72
Үчинчи бөлүм •••• 72-күй •••• Хаталашқинини тонуп йетиш
1 Асаф язған күй: —
Дәрвәқә Худа Исраилға,
Қәлби сап болғанларға меһривандур;
2 Лекин өзүм болсам, путлишип жиқилип чүшүшкә тасла қалдим;
Аяқлирим тейилип кәткили қил қалди;
3 Чүнки рәзилләрниң ронақ тапқанлиғини көрүп,
Һакавурларға һәсәт қилдим;■ Аюп 21:7-15; Зәб. 36:1; Йәр. 12:1, 2
4 Чүнки улар өлүмидә азаплар тартмайду,
Әксичә тени мәзмут вә сағлам туриду.□ «Чүнки улар өлүмидә азаплар тартмайду, әксичә тени мәзмут вә сағлам туриду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Чүнки уларда тартқан азаплар йоқ, улар тени мәзмут вә сағламдур».
5 Улар инсанға хас җапани көрмәйду,
Яки хәқләрдәк балаю-апәткә учримайду.
6 Шуңа мәғрурлуқ марҗандәк уларға есилиду,
Зорлуқ-зомигәрлик тондәк уларға чаплишиду.
7 Улар сәмрип кәткәнлигидин көзлири томпийип чиқти;
Уларниң қәлбидики хияләтләр һәддидин ешип кетиду.
8 Башқиларни мәсқирә қилип зәһәрлик сөзләйду;
Һалини үстүн қилип дивинип, доқ қилиду.
9 Улар ағзини пәләккә қойиду,
Уларниң тиллири йәр йүзини кезип жүриду.
10 Шуңа Худаниң хәлқи мошуларға майил болуп,
Уларниң дегәнлирини су ичкәндәк ахириғичә ичип: —
11 «Тәңри қандақ биләләйтти?»,
«Һәммидин Алий Болғучида билим барму?» — дәйду.
12 Мана булар рәзилләрдур;
Улар бу дунияда раһәт-парағәтни көриду,
Байлиқларни топлайду.
13 «Аһ, һәқиқәтән бекардин-бекар көңлүмни пакландуруптимән,
Гунасиз туруп қолумни артуқчә жуюп кәптимән;
14 Бекарға күн бойи җапа чекиптимән;
Шундиму һәр сәһәрдә виҗданниң әйивигә учрап кәлдим!».
15 Бирақ мән: — «Бундақ десәм,
Бу дәвирдики пәрзәнтлириңгә асийлиқ қилған болмамдимән?» — дедим.□ «Бундақ десәм, бу дәвирдики пәрзәнтлириңгә асийлиқ қилған болмамдимән?» — Асаф Худадин ағринип, гуманлирини шундақ опочуқ ейтишниң ақивитини ойлаватиду. Өзиниң бундақ дейиши етиқати аҗизларға нисбәтән «асийлиқ» һәм уларни етиқатида путлаштуридиған иш, дәп қарайду.
16 Уларни калламдин өткүзәй десәм,
Көзүмгә шундақ еғир көрүнди.
17 Тәңриниң муқәддәс җайлириға киргичә шундақ ойлидим;
Киргәндила яманларниң ақивитини чүшәндим.
18 Дәрвәқә Сән уларни тейилғақ йәрләргә орунлаштурисән,
Уларни жиқитип парә-парә қиливетисән.
19 Улар көзни жумуп ачқучила шунчә паракәндә болиду,
Дәһшәтләр уларни бесип йоқитиду!
20 Сән и Рәб, чүштин ойғанғандәк ойғинип,
Орнуңдин туруп уларниң сияқини көзгә илмайсән.
21 Жүрәклирим қайнап,
Ичлирим санҗилғандәк болған чағда,
22 Өзүмни һеч немә билмәйдиған бир һамақәт,
Алдиңда бир һайван екәнлигимни билип йәттим.
23 Һалбуки, мән һемишә Сән билән биллә;
Сән мени оң қолумдин тутуп йөлидиң;
24 Өз несиһәтиң билән мени йетәкләйсән,
Шан-шәрипңни намайән қилғандин кейин,
Ахирида Сән мени өзүңгә қобул қилисән.
25 Әрштә Сәндин башқа мениң кимим бар?
Йәр йүзидә болса Сәндин башқа һеч кимгә интизар әмәсмән.
26 Әтлирим һәм қәлбим зәиплишиду,
Лекин Худа қәлбимдики қорам таш һәм мәңгүлүк несивәмдур!
27 Чүнки мана, Сәндин жирақ турғанлар һалак болиду;
Вапасизлиқ қилған паһишә аялдәк Сәндин ваз кәчкәнләрниң һәр бирини йоқитисән.
28 Бирақ мән үчүн, Худаға йеқинлишиш әвзәлдур!
Униң барлиқ қилған ишлирини җакалаш үчүн,
Рәб Пәрвәрдигарни таянчим қилдим.□ «Униң барлиқ қилған ишлирини җакалаш үчүн,...» — ибраний тилида: «Сениң униң барлиқ қилған ишлирини җакалаш үчүн,...».
■72:3 Аюп 21:7-15; Зәб. 36:1; Йәр. 12:1, 2
□72:4 «Чүнки улар өлүмидә азаплар тартмайду, әксичә тени мәзмут вә сағлам туриду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Чүнки уларда тартқан азаплар йоқ, улар тени мәзмут вә сағламдур».
□72:15 «Бундақ десәм, бу дәвирдики пәрзәнтлириңгә асийлиқ қилған болмамдимән?» — Асаф Худадин ағринип, гуманлирини шундақ опочуқ ейтишниң ақивитини ойлаватиду. Өзиниң бундақ дейиши етиқати аҗизларға нисбәтән «асийлиқ» һәм уларни етиқатида путлаштуридиған иш, дәп қарайду.
□72:28 «Униң барлиқ қилған ишлирини җакалаш үчүн,...» — ибраний тилида: «Сениң униң барлиқ қилған ишлирини җакалаш үчүн,...».