40
Исраилға берилгән тәсәлли; •••• Дунияға елип келингән үмүт-тәсәлли
Хәлқимгә тәсәлли бериңлар, тәсәлли бериңлар, дәпла жүриду Худайиңлар;
Йерусалимниң қәлбигә сөз қилип униңға җакалаңларки,
Униң җәбир-җапалиқ вақти ахирлашти,
Униң қәбиһлиги кәчүрүм қилинди;
Чүнки у Пәрвәрдигарниң қолидин барлиқ гуналириниң орниға икки һәссиләп меһри-шәпқитини алди. «Йерусалимниң қәлбигә сөз қилип униңға җакалаңларки,....» — мәзкур хәвәрни кимниң җакалиши керәклиги ейтилмиди. Бәлким мошу сөз Худаниң барлиқ пәйғәмбәрлиригә қаритилиду. Кириш сөзимиздә дейилгинидәк, китапниң қалған қисимлири (40-66-баплар) Йәшаяниң өмридин кейинки бир дәвирдики Исраиллар, йәни паланди болидиған бир дәвиргә яки дәвирләргә қаритилиду; сүргүн қилғучи Бабил империйәси болғини билән, көрүп туримизки, «Йәшая»ниң биринчи қисмидикидәк, иккинчи қисимдики бәзи бешарәтләрму ахирқи заманларни көрситиду. «Барлиқ гуналириниң орниға икки һәссиләп меһри-шәпқитини алди» — ибраний тилида «гуналири үчүн иккә һәссиләп алди» дейилиду. Шәрһчиләрниң «икки һәссиләп» дегән мошу ибарә үстидә бир-биригә охшап кетидиған үч хил көзқариши бар: —
(1) Исраил гуналири үчүн икки һәссә җаза алди. Исраил Худаниң «тунҗа оғли» болуп, башқа әл-милләт билән селиштурғанда, икки һәссә бәрикәт алиду. У «тунҗа оғли» болуп, йәнә башқа әл-милләтләр билән селиштурғанда қобул қилған вәһий-хәвириму көп. Шуңа буларни башқа әлләргә йәткүзүш мәсъулийитиму көп; гунайи бар болса башқа әл-милләтләр билән селиштурғанда «икки һәссә» артуқ җазалиниши керәк. Бирақ бу бешарәткә қариғанда, уларниң җазалиниш мәзгили ахирлашти.
(2) «Икки һәссиләп»ниң мәнаси «дәл гунайиға мас келидиған җаза» дегәнликтур.
(3) Худа Исраилға зор меһри-шәпқәт көрситип, йәни гунайиниң орниға «икки һәссиләп» меһри-шәпқәтни йәткүзиду. Бизниң пикримиз әйни шундақ (61-бап, 7-айәтни көрүң). Ундақта «икки һәссиләп» болса һәм кәчүрүм қилиниш һәм Худаниң Роһини, йеңи һаятни қобул қилиштин ибарәттур (мәсилән, 43-бап, 25-айәттин 44-бап, 5-айәткичә, һәм 61-бап, 7-айәтниму көрүң). Мундақ зор меһри-шәпқәтниң келип-чиқиш сирлири 53-бапта ашкарилиниду.
Мошу үч хил көзқарашниң қайсисиниң тоғра болушидин қәтъийнәзәр, умумий мәнаси шуки, Худа уларни кәчүрүм қилмақчи һәм уларға меһриванлиғини көрсәтмәкчи.
Аңлаңлар, далада бирисиниң товлиған авазини!
«Пәрвәрдигарниң йолини тәйярлаңлар,
Чөл-баяванда Худайимиз үчүн бир йолни көтирип түптүз қилиңлар! «Аңлаңлар, далада бирисиниң товлиған авазини! «Пәрвәрдигарниң йолини тәйярлаңлар, чөл-баяванда Худайимиз үчүн бир йолни көтирип түптүз қилиңлар!» — мошу намсиз затниң авази ейтқан йол жуқуриқи 35-баптики йол әмәс; әшу йол Зионға қайтқанлар үчүн тәйярланған. Мошу йолни болса, Худаниң Өзиниң келишини қарши елиш үчүн (сөйүмлүк бир падиша қарши елинғандәк) адәмләр тәйярлиши керәк.
Намсиз затниң авазниң бир ипадисини көрүш үчүн Инҗил, «Луқа» 3-бап 1-6-айәтни, «Юһ.» 1:23ни көрүң. Шу йәрләрдә «намсиз зат»ниң дәл чүмүлдүргүчи Йәһя пәйғәмбәрниң өзи екәнлиги көрситилиду.
   Мат. 3:3; Мар. 1:3; Луқа 3:4; Юһ. 1:23
Барлиқ җилғилар көтирилиду,
Барлиқ тағ-дөңләр пәс қилиниду;
Әгир-тоқайлар түзлиниду,
Оңғул-доңғул йәрләр тәкшилиниду.
Пәрвәрдигарниң шан-шәриви көрүниду,
Вә барлиқ тән егилири уни тәң көриду;
Чүнки Пәрвәрдигарниң Өз ағзи шундақ сөз қилған!». Юһ. 1:14
— Аңлаңлар, бир аваз «җакала» дәйду;
Җакалиғучи болса мундақ сорап: — «Мән немини җакалаймән?» — деди.
җавап болса: — «Барлиқ тән егилири от-чөптур, халас;
Вә уларниң барлиқ вапалиғи даладики гүлгә охшаш; Аюп 14:2; Зәб. 89:5, 6; 101:12; 102:15; Яқ. 1:10; 1Пет. 1:24
От-чөп солишиду, гүл хазан болиду,
Чүнки Пәрвәрдигарниң Роһи үстигә пүвләйду;
Бәрһәқ, барлиқ хәлиқму от-чөптур! «Бәрһәқ, барлиқ хәлиқму от-чөптур» — мошу йәрдә «хәлиқ» Исраил хәлқини көрситиду.
От-чөп солишиду, гүл хазан болиду;
Бирақ Худайимизниң калам-сөзи мәңгүгә туриду!» «От-чөп солишиду, гүл хазан болиду; бирақ Худайимизниң калам-сөзи мәңгүгә туриду!» — шәрһимиз бойичә, 3-5-айәттики аваз чүмүлдүргүчи Йәһя пәйғәмбәрниңки, 6-айәттики биринчи намсиз затниң авази Худаниңки; иккинчи намсиз затниң сәл үмүтсизлән һаләттә соал сориған авази йәнила Йәһя пәйғәмбәрниңки. Башқилар иккинчи авазни Йәшаяниңки яки намсиз бир пәйғәмбәрниңки, дәп қарайду. Иккинчи авазниң дегән гәплири 7-айәтни өз ичигә алиду. Худа униңға 8-айәттә «үмүтсизләнмә» дегән мәнидә җавап бериду һәм 9-айәттә сөзини давамлаштуруп, Исраилға зор үмүт йәткүзиду.   1Пет. 1:25
— И Зионға хуш хәвәр елип кәлгүчи, жуқури бир таққа чиққин;
Йерусалимға хуш хәвәрни елип кәлгүчи,
Авазиңни күчәп көтәргин!
Уни көтәргин, қорқмиғин!
Йәһуданиң шәһәрлиригә: — «Мана, Худайиңларға қараңлар» дегин!
10 Мана, Рәб Пәрвәрдигар күч-қудритидә келиватиду,
Униң билиги Өзи үчүн һоқуқ жүргүзиду;
Мана, Униң алған мукапати Өзи билән биллә,
Униң Өзиниң инъами Өзигә һәмраһ болиду. «Пәрвәрдигарниң билиги» — толуқ мәнаси кейинки бабларда, болупму 53:1дә ашкарилиниду. У болса «Пәрвәрдигарниң һәққаний қули»ниң башқа бир намидур.   Йәш. 62:11
11 Қойчидәк У Өз падисини бақиду;
У қозиларни биләк-қолиға жиғиду, уларни қучағлап маңиду,
Емиткүчиләрни У мулайимлиқ билән йетәкләйду. Йәш. 49:10; Әз. 34:23, 24; Мик. 7:14; Юһ. 10:11
 
Исраилниң тәңдашсиз Худаси
12 Ким дәрия-океанларниң сулирини очумида өлчәп бәлгүлигән,
Асманларни ғеричлап бекиткән,
Җаһанниң топа-чаңлирини мисқаллап салған,
Тағларни таразида таразилап,
Дөңләрни җиңда тартип орнатқан?
13 Ким Пәрвәрдигарниң Роһиға йолйоруқ бәргән?
Ким Униңға мәслиһәтчи болуп үгәткән? Рим. 11:34; 1Кор. 2:16
14 У ким билән мәслиһәтләшкән,
Ким Уни әқиллиқ қилип тәрбийәлигән?
Униңға һөкүм-һәқиқәт чиқириш йолида ким йетәклигән,
Яки Униңға билим үгәткән,
Яки Униңға йорутулуш йолини ким көрсәткән?
15 Мана, Униң алдида әл-жутлар Униңға нисбәтән челәктә қалған бир тамча судәк,
Таразида қалған топа-чаңдәк һесаплиниду;
Мана, У аралларни зәрричә нәрсидәк қолиға алиду;
16 Пүткүл Ливан болса қурбангаһ отиға,
Униң һайванлири болса бир көйдүрмә қурбанлиққа йәтмәйду. «Пүткүл Ливан болса қурбангаһ отиға, униң һайванлири болса бир көйдүрмә қурбанлиққа йәтмәйду» — Ливан орманлиқ көп район. Демәк, Худаға һәқиқий лайиқ ибадәт қилиш үчүн Ливандики барлиқ дәрәқләр қурбангаһқа керәк болидиған отқа йетишмәйду; униңдики барлиқ кала-қойларму қурбанлиқ болушқа йетишмәйду.
17 Әл-жутлар униң алдида һеч нәрсә әмәстур;
Униңға нисбәтән улар йоқниң арилиғида,
Қуруқ-мәнисиз дәп һесаплиниду. Дан. 4:32
18 Әнди силәр Тәңрини кимгә охшатмақчисиләр?
Уни немигә охшитип селиштурисиләр? Йәш. 46:5; Рос. 17:29
19  Бир бутқиму?! Уни һүнәрвән қелипқа қуюп ясайду;
Зәргәр униңға алтун һәл бериду,
Униңға күмүч зәнҗирләрни соқуп ясайду.
20 Йоқсулларниң беғишлиғидәк ундақ һәдийилири болмиса, чиримәйдиған бир дәрәқни таллайду;
У лиңшип қалмиғидәк бир бутни оюп ясашқа уста бир һүнәрвән издәп чақириду.
21 Силәр билмәмсиләр? Силәр аңлап бақмиғанмусиләр? Силәргә әзәлдин ейтилмиғанмиду? Йәр-зимин апиридә болғандин тартип чүшәнмәйватамсиләр?
22 У йәр-зиминниң чәмбирикиниң үстидә олтириду,
Униңда туруватқанлар униң алдида чақчиқирлардәк туриду;
У асманларни пәрдидәк тартиду,
Уларни худди макан қилидиған чедирдәк яйиду; «чақчиқир» — кичик бир хил чекәткә.   Аюп 9:8; Зәб. 103:2; Йәш. 44:24
23 У әмирләрни йоққа чиқириду;
Җаһандики сотчи-бәгләрни артуқчә қилиду. Аюп 12:21; Зәб. 106:40
24 Улар тикилдиму? Улар терилдиму? Уларниң ғоли йилтиз тарттиму?
— Бирақ У үстигила пүвләп, улар солишип кетиду,
Қуюн уларни топандәк елип ташлайду.
25 Әнди Мени кимгә охшатмақчисиләр?
Маңа ким тәңдаш болалисун?» — дәйду Муқәддәс Болғучи.
26 Көзлириңларни жуқуриға көтирип, қараңлар!
Мошу мәвҗудатларни ким яратқанду?
Уларни ким түркүм-түркүм қошунлар қилип тәртиплик әпчиқиду?
У һәммисини нами билән бир-бирләп чақириду;
Униң күчиниң улуқлуғи, қудритиниң зорлуғи билән,
Улардин бириму кам қалмайду.
27 — Немишкә шуни дәверисән, и Яқуп?
Немишкә мундақ сөзләверисән, и Исраил: —
«Мениң йолум Пәрвәрдигардин йошурундур,
Худайим мениң дәвайимға ерән қилмай өтивериду!»?
28 Силәр билмигәнмусиләр? Аңлап бақмиғанмусиләр?
Пәрвәрдигар — Әбәдил-әбәтлик Худа,
Җаһанниң қәрилирини Яратқучидур!
У я һалсизланмайду, я чарчимайду;
Униң ой-билиминиң тегигә һәргиз йәткили болмайду. Зәб. 146:5
29 У һалидин кәткәнләргә қудрәт бериду;
Мағдурсизларға У бәрдашлиқни һәссиләп көпәйтиду.
30 Һәтта жигитләр һалидин кетип чарчап кәтсиму,
Батурлар болса путлишип жиқилсиму,
31 Бирақ Пәрвәрдигарға тәлмүрүп күткәнләрниң күчи йеңилиниду;
Улар бүркүтләрдәк қанат керип өрләйду;
Улар жүгүрүп, чарчимайду;
Йолда меңип, һалидин кәтмәйду!
 
 

40:2 «Йерусалимниң қәлбигә сөз қилип униңға җакалаңларки,....» — мәзкур хәвәрни кимниң җакалиши керәклиги ейтилмиди. Бәлким мошу сөз Худаниң барлиқ пәйғәмбәрлиригә қаритилиду. Кириш сөзимиздә дейилгинидәк, китапниң қалған қисимлири (40-66-баплар) Йәшаяниң өмридин кейинки бир дәвирдики Исраиллар, йәни паланди болидиған бир дәвиргә яки дәвирләргә қаритилиду; сүргүн қилғучи Бабил империйәси болғини билән, көрүп туримизки, «Йәшая»ниң биринчи қисмидикидәк, иккинчи қисимдики бәзи бешарәтләрму ахирқи заманларни көрситиду. «Барлиқ гуналириниң орниға икки һәссиләп меһри-шәпқитини алди» — ибраний тилида «гуналири үчүн иккә һәссиләп алди» дейилиду. Шәрһчиләрниң «икки һәссиләп» дегән мошу ибарә үстидә бир-биригә охшап кетидиған үч хил көзқариши бар: — (1) Исраил гуналири үчүн икки һәссә җаза алди. Исраил Худаниң «тунҗа оғли» болуп, башқа әл-милләт билән селиштурғанда, икки һәссә бәрикәт алиду. У «тунҗа оғли» болуп, йәнә башқа әл-милләтләр билән селиштурғанда қобул қилған вәһий-хәвириму көп. Шуңа буларни башқа әлләргә йәткүзүш мәсъулийитиму көп; гунайи бар болса башқа әл-милләтләр билән селиштурғанда «икки һәссә» артуқ җазалиниши керәк. Бирақ бу бешарәткә қариғанда, уларниң җазалиниш мәзгили ахирлашти. (2) «Икки һәссиләп»ниң мәнаси «дәл гунайиға мас келидиған җаза» дегәнликтур. (3) Худа Исраилға зор меһри-шәпқәт көрситип, йәни гунайиниң орниға «икки һәссиләп» меһри-шәпқәтни йәткүзиду. Бизниң пикримиз әйни шундақ (61-бап, 7-айәтни көрүң). Ундақта «икки һәссиләп» болса һәм кәчүрүм қилиниш һәм Худаниң Роһини, йеңи һаятни қобул қилиштин ибарәттур (мәсилән, 43-бап, 25-айәттин 44-бап, 5-айәткичә, һәм 61-бап, 7-айәтниму көрүң). Мундақ зор меһри-шәпқәтниң келип-чиқиш сирлири 53-бапта ашкарилиниду. Мошу үч хил көзқарашниң қайсисиниң тоғра болушидин қәтъийнәзәр, умумий мәнаси шуки, Худа уларни кәчүрүм қилмақчи һәм уларға меһриванлиғини көрсәтмәкчи.

40:3 «Аңлаңлар, далада бирисиниң товлиған авазини! «Пәрвәрдигарниң йолини тәйярлаңлар, чөл-баяванда Худайимиз үчүн бир йолни көтирип түптүз қилиңлар!» — мошу намсиз затниң авази ейтқан йол жуқуриқи 35-баптики йол әмәс; әшу йол Зионға қайтқанлар үчүн тәйярланған. Мошу йолни болса, Худаниң Өзиниң келишини қарши елиш үчүн (сөйүмлүк бир падиша қарши елинғандәк) адәмләр тәйярлиши керәк. Намсиз затниң авазниң бир ипадисини көрүш үчүн Инҗил, «Луқа» 3-бап 1-6-айәтни, «Юһ.» 1:23ни көрүң. Шу йәрләрдә «намсиз зат»ниң дәл чүмүлдүргүчи Йәһя пәйғәмбәрниң өзи екәнлиги көрситилиду.

40:3 Мат. 3:3; Мар. 1:3; Луқа 3:4; Юһ. 1:23

40:5 Юһ. 1:14

40:6 Аюп 14:2; Зәб. 89:5, 6; 101:12; 102:15; Яқ. 1:10; 1Пет. 1:24

40:7 «Бәрһәқ, барлиқ хәлиқму от-чөптур» — мошу йәрдә «хәлиқ» Исраил хәлқини көрситиду.

40:8 «От-чөп солишиду, гүл хазан болиду; бирақ Худайимизниң калам-сөзи мәңгүгә туриду!» — шәрһимиз бойичә, 3-5-айәттики аваз чүмүлдүргүчи Йәһя пәйғәмбәрниңки, 6-айәттики биринчи намсиз затниң авази Худаниңки; иккинчи намсиз затниң сәл үмүтсизлән һаләттә соал сориған авази йәнила Йәһя пәйғәмбәрниңки. Башқилар иккинчи авазни Йәшаяниңки яки намсиз бир пәйғәмбәрниңки, дәп қарайду. Иккинчи авазниң дегән гәплири 7-айәтни өз ичигә алиду. Худа униңға 8-айәттә «үмүтсизләнмә» дегән мәнидә җавап бериду һәм 9-айәттә сөзини давамлаштуруп, Исраилға зор үмүт йәткүзиду.

40:8 1Пет. 1:25

40:10 «Пәрвәрдигарниң билиги» — толуқ мәнаси кейинки бабларда, болупму 53:1дә ашкарилиниду. У болса «Пәрвәрдигарниң һәққаний қули»ниң башқа бир намидур.

40:10 Йәш. 62:11

40:11 Йәш. 49:10; Әз. 34:23, 24; Мик. 7:14; Юһ. 10:11

40:13 Рим. 11:34; 1Кор. 2:16

40:16 «Пүткүл Ливан болса қурбангаһ отиға, униң һайванлири болса бир көйдүрмә қурбанлиққа йәтмәйду» — Ливан орманлиқ көп район. Демәк, Худаға һәқиқий лайиқ ибадәт қилиш үчүн Ливандики барлиқ дәрәқләр қурбангаһқа керәк болидиған отқа йетишмәйду; униңдики барлиқ кала-қойларму қурбанлиқ болушқа йетишмәйду.

40:17 Дан. 4:32

40:18 Йәш. 46:5; Рос. 17:29

40:22 «чақчиқир» — кичик бир хил чекәткә.

40:22 Аюп 9:8; Зәб. 103:2; Йәш. 44:24

40:23 Аюп 12:21; Зәб. 106:40

40:28 Зәб. 146:5