32
Йәрәмия бир етизни сетивалиду
Йәһуда падишаси Зәдәкияниң онинчи жили, Йәрәмияға Пәрвәрдигардин кәлгән сөз төвәндә хатириләнгән (шу жил Небоқаднәсарниң он сәккизинчи жили еди; Шу чағда Бабил падишасиниң қошуни Йерусалимни қоршувалған еди; Йәрәмия пәйғәмбәр болса Йәһуда падишасиниң ордисидики қаравулларниң һойлисида қамап қоюлған еди. 3-5 Чүнки Йәһуда падишаси Зәдәкия уни әйипләп: «Немишкә сән: «Мана, Мән бу шәһәрни Бабил падишасиниң қолиға тапшуримән; у уни ишғал қилиду; Йәһуда падишаси Зәдәкия калдийләрниң қолидин қечип қутулалмайду; чүнки у Бабил падишасиниң қолиға тапшурулмай қалмайду; у униң билән йүз туранә сөзлишиду, өз көзи билән униң көзигә қарайду. У Зәдәкияни Бабилға апириду, у мән униңға йеқинлишип толуқ бир тәрәп қилғичә шу йәрдә туриду, дәйду Пәрвәрдигар; силәр калдийләр билән қаршилашсаңларму ғәлибә қилалмайсиләр! — дәйду Пәрвәрдигар» — дәп бешарәт берисән?» — дәп уни қамап қойған еди). Йәр. 34:3 Йәрәмия: — Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди — деди: —
Мана, тағаң Шаллумниң оғли Һанамәәл йениңға келип: «Өзүң үчүн Анатоттики етизимни сетивал; чүнки уни сетивелишқа сениң һәмҗәмәтлик һоқуқуң бар» — дәйдиған болиду. «һәмҗәмәтлик һоқуқи» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә, һәр бир Исраиллиққа бир парчә зимин тәқсим қилинған. Әгәр бу зиминни сатмақчи болса, авал өз җәмәтидикиләргә сетивелиш пурсити бериши керәк еди; улар бу «һәмҗәмәт һоқуқи» бойичә уни сетивелишни халмиса, андин башқиларға сетишқа болатти.
Андин Пәрвәрдигарниң дегинидәк тағамниң оғли Һанамәәл, қаравулларниң һойлисида йенимға келип маңа: «Биняминниң зиминидики мениң Анатоттики етизимни сетивалғайсән; чүнки һәмҗәмәт һоқуқи сениңкидур; өзүң үчүн сетивал» — деди; андин мән буниң һәқиқәтән Пәрвәрдигарниң сөзи екәнлигини билип йәттим. Шуңа мән тағамниң оғли Һанамәәлдин Анатоттики бу етизни сетивалдим; пулни, йәни он йәттә шәкәл күмүчни гиргә селип өлчидим. «он йәттә шәкәл күмүч» — бир шәкәл 11.4 грам еди; 17 шәкәл 194 грам еди. 10 Мән тохтам хетигә имза қоюп, үстигә мөһүрни бесип печәтлидим; буниңға гувачиларни гува бәргүздум, күмүчни таразиға салдим; 11 тохтам хетини қолумға алдим, — бирисидә сода түзүми вә шәртлири хатирилинип печәтләнгән, йәнә бириси печәтләнмигән еди — 12 вә мән тағамниң оғли Һанамәәлниң көз алдида, бу сода хетигә имза қойған гувачилар вә қаравулларниң һойлисида олтарған Йәһудийларниң һәммиси алдида хәтләрни Маасеяһниң нәвриси, Нерияниң оғли болған Баруққа тапшурдум. 13 Уларниң алдида мән Баруққа мундақ тапилап дедим: — 14 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Бу хәтләрни, йәни печәтләнгән вә печәтләнмигән бу тохтам хәтлирини елип, булар узун вақитқичә сақлансун дәп сапал идиш ичигә салғин; 15 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Кәлгүсидә бу зиминда һәм өйләр, һәм етизлар, һәм үзүмзарлар қайтидин сетивелиниду.
16 Мән тохтам хетини Нерияниң оғли болған Баруққа тапшурғандин кейин, Пәрвәрдигарға дуа қилип мундақ дедим: —
17 «Аһ, Рәб Пәрвәрдигар! Мана, Сән асман-зиминни Өзүңниң зор қудритиң вә созулған билигиң билән ясиғансән; Саңа һеч қандақ иш тәс әмәстур; «Саңа һеч қандақ иш тәс әмәстур» — ибраний тилида «Саңа һеч қандақ иш карамәт әмәстур». 18 Сән миңлиған кишиләргә рәһим-шәпқәт көрситисән һәмдә атиларниң қәбиһлигиниң җазасиниму кейин балилириниң қойниға қайтурисән; аһ Сән улуқ, Қудрәт Егиси Тәңридурсән — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Сениң намиңдур; Мис. 34:7 19 ой-нишанлириңда улуқ, қилған ишлириңда қудрәтликсән; көзлириң билән инсан балилириниң өз йоллири вә қилғанлириниң мевиси бойичә һәр биригә инам яки җаза қайтуруш үчүн, уларниң барлиқ йоллирини көзлигүчидурсән; Аюп 34:21; Пәнд. 5:21; Йәш. 28:29; Йәр. 16:17; 17:10 20 — Сән бүгүнки күнгичә Мисир зиминида, Исраил ичидә һәм барлиқ инсанлар арисида мөҗизилик аламәтләрни һәм карамәтләрни аян қилип кәлгәнсән; шуңлашқа бүгүнгичә Сениң намиң еғиздин-еғизға тарқилип кәлмәктә. 21 Сән мөҗизилик аламәтләр, карамәтләр қудрәтлик қолуң, созулған билигиң вә дәһшәтлик вәһшәт арқилиқ Өз хәлқиң Исраилни Мисир зиминидин чиқарғансән; Мис. 6:7; 2Сам. 7:23; 1Тар. 17:21 22 Сән уларға ата-бовилириға тәқдим қилимән дәп қәсәм қилған, сүт һәм бал еқип туридиған бу зиминни тәқдим қилғансән. 23 Улар дәрвәқә зиминға кирип униңға егә болған; лекин улар Сениң авазиңға қулақ салмиған, Тәврат-қанунуңда маңмиған; уларға әмир қилғанларниң һеч қайсисиға әмәл қилмиған; шуңа Сән бу күлпәтләрниң һәммисини уларниң бешиға чүшүргәнсән. 24 Мана, шәһәрни бесип кириш үчүн сепилға селип чиқирилған дөңлүк-потәйләргә қариғайсән! Қилич, қәһәтчилик вә ваба түпәйлидин шәһәр һуҗум қиливатқан калдийләрниң қолиға тапшурулмай қалмайду; Сән алдин-ала ейтқиниң һазир әмәлгә ашурулди; мана, Өзүң көрисән. 25 Лекин Сән, и Рәб Пәрвәрдигар, гәрчә шәһәр калдийләрниң қолиға тапшурулидиған болсиму, маңа: «Өзүң үчүн етизни күмүчкә сетивал вә буни гувачиларға көргүзгин!?» — дедиң». «Сән, и Рәб Пәрвәрдигар, гәрчә шәһәр калдийләрниң қолиға тапшурулидиған болсиму, маңа: «Өзүң үчүн етизни күмүчкә сетивал вә буни гувачиларға көргүзгин!?» — дедиң» — мүмкинчилиги барки, гәрчә Пәрвәрдигар Йәрәмия вә башқа пәйғәмбәрләр арқилиқ көп қетим Йәһудға: «Мән силәрни сүргүн қилдүримән» дәп агаһландурған болсиму, Йәрәмия йәнила: ««ахирқи минутта» Йәһудани Бабилдин қутқузиду» дәп ойлиди.
 
26 Андин Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
27 Мана, Мән Пәрвәрдигар, барлиқ әт егилириниң Худасидурмән; Маңа тәс чүшидиған бирәр иш бармиду? «Маңа тәс чүшидиған бирәр иш бармиду?» — ибраний тилида «Маңа карамәт чүшидиған бирәр иш бармиду?».   Чөл. 16:22 28 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән бу шәһәрни калдийләрниң қолиға вә Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға тапшуримән; улар уни егиливалиду. 29 Бу шәһәргә һуҗум қиливатқан калдийләр униңға бесип кирип от қоюп уни көйдүриветиду; улар шәһәрдикиләрниң өйлириниму көйдүриветиду; улар бу өйләрниң өгүзлири үстидә Мени ғәзәпләндүрүп Баалға исриқ яққан, ят илаһларға «шарап һәдийә»ләрни қуйған. Йәр. 21:10 30 Чүнки Исраиллар вә Йәһудалар яшлиғидин тартип көз алдимда пәқәт рәзилликла қилип кәлмәктә; Исраиллар пәқәтла өз қоллири ясиғанлар билән ғәзивимни қозғиғандин башқа иш қилмиған, — дәйду Пәрвәрдигар. «яшлиғидин тартип...» — бәлким Исраилниң «әл болғинидин тартип», йәни «Мисирдин чиқиштин тартип» дегән мәнидә. Болмиса «етизни ал» дегән сөзниң немә мәнаси бар? Җавап төвәндики айәтләрдә, әлвәттә. «қоллири ясиғанлар» — дегән сөзләр яки ясиған бутларни яки яман қилмишлирини көрситиду. 31 Чүнки бу шәһәр қурулған күнидин тартип бүгүнки күнгичә Мениң ғәзивим вә қәһримни шундақ қозғиғучи болуп кәлдики, Мән уни Өз йүзүм алдидин йоқатмисам болмайду. 32 Исраиллар вә Йәһудалар — улар вә уларниң падишалири, әмирлири каһинлири, пәйғәмбәрлири, Йәһуда адәмлири вә Йерусалимда туруватқанларниң мени ғәзәпләндүргән барлиқ рәзиллиги түпәйлидин шәһәрни йоқитимән. 33 Улар Маңа йүзини қаратқан әмәс, бәлки Маңа арқисини қилип тәтүр қариған; гәрчә Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп уларға үгәткән болсамму, улар аңлимай тәлим-тәрбийини қобул қилишни рәт қилған. Йәр. 2:27; 7:13,24,25; 25:3; 26:5; 29:19 34 Улар Өз намим билән аталған өйдә жиркиничлик бутлирини селип уни булғиған; 35 улар өз оғул-қизлирини оттин өткүзүп «Моләк»кә атап қурбанлиқ қилиш үчүн «Һинномниң оғлиниң җилғиси»дики, Баалға беғишланған «жуқури җайлар»ни қуруп чиққан; Мән уларниң бундақ иш қилишини зади буйруп бақмиғанмән; уларниң Йәһудани гунаға патқузуп, мошундақ ләнәтлик иш қилсун дегән ой-нийәттә һеч қачан болуп бақмиғанмән. «Моләк» — Аммонийларниң чоқунған бути.   Йәр. 19:5
36 Силәр мошу шәһәр тоғрилиқ: «Дәрһәқиқәт, у қилич, қәһәтчилик вә ваба арқилиқ Бабил падишасиниң қолиға тапшурулиду!» — дәватисиләр; лекин Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мошу шәһәр тоғрилиқ һазир мундақ дәйду: —
37 Мана Мән, Мән уларни ғәзивим, қәһрим вә зор аччиғим билән һайдивәткән барлиқ падишалиқлардин жиғимән; Мән уларни қайтидин мошу йәргә епкелимән, уларни аман-течлиқта турғузимән. Йәр. 23:3; 29:14; 31:10 38 Улар Мениң хәлқим болиду, Мән уларниң Худаси болимән. Йәр. 24:7; 30:22; 31:1,33 39 Мән улар вә улардин кейин болған балилирини барлиқ күнлиридә Мәндин әйминип яхшилиқ көрсун дәп, уларға бир қәлб, бир йолни ата қилимән.
40 Мән уларға илтипат қилиштин қолумни иккинчи үзмәслигим үчүн улар билән мәңгүлүк бир әһдә түзимән; уларниң қайтидин йенимдин чәтлимәслиги үчүн Мән қәлбигә қорқунучумни салимән. 41 Мән уларға яхшилиқ ата қилиштин һозур елип шатлинимән вә пүтүн қәлбим, пүтүн җеним билән уларни мошу зиминға тикип турғузимән! Йәр. 24:6; Ам. 9:15
42 Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән худди бу хәлиқниң бешиға бу дәһшәтлик күлпәтниң һәммисини чүшүргинимдәк, Мән улар тоғрилиқ вәдә қилған барлиқ бәхит-бәрикәтләрни уларниң үстигә чүшүримән; 43 Силәр мошу зимин тоғрилиқ: «У вәйранә, адәмзатсиз вә һайванатсиздур; калдийләрниң қолиға тапшурулған!» дәйсиләр. Лекин кәлгүсидә униңда етизлар қайтидин сетивелиниду! 44 Биняминниң жутида, Йерусалимниң әтрапидики йезилирида, Йәһуданиң шәһәрлиридә, җәнуптики тағлиқ шәһәрлиридә, ғәриптики «Шәфәлаһ» егизлигидики шәһәрләрдә, Йәһуданиң җәнубий баяванлиридики шәһәрләрдиму кишиләр қайтидин күмүчкә етизларни сетивалиду, тохтам хәтлиригә имза қойиду, мөһүрләп, гувачиларни гуваға һазир қилиду; чүнки Мән уларни сүргүнлүктин қайтуруп әслигә кәлтүримән — дәйду Пәрвәрдигар.
 
 

32:3-5 Йәр. 34:3

32:7 «һәмҗәмәтлик һоқуқи» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә, һәр бир Исраиллиққа бир парчә зимин тәқсим қилинған. Әгәр бу зиминни сатмақчи болса, авал өз җәмәтидикиләргә сетивелиш пурсити бериши керәк еди; улар бу «һәмҗәмәт һоқуқи» бойичә уни сетивелишни халмиса, андин башқиларға сетишқа болатти.

32:9 «он йәттә шәкәл күмүч» — бир шәкәл 11.4 грам еди; 17 шәкәл 194 грам еди.

32:17 «Саңа һеч қандақ иш тәс әмәстур» — ибраний тилида «Саңа һеч қандақ иш карамәт әмәстур».

32:18 Мис. 34:7

32:19 Аюп 34:21; Пәнд. 5:21; Йәш. 28:29; Йәр. 16:17; 17:10

32:21 Мис. 6:7; 2Сам. 7:23; 1Тар. 17:21

32:25 «Сән, и Рәб Пәрвәрдигар, гәрчә шәһәр калдийләрниң қолиға тапшурулидиған болсиму, маңа: «Өзүң үчүн етизни күмүчкә сетивал вә буни гувачиларға көргүзгин!?» — дедиң» — мүмкинчилиги барки, гәрчә Пәрвәрдигар Йәрәмия вә башқа пәйғәмбәрләр арқилиқ көп қетим Йәһудға: «Мән силәрни сүргүн қилдүримән» дәп агаһландурған болсиму, Йәрәмия йәнила: ««ахирқи минутта» Йәһудани Бабилдин қутқузиду» дәп ойлиди.

32:27 «Маңа тәс чүшидиған бирәр иш бармиду?» — ибраний тилида «Маңа карамәт чүшидиған бирәр иш бармиду?».

32:27 Чөл. 16:22

32:29 Йәр. 21:10

32:30 «яшлиғидин тартип...» — бәлким Исраилниң «әл болғинидин тартип», йәни «Мисирдин чиқиштин тартип» дегән мәнидә. Болмиса «етизни ал» дегән сөзниң немә мәнаси бар? Җавап төвәндики айәтләрдә, әлвәттә. «қоллири ясиғанлар» — дегән сөзләр яки ясиған бутларни яки яман қилмишлирини көрситиду.

32:33 Йәр. 2:27; 7:13,24,25; 25:3; 26:5; 29:19

32:35 «Моләк» — Аммонийларниң чоқунған бути.

32:35 Йәр. 19:5

32:37 Йәр. 23:3; 29:14; 31:10

32:38 Йәр. 24:7; 30:22; 31:1,33

32:41 Йәр. 24:6; Ам. 9:15