24
Яхши әнҗирләр, яман әнҗирләр
Бабил падишаси Небоқаднәсар Йерусалимдин Йәһоакимниң оғли, Йәһуда падишаси Йәконияһ, Йәһуда әмир-шаһзадилири, һүнәрвәнләр вә төмүрчиләрни әсиргә елип Бабилға сүргүн қилғандин кейин, Пәрвәрдигар маңа Өз ибадәтханиси алдидики икки севәт әнҗирни «мана көр» дәп көрсәткән. 2Пад. 24:15; 2Тар. 36:10 Бир севәттә дәсләпки пишқан әнҗирдәк интайин яхши әнҗирләр бар еди; иккинчи севәттә йегили болмайдиған, интайин начар әнҗирләр бар еди. Андин Пәрвәрдигар маңа: «Немә көрдүң, Йәрәмия?» — дәп сориди. Мән: «Әнҗирләрни көрдүм; яхшилири болса интайин яхшикән; начарлири йегили болмайдиған, интайин начар екән» — дедим. Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән Йәһудадин сүргүн болғанларни, йәни Мениң бу йәрдин калдийләрниң зиминиға әвәткәнлиримни бу яхши әнҗирләрдәк яхши дәп қараймән; Мән уларға яхши болсун дәп көзүмни уларға тикимән вә уларни бу зиминға қайтуримән; Мән уларни ғулитип ташлимаймән, бәлки уларни қуримән; уларни жулуп ташлимаймән, бәлки тикип өстүримән. Мән уларға Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билидиған, Мени тонуйдиған бир қәлбни тәқдим қилимән; шуниң билән улар Мениң хәлқим болиду, Мән уларниң Худаси болимән; чүнки улар пүтүн қәлби билән йенимға қайтиду. Қан. 30:6; Йәр. 30:22; 31:33; 32:38,39; Әз. 11:19; 36:26,27 Лекин начар әнҗирләр, йәни йегили болмайдиған, интайин начар әнҗирләр қандақ болған болса, — дәйду Пәрвәрдигар, — Бәрһәқ, Мән Йәһуда падишаси Зәдәкияни, әмир-шаһзадилирини вә Йерусалимдикиләрниң қалған қисмини, бу зиминда қалғанларни вә Мисирда туруватқанларни шуниңға охшаш қилимән; Йәр. 29:17 Мән уларни йәр йүзидики барлиқ падишалиқларға вәһимә салғучи бир объект болушқа, күлпәткә чүшүшкә тапшуримән; мән уларни һайдивәткән барлиқ җайларда уларни рәсвачилиқниң объекти, сөз-чөчәк, тапа-тәниниң объекти вә ләнәт сөзлири болушқа тапшуримән. «Мән уларни йәр йүзидики барлиқ падишалиқларға вәһимә салғучи бир объект болушқа, күлпәткә чүшүшкә тапшуримән...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мән уларни һәряқ-һәряқларға йәр йүзидики барлиқ падишалиқларға һайдилишкә, балаю-апәт чүшүшкә тапшуримән....»   Қан. 28:25,37; 1Пад. 9:7; 2Тар. 7:20; Йәр. 15:4; 29:18; 34:17; 42:18 10 Мән уларға һәм ата-бовилириға тәқдим қилған зиминдин йоқитилғичә улар арисиға қилич, қәһәтчилик вә вабани әвәтимән.
 
 

24:1 2Пад. 24:15; 2Тар. 36:10

24:7 Қан. 30:6; Йәр. 30:22; 31:33; 32:38,39; Әз. 11:19; 36:26,27

24:8 Йәр. 29:17

24:9 «Мән уларни йәр йүзидики барлиқ падишалиқларға вәһимә салғучи бир объект болушқа, күлпәткә чүшүшкә тапшуримән...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мән уларни һәряқ-һәряқларға йәр йүзидики барлиқ падишалиқларға һайдилишкә, балаю-апәт чүшүшкә тапшуримән....»

24:9 Қан. 28:25,37; 1Пад. 9:7; 2Тар. 7:20; Йәр. 15:4; 29:18; 34:17; 42:18