2
Данишмәнләрниң зиярити
Әйса Һерод падиша һөкүм сүргән күнләрдә Йәһудийә өлкисиниң Бәйт-Ләһәм йезисида дунияға кәлгәндин кейин, мана бәзи данишмәнләр мәшриқтин Йерусалимға йетип келип, пухралардин: «Һерод падиша һөкүм сүргән күнләрдә» — «Һерод падиша» тоғрилиқ «Қошумчә сөз» вә «Тәбирләр»ниму көрүң. «Мана бәзи данишмәнләр мәшриқтин Йерусалимға йетип келип...» — «данишмәнләр» — Грек тилида «магой» дегән сөз билән ипадилиниду. Әслидә бу сөз мунәҗҗимләрни яки пир-устазларни көрситәтти; Даниял пәйғәмбәр Бабилда мундақ кишиләргә «пирларниң пири» болуп йол көрсәткәндин кейин (Тәврат, «Даниял» дегән қисимни көрүң) «магой»ларниң көзқарашлири вә һесаплири асасән хурапат бойичә әмәс, бәлки Тәвраттики бешарәтләр бойичә болған болуши мүмкин. «мәшриқтин Йерусалимға йетип келип...» — Йерусалим қедимки Исраилниң пайтәхти еди.   Луқа 2:4. Йәһудийларниң йеңидин туғулған падишаси қәйәрдә? Чүнки биз униң юлтузиниң көтирилгәнлигини көрдуқ. Шуңа, униңға сәҗдә қилғили кәлдуқ, — дейишти. «Чүнки биз униң юлтузиниң көтирилгәнлигини көрдуқ» — «униң юлтузи» — демәк, «униң туғулғанлиғидин бешарәт беридиған юлтузи». «биз униң юлтузиниң көтирилгәнлигини көрдуқ» — яки «биз униң юлтузини шәриқтә көрдуқ». Буни аңлиған Һерод падиша, шуниңдәк пүткүл Йерусалим хәлқиму алақзадиликкә чүшти. У пүткүл баш каһинлар вә хәлиқниң Тәврат устазлирини чақирип, улардин «Мәсиһ қәйәрдә туғулуши керәк?» — дәп сориди. «Мәсиһ қәйәрдә туғулуши керәк?» — «Мәсиһ» — пәйғәмбәрләр алдин-ала ейтқан, Худа тәрипидин талланған, һаман бир күни келип һәм ниҗат кәлтүридиған һәм кейин мәңгү һөкүмранлиқ қилидиған Кутқузғучи-Падишаһни көрситиду. «Тәбирләр»ниму көрүң. Улар: «Йәһудийәдики Бәйт-Ләһәм йезисида болуши керәк, — чүнки пәйғәмбәр арқилиқ шундақ пүтүлгән: — «пәйғәмбәр арқилиқ шундақ пүтүлгән...» — «пәйғәмбәр» мошу йәрдә Тәвраттики Микаһ пәйғәмбәрни көрситиду («Мик.» 5:2).
«И Йәһудийә зиминидики Бәйт-Ләһәм,
Хәлқиң Йәһудийә йетәкчилириниң арисида әң кичиги болмайду;
Чүнки сәндин бир йетәкчи чиқиду,
У хәлқим Исраилларниң баққучиси болиду» — дейишти. Мик. 5:1, 2; 1Сам. 16:1; Юһ. 7:42.
 
Буниң билән, Һерод данишмәләрни мәхпий чақиртип, юлтузниң қачан пәйда болғанлиғини сүрүштүрүп биливалди. Андин: «Берип балини сүрүштә қилип тепиңлар. Тапқан һаман қайтип маңа хәвәр қилиңлар, мәнму униң алдиға берип сәҗдә қилип келәй» — дәп, уларни Бәйт-Ләһәмгә йолға салди.
Данишмәнләр падишаниң сөзини аңлап йолға чиқти; вә мана, улар шәриқтә көргән һелиқи юлтуз уларниң алдида йол башлап маңди вә бала турған йәргә келип тохтиди. «улар шәриқтә көргән һелиқи юлтуз» — яки «улар у көтәрлгәндә көргән һелиқи юлтуз». 10 Улар һелиқи юлтузни көргинидин интайин қаттиқ шатлиништи 11 һәм өйгә кирип, балини аниси Мәрйәм билән көрүп, йәргә жиқилип униңға сәҗдә қилишти. Андин, ғәзнилирини ечип, алтун, мәстики, мурмәкки қатарлиқ соғатларни сунушти. 12 Уларға чүшидә Һеродниң йениға бармаслиқ тоғрисидики вәһий кәлгәнлиги үчүн, улар башқа йол билән өз жутиға қайтишти.
 
Мисирға қечиш
13 Улар йолға кәткәндин кейин, Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси Йүсүпниң чүшидә көрүнүп:
Орнуңдин тур! Бала вә аниси иккисини елип Мисирға қач. Мән саңа уқтурғичә у йәрдә турғин. Чүнки Һерод балини йоқитишқа издәп келиду — деди. 14 Шуниң билән у орнидин туруп, шу кечила бала вә аниси иккисини елип Мисирға қарап йолға чиқти. 15 У Һерод өлгичә шу йәрдә турди. Шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан: «Оғлумни Мисирдин Мән чақирдим» дегән сөзи әмәлгә ашурулди. «Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан: «Оғлумни Мисирдин Мән чақирдим» дегән сөзи әмәлгә ашурулди» — Тәврат, «Һош.» 11:1.   Һош. 11:1.
 
Һеродниң оғул бовақларни өлтүрүши
16 Һерод болса данишмәнләрдин алданғанлиғини билип, қаттиқ ғәзәпләнди. У данишмәнләрдин ениқлиған вақитқа асасән, адәмләрни әвәтип Бәйт-Ләһәм йезиси вә әтрапидики икки яш вә униңдин төвән яштики оғул балиларниң һәммисини өлтүргузди. «Һерод... әтрапидики икки яш вә униңдин төвән яштики оғул балиларниң һәммисини өлтүргузди» — демәк, у туғулған бала көп дегәндә икки яшқа киргән, дәп һесаплиған еди. 17 Шу чағда Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ ейтилған муну сөз әмәлгә ашурулди: —
 
18 «Рамаһ шәһиридә бир сада,
Аччиқ жиға-зериниң пиғани аңлинар,
Бу Раһиләниң балилири үчүн көтәргән аһ-зарлири;
Балилириниң йоқ қиливетилгини түпәйлидин,
Тәсәллини қобул қилмай пиған көтириду». «Рамаһ шәһиридә бир сада, аччиқ жиға-зериниң пиғани аңлинар» — «Рамаһ жути» яки «Рамаһ шәһири» Бәйт-Ләһәмдин жирақ әмәс. «Рамаһ шәһиридә бир сада, аччиқ жиға-зериниң пиғани аңлинар, ... балилириниң йоқ қиливетилгини түпәйлидин, тәсәллини қобул қилмай пиған көтириду» — пүткүл бешарәт «Йәр.» 31:15дә тепилиду.   Йәр. 31:15
 
Мисирдин қайтип келиш
19 Әнди Һерод өлгәндин кейин, Худаниң бир пәриштиси Мисирда турған Йүсүпниң чүшидә көрүнүп униңға: —
20 Орнуңдин тур! Бала вә анисини елип Исраил зиминиға қайт! Чүнки балиниң җенини алмақчи болғанлар өлди, — деди. 21 Буниң билән Йүсүп орнидин туруп бала вә анисини елип Исраил зиминиға қайтти. 22 У Архелаусниң атиси Һерод падишаниң орниға тәхткә олтирип Йәһудийә өлкисигә һөкүмранлиқ қиливатқинидин хәвәр тепип, у йәргә қайтиштин қорқти; вә чүшидә униңға бир вәһий келип, Галилийә зиминиға берип, 23 Насарәт дәп атилидиған бир йезида олтирақлашти. Шуниң билән пәйғәмбәрләр арқилиқ: «У Насарәтлик дәп атилиду» дейилгини әмәлгә ашурулди. «У Насарәтлик дәп атилиду» — бу муһим бешарәтлик сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.   Йәш. 11:1; 60:21; Зәк. 6:12.
 
 

2:1 «Һерод падиша һөкүм сүргән күнләрдә» — «Һерод падиша» тоғрилиқ «Қошумчә сөз» вә «Тәбирләр»ниму көрүң. «Мана бәзи данишмәнләр мәшриқтин Йерусалимға йетип келип...» — «данишмәнләр» — Грек тилида «магой» дегән сөз билән ипадилиниду. Әслидә бу сөз мунәҗҗимләрни яки пир-устазларни көрситәтти; Даниял пәйғәмбәр Бабилда мундақ кишиләргә «пирларниң пири» болуп йол көрсәткәндин кейин (Тәврат, «Даниял» дегән қисимни көрүң) «магой»ларниң көзқарашлири вә һесаплири асасән хурапат бойичә әмәс, бәлки Тәвраттики бешарәтләр бойичә болған болуши мүмкин. «мәшриқтин Йерусалимға йетип келип...» — Йерусалим қедимки Исраилниң пайтәхти еди.

2:1 Луқа 2:4.

2:2 «Чүнки биз униң юлтузиниң көтирилгәнлигини көрдуқ» — «униң юлтузи» — демәк, «униң туғулғанлиғидин бешарәт беридиған юлтузи». «биз униң юлтузиниң көтирилгәнлигини көрдуқ» — яки «биз униң юлтузини шәриқтә көрдуқ».

2:4 «Мәсиһ қәйәрдә туғулуши керәк?» — «Мәсиһ» — пәйғәмбәрләр алдин-ала ейтқан, Худа тәрипидин талланған, һаман бир күни келип һәм ниҗат кәлтүридиған һәм кейин мәңгү һөкүмранлиқ қилидиған Кутқузғучи-Падишаһни көрситиду. «Тәбирләр»ниму көрүң.

2:5 «пәйғәмбәр арқилиқ шундақ пүтүлгән...» — «пәйғәмбәр» мошу йәрдә Тәвраттики Микаһ пәйғәмбәрни көрситиду («Мик.» 5:2).

2:6 Мик. 5:1, 2; 1Сам. 16:1; Юһ. 7:42.

2:9 «улар шәриқтә көргән һелиқи юлтуз» — яки «улар у көтәрлгәндә көргән һелиқи юлтуз».

2:15 «Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан: «Оғлумни Мисирдин Мән чақирдим» дегән сөзи әмәлгә ашурулди» — Тәврат, «Һош.» 11:1.

2:15 Һош. 11:1.

2:16 «Һерод... әтрапидики икки яш вә униңдин төвән яштики оғул балиларниң һәммисини өлтүргузди» — демәк, у туғулған бала көп дегәндә икки яшқа киргән, дәп һесаплиған еди.

2:18 «Рамаһ шәһиридә бир сада, аччиқ жиға-зериниң пиғани аңлинар» — «Рамаһ жути» яки «Рамаһ шәһири» Бәйт-Ләһәмдин жирақ әмәс. «Рамаһ шәһиридә бир сада, аччиқ жиға-зериниң пиғани аңлинар, ... балилириниң йоқ қиливетилгини түпәйлидин, тәсәллини қобул қилмай пиған көтириду» — пүткүл бешарәт «Йәр.» 31:15дә тепилиду.

2:18 Йәр. 31:15

2:23 «У Насарәтлик дәп атилиду» — бу муһим бешарәтлик сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

2:23 Йәш. 11:1; 60:21; Зәк. 6:12.