға вә бу өйгә немишкә шундақ қилди?» дәп сорайду. «бу өй гәрчә һазир көркәм көрүнсиму,...» — башқа бир хил тәрҗимиси (бәзи кона текстләргә әгишип): «бу өй бир харабә болиду,...»   Қан. 29:23; 2Тар. 7:21; Йәр. 22:8
Кишиләр: — Чүнки зиминдики хәлиқләр өз ата-бовилирини Мисир зиминидин чиқарған Пәрвәрдигар Худасини ташлап, өзлирини башқа илаһларға бағлап, уларға сәҗдә қилип қуллуғида болғанлиғи үчүн, Пәрвәрдигар бу пүткүл күлпәтни уларниң бешиға чүшүрүпту, дәп җавап бериду.
 
Ташқи ишлар вә башқа қурулушлар
2Тар. 8:1-18
10 Шундақ болдики, жигирмә жил өтүп, Сулайман у икки өйни, йәни Пәрвәрдигарниң өйи билән падиша өйини ясап болғандин кейин, 2Тар. 8:1 11  Турниң падишаси Һирам Сулайманға барлиқ тәләплири бойичә кедир дәрәқлири, арча дәрәқлири вә алтун тәминлигини үчүн Сулайман падиша униңға Галилийә өлкисидин жигирмә шәһәрни бәрди. 12  Һирам Сулайман униңға бәргән шәһәрләрни көрүшкә Турдин чиқип кәлди; лекин улар униңға һеч яқмиди. 13  У: — Һәй бурадирим, сән мошу маңа бәргиниң зади қандақ шәһәрләр?! — деди. У уларни «Кабулниң жути» дәп атиди, вә улар бүгүнки күнгичә шундақ атилиду. «Кабулниң жути» — «кабул» дегәнниң мәнаси бәлким «чәклик» болуши мүмкин. Ибраний тилида сөзниң аһаңи «әрзимәс»кә йеқин келиду. 14  Һирам болса падишаға бир йүз жигирмә талант алтун әвәткән еди. «бир йүз жигирмә талант алтун» — бир талант (алтун) бәлким 27 килограм еди. 120 талант 3240 килограм; һазирқи пулда болса (2008-жили) 100 миллион доллар болиду.
 
15  Сулайман падиша Пәрвәрдигарниң өйини, өз өйини, Миллони, Йерусалимниң сепилини, Һазорни, Мәгиддони вә Гәзәр шәһәрлирини ясаш үчүн һашарға тутқан ишлигүчиләрниң ишлири мундақ: — «Милло» — бәлким Йерусалимдики егизликкә җайлашқан бир қәлъә яки истиһкам еди. 16  (Мисирниң падишаси Пирәвн чиқип Гәзәргә һуҗум қилип елип, уни отта көйдүрүп, шәһәрдә туруватқан Ⱪананийларни қирип, шәһәрни той соғиси сүпитидә Сулайманниң хотуни болған өз қизиға бәргән еди) 17  Сулайман Гәзәр билән төвәнки Бәйт-Һоронни бена қилди; 18  у Баалат билән өз зиминидики чөлгә җайлашқан Тадморниму йеңидин ясиди, 2Тар. 8:6 19  шундақла өзигә хас һәммә амбар шәһәрлирини, «җәң һарвуси шәһәрлири»ни, «атлиқлар шәһәрлири»ни вә Йерусалимда, Ливанда вә өзи сорайдиған барлиқ зиминда халиқинини бена қилди.
20  Исраиллардин болмиған Аморийлар, Һиттийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийлардин Исраил зиминида қелип қалғанларниң һәммисини болса, 21  Сулайман буларни, йәни Исраиллар пүтүнләй йоқиталмиған әлләрниң қалдуқ әвлатлирини қуллуқ һашарға тутти. Улар бүгүнки күнгичә шундақ болуп кәлди. Исраиллар пүтүнләй йоқиталмиған әлләрниң қалдуқ әвлатлири...» — бу ишларниң тарихи «Йәшуа пәйғәмбәр» дегән қисмида пүтүлгән. Тәвраттики «Йәшуа»ни көрүң. Мошу һашарчилар 13:5-16дә хатириләнгәнләрдин башқа һашарчилар болса керәк еди. «Улар (Ⱪананийлар қатарлиқлар) бүгүнки күнгичә шундақ болуп кәлди» — бу сөз Исраиллар техи өз вәтинидә турған вақтида хатириләнгән, әлвәттә.
22  Лекин Сулайман Исраиллардин һеч кимни қул қилмай, бәлки уларни ләшкәр, хизмәткар, һөкүмдар-әмәлдар, һарву билән атлиқларниң сәрдарлири қилди. Лав. 25:39 23  Булардин Сулайманниң ишлирини башқуридиған, йәни ишлигүчиләрниң үстигә қоюлған чоң назарәтчиләр бәш йүз әллик еди.
24  Пирәвнниң қизи Давутниң шәһиридин көчүп Сулайман униң үчүн ясиған өйдә олтарғинида, у Милло қәлъәсини ясиди. 2Тар. 8:11 25  Сулайман Пәрвәрдигарға ясиған қурбангаһда жилда үч қетим көйдүрмә қурбанлиқлар билән енақлиқ қурбанлиқлирини сунатти вә Пәрвәрдигарниң алдидики хушбуйгаһта хушбуй яқатти. Шу тәриқидә у ибадәтханиниң ишлирини пүткүзди. «Шу тәриқидә у ибадәтханиниң ишлирини пүткүзди» — бу җүмлиниң мәнаси бәлким Сулайман һейтләрни мошу ибадәтханида өткөзүшлири билән һәр бир башқа «ибадәт җайлири», болупму «жуқури җайлар»ниң инавәтсизлигини көрсәтти. Демәк, шу чағдин башлап Пәрвәрдигар қурбанлиқларни қобул қилған җай пәқәт Йерусалимдики ибадәтханила еди.
26  Сулайман падиша Езион-Гәбәрдә бир түркүм кемиләрни ясиди. У йәр болса Едом зиминида, Қизил деңиз бойидики Елатниң йенида еди. «Қизил деңиз бойидики Елат» — яки «Қизил деңиз бойидики Елат» (һазирқи нами «Елат»). 27  Һирам өз хизмәткарлири, йәни деңизчилиқни убдан билидиған нәччә кемичиләрни Сулайманниң хизмәткарлириға қошулуп кемиләрдә ишләшкә әвәтти. 28  Улар Офирға берип, у йәрдин төрт йүз жигирмә талант алтунни елип келип, Сулайман падишаға апарди. «төрт йүз жигирмә талант алтун» — бир талант (алтун) бәлким 27 килограм еди. Ундақта 420 талант 11340 килограм.
 
 

9:1 2Тар. 7:11

9:2 1Пад. 3:5

9:3 Қан. 12:11; 1Пад. 8:29

9:5 2Сам. 7:12, 16; 1Пад. 6:12; 2:4; 1Тар. 22:10; Зәб. 88:29-30; 131:12

9:6 2Сам. 7:14; Зәб. 88:31-33

9:7 Қан. 28:37; Йәр. 7:15

9:8 «бу өй гәрчә һазир көркәм көрүнсиму,...» — башқа бир хил тәрҗимиси (бәзи кона текстләргә әгишип): «бу өй бир харабә болиду,...»

9:8 Қан. 29:23; 2Тар. 7:21; Йәр. 22:8

9:10 2Тар. 8:1

9:13 «Кабулниң жути» — «кабул» дегәнниң мәнаси бәлким «чәклик» болуши мүмкин. Ибраний тилида сөзниң аһаңи «әрзимәс»кә йеқин келиду.

9:14 «бир йүз жигирмә талант алтун» — бир талант (алтун) бәлким 27 килограм еди. 120 талант 3240 килограм; һазирқи пулда болса (2008-жили) 100 миллион доллар болиду.

9:15 «Милло» — бәлким Йерусалимдики егизликкә җайлашқан бир қәлъә яки истиһкам еди.

9:18 2Тар. 8:6

9:21 Исраиллар пүтүнләй йоқиталмиған әлләрниң қалдуқ әвлатлири...» — бу ишларниң тарихи «Йәшуа пәйғәмбәр» дегән қисмида пүтүлгән. Тәвраттики «Йәшуа»ни көрүң. Мошу һашарчилар 13:5-16дә хатириләнгәнләрдин башқа һашарчилар болса керәк еди. «Улар (Ⱪананийлар қатарлиқлар) бүгүнки күнгичә шундақ болуп кәлди» — бу сөз Исраиллар техи өз вәтинидә турған вақтида хатириләнгән, әлвәттә.

9:22 Лав. 25:39

9:24 2Тар. 8:11

9:25 «Шу тәриқидә у ибадәтханиниң ишлирини пүткүзди» — бу җүмлиниң мәнаси бәлким Сулайман һейтләрни мошу ибадәтханида өткөзүшлири билән һәр бир башқа «ибадәт җайлири», болупму «жуқури җайлар»ниң инавәтсизлигини көрсәтти. Демәк, шу чағдин башлап Пәрвәрдигар қурбанлиқларни қобул қилған җай пәқәт Йерусалимдики ибадәтханила еди.

9:26 «Қизил деңиз бойидики Елат» — яки «Қизил деңиз бойидики Елат» (һазирқи нами «Елат»).

9:28 «төрт йүз жигирмә талант алтун» — бир талант (алтун) бәлким 27 килограм еди. Ундақта 420 талант 11340 килограм.