Ибраний тилида «товва қилиш» вә «қайтип келиш» бир сөз биләнла ипадилиниду. Мошу йәрдә шүбһисизки, һәм хәлиқниң товва қилишини вә өз жутиға қайтип келишиниму көрситиду. ■ Жиғ. 5:21
Йерусалим шәһириниң һазирқи әтраплири бу айәтләрдә көрситилгән җайларда кеңәйтәлмәктә. «җәсәтләр... ташлинидиған... җилға» .. «Кидрон дәрияси»... «Ат дәрвазиси» — шәһәрниң җәнубий тәрипигә, «Кидрон дәрияси» шәрқий тәрипигә, «Ат дәрвазиси» болса бәлким шималий тәрипигә җайлашқан еди.
□31:2 «Қиличтин аман қалған хәлиқ, йәни Исраил, чөл-баяванда илтипатқа егә болған» — «Исраил» мошу йәрдә Асурийә империйәси миладийәдин илгәрки 722-жили өзигә сүргүн қилған он қәбилини көрситиду. «Қиличтин аман қалған хәлиқ» йәнә Бабилға сүргүн болған Йәһудани көрситиду (51:50ни көрүң). «Чөл-баяванда илтипатқа егә болған» дегән сөзләр, Исраил Мисирдин қутқузулуп чиқип, чөл-баявандин өтүп нурғун карамәт ишларни көргәндәк, мошу сүргүн болған Исраил билән Йәһуда Бабил вә башқа шималий тәрәпләрдин тәң қутқузулуп, чөл-баявандин өтүп Худаниң илтипати билән нурғун карамәт ишларни көриду.
□31:5 «Сән қайтидин Самарийәниң тағлири үстигә үзүмзарлар тикисән; уларни тиккүчиләр өзлири тикип, мевисини өзлири йәйду» — үзүмзарни өстүрүш үчүн узун вақит керәк болғачқа, уларниң мәвҗут болғанлиғи шу чағниң аман-течлиқ күнләр екәнлигини көрситиду.
□31:6 «Әфраимниң егизлигидә турған күзәтчиләр: ...» — «Әфраим» дегәнлик мошу йәрни «Исраил», йәни «шималий падишалиқ»ни көрситиду (шималий падишалиқтики он қәбилә бәзи вақитларда қисқичә «Әфраим» дәп аталған). «Исраил» Йәһудадин айрилип чиққан вақтида, Исраилниң падишаси өз пухралирини бурунқидәк Йәһуда билән биллә Йерусалимдики ибадәтханида ибадәт қилса, ундақта өзидин йүз өрүп кетиши яки ялтийиши мүмкин дәп қарап, уларниң Йерусалимға бармаслиғи үчүн өзиниң «ибадәтхана»сини қуруп униңға бутларни салған. Мошу бешарәт, кәлгүсидә мошундақ һәсәтхорлуқ мәвҗут болмайду, Йәһуда вә Әфраимниң Худаниң ибадитидә қәлби бир болиду, дәйду. «күзәтчиләр» — буларниң адәттики бурчи, дүшмәнләрниң йеқин кәлгәнлиги тоғрилиқ агаһ бериш. Лекин шу күнләр теч-аман болғачқа, уларниң бирдин-бир бурҗи «йеңи ай»ни байқап, байрам-һейтларниң йетип кәлгәнлигини, шуниңдәк Йерусалимға чиқайли, дәп җакалаштин ибарәт болиду.
□31:7 «Яқуп үчүн шат-хурамлиқ билән нахша ейтиңлар, әлләрниң беши болғучи үчүн айһай көтириңлар; җакалаңлар, мәдһийә оқуп...дәңлар!» — бу сөзләр кимләргә ейтилиду? Яқуп «әлләрниң беши» дәп аталғачқа, бу сөзләр «ят әлләр»гә ейтилиши мүмкин (10-айәтни көрүң); яки болмиса сүргүнлүктин жутқа балдур қайтип келиватқан Йәһудаға, яки қериндашлириға дуа қилишни дәвәт қилип ейтилиду.
□31:15 «Рамаһ шәһиридә бир сада, аччиқ жиға-зериниң пиғани аңлиниду,..» — «Рамаһ» болса Бәйт-Әл вә Бәйт-Ләһәм арисидики йеза; Яқупниң аяли Раһилә (бала туққинида) шу йәрдә өлүп көмүлгән еди. Раһилә «Исраил»дики он қәбилиниң ичидики икки чоң қәбилиниң әҗдати болған Әфраим вә Манассәһниң чоң аписи еди; мошу йәрдә у уларниң Исраил зиминидин (сүргүн болуп) әлвида айрилип кәткәнлиги үчүн жиғлап ташлиғанлиғиға символ қилиниду.
□31:18 «Мән дәрвәқә Әфраимниң өзи тоғрилиқ өкүнүп: «Сән бизгә шаш топаққа тәрбийә бәргәндәк савақ-тәрбийә бәрдиң; әнди бизни товва қилдурғайсән, ... чүнки Сән Пәрвәрдигар Худайимиздурсән» — ибраний тилида Әфраимниң сөзлириниң һәммиси «мән», «мени» қатарлиқ алмашлар билән ипадилиниду. Чүшинишлик болсун дәп мошу айәттә вә 19-айәттә Әфраим баян қилинғанда, «мән» дегән сөзни «биз» дәп тәрҗимә қилдуқ. Ибраний тилида «товва қилиш» вә «қайтип келиш» бир сөз биләнла ипадилиниду. Мошу йәрдә шүбһисизки, һәм хәлиқниң товва қилишини вә өз жутиға қайтип келишиниму көрситиду.
□31:19 «биз өзимизни тонуп йәткәндин кейин, йотимизни урдуқ» — «йотини уруш» дегән һәрикәт қаттиқ пушайман, қаттиқ хиҗаләтни билдүрәтти.
□31:22 «Пәрвәрдигар йәр йүзидә йеңи иш яритиду: — аял киши батурниң әтрапида йепишип хәвәр алиду!» — бу әҗайип бешарәт тоғрилиқ «Қошумчә сөз»имизни көрүң. Бизниңчә у Мәсиһниң пак қиз Мәрйәмдин туғулушини өз ичигә алиду.
□31:26 «— Мән Йәрәмия буни аңлап ойғандим, әтрапқа қаридим, наһайити татлиқ ухлаптимән» — бәзи алимлар бу айәт кәлгүсидики Исраилниң әһвалини көрситип: «Улар шу чағда: «Биз һазир ойғинип әтрапқа қарисақ, яхши уйқидин бәһримән болдуқ» дәйду» дәп тәрҗимә қилиду. Бизниңчә бәлким Худаниң сөзи Йәрәмияға чүшидә кәлгәндур.
□31:29 «Атилар аччиқ-чүчүк үзүмләрни йегән, шуңа балиларниң чиши қериқ сезилиду» — демәк, ата-бовимиз яман иш қилған, бирақ биз униң яман ақивитини, Худаниң җазасини көримиз. 30-айәтни көрүң.
□31:30 «аччиқ-чүчүк үзүмләрни йегәнләрниң болса, өзиниң чиши қериқ сезилиду» — бу 30-айәттики мақал 29-айәттики мәқулниң әксидур. «Әзакиял пәйғәмбәр» китавида изаһлиғинимиз («қошумчә сөз»имиздә, «Әз.» 18:12 тоғрилиқ ейтилған)дәк, ата-бовилириниң гуналири бала-әвлатлириға мәлум бир тәсири бардур, дәп әкс етиду; лекин Худа һазир йеңи әһдини (31-34ни көрүң) улар билән түзмәкчи болидуки, уларниң һәр бириниң Худа билән алаһидә мунасивәт-достлуғи бар болиду, өткәндики ишлар уларға һеч қандақ тәсир йәткүзмәйду.
□31:33 «шу күнләрдин кейин» — бәлким Худа хәлқини өз жутиға қайтурғандин кейин.
■31:33 Йәр. 24:7; 30:22; 31:33
■31:34 Йәш. 54:13; Йәр. 33:8; Мик. 7:18; Юһ. 6:45; Рос. 10:43
□31:40 «җәсәтләр вә қурбанлиқ күллири ташлинидиған пүткүл җилға» — мошу «җилға» «Һинномниң җилғиси» (Гә-Һинном)ни көрситиду (7-бап, 31-32-айәт вә изаһатиниму көрүң). Бу җилғиға әхләтләр һәм һәр хил напак нәрсиләр ташлинатти. Бу интайин напак, паскина җилғиниң кәлгүси заманда (айәтниң иккинчи қисмида ейтилғандәк) Худаға атап муқәддәс болидиғанлиғи әҗайип иш болиду. Демәк, Худаниң шәпқити билән пүткүл шәһәр вә униң һәммиси интайин пак-муқәддәс болиду. Йерусалим шәһириниң һазирқи әтраплири бу айәтләрдә көрситилгән җайларда кеңәйтәлмәктә. «җәсәтләр... ташлинидиған... җилға» .. «Кидрон дәрияси»... «Ат дәрвазиси» — шәһәрниң җәнубий тәрипигә, «Кидрон дәрияси» шәрқий тәрипигә, «Ат дәрвазиси» болса бәлким шималий тәрипигә җайлашқан еди.