51
Ниҗат-қутулуш силәргә йеқин туриду!
«И һәққанийлиққа интилгүчиләр,
Пәрвәрдигарни издигүчиләр,
Маңа қулақ селиңлар: —
Силәрни йонуп чиқарған ташқа,
Силәрни колап чиқарған орәккә нәзәр селиңлар;
Атаңлар Ибраһимға, силәрни туғуп бәргән Сараһқа нәзәр селиңлар;
Чүнки Мән уни ялғуз чеғида чақирдим,
Униңға бәхит ата қилдим,
Һәм уни авундурдум.
Чүнки Пәрвәрдигар Зионға тәсәлли бәрмәй қоймайду;
Униң барлиқ харабә йәрлиригә чоқум тәсәлли бериду;
У чоқум униң җаңгаллирини Ерән бағчисидәк,
Униң чөл-баяванлирини Пәрвәрдигарниң беғидәк қилиду;
Униңдин хошаллиқ һәм шат-хурамлиқ,
Рәхмәтләр һәм нахша авазлири тепилиду.
Мениң хәлқим, гепимни аңлаңлар,
Өз елим, маңа қулақ селиңлар;
Чүнки Мәндин бир қанун-тәлим келиду,
Вә Мән һөкүм-һәқиқитимни әл-жутлар үчүн бир нур қилип тикләймән.
Мениң һәққанийлиғим силәргә йеқин,
Мениң ниҗатим йолға чиқти;
Мениң биләклирим әл-жутларға һөкүм-һәқиқәтни елип келиду;
Араллар Мени күтүп умид бағлайду,
Улар Мениң билигимгә тайиниду.
Бешиңларни көтирип асманларға,
Астиңларда турған йәр-зиминғиму қарап беқиңлар;
Чүнки асманлар ис-түтәктәк ғайип болиду,
Йәр-зимин болса бир тал кийимдәк конирап кетиду;
Униңда туруватқанларму охшашла өлиду;
Бирақ ниҗатим болса әбәдил-әбәтгичидур,
Мениң һәққанийлиғим һәргиз янҗилмайду.
И һәққанийлиғимни билгәнләр,
Көңлигә қанун-тәлимимни пүккән хәлиқ,
Маңа қулақ селиңлар;
Инсанларниң һақарәтлиридин қорқмаңлар,
Улардики күпүрлүк вә ғалҗирлашлардин патипарақ болуп кәтмәңлар; Зәб. 36:31; 117:6-7; Йәш. 51:12
Чүнки күйә уларни кийимни йәвалғандәк йәвалиду,
Қурут жуң йәвалғандәк йәвалиду;
Бирақ һәққанийлиғим әбәдил-әбәтгичидур,
Мениң ниҗатим дәвирдин-дәвиргичидур. Йәш. 50:9
 
Худаниң вәдилирини аңлиғанларниң бир дуаси
Ойған, ойған, күчни өзүңгә кийим қилип кийгәйсән, и Пәрвәрдигарниң Билиги!
Қедимки вақитларда,
Өткән заманлардики дәвирләрдә ойғанғиниңдәк ойған!
Раһабни қийма-чийма қилип чепивәткән,
Әҗдиһани санҗип зәхимләндүргән әсли Сән әмәсму? «Ойған, ойған, күчни өзүңгә кийим қилип кийгәйсән, и Пәрвәрдигарниң Билиги!... Раһабни қийма-чийма қилип чепивәткән, әҗдиһани санҗип зәхимләндүргән әсли сән әмәсму?»
(1) мошу айәттә «Пәрвәрдигарниң Билиги»гә қаритилған бир дуа көрситилиду. Мошу дуаға болған биринчи җавап бизниңчә 12-айәттә хатирилиниду — демәк, Мән һәрдайим сәгәк туримән, саңа тәсәлли һәм күч бәргүчидурмән. Бизниңчә иккинчи җавап 53-бапта ашкарилиниду.
(2) «Раһаб» — Мисирниң башқа бир исми, мәнаси «һакавурлуқ»тур». Бабиллиқларниң һәм Пәләстинликләрниң әпсанилиригә асасән, Худа дунияни яритип тәртипкә селиш үчүн, авал деңизда турған бәзи яман күчләр үстидин ғәлибә қилиши керәк еди. Мошу күчләрниң бирисиниң исми «Раһаб» еди. Айәткә қариғанда мошу кона «әпсаниләр»ниң мәлум асаси бар; мошу йәрдә Худа Өз хәлқини Мисирдин чиқирип қутқузғанда, деңизни қурутқан, шундақ қилип деңиздики барлиқ «яман күчлирини» асанла идарә қилидиғанлиғини көрсәткән.
(3) Бизниңчә мошу йәрдики «әҗдиһа» 27-бап, 1-айәттики «левиатан»дур. «Мисирдин чиқиш» вақтида, Худа уни «санҗиған», бирақ техи өлтүргән әмәс. «Левиатан» Шәйтанниң бир ипадиси болуп, (27-бапта дейилгәндәк) ахирқи заманларда пүтүнләй бир тәрәп қилиниду.
10 Деңизни, дәһшәтлик һаңлардики суларни қурутиветип,
Деңизниң тегилирини Сән һәмҗәмәтлик қилип қутқузғанларниң өтүш йоли қилған Өзүң әмәсму? Йәш. 43:16
11 Шуңа Пәрвәрдигар бәдәл төләп қутқузғанлар қайтип келиду,
Улар нахшиларни ейтип Зионға йетип келиду;
Уларниң башлириға мәңгүлүк шат-хурамлиқ қониду;
Улар хошаллиқ вә шатлиққа еришиду;
Қайғу-һәсрәт һәм уһ-надамәтләр бәдәр қачиду.
12 Силәргә тәсәлли бәргүчи Өзүм, Өзүмдурмән;
Өлүш алдида турған бир инсандин,
Тени от-чөпләргә айлинип кетидиған инсан балисидин қорқуп кәткиниң немиси? «Өлүш алдида турған бир инсан» — ибраний тилида «өлүватқан бир инсан» дегән қизиқ сөз билән ипадилиниду. Бизниңчә буниң мәнаси, Худани тонумиғанларниң һаятиму өлгән адәмгә охшаш болиду дегәндин ибарәттур. «Силәргә тәсәлли бәргүчи ... Өзүмдурмән; ... (сениң) тени от-чөпләргә айлинип кетидиған инсан балисидин қорқуп кәткиниң немиси?» — мошу айәттики «силәр» ибраний тилида «әрәнчә род»та ишлитилгән болуп, бәлким барлиқ хәлиқләрни, «сән» болса «аялчә род» шәкилдә болуп, бәлким «Зион»ниң өзини көрситиши мүмкин.   Зәб. 117:6-8; Йәш. 51:7
13 Асманларни кәргән,
Йәр-зиминниң улини салған Ясиғучиң Пәрвәрдигарни унтуп жүрисән,
Шундақла күн бойи һалакәт жүргүзмәкчи болған залимниң қәһридин тохтавсиз қорқуп жүрисән;
Әнди залимниң қәһри қени? «Асманларни кәргән, йәр-зиминниң улини салған Ясиғучиң Пәрвәрдигарни унтуп жүрисән, шундақла күн бойи һалакәт жүргүзмәкчи болған залимниң қәһридин тохтавсиз қорқуп жүрисән...» — мошу айәттики «сән» ибраний тилида «әрәнчә род»та болуп, бәлким Зиондин сүргүн болғанларни (ят әлләрниң бозәк қилишиға учриғанларни) көрситиши мүмкин; 14-айәтни көрүң.   Аюп 9:8; Зәб. 103:2; Йәш. 40:22; 42:5; 44:24
14 Баш әккән әсир болса тездин бошитилиду;
У һаңға чүшмәйду, шуниң билән өлмәйду,
Униң рисқиму түгәп қалмайду. «У һаңға чүшмәйду, шуниң билән өлмәйду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Униң өлүги (җинайәтчидәк) ориға ташливетилмәйду».
15 Мән болсам деңизни қозғап, долқунларни һөкирәткүчи Пәрвәрдигар Худайиңдурмән;
«Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар» Мениң намимдур; ««Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар» Мениң намимдур» — ибраний тилида ««Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар» Униң намидур».
16 Вә асманларни тикләшкә,
Йәр-зиминниң улини селишқа,
Вә Зионға: «Сән Мениң хәлқимдур» дейишкә,
Мән сөзүмни ағзиңға қуйғанмән,
Сән қулумни қолумниң сайиси билән япқанмән. «Асманларни тикләшкә, йәр-зиминниң улини селишқа, вә Зионға: «Сән Мениң хәлқимдур» дейишкә, Мән сөзүмни ағзиңға қуйғанмән, сән қулумни қолумниң сайиси билән япқанмән» — мошу айәттики «Сән» болса әсли 9-10-айәттики «Пәрвәрдигарниң Билиги», йәни «Пәрвәрдигарниң қули»ға ейтилған гәп болуши керәк; шуңа биз «сән қулумни япқанмән» дәп тәрҗимә қилдуқ. Әнди 16-айәткә қариғанда Худаниң униңға тапшурған вәзипилири арисида, йеңи асман-зиминни бәрпа қилишму болған болиду.
17 И Пәрвәрдигарниң қолидики қәһрлик қәдәһни ичивәткән Йерусалим,
Ойған, ойған, орнуңдин тур;
Адәмни вәһимигә салғучи җам-қәдәһни сән ичтиң, бирақла көтиривәттиң; Йәш. 52:1
18 Униң туғуп бәргән барлиқ балилири арисида уни йетәклигидәк һеч ким йоқ,
Униң беқип чоң қилған барлиқ балилиридин униң қолини тутуп йөлигидәк һеч бириму йоқ.
19 Бу икки иш бешиңға чүшти —
(Ким сән үчүн ич ағритип жиғлар?!)
— Булаңчилиқ һәм вәйранчилиқ,
Ачарчилиқ һәм қилич;
Мәнму саңа тәсәлли берәләймәнмекин? «Мәнму саңа тәсәлли берәләймәнмекин?» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Мәндин башқа һеч ким саңа тәсәлли берәлмәйду».   Йәш. 47:9
20 Сениң балилириң һалсизлинип һошидин кәтти,
Торға чүшкән җәрәндәк һәр бир кочиниң доқмушида ятиду;
Улар Пәрвәрдигарниң қәһри билән,
Худайиңниң тәнбиһи билән толдурулди; Жиғ. 2:11,12
21 Шуңа һазир буни аңлап қой, и хар болған,
— Мәс болған, бирақ шарап билән әмәс: —
22 Өз хәлқиниң дәвасини жүргүзгүчи Рәббиң Пәрвәрдигар,
Йәни сениң Худайиң мундақ дәйду: —
«Мана, Мән қолуңдин адәмни вәһимигә салидиған җам-қәдәһни,
Йәни қәһримгә толған қәдәһни еливалдим;
Сән иккинчи униңдин һеч ичмәйсән;
23 Мән уни сени харливатқанларниң қолиға тутқузимән;
Улар саңа: «Биз үстүңдин дәссәп өтимиз, егилип тур» деди;
Шуниң билән сән тениңни йәр билән тәң қилип,
Үстүңдин өткүчиләр үчүн өзүңни кочидики йол қилдиң».
 
 

51:7 Зәб. 36:31; 117:6-7; Йәш. 51:12

51:8 Йәш. 50:9

51:9 «Ойған, ойған, күчни өзүңгә кийим қилип кийгәйсән, и Пәрвәрдигарниң Билиги!... Раһабни қийма-чийма қилип чепивәткән, әҗдиһани санҗип зәхимләндүргән әсли сән әмәсму?» — (1) мошу айәттә «Пәрвәрдигарниң Билиги»гә қаритилған бир дуа көрситилиду. Мошу дуаға болған биринчи җавап бизниңчә 12-айәттә хатирилиниду — демәк, Мән һәрдайим сәгәк туримән, саңа тәсәлли һәм күч бәргүчидурмән. Бизниңчә иккинчи җавап 53-бапта ашкарилиниду. (2) «Раһаб» — Мисирниң башқа бир исми, мәнаси «һакавурлуқ»тур». Бабиллиқларниң һәм Пәләстинликләрниң әпсанилиригә асасән, Худа дунияни яритип тәртипкә селиш үчүн, авал деңизда турған бәзи яман күчләр үстидин ғәлибә қилиши керәк еди. Мошу күчләрниң бирисиниң исми «Раһаб» еди. Айәткә қариғанда мошу кона «әпсаниләр»ниң мәлум асаси бар; мошу йәрдә Худа Өз хәлқини Мисирдин чиқирип қутқузғанда, деңизни қурутқан, шундақ қилип деңиздики барлиқ «яман күчлирини» асанла идарә қилидиғанлиғини көрсәткән. (3) Бизниңчә мошу йәрдики «әҗдиһа» 27-бап, 1-айәттики «левиатан»дур. «Мисирдин чиқиш» вақтида, Худа уни «санҗиған», бирақ техи өлтүргән әмәс. «Левиатан» Шәйтанниң бир ипадиси болуп, (27-бапта дейилгәндәк) ахирқи заманларда пүтүнләй бир тәрәп қилиниду.

51:10 Йәш. 43:16

51:12 «Өлүш алдида турған бир инсан» — ибраний тилида «өлүватқан бир инсан» дегән қизиқ сөз билән ипадилиниду. Бизниңчә буниң мәнаси, Худани тонумиғанларниң һаятиму өлгән адәмгә охшаш болиду дегәндин ибарәттур. «Силәргә тәсәлли бәргүчи ... Өзүмдурмән; ... (сениң) тени от-чөпләргә айлинип кетидиған инсан балисидин қорқуп кәткиниң немиси?» — мошу айәттики «силәр» ибраний тилида «әрәнчә род»та ишлитилгән болуп, бәлким барлиқ хәлиқләрни, «сән» болса «аялчә род» шәкилдә болуп, бәлким «Зион»ниң өзини көрситиши мүмкин.

51:12 Зәб. 117:6-8; Йәш. 51:7

51:13 «Асманларни кәргән, йәр-зиминниң улини салған Ясиғучиң Пәрвәрдигарни унтуп жүрисән, шундақла күн бойи һалакәт жүргүзмәкчи болған залимниң қәһридин тохтавсиз қорқуп жүрисән...» — мошу айәттики «сән» ибраний тилида «әрәнчә род»та болуп, бәлким Зиондин сүргүн болғанларни (ят әлләрниң бозәк қилишиға учриғанларни) көрситиши мүмкин; 14-айәтни көрүң.

51:13 Аюп 9:8; Зәб. 103:2; Йәш. 40:22; 42:5; 44:24

51:14 «У һаңға чүшмәйду, шуниң билән өлмәйду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Униң өлүги (җинайәтчидәк) ориға ташливетилмәйду».

51:15 ««Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар» Мениң намимдур» — ибраний тилида ««Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар» Униң намидур».

51:16 «Асманларни тикләшкә, йәр-зиминниң улини селишқа, вә Зионға: «Сән Мениң хәлқимдур» дейишкә, Мән сөзүмни ағзиңға қуйғанмән, сән қулумни қолумниң сайиси билән япқанмән» — мошу айәттики «Сән» болса әсли 9-10-айәттики «Пәрвәрдигарниң Билиги», йәни «Пәрвәрдигарниң қули»ға ейтилған гәп болуши керәк; шуңа биз «сән қулумни япқанмән» дәп тәрҗимә қилдуқ. Әнди 16-айәткә қариғанда Худаниң униңға тапшурған вәзипилири арисида, йеңи асман-зиминни бәрпа қилишму болған болиду.

51:17 Йәш. 52:1

51:19 «Мәнму саңа тәсәлли берәләймәнмекин?» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Мәндин башқа һеч ким саңа тәсәлли берәлмәйду».

51:19 Йәш. 47:9

51:20 Жиғ. 2:11,12